тайланд даирилири икки уйғурни 11 йил наһәқ тутуп турғандин кейин өлүм җазаси чиқарди

түркистан вақти, 2026-йили 12-ийун, баңкок — тайланд сот мәһкимиси 2015-йили баңкоктики ераван бутханисида йүз бәргән партлитиш вәқәсигә четишлиқ дәп қаралған икки уйғур һәққидә һөкүм чиқирип, 11 йиллиқ наһәқ тутқундин кейин өлүм җазаси қарари чиқарди. хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур паалийәтчиләр бу қарарни сийасий ғәрәз көзләнгән, адаләттин пүтүнләй йирақ бир надамәт дәп әйиблимәктә. тайланд дарилири бундин бурун көп қетим йүзлигән уйғурни хитайға қайтуруп бәргән иди. 

2026-йили 11-ийун пәйшәнбә күни, баңкок җәнубий җинайи ишлар сот мәһкимиси билал муһәммәд (адәм қарадағ) вә йүсүп мирәли 20 адәмниң җениға замин болған, 120 дин артуқ адәмни йариландурған партлитиш вәқәсини садир қилиш билән әйибләп җаза көрсәтти. сот мәһкимиси әйиблигүчи тәрәп тәминлигән он әтрапидики гуваһчиниң сөзигә асасән бу җазани чиқарған болсиму, лекин икки уйғур өзлириниң бигунаһ икәнликини ейтти вә бу җазани тән алмиди. һөкүм елан қилинғанда, йүсүп мирәли сот залида инглизчә вә тайландчә: "бу наһәқчилик! мән һечқандақ җинайәт өткүзмидим, тайландниң әдлийә системиси вәйран болди!" дәп товлиди. шәрқий түркистан кишилик һоқуқ паалийәтчилири, бу он йиллиқ сот мусаписиниң интайин аҗиз, хәлқаралиқ өлчәмләргә уйғун болмиғанлиқини вә бейҗиңниң тайланд һөкүмитигә қилған сийасий бесиминиң бир нәтиҗиси икәнликини оттуриға қойди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тәкшүрүш гурупписи (WGAD) өткән йили авғустта чиқарған рәсмий қарарида, бу икки уйғурниң 11 йил бойичә қамақта тутулушини "қанонға хилап вә халиғанчә тутқун" дәп елан қилған иди. хәлқара кишилик һоқуқ федератсийәси (FIDH) муавин рәиси теппей оно (Teppei Ono) бу һәқтә тохтилип, шунчә көп кишилик һоқуқ дәптәрлири дәпсәндә қилинған бу икки мәһрумниң әмдиликтә әң әқәллий һоқуқи болған йашаш һоқуқиниңму тартивелиниватқанлиқини ейтти. икки әйиблинүчи сотта өзлириниң 2015-йили тутулған чағда тайланд сақчилири тәрипидин еғир қийнашқа учриғанлиқини, сахта иқрарларни беришкә мәҗбурланғанлиқини байан қилған болсиму, әмма тайланд соти буни "йетәрлик испат йоқ" дәп рәт қилди.

BBC ниң җәнубий-шәрқий асийа мухбири җонатан һед (Jonathan Head) ниң биваситә бәргән мәлуматиға асасланғанда, вәқә йүз бәргән тунҗи күндин башлапла тайланд сақчилириниң тәкшүрүш елип бериш мусаписи нурғун гуманларни туғдурған. тайланд һөкүмити сайаһәтчиликниң зийанға учришидин қорқуп, партлаш йүз бәргән мәйданни икки күн ичидә семонтлап, дәлил-испатларни пүтүнләй йоқатқан. сақчилар қораллиқ тутқундин кейин, бомба қойғучиниң кимлики тоғрисида син көрүнүшлири билән тутулғанлар оттурисида охшашлиқ тапалмиған болсиму, ахирида йәнила бу икки уйғурни әйиблигән. техиму қизиқарлиқ йери шуки, сақчи тәрәп җинайәтчини тепишқа тикилгән 80 миң долларлиқ мукапатни, тунҗи тутқундин кейин өз-өзигә тарқитип бәргән.

йәнә бир тәрәптин, BBC мухбириниң байанлириға қариғанда, билал муһәммәд өзи тутулған өйдә малайсийаға, у йәрдин өз қериндашлири йашайдиған түркийәгә қечиш үчүн қачақчиларни күтүп турғанлиқини ейтқан. 2013 вә 2014-йиллиридин башлап, миңлиған уйғур хәлқи хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан системилиқ қирғинчилиқидин қечип, малайсийа вә тайланд қатарлиқ җәнубий-шәрқий асийа дөләтлири арқилиқ түркийәгә йетип бериш үчүн йолға чиққан иди. тайланд һөкүмитиниң бүгүн өлүмгә һөкүм қилған йашлириму, дәл шу еғир һиҗрәт йолидики, әркинлик издәп җенини алқанға қойған шәрқий түркистанлиқ мәһрумларниң бир парчисидур.

хәлқара қануншунаслар комитети (ICJ) қатарлиқ нурғун кишилик һоқуқ органлири сотниң он йилдин артуқ созулушини әйибләп, бу җәрйанда инсан һоқуқлириниң системилиқ дәпсәндә қилинғанлиқини оттуриға қойди. сотниң бунчә узун созулушиға тайланд тәрәпниң "уйғурчә тәрҗиман тапалмидуқ" дегән баһанилири сәвәб болған, тутулғанлар хитай әлчиханиси тәминлигән тәрҗиманларни қобул қилишни рәт қилған иди.

анализчиларниң қаришичә, тайландниң қолида һечқандақ рәсмий, ениқ рәқәмлик дәлил болмай туруп, уларни өлүмгә һөкүм қилиши — бейҗиңниң милйардлиған долларлиқ иқтисадий вә сийасий бесиминиң нәтиҗисидур. тайланд һөкүмити буниңдин илгири, йәни 2015-йили ийулда 109 уйғурни, йеқинда йәни 2025-йили февралда йәнә 40 уйғурни хәлқара қанунларға хилап һалда зәнҗирләп хитайға қайтуруп бәргән иди. рабийә қадир ханимниң әркин асийа радиоси (RFA) ға бәргән байанатида ейтқинидәк, тайландниң бүгүнки бу толиму қорқунчлуқ сот қарари, хәлқара кишилик һоқуқ мәҗбурийәтлири бойичә әмәс, бәлки бейҗиң билән болған мунасивәтләрниң бир қурбанидур.