уйғур мунбири: «хәлқаралиқ сүкүт ахирлишиши керәк»

дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән сийасәтчиләр, мутәхәссисләр вә аммиви тәшкилатларниң вәкиллири уйғурларға қаритилған қирғинчилиққа қарши хәлқаралиқ тонушни өстүрүш вә җавабкарлиққа тартиш чақириқи қилиш мәқситидә, берлинда өткүзүлгән «хәлқара уйғур мунбири»гә җәм болди. мунбәрдә, уйғурларға қаритилған қирғинчилиқ вә давамлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши әмәлий қәдәмләрниң ташлиниши вә мәсулийәтчиләрниң җавабкарлиққа тартилиши керәклики тәкитләнди.

15-ийун 2026-йили

хәлқара уйғур мунбири 2026-йили 11-ийундин 13-ийунғичә берлинда өткүзүлди.

хитайниң шәрқий түркистандики уйғурларға қаратқан сийасәтлири түпәйлидин хәлқара сәһнидә күнсери күчийиватқан җавабкарлиққа тартиш чақириқлири, бу йил үчинчи қетим тәшкилләнгән хәлқара уйғур мунбиридә қайтидин күнтәртипкә кәлди.

11-ийундин 13-ийунғичә берлинда өткүзүлгән бу мунбәргә дунйаниң охшимиған дөләтлиридин кәлгән парламент әзалири, кишилик һоқуқ қоғдиғучилири, қануншунаслар, академиклар вә уйғур җәмийитиниң вәкиллири бир йәргә җәм болуп, уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши хәлқара җәмийәт ташлиши керәк болған қәдәмләрни музакирә қилди.

дунйа уйғур қурултийи билән уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизи (UZDM) тәрипидин бирликтә уйуштурулған, германийә федератсийә парламентидики уйғур достлуқ гурупписи қоллиған бу йиллиқ мунбәр «лагерларниң онинчи йили: етирап қилиштин җавабкарлиққа тартишқичә — кейинки қәдәм немә?» дегән темида ечилди. мунбәрниң асаслиқ мәқсити, уйғур мәсилисигә мунасивәтлик хәлқаралиқ күнтәртипни пәқәтла дәпсәндичиликләрни етирап қилиш вә әйибләш сәвийәсидә қалдурмай, әмәлий сийасий, дипломатик вә қануний нәтиҗиләрни йаритидиған җавабкарлиққа тартиш механизмини бәрпа қилишқа төһпә қошуш икәнлики билдүрүлди.

хәлқара тәртип немә үчүн уйғурларни қоғдашта йетәрсиз қалди?

хитай һөкүмитиниң 2016-йили башлиған түркүмләп тутқун қилиш һәрикитидин буйан он йил өткәнликигә диққәт тартқан тәшкилләш һәйити, бу җәрйанда уйғурларға қаритилған бесим сийасәтлириниң ахирлишиш йақта турсун, техиму орган характерлик, системилиқ вә мәңгүлүк түс алғанлиқини тәкитлиди. мәҗбурий әмгәккә селиш әмәлийити, чегра һалқиған бесимлар, аилиләрниң парчилиниши, дин вә етиқад әркинликигә қаритилған чәклимиләр шундақла мәдәнийәт җәһәттин ассимилйатсийә қилиш сийасәтлири мунбәр җәрйанида музакирә қилинған асаслиқ темилар қатаридин орун алди.

пирограмма даирисидә тәшкилләнгән «йоқалған авазлар» мавзулуқ сүрәт көргәзмисиму йуқири дәриҗидә диққәт қозғиди. көргәзмидә, хитайниң җаза лагерлирида мәҗбурий әмгәккә селинған уйғурларниң тартқан қийинчилиқлири шундақла һазирму түрмидә туруватқан йаки қийнаққа учраватқан уйғур зийалийлириниң һекайилири қатнашқучиларға аңлитилди.

мунбәрни тәшкиллигүчиләр тәрипидин һәмбәһирләнгән учурларға асасланғанда, берлиндики бу йиғинға 25 дөләттин 200 дин артуқ қатнашқучи вә 80 гә йеқин сөзлигүчи қатнашқан. үч күн давамлашқан пирограмма бойичә алтә йүрүш гуруппа йиғини (панел), сәккиз қетимлиқ йумилақ үстәл йиғини вә нурғунлиған қошумчә паалийәтләр өткүзүлгән.

панелларда шәрқий түркистан, тибәт вә тәйвән мисаллири арқилиқ хәлқара тәртипниң қизил сизиқлири муназирә қилинған болса, уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш мәсилиси вә бу даиридә йәр шари характерлик тәминләш зәнҗириниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән болған мунасивити музакирә қилинди. буниңдин башқа, уйғурларни қоғдашта хәлқаралиқ вә көп тәрәплик системиниң немә үчүн мәғлуп болғанлиқи, нөвәттики механизмларниң немә үчүн йетәрсиз қалғанлиқи вә хәлқара җавабкарлиққа тартиш механизмини қандақ күчләндүргили болидиғанлиқи тәкшүрүп чеқилди.

йумилақ үстәл йиғинлирида хитайниң йеңи етник бирлик сийасити, уйғур дийаспорасиға қаритилған чегра һалқиған бесимлар вә мусапирлиқта йашаватқан топлуқлар дуч келиватқан йеңи мәсилиләр музакирә қилинди. шундақла, уйғур җәмийитиниң қаршилиқ көрситиш вә бәрдашлиқ бериш күчини ашуруш мәқситидә, пүтүнләй уйғурчә елип берилған алаһидә бир мәйдан сөһбәт йиғиниму өткүзүлди.

«қирғинчилиқниң һөҗҗәткә айлиниши адаләт елип кәлмәйду»

дунйа уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети рәиси вә йиғин тәшкиллигүчилиридин бири болған долқун иса, «перспектиф» (Perspektif) журнилиға бәргән байанатида, мунбәрниң асаслиқ мәқсити уйғур мәсилисини хәлқаралиқ сәһниләрдә күнтәртиптә тутуп туруш икәнликини тилға елип, охшимиған дөләтләрдин кәлгән сийасәтчиләр, мутәхәссисләр вә аммиви тәшкилатларниң вәкиллири давамлишиватқан дәпсәндичиликләргә қарши ортақ бир позитсийә йетилдүрүши керәкликини тәкитлиди.

дунйа җамаәтчиликиниң диққити украина, ғәззә вә иран қатарлиқ уруш районлириға бурулуп кәткәнликини тилға алған иса: «уйғурларға қаритилған қирғинчилиқниң дунйа күнтәртипидин чәткә сүрүлүватқан бир мәзгилдә, дунйаниң охшимиған районлиридин кәлгән кишиләр билән бу вәһший зулумни күнтәртиптә тутуш вә давамлишиватқан қирғинчилиқни тохтитиш мәқситидә көрүштуқ. хәлқаралиқ сүкүт ахирлишиши керәк!» деди.

бу мунбәрни дунйа уйғур қурултийи вә уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизи (UZDM) тәшкиллигән болуп, 20 қоллиғучи арисида HASENE International ниң әң чоң қоллиғучилардин бири икәнликини қәйт қилған иса, хәлқара җавабкарлиқни қоллаш үчүн кәлгүсигә мунасивәтлик әмәлий һәрикәт пиланлириниңму шәкилләнгәнликини оттуриға қойди.

хәлқара уйғур мунбириниң 2022-йилидики тунҗи йиғинини асаслиқ тәшкиллигүчиләрдин бири болған, бу йиғинниң болса асаслиқ қоллиғучилиридин бири болған HASENE International ниң мудирийәт әзаси мәсуд гүлбаһар (Mesud Gülbahar) йиғиндики сөзидә, өткән 10 йил җәрйанида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң алаһидә доклатчилири, мустәқил тәкшүрүш механизми вә тирик қалғанларниң гуаһлиқ сөзлири изчил вә әндишә қиларлиқ бир вәзийәтни оттуриға қойғанлиқини тилға елип: «бүгүн бу йәргә йиғилишимизниң сәвәби, қирғинчилиқниң һөҗҗәткә айлинишиниңла өзи адаләт дегәнлик әмәсликидур. етирап қилиш һәрқанчә муһим болмисун, һәргизму җавабкарлиққа тартишниң орнини басалмайду» деди.

гүлбаһар йәнә уйғурлар мәҗбурий әмгәккә селиниватқан лагерлар тәминлигән мәһсулатларға қарита тәминләш зәнҗири қанун-түзүмлириниң иҗра қилиниши керәкликини оттуриға қойуп: «йавропа иқтисади, һечқандақ бир хәлқниң бесимға учришиға васитилик һалда болсиму шерик болмаслиқи керәк» деди.

«сүкүт қилиш нормаллишишқа елип бариду»

мунбәрдә оттуриға қойулған муһим нуқтиларниң бири, йеқинқи йиллардин буйан уйғурларға қаратқан дәпсәндичиликләр мәсилидә шәкилләнгән хәлқаралиқ ортақ пикир болди. 2026-йилиға қәдәр америка, әнглийә, канада, фирансийә, белгийә, голландийә, чехийә, иреландийә, литва вә тәйвән қатарлиқ дөләтләр, шундақла йавропа парламенти уйғурларға қарши садир қилинған җинайәтләрни «қирғинчилиқ» вә/йаки «инсанийәткә қарши җинайәт» дәп етирап қилди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи мәһкимисиниң 2022-йили 31-авғуст елан қилған әтраплиқ доклатида, хитайниң шәрқий түркистандики қилмишлириниң «инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкинлики» дегән хуласигә кәлгәниди. доклатта халиғанчә тутқун қилиш, кәмситиш характерлик әмәлийәтләр вә асасий һоқуқларниң системилиқ һалда чәклинишигә аит еғир пакитлар йәр алғаниди.

мушундақ болушиға қаримай, кишилик һоқуқ тәшкилатлири хәлқаралиқ етирап қилишниң әмәлий нәтиҗигә айланмиғанлиқини оттуриға қоймақта. дунйа уйғур қурултийи вә башқа органлар, б д т ниң 2022-йиллиқ доклатидин кейин хитайға қарита йетәрлик дипломатик бесим шәкилләндүргили болмиғанлиқини вә җавабкарлиқ механизминиң иҗра қилинмиғанлиқини билдүрүшмәктә.

берлиндики мунбәрдә оттуриға қойулған ортақ әндишиләрниң бири, хитайниң уйғур сийасәтлириниң хәлқара сәһнидә барғансери нормал бир әһвал сүпитидә қобул қилиниши болди. қатнашқучилар, иқтисадий вә дипломатик мунасивәтләр сәвәбидин нурғун дөләтләрниң бейҗиң һөкүмитигә қаратқан тәнқидлирини чәклигәнликини, буниң болса дәпсәндичиликләр алдида хәлқаралиқ сүкүтни техиму чоңқурлаштурувәткәнликини оттуриға қойди.

йеқинқи йилларда елан қилинған түрлүк доклатларму мәдәнийәт җәһәттики бесим сийасәтлириниң давамлишиватқанлиқини көрсәтмәктә. кишилик һоқуқ органлири йүзлигән уйғур йеза вә йәр намлириниң өзгәртилишини мәдәнийәт кимликини өчүрүшкә қаритилған системилиқ бир сийасәт дәп баһалиған болса, мустәқил тәкшүрүшләр уйғур тилидики нахшилар вә мәдәнийәт мәһсулатлириға қаритилған бесимниңму давамлишиватқанлиқини көрситип бәрди.

хәлқара уйғур мунбири дегән немә?

хәлқара уйғур мунбири тунҗи қетим 2022-йили бирйусселда өткүзүлгән болуп, йиғиндин кейин елан қилинған «бирйуссел хитабнамиси» арқилиқ һөкүмәтләр техиму күчлүк сийасий вә қануний қәдәмләрни ташлашқа чақирилғаниди.

мунбәрниң иккинчи қетимлиқ йиғини 2023-йили йапонийә парламентида өткүзүлди. берлиндики үчинчи нөвәтлик мунбәр болса хәлқара җәмийәтниң «етирап қилиш» басқучидин «җавабкарлиққа тартиш» басқучиға өтүши керәкликигә аит чақириқлар әң күчлүк аңланған йиғин болуп қалди.

мунбәр ахирида қобул қилинған «берлин хитабнамиси»дә уйғурларға қаритилған мәҗбурий әмгәк вә қирғинчилиқни ахирлаштуруш һәмдә уйғур җәмийитини күчләндүрүш үчүн бир қисим тәклипләр оттуриға қойулди. хитабнамидики көзгә көрүнәрлик бир қисим маддилар төвәндикичә:

  1. җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң башқурушида йашаватқан йаки тәһдитигә учраватқан җәмийәтләр вә хәлқләр (уйғурлар, тибәтликләр, җәнубий моңғуллар шундақла тәйвән вә шйаңгаң хәлқини өз ичигә алиду) бир-бири билән болған һәмкарлиқини ашуруши вә мунасивәтлирини күчәйтиши керәк.

 

  1. дөләтләр еғир тәһдиткә дуч келиватқан кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә дийаспорадики җәмийәтләр үчүн бихәтәр панаһлиниш пурсити йаритип бериши; чегра һалқиған бесим хәвпи йуқири болған шәхсләрниң аилә җәм болушиға қолайлиқ йаритип бериши керәк.

 

  1. тәминләш зәнҗиридә уйғур мәҗбурий әмгәк системисидин нәп алған ширкәтләрниң әмәлий йүздин җавабкарлиққа тартилиши капаләткә игә қилиниши керәк.

 

  1. җавабкарлиққа тартиш мәқситидә, «пулниң изини қоғлаш» пиринсипи бойичә уйғур мәҗбурий әмгәк системисини ишләткән йаки уни қоллиған орган вә ширкәтләргә қилинған мәбләғләргә җаза йүргүзүлүши керәк.

 

  1. демократик дөләтләр хитай коммунистик партийәси йаратқан тәһдиткә қарши ортақ сәп қуруши вә уйғурларниң һоқуқини қоғдашни қоллиши керәк.

 

  1. уйғур һоқуқи мәсилиси җамаәтчилик күнтәртипидин чүшүп қалмаслиқи лазим. айрим-айрим зийанкәшликкә учриғучилар вә тирик қалғанларниң һекайилири техиму гәвдиләндүрүлүши керәк. алаһидә йоқап кәткән йаки тәқдири намәлум болған уйғур зийалийлириниң әһвалиға диққәт тартилиши керәк.

 

  1. уйғур қирғинчилиқини етирап қилған парламентлар қирғинчилиқниң онинчи йили мунасивити билән алаһидә қарарларни қобул қилиши керәк.

 

  1. хәлқара җәмийәт лагерларда тутуп турулуватқан милйонлиған уйғурлар вә башқа түркий хәлқләргә мәнсуп кишиләрни қойуп бериш чақириқини давамлаштуруши керәк.

 

  1. алаһидә мәркизий һөкүмәттә вәзипә өтәватқан хитай әмәлдарлар, уйғур қирғинчилиқидики роли түпәйлидин җазаларға дуч келиши вә җавабкарлиққа тартилиши керәк.

 

  1. демократик дөләтләр хитайниң йеңи «етник бирлик қануни» вә бу қанунниң уйғурларға йаратқан тәһдитлиригә қарши туруши керәк; хитай һөкүмити бу қанунни иҗра қилған тәқдирдә, қанунни тәййарлашта мәсулийити бар кишиләргә җаза йүргүзүлүши керәк.

 

  1. демократик дөләтләр уйғур мусапирлирини вә панаһланғучилирини қоғдиши, уларға панаһлиқ пурсити йаритип бериши һәмдә үчинчи дөләтләр тәрипидин мәҗбурий қайтурулмаслиқ (non-refoulement) пиринсипиниңиҗра қилинишини тәләп қилиши керәк.

 

  1. хәлқара җәмийәт тил, тарих вә мәдәнийәт мираслирини қоғдаш тиришчанлиқлирини өз ичигә алған барлиқ мәдәнийәтни қоғдаш тәшәббуслириға техиму күчлүк қоллаш көрситиши керәк.

 https://perspektif.eu/2026/06/15/berlinde-uygur-forumu-uluslararasi-suskunluk-sona-ermeli/