2015-йилдики ераван ибадәтханисини партлитиш делосиниң җавабкарлири дәп әйибләнгән билал муһәммәд (оттурида) вә йүсүп мирәли (оң арқида), 2016-йили 16-феврал банкоктики бир һәрбий сот мәһкимисигә йетип кәлмәктә. //AFPLISTEN
2026-йили 15-ийун | мариса чимпрабха (Marisa Chimprabha)
дунйа уйғур қурултийи (WUC) тайландниң 2015-йилдики ераван ибадәтханисини партлитиш вәқәсигә четишлиқ икки уйғур кишини өлүм җазасиға һөкүм қилғанлиқини әйибләп, бу делода адил сотлиниш һоқуқиниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинғанлиқини оттуриға қойди вә әгәр уларниң җинайити гумандин халий һалда толуқ испатланмиса, һөкүмниң бикар қилинишини тәләп қилди.
мәркизи германийәдики мәзкур кишилик һоқуқ тәшкилати 11-ийун банкок җәнубий җинайи ишлар сот мәһкимисиниң һөкүмидин кейин елан қилған байанатида, билал муһәммәд вә йүсүп мирәлиниң һөкүмни күтүп түрмидә йатқан 11 йилға йеқин вақит ичидә, уларниң сотлиниш җәрйаниға кишилик һоқуқ мәсилилириниң сайә ташлиғанлиқини билдүрди.
сот мәһкимиси бу икки кишини тайланд тарихидики әң әҗәллик террорлуқ һуҗумлириниң бири болған, 20 кишиниң өлүми вә 120 дин артуқ кишиниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған партлитиш вәқәсини садир қилған дәп бекитти.
һәр икки җавабкар өзлириниң гунаһсиз икәнликидә чиң турған болуп, өзлиригә берилгән һөкүм вә җазаға қарши әрз сунидиғанлиқини билдүрди.
дунйа уйғур қурултийи бу делода адил сотлиниш һоқуқиниң қайта-қайта дәпсәндә қилинғанлиқини көрсәтти, әмәлийәттә тайланд «хәлқара пуқралар вә сийасий һоқуқ әһдинамиси» (ICCPR) гә асасән бу һоқуққа капаләтлик қилиш мәҗбурийитигә игә.
қурултай йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мутәхәссислириниң илгири бу кишиләрниң узун муддәт тутуп турулушини қалаймиқан тутқун қилиш дәп сүпәтлигәнликини һәмдә сот җәрйанида тайланд даирилири тәрипидин қийнашқа учриғанлиқи тоғрисидики әйибләшләрни тәкитлигәнликини әскәртти.
мәзкур тәшкилатниң билдүрүшичә, сотниң бир қисми ашкарилиқ дәриҗиси төвән болған һәрбий сотта елип берилған, шундақла җавабкарлар бир нәччә йилғичә йетәрлик сәвийәдики уйғурчә тәрҗиман билән тәминләнмигән.
хәлқара қанунчилар комитети вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириму тәкшүрүш вә сотлаш җәрйанини тәнқид қилип, тайланд әдлийә системисидики «системилиқ йетәрсизликләр» ни вә тәртип җәһәттики еғир нуқсанларни тилға алған.
дунйа уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавдун байанатида: «бу делони хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан узун муддәтлик зийанкәшлики арқа көрүнүшидә чүшиниш керәк,» деди.
у мундақ деди: «бейҗиң уйғурларниң авазини бесиқтуруш вә бесим сийаситини ақлаш үчүн, террорлуққа алақидар әйибләшләрни, сийасийлаштурулған сотларни вә еғир җазаларни қайта-қайта қоллинип кәлмәктә.»
у уйғур җавабкарларға четилидиған делоларда қанунлуқ тәртипләргә қаттиқ әмәл қилиш, адил сотлинишқа капаләтлик қилиш вә мустәқил әдлийәлик көзитишниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.
дунйа уйғур қурултийи йәнә бу һөкүмни «хитайниң тутуп турулуватқан уйғурлар мәсилисидә тайландқа көрситиватқан бесиминиң ешиши» билән мунасивәтлик дәп қариди.
мәзкур тәшкилат хәлқаралиқ тәшкилатлар вә һөкүмәтләрниң агаһландурушиға қаримай, 2025-йили 2-айда тайландниң 40 нәпәр уйғур мусапирни хитайға қайтуруп бәргәнликини көрситип өтти.
қурултай бу кишиләрниң из-дерикиниң һазирғичә намәлум икәнликини билдүрди вә бу делони хитайға қайтурулған уйғурлар дуч келидиған хәвп-хәтәрниң мисали сүпитидә тилға алди.
дунйа уйғур қурултийи зораванлиқ қилмишлирини садир қилғучиларниң җавабкарлиққа тартилиши керәкликини тәкитләш билән биллә, қандақла әһвалда болмисун өлүм җазасиға қарши туридиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.
қурултай тайланд даирилирини әрз қилиш җәрйаниниң ашкара вә хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә толуқ уйғун һалда елип берилишиға капаләтлик қилишқа чақирди, һәмдә җавабкарлиқни сүрүштүрүшниң чоқум кишилик һоқуқ, қанунлуқ тәртип вә қанун билән идарә қилиш пиринсиплириға һөрмәт қилған асаста елип берилиши керәкликини билдүрди.
мәзкур тәшкилат йәнә америка, канада, йапонийә, австралийә, әнглийә вә йавропа иттипақиға әза дөләтләрни өз ичигә алған һөкүмәтләрни тайландқа бесим ишлитип, хәлқаралиқ адил сотлаш өлчәмлиригә уйғун болған ашкара әрз сунуш җәрйаниға капаләтлик қилдурушқа дәвәт қилди.
дунйа уйғур қурултийи әгәр җавабкарларниң җинайити гумандин халий һалда толуқ испатланмиса, һөкүмниң бикар қилинишини вә уларниң қойуп берилишини тәләп қилди.
әгәр әрз қилиш сотида һөкүм күчкә игә қилинса, қурултай тайланд даирилирини өлүм җазасини иҗра қилмаслиққа чақирди.
хәвәр мәнбәси: https://world.thaipbs.or.th/detail/61676