аптори: миркамил кашғәрий
1 - бап: нетанйаһуниң бейҗиңға атлиниши
«инсан дегән нанкор болиду, у һәммә нәрсини асанла унтуп кәткәндәк, өзигә қилинған йахшилиқларниму тезла унтуйду, һәтта бәзидә бу йахшилиқларни өзигә бир йүк һесаблайду»— фийодор михайлович достойевиский
****** ****** ****** ****** ****** ***
бир баш министирниң өз ағзидин төкүлгән хийанәт етирапи:
«биз силәрниң әң көңүлдикидәк кичик шерикиңлар... хитай-исраилийә мунасивити җәннәттә қилинған никаһтур» — баш министир бинйамин нетанйаһу, бейҗиң, 2017-йили 20-март
2017-йили 20-март бейҗиң. исраилийә баш министири бинйамин нетанйаһу 600 дин артуқ сода-санаәтчи, министир вә бйурократлардин тәркиб тапқан, исраилийә тарихидики әң чоң вә әң көп санлиқ һәйәтни башлап, хитай хәлқ қурултийи сарийиниң һәйвәтлик дәрвазисидин ичигә қәдәм қойди. сәуди әрәбистан падишаһи салманниң 65 милйард долларлиқ келишимләргә қол қойуп бейҗиңдин айрилғиниға техи 48 саәтму болмиған иди. хитай бир тәрәптин районниң енергийә байлиқини өзигә тартса, йәнә бир тәрәптин (исраилийәдин) ғәрбниң әң мәхпий техника генлирини тапшуруп алмақта иди. қисқиғина икки күн ичидә, икки айрим дөләттин устилиқ билән икки хил һосул елинған иди. [1]
нетанйаһу шу күни далйән ванда (Dalian Wanda), әли баба (Alibaba), бәйду (Baidu), вахаха (Wahaha) вә линово (Lenovo) қатарлиқ хитайниң гигант ширкәт хоҗайинлириниң көзлиригә тикилип туруп, мундақ дәп хитаб қилди:
«бу тиришчанлиқиңларда биз силәрниң әң көңүлдикидәк кичик шерикиңлармиз. һазир дунйада йуқири техника муҗәссәмләнгән пәқәт иккила чоң мәркәз бар, биз әнә шуларниң бири. силәр билән һәмкарлишишқа тәшна болуватимиз. хитай-исраилийә мунасивити җәннәттә қилинған никаһтур.» [1]
бу сөзләрни адәттики бир дипломатийәлик супайилиқ дәп чүшиниш әң чоң хаталиқ. әслидә нетанйаһу «әң көңүлдикидәк кичик шерикиңлармиз» дейиш арқилиқ, исраилийәниң тәтқиқат-иҗадийәт әқлини хитайниң санаәт гәвдисигә бир «мулазимәт модули» сүпитидә тәқдим қилғанлиқини рәсмий муқимлаштурмақта иди. бу бир һәмкарлиқ тәклипи әмәс, бәлки «америка тинчлиқи» (Pax-Americana) дин ваз кечип, «хитай тинчлиқи» (Pax-Sinica) ға беқинишниң алдин түзүлгән келишим лайиһәси иди. бу «кичик шерик» өзиниң қайси һөкүмранға тәвә болидиғанлиқини аллиқачан таллап болған иди.
бу җүмлидики һәр бир сөзни дипломатик сөз әнәнәси бойичә айрим айдим анализ қилишқа әрзийду:
«көңүлдикидәк»: исраилийә сунған техника записиниң нуқсансизлиқиға берилгән капаләт.
«кичик»: қатламлиқ бәйәтниң ашкарә етирап қилиниши.
«шерикиңлармиз»: игилик һоқуқниң әслидә кимгә аит икәнликини қобул қилиш.
«җәннәттә қилинған никаһ»: бу бир дөләт рәһбириниң дипломатийәлик супайилиқ үчүн ишләткән чирайлиқ охшитиши әмәс, бәлки америкадин йилиға 3.8 милйард долларлиқ һәрбий йардәм алидиған бир иттипақдашниң, өз хоҗайининиң әң чоң рәқибигә сунған истратегийәлик садақәтнамәсидур.
хәлқара сийасәт әдәбийатида, өзини қоғдаватқан чоң күчниң истратегийәлик дүшминигә бир дөләт рәһбириниң бу дәриҗидә ашкарә садақәт изһар қилип, «биз силәрниң кичик шерикиңлар» дегәнликиниң иккинчи бир мисали йоқ. бу ағзидин чиқип кәткән бир хаталиқ әмәс, бәлки онлиған йилға созулған системилиқ беқиниш сийаситиниң әң йуқири пәллиси иди.
сиз оқуватқан бу бап, дәл шу мәхпий никаһниң җинайәт хатирисидур. буни биз дәватқинимиз йоқ. җинайәтчиләрниң өз имзалири, өз камералири вә өз сөзлири буни ениқ оттуриға қоймақта.
1-бөлүм: мәхпий никаһниң ашкарә той мурасимиға айлиниши
1992-йили йанварда исраилийә билән хитай оттурисида рәсмий дипломатийәлик мунасивәтниң орнитилиши йеңи бир башлиниш әмәс иди. бу мунасивәт, 1979-йилидики (кейинки бапта барлиқ тәпсилатлирини билән ашкарилаймиз) бейҗиңниң қараңғу кечисидә, сийонист шаул әйсинберг (Shaul Eisenberg) ниң хусусий айропиланида тошулған һәрбий техника билән әмәлий башлинип болған истратегийәлик никаһниң аридин 13 йил өткәндин кейинки қануний түскә кириши иди.[2] никаһ әслидә 13 йил илгирила қилинған болуп, 1992-йилидики мурасим пәқәт дунйа җамаәтчиликигә көрситилгән, кечиккән бир той рәсимидин ибарәт иди.
бу кечиккән етирапни чүшиниш үчүн, исраилийәниң истратегийәлик ген қурулмисиға чуңқур бир қарап чиқишқа тоғра келиду. давид бен-гурион 1948-йили дөләтни қурғанда, төт асаслиқ бихәтәрлик истратегийәсини оттуриға қойған болуп, буларниң бири «район йолйоруқи» (Periphery Doctrine) иди. бу йолйоруқниң мәқсити: һәргизму бирла чоң күчниң һөкүмранлиқи астида қалмаслиқ, көп қутуплуқни асас қилған иттипақлиқ торини бәрпа қилиштин ибарәт иди.[3] бу йолйоруқ ташқиридин қариғанда кичик бир дөләтниң өзини қоғдаш инкасидәк көрүнсиму, лекин әмәлийәттә, системилиқ бир мунапиқлиқниң ули иди.
бу йолйоруқниң һәқиқий маһийити үч түрлүк пухта пакит билән паш болиду:
биринчиси, 1960-йилларда пенсилванийәдики NUMEC атом техника завутидин 269 килогирам қойулдурулған уранниң (бир қанчә атом бомбисиға йәткүдәк миқдар) ғайиб болуши вә униң исраилийәдики димона (Dimona) йадро мәркизигә йөткәлгәнликигә даир америка мәркизий истихбарат идариси (CIA) ниң мәхпий доклатиниң 1968-йили президент җонсонға сунулуши иди.[4] американиң төт президенти бу оғрилиқтин хәвәрдар иди, лекин уларниң һечқайсиси бу тәкшүрүшни ахириғичә давамлаштуралмиди.
иккинчиси, 1967-йили фирансийәниң «Mirage V» күрәшчи айропиланиниң лайиһәсини исраилийәниң җасуслуқ йоли билән қолға чүшүрүп, уни «Nesher-Kfir» күрәшчи айропиланиға айландурувелиши. [5]
үчинчиси, 1980-йилларда американиң мәблиғи билән ишләпчиқирилған «Lavi» күрәшчи айропилан лайиһәси 1987-йили әмәлдин қалдурулғандин кейин, исраилийәниң бу лайиһәни хитайға өткүзүп бериши вә хитайниң «Chengdu J-10» күрәшчи айропиланиниң дәл мушу техника гени үстигә қурулғанлиқи.[5]
бу үч вәқәниң һечқайсиси кичик бир дөләтниң өзини қоғдаш еһтийаҗи болмастин, бәлки иттипақдашлириниң техникиси вә байлиқини шилип йейиш арқилиқ, өзиниң зораванлиқ орнини күчәйтиш истратегийәсиниң типик мисаллиридур.
исраилийә америкадин әң йуқири чәктә пайдилиниватқан, йәни йуқирида тилға елинған һәрбий йардәмләр, б д т хәвпсизлик кеңишидики 40 тин артуқ америка ветоси вә дунйада һечқандақ бир дөләткә берилмигән чәтәл һәрбий мәбләғ фонди алаһидә һоқуқи... қатарлиқлардин болушиға бәһирлиниватқан туруқлуқ, йәнә бир тәрәптин, соғуқ мунасивәтләр уруши мәзгилидә җәнубий африқа билән йадро саһәсидә мәхпий һәмкарлашқан, иран-ирақ урушида болса һәр икки тәрәпкә қорал сетип бәргән, шундақла латин америкасидики һәрбий мустәбитләрни қоралландуруп, америка мәркизи истихбарат идариси (CIA) кирәлмигән районларда «көләңгә һөддигәр» лик ролини ойниған иди.[6] хитай билән болған бу никаһ, бу хил көп тәрәплимилик суйиистемалниң 21-әсирдики нусхиси иди. лекин бу илгирикиләрдинму хәтәрлик иди.
хитай исраилийәгә нисбәтән интайин алаһидә бир әһмийәткә игә болуп, бир тәрәптин американиң ITAR (хәлқара қорал содиси бәлгилимиси) чәклимилиригә учримайдиған йошурун бир базар йаритип бәрсә, йәнә бир тәрәптин вашингтонға болған беқинишни азайтидиған таллаш йоли һесаблинатти. әң муһими, америкиниң исраилийәгә қойидиған техника чәклимилирини бузуп ташлайдиған «истратегийәлик суғурта» билән тәминләйтти. [7] бу суғурта 2023-йилиға кәлгәндә исраилийәниң америкаға қаратқан очуқ-ашкара бир «қутуп тәһдити» гә айланди.
бу никаһниң йәнә бир һессийатлиқ тәрипи бар, бейҗиң бу нуқтини дәстәк қилип ишлитиштә шәйтанниму һәйран қалдурғудәк дәриҗидә уста иди. исраилийәниң сабиқ баш министири әһуд олмерт (Ehud Olmert) ниң дадиси (Mordechai Olmert) мортичай олмерт 1908-йили росийә империйәсиниң бугуруслан шәһиридә туғулған, 1919-йили аилиси билән хитайниң харбин шәһиригә келип панаһланған иди. 14 йил бойичә хитайда худди бир хитай өсмүрдәкла йетишкән иди.[8] әһуд олмертниң өз тили билән ейтқанда: «дадам пәләстингә көчүп кәткәндин кейинму хитайдики йуртини һәргиз унтуп қалмиди. у 88 йешида сәкратта йатқанда, әң ахирқи сөзлирини хитайчә қилған иди.»[8]
бир исраилийә сийасәтчисиниң дадиси өлүм сәкратида ибранийчә йаки йидишчә әмәс, бәлки хитайчә сөзләвататти. бу тәпсилат, исраилийә-хитай оттурисидики риштиниң адәттики дипломатийәлик келишимләрдин бәкла йуқири, худди ген түзүлүшигә пүтүлгән бир кодқа охшаш ишләватқанлиқиниң әң мәхпий ишаритидур.
хитай бу һессий риштини адәттики бир әслимә сүпитидә ташлап қоймиди, бәлки уни системилиқ бир тәсир көрситиш қоралиға айландурди. харбиндики йәһудий мәдәнийәт мираси мәркизини алаһидә көңүл бөлүп әслигә кәлтүрди. узақ шәрқ бойичә әң чоң йәһудий қәбристанлиқи һесаблинидиған бу мәркәз исраилийә баш министирлири зийарәт қилидиған дипломатийә мунбиригә айландурулди. бир «йәһудий достлуқи» музейи қурулди.[9] хитай бир тәрәптин харбиндики йәһудий синагоглирини җулаландурса, йәнә бир тәрәптин шәрқий түркистандики уйғур түрклириниң мәсчитлирини вәйран қиливататти. қәбристанлиқлирини булдозерлар билән түзләвататти вә мәдәнийәт йилтизини алгоризимлиқ өчүргүчләр билән йоқитивататти. охшаш бир дөләт, бир милләтниң тарихиға пул төкүп һөрмәт билдүрсә, йәнә бир милләтниң тарихини өчүрүвататти. йәһудий чиркавлириға берилгән әһмийәт, әслидә қәшқәрдики мәсчит вәйранчилиқини йошуридиған дипломатийәлик бир бойақтин ибарәт иди.
бейҗиңниң бу һес туйғуни суйиистемал қилиш устилиқи, хитай истихбарат йолйоруқидики «дийаспора қурулуши» дәп атилидиған әң назук тәңшәк қораллириниң биридур. әгәр бир дөләтниң баш министириниң бовиси хитай туприқида дәпнә қилинған болса вә дадиси исраилийәдә өлүш алдида вәсийәтни хитай тилида қиливатқан болса, йәни бир аилиниң мәдәнийәт кодлириға хитай тили бу қәдәр сиңип кәткән болса, хитай билән қурулған һәр бир дипломатийә қуруқ дөләт мунасивитидин һалқип, аң астида чуңқур йилтиз тартқан бир һессий риштигә айлиниду. нетанйаһуниң 2017-йили бейҗиңда ейтқан «җәннәттики никаһ» етирапиниң писхикилиқ асаси, дәл харбин кочилирида, бир балиниң хитайчә өгәнгән әшу 14 йиллиқ җәрйанида селинған иди. исраилийәниң сийасий сәрхиллири бу суйиистемалниң һәм қорали, һәм өз ихтийарлиқи билән шерикигә айланған иди.
2-бөлүм: «җәннәттики никаһ» етирапиниң әмәлийлишиш йилнамиси
нетанйаһуниң «җәннәттә қилинған никаһ» дегән охшитиши адәттики бир дипломатик сипайилик сөзи болмиғинидәк, пәқәт 2017-йили бейҗиңда ойлимиған йәрдин еғиздин шундақла чиқип кәткән сөздә езип кетишму әмәс иди. бу җүмлә, рәсмий садаға айланған 2017-йилидин бәкла бурун, он йилға созулған системилиқ беқинишниң аң астидики шифрисидур. сийасәт илмидә сийасий байанлар һәр вақит микрофон алдида сөзләнмәйду. бәзидә қойулған имзалар, бәзидә инчикә һесабланған вақит таллашлири, бәзидә болса сирттин қоғдаватқан хоҗайинға қаратқан мәнилик қурқутуш ишарәтлири биләнму «тилға елинмастин тәкрарлиниду». 2017-йилидики ашкарә җакарлинишқа баридиған йолда, бу никаһ 2013- вә 2015-йиллиридики икки һалқилиқ бурулуш нуқтисида, вашингтон билән тиркишишкән һәр доқмушта өз әмәлийити арқилиқ қайта-қайта испатланған иди.
биринчи доқмуш, 2013-йили май ейи болуп, бу қурулма характеригә игә иди. ши җинпиң хитай дөләт рәислик орундуқиға техи йеңила олтурған, орундуқ техи анчә иссип кәтмигән чағ иди. америкиниң әң йеқин иттипақдиши болған бир дөләтниң баш министири америка пайтәхтигә беришниң орниға, униң рәқибиниң пайтәхтигә кәлгән иди. нетанйаһуниң дәл шу мәзгилдә бу «җәннәт никаһниң» ниң асасини тунҗи қетим өз қоли билән бейҗиңниң үстилигә қойғандики вақит таллиши һәргизму тасадипийлиқ әмәс иди. вашингтон билән бейҗиң оттурисидики риқабәт тор җасуслуқи әйибләшлири билән әң кәскинләшкән, обама өзиниң «асийаға қайтиш» истратегийәсини елан қилған пәйт иди. исраилийә өз сепини хупийанә бәлгиләп болған болуп, 2017-йили ашкара җакарланған бу мәшһур җүмлиниң тунҗи пәлсәпәвий уруқлири мәзкур зийарәттә чечилған иди. бу адәттики бир дипломатик көрүшүш әмәс, бәлки бейҗиңға сунулған тунҗи әмәлий беқиниш байани иди. кона хоҗайинни арқида қалдуруп, йеңи императорниң алдида қилинған тунҗи йошурун бәйәт иди.
иккинчи доқмуш, 2015-йили апирил ейи болуп, бу бәйәтниң малийәвий вә қануний түс елиши болди. америка һөкүмитиниң, хитай башчилиқидики асийа ул әслиһә мәбләғ селиш банкисиға (AIIB) әза болмаслиқ һәққидики биваситә вә кәскин агаһландурушлириға писәнт қилмастин, нетанйаһу өз қоли билән бу банкиниң қурғучи әзаси болушқа илтимас сунди.[11] америка вә йапонийә хитайниң бу пиланини ашкарә рәт қилған туруқлуқ, өз хоҗайинидин шунчә зор һәрбий йардәмләрни еливатқан бир дөләт, вашингтонниң истратегийәлик таллишини көзгә илмай, хитайниң йәр шари малийә қурулмисиниң қурғучи шерики болушни таллиған иди. нетанйаһу, тел авив билән бейҗиң оттурисидики бу әмәлий келишимни иттипақдашлиқ һәқ - һоқуқини дәпсәндә қилиш бәдилигә қойған мәзкур имзаси арқилиқ қуруқ бир дипломатик сөз ойунииға әмәс, пухта бир истратегийәлик сәпдашлиққа айландурған иди.[12] иттипақдашлиқ һәқ – һоқуқида буниң нами йошурун бәйәт, истратегийәлик луғәттә болса, буниң атилиши «әмәлий қутуп алмастуруш» тур.
үчинчи доқмуш болса бу мәхпий келишимниң микрофонда авазға, сәһнидә ашкарә байанға айланған йилнамисиниң әң йуқири пәллисидур. 2017-йили 20-21-март күнлири нетанйаһу 600 дин артуқ кишидин тәркип тапқан чоң һәйәт билән бейҗиңға чүшти.[1] он йилдин бери қилған һәрикәтлири, қойған имзалири вә вашингтонға қаритип һомийишлири билән муҗәссәмләшкән һәқиқий нийитини, ахири хитай хоҗайинлириниң көзлиригә тикилип туруп ашкара ейтқан иди: «хитай-исраилийә мунасивити, җәннәттә қилинған никаһтур.»
нетанйаһуниң 2022-йили нәшир қилинған өз тәрҗимиһалидиму исраилийәниң хитай билән болған мунасивитини, техника саһәсидики еһтийаҗлирини вә мәбләғ шерикчиликини дәл мушу «җәннәттә қилинған никаһ» (marriage made in heaven) охшитиши билән қандақ асасқа игә қилғанлиқи, вашингтон йеқин шәрқ сийасити институти тәрипидин алаһидә анализ қилинған болуп, мәзкур институт өз тәһлилидә, бу сийасәтниң өткән он йил ичидики иқтисадий әкис-садалирини вә америка-хитай оттурисидики назук тәңпуңлуқта исраилийәниң тутқан позитсийәсиниму чөңқур тәкшүрүп чиққан иди.[33]
бу үч доқмушниң математикиси интайин ениқ. 2013-йили нийәт байан қилинди, 2015-йили бу беқиниш малийә қурулмисиға игә болди. 2017-йили болса бәйәт рәсмий мөһүрләнди. охшаш бир җүмлә, үч айрим доқмушта бәзидә җимҗит бир имза, бәзидә җараңлиқ бир нутуқ сүпитидә, һәр қетим бурунқидинму чоңқур орган характерлик мәҗбурийәткә айланди. бир истратегийәлик әқил, төт йил ичидә әмәлий бир мәшғулаттин ашкарә бир сийасий нишан дәриҗисигә көтүрүлди.
3-бөлүм: бейҗиң тәрәпниң мәдһийәси, никаһниң йәнә бир тәрипи
«җәннәттә қилинған никаһ» әгәр пәқәтла бир тәрәплимилик бир муһәббәт байанила болған болса иди, бу китабниң тезислири пәқәт бир баш министирниң һәддидин ешип кәткән сөзлиринила паш қилиш билән чәклинип қалған болатти. вәһаләнки, никаһ икки тәрәп тәң имза қойған бир тохтамнамидур. бейҗиң тәрәп, тел авивдәк йуқири авазда болмисиму, лекин өзигә хас интайин аңлиқ вә системилиқ бир шәкилдә, исраилийә-йәһудий мәдәнийитигә қаритилған бир мәдһийә қурулмисини бәрпа қилди.
қизиқарлиқ йери шуки, бу қурулминиң тарихий йилтизи, заманивий хитайниң қурғучи атисиғичә тутишиду. сүн җуңшән (Sun Yat-sen) 1920-йили 24-апрелда шаңхәй сийонистлар җәмийитиниң қурғучиси ниссим елиас бенйамин әзраға (Nissim Elias Benjamin Ezra) йазған имзалиқ хетидә, сийонизмни «бүгүнки күндики әң улуғ һәрикәтләрниң бири» дәп тәриплигән вә: «демократийәниң барлиқ ашиқлири, силәрниң бу шанлиқ вә тарихий дөлитиңларни қайтидин қуруп чиқиш һәрикитиңларни пүтүн қәлби билән қоллимай туралмайду» дәп қошумчә қилған иди.[14] заманивий хитай дөлитиниң тунҗи вақитлиқ президенти, пәләстиндә бир йәһудий дөлити қуруш пиланини, техи исраилийә қурулуштин 28 йил илгирила ашкарә муқәддәсликкә көтүргән иди.
заманивий хитай дипломатийәси бу асасни һәргиз унтуп қалмиди, әксичә уни системилиқ бир тәсир көрситиш қоралиға айландурди. хитай ташқи ишлар министири ваң йи 2013-йили декабирда қудуста мундақ җүмлиләрни ишләткән иди: «иккинчи дунйа уруши җәрйанида нурғун дөләтләр ишикини йәһудийларға тақиғанда, хитай хәлқи наһайити көп сандики йәһудий панаһланғучиларға қучақ ичеп уларни панаهландурди... бу синақтин өткән достлуқ, һәқиқий достлуқтур.» [15]
мәдһийәниң әң йуқири пәллиси 2018-йили өктәбирдә елан қилинди. хитай дөләт рәисиниң орунбасари, шундақла ши җинпиңниң әң йеқин сийасий сәпдиши болған ваң чишән тел авив зийати җәрйанида исраилийәниң натсистлар тәрипидин қирғин қилинған йәһудийларниң хатиргаһи«йад вашем» (Yad Vashem) сарийини рәсмий дөләт зийарити сүпитидә зийарәт қилип, 6 милйон йәһудийниң роһиға һөрмәт билдүрүп сүкүттә турди.[16] ваң чишән бу зийарәттин бир қанчә ай бурун шәрқий түркистандики милйонлиған уйғур түркини йиғивелиш лагериға қамаш қарарини мақуллиған хитай коммунистик партийиси сийасий бийуроси даимий комитетиниң йолйоруқлириға имза қойған кишиләрдин бири иди. бир адәм «йад вашем» да бир тәрәптин 6 милйон йәһудийни һөрмәт билән хатирлисә, йәнә бир тәрәптин қәшқәрдә 1.5 милйондин артуқ уйғур түркиниң лагерларға қамилиш буйруқиға имза қойған иди. бир тәрәптә йәһудий синагоглирини зиннәтләш билән йәнә бир тәрәптә ширқий түркистанда мәсчит чеқишлири оттурисидики бу қорқунчлуқ зиддийәт, дәл мушу ваң чишәнниң әмәлий әпти-бәшәрисидә бирлишип гәвдиләнгән иди.
бу мәдһийә қурулмисиниң әң назук хишини болса ши җинпиң өз қоли билән қойди. 2019-йили 15-майда өткүзүлгән «асийа мәдәнийәтлири сөһбити йиғини» ниң ечилиш нутқида, дунйа мәдәнийәтлириниң килассик надир әсәрлирини санаш җәрйанида мундақ бир таллашни елип барди: «шеирлар китаби (шиҗиң) вә көңзиниң тәлиматлири (лунйу)ниң арқисиға йәһудийларниң талмуд (Talmud)ни, андин миң бир кечә чөчәклири, ригведа вә генҗи һекайилирини қойған иди» [17] ши җинпиң асийа қитәсиниң мәдәнийәт көргәзмә суписиға бирәр исламий әсәрни қойушниң орниға, бир йәһудий диний китабини (талмудни) қойуш арқилиқ, өзиниң қайси мәдәнийәтни қитәдаш, қериндаш дәп билидиғанлиқини астирттин җакарлиған иди. унтимайлики, хитай сийаситидә һечқандақ нәрсә тасадипий болмайду.
хитайниң бу мәдһийә тактикисиниң әмәлий мәқсити «Times of Israel» гезитиниң 2022-йиллиқ тәкшүрүш доклатида қануний җәһәттин толуқ паш қилинди: «хитайниң ғәрб билән болған мунасивити кәскинләшкәнсери, дөләт таратқулири вә дипломатлири йәһудийларниң натсисстлар тәрипидин қирғин қилиниш (холокост) байанлирини барғансери көп ишлитидиған болди... хитай дипломатлири охшаш вақитта йавропа дөләтлиридин шәрқий түркистандики мусулман уйғурларға қаритилған муамилиләр сәвәбидин кәлгән җазаларға җаваб қайтуруштиму дәл мушу холокост тарихини суйиистемал қилди.» [18] хитайниң сүн җуңшәндин ши җинпиңғичә созулған бир әсирлик мәдһийә зәнҗири, әслидә шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқни йошуруш үчүн қуруп чиқилған дипломатик бир пәрдә ролини ойнап кәлмәктә.
шундақ қилип никаһниң икки тәрипи толуқланди. көйоғул исраилийә «биз силәрниң әң көңүлдикидәк кичик шерикиңлармиз» дегән болса, келин хитай «бу икки қәдимий мәдәнийәтниң тәқдирдашлиқидур» дейишни башлиди. икки тәрәп тәңла өз таллашлирини өз ағзи вә өз имзалири билән муқумлаштуруп болған иди.
4-бөлүм: ақсарайға «ундақта мән хитайға баримән» дәп қилинған тәһдит
2023-йилиниң йаз пәсли, «җәннәттики никаһ» етирапиниң бир дипломатик қорқутуш қоралиға айланған бурулуш нуқтисидур. нетанйаһу 2022-йили декабирда қайтидин баш министирлиқ орундуқиға олтурғандин кейин, толуқ йәттә айғичә ақсарайдин һечқандақ рәсмий тәклип алалмиди. байдин һөкүмити исраилийәниң ички сийаситидики әдлийә ислаһати кризисини баһанә қилип, сайлам билән кәлгән бир баш министирни гойа «йахтурулмайдиған адәм» дәп җакарлиған иди. [19] лекин, бу чәткә қеқишниң арқа көрүнүшидә вашингтонниң исраилийә үстидики назаритини күчәйтиш вә хитай билән қурулған мәхпий техника линийәсини кесип ташлаш тиришчанлиқи бар иди.
нетанйаһуниң бу сирттин қоршавға елинишқа қайтурған җаваби, иттипақдашлиқ тарихиға йезилидиған бир «қутуп алмаштуруш қорқутушиға» айланди. 2023-йили ийунда вашингтонға «мениң башқа гео- сийасий таллашлиримму бар» дегән сигнални әң кәскин тәләппузда йәткүзүш үчүн нетанйаһу бейҗиң зийаритини елан қилди.[20] бу һәрикәт адәттики бир дипломатик қорқутуш әмәс, бәлки америкиниң әң истратегийәлик истихбарат шерикиниң барлиқ мәхпийәтликини бейҗиңниң үстилигә бир «сода соммиси» сүпитидә қойушқа урунуши иди.[21] бир баш министир өз хоҗайининиң өзини қобул қилмиғанлиқини, хоҗайининиң әң чоң рәқибиниң қойниға йүгүрүш арқилиқ җазалавататти. хәлқара мунасивәтләр әдәбийатида бу қилмишниң атилиши иттипақдашлиқ әмәс, бәлки «истратегийәлик паразитлиқ» тур.
ши җинпиң бу еғир ишәнч кризисини дәрһал бир пурсәткә айландурди. байдин нетанйаһуни йетим қалдурған шу күнләрдә бейҗиң тәрәп тезликтә рәсмий дөләт зийарити тәклипнамиси әвәтип, бу җиддийчиликни америка билән исраилийә оттурисиға қадалған дипломатик бир хәнҗәргә айландурди.[22]
нетанйаһуниң мәзкур қорқутишиниң әң вәйран қилғуч тәсири америка билән исраилийә оттурисидики «истихбарат мәхпийәтлики» сепилини тәврәткәнлики иди. исраилийә һәрбий истихбарат идариси (IDF) ниң сабиқ башлиқи амос йадлинниң бу һәқтә бәргән қаттиқ гуваһлиқи бу вәйранчилиқниң җинайәт испатидур: «әгәр баш министирниң йеқин әтрапидикиләрдин бири худди бин салманға охшаш иш тутушни ақиланилиқ, хитайға берип байдинниң ғәзипини кәлтүрүшни вә исраилийәниң башқа бир истратегийәлик таллиши барлиқини көрситип қойушни әқиллиқ иш қилғанлиқ дәп ойлаватқан болса, еғир хаталашқан болиду.» йадлин сөзиниң ахирида йәнә исраилийәниң һәқиқий орнини мундақ ашкарилиған иди: «сәуди әрәбистанниң исраилийәгә охшимайдиған тәрипи, улар америкидин йилиға милйардлиған долларлиқ һәрбий йардәм алмайду, б д т хәвпсизлик кеңишидә америкиниң вето һоқуқиға беқинип қалған йери йоқ, америкиниң малийә капалитигиму муһтаҗ әмәс.»[23]
бу җүмлиниң бир исраилийәлик әмәлдарниң өз ағзидин төкүлүшиниң җинайәт делосидики қиммити шуки: сабиқ исраилийә һәрбий истихбарат башлиқиниң сөзи бойичә исраилийәниң хитай козирини ойнайдиған һечқандақ үстүнлики йоқ, чүнки исраилийә мустәқил бир дөләт әмәс, бәлки қоғдаш астидики бир беқиндидур. йадлинниң бу гуваһлиқини моссадниң сабиқ муавин башлиқи рам бен барак вә исраилийә һәрбий истихбарат бөлүминиң сабиқ башлиқи тамир һайманму толуқ тәстиқлиған иди.[23]
5-бөлүм: 2017-йилдики шерикчиликниң 2025-йилида техиму чуңқур санаәтлишиши
2017-йили мартта бейҗиңда имзаланған «иҗадийәткә йүзләнгән әтраплиқ шерикчилик» (Innovative Comprehensive Partnership) келишими, 46 йиллиқ системилиқ суйиистемал җәрйаниниң орган характерлик испати болди. бу келишим техника йөткәшни адәттики бир содидин һалқитип, рәсмий бир аппарат механизмиға бағлиди.[24] бурун астириттин маңидиған техника еқими әмдиликтә тохтавсиз, тәшкиллик ақидиған чоң бир дәрйаға айланған иди.
бу дәрйаниң әмәлий амбири хитайниң икки шәһиригә рәсмий қурулди. чаңҗу техника иҗадийәт бағчисида 300 дин артуқ исраилийә ширкити, шаңхәй техника иҗадийәт мәркизидә 200 дин артуқ бирлишип қурған кархана вә 800 дин артуқ хитайда тизимлатқан әқлий мүлүк һоқуқи... булар хитайниң саһибханилиқида тәшкилләнгән бир санаәт бирлишиши иди.[25] буларниң «пуқралар һәмкарлиқи» дегән чирайлиқ ниқап астида ишләйдиған әсли мәшғулат механизми мундақ иди:
исраилийәниң тор истихбарат қисми болған йунит 8200 ниң оқуш пүттүргән оқуғучилири қурған йеңи ширкәтләр (start-up) арқилиқ ишләп чиқирилған сүний әқил моделлири, хитайниң 1.4 милйард нопуслуқ чәксиз дигитал учур амбирида худди «лабораторийә муһитидәк» мукәммәлләштүрүлди. ғәрб демократик дөләтлири әхлақий пиринсиплар билән чәкләп қойған бәзи сүний әқил тәрәққийати, хитайниң (демократик әхлақий чәклимиләрдин халий), чәксиз назарәт-көзитиш учурлири билән пишип йетилип, бейҗиңниң кәлгүси йәр шари характерлик тор һөкүмдарлиқини әң асаслиқ йеқилғу билән тәминләвататти.
2017-йилидин 2025-йилиғичә созулған сәккиз йилниң һәқиқий җинайәт һөҗҗити техиму чөң бир реаллиқта йататти: бу шерикчилик келишими иҗра қилинишқа башлиған күндин тартип, техника еқими һәргиз тохтап қалмиди, тохтитип қилишму һәтта вақтинчә тоңлитишму мумкин болмиди. 2023-йили өктәбирдин кейин хитайниң исраилийәгә қаратқан ашкарә тәнқидлиригә, һәтта 2025-йили сентәбирдә нетанйаһуниң «хитай исраилийәгә қарши бир паалийәт елип бериватиду» дегән дипломатик байанатлириғиму қаримастин, мәзкур техника бағчилиридики ширкәтләр үзлүксиз чоңайди, әқлий мүлүк тизимлашлири көпәйди, йеңи бирлишип қурулған карханиларға имза қойуш тохтап қалмиди.[26] бу тохтавсиз зәнҗир 2025-йилиға кәлгәндә әмәлий имзалар билән техиму мустәһкәмләнди. 2025-йили февралда хитай ташқи ишлар министири ваң йи исраилийәлик мәнсәпдишиға әвәткән рәсмий учурида «хитай-исраилийә иҗадийәткә йүзләнгән әтраплиқ шерикчиликни илгири сүрүш ирадисини очуқ-ашкара җәзмләштүрди» деди. бу байан 2017-йилдики шерикчилик һөҗҗитиниң сәккиз йиллиқ үзүлмәс зәнҗириниң әң йеңи тамғиси болған иди. [27]
имзалар пәқәт қуруқ сөз биләнла чәклинип қалмиди. 2025-йили майда тел авивда өткүзүлгән һайатлиқ илми түрлирини маслаштуруш паалийитидә, йеңи исраилийә техника түрлири чаңҗу техника бағчисиға кириш келишимлиригә имза қойди. шу йили бу бағча қорусида хитай-исраилийә техника иҗадийәт институти (Guang-Israel Tech Innovation Institute) онлиған йеңи кархана вә һәмкарлиқлар билән рәсмий ечилди.[28][29] 2025-йили 20-авғустта болса хитайниң тел авивда турушлуқ баш әлчиси шйав җүнҗең исраилийәниң әң чоң малийә гезити «Calcalist» ниң биринчи бетидә имзалиқ мақалә елан қилип, «исраилийәниң тәтқиқат-иҗадийити (AR-GE) + хитайниң ишләпчиқириши + йәр шари базири» моделиниң «күчлүк йошурун күчини сақлап қалғанлиқини» җакарлиди.[30]
бу үзүлмәс мунасивәт һәргизму тасадипийлиқ әмәс, бәлки дәл әксичә сийасий шамаллар қайси тәрәпкә чиқса чиқсун, дипломатик сөзләр қанчилик кәскинләшсә кәскинләшсун, америкиниң бесими қанчилик күчәйсә күчәйсун, һәтта исраилийә баш министири хитайни ашкара тәнқид қилған чағдиму йәнила пут тирәп туралайдиған бир техникилиқ бир гәвдилишишниң нәх испатидур.
2025-йили хитайниң тел авивда турушлуқ баш әлчиси шйав җүнҗеңниң «исраилийәниң тәтқиқат-иҗадийити + хитайниң ишләпчиқириши» формуласини биваситә исраилийәниң әң чоң малийә гезитидә ашкара елан қилиши[30], бу үзүлмәс зәнҗирниң әмди йошурунушқиму еһтийаҗи қалмиғанлиқиниң етирапи иди. техника йөткәш турубба системиси әмдиликтә мәхпиликтин һалқип, шарқирап ақидиған чоң дәрйаға айланған иди. сийасәтчиләр сәһнидә ғәззә кризисини талаш-тартиш қиливатқанда, техника йөткәш түрүбба системисиниң чишлиқ чақлири астирттин җимҗит айлинип, ғәрбниң истратегийәлик йиликини шәрққә тошушни давамлаштурувататти.
6-бөлүм: никаһниң истратегийәлик һесаби
бу йәрдә сорилиши керәк болған соал, йүзәки содиниң истатистикилиқ санлиқ мәлуматидинму чоңқурдур: исраилийә-хитай мунасивити растинла бир тәрәп йәнә бир тәрәпни «алдиған» тәңпуңсизлиқму, йаки аңлиқ бир рол бөлүшүшкә асасланған истратегийәлик шерикчиликму?
санлиқ мәлуматлар тунҗи қарашта адәмни алдайдиған бир мәнзирини сизип бериду. 2017-йилидин кейин, америка бесиминиң күчийиши билән хитайниң исраилийәгә қаратқан биваситә мәбләғ селиши көрүнәрлик төвәнлиди, лекин икки тәрәплик сода соммиси әксичә давамлиқ ашти.[31] мәбләғ азайди, лекин биргәвдилишиш чоңқурлишип техиму мустәһкәмләнди.
исраилийә бу сода тәңпуңсизлиқиға вә америкиниң шунчә бесимлириға қаримай, хитайға ишикни очуқ қойушта чиң туруватқан, һәтта барғансери техиму кәң ечиватқан болса, буниң сәвәби «алдинип қелиш» әмәс, бәлки аңлиқ бир истратегийәлик таллаштур. бу таллаш икки қатламлиқ бир логикиға тайиниду.
биринчи қатлам, исраилийәниң истратегийәлик мустәқиллиқ нишаниниң мәҗбурий нәтиҗисидур. «һәргизму бирла чоң күчкә бағланмаслиқ» пиринсипи, америкиға болған бир қутуплиқ беқинишни азайтиш үчүн тохтавсиз башқа қутубларни издәшни тәләп қилиду. хитай йалғуз америкиға көрситишкә болидиған әң күчлүк «таллаш» вә бир қорқутуш қорали болуш сүпити биләнму бибаһа бир дәстәктур.
әң һалқилиқ иккинчи қатлам, бу китабниң асаслиқ тезислириға биваситә тутишиду. исраилийәниң хитайға өткүзүп бәргән техникилири (йәни Lavi күрәшчи айропиланидин J-10 линийәсигичә, Phalcon радар кодидин йунит 8200 ниң көзитиш алгоризимлириғичә) ғәрбниң һәрбий вә дигитал бихәтәрлик қурулмисини ичидин йимирип ташлайдиған характергә игә.
дунйадики әң илғар истихбарат аппаратлиридин биригә игә бир дөләтни, «қайси техникиниң қандақ нәтиҗә беридиғанлиқини билмәйған болуши мумкин» дегән қарашниң әсла етибарға алғучилики йоқтур. исраилийә хитайға техника йөткәватқанда, америкиниң йәр шари характерлик һөкүмранлиқ тәхтиниң йимирилишигә аңлиқ түрдә төһпә қошти. бу адәттики бир «иттипақдашниң хийанити» әмәс. бу америка тинчлиқи (Pax Americana) дин кейин қурулидиған йеңи йәр шари тәртипидә, йәни китабимизда «дигитал баал» (Digital Baal) дәп аталған алгоризимлиқ һөкүмдарлиқ системисида, исраилийәниң өзи үчүн мәңгүлүк бир рол капалитигә еришиш оператсийәсидур. хитай бу йеңи тәртипниң санаәт матори, лондон мәркәзлик йәр шари характерлик сийонист малийә геганитлири мәбләғ қурулмиси, исраилийә болса бу системиниң техникилиқ меңиси сүпитидә орун алмақта.
бу җинайи һесабниң икки түврүкини йанму-йан қойғинимизда, никаһниң һәқиқий нәтиҗиси көз алдимизда намайан болиду:
биринчи түврүк, исраилийәниң америкидин алғанлиридур: 310 милйард доллардин ашидиған омумий йардәм, б д т хәвпсизлик кеңишидики 40 тин артуқ америка ветоси, сәккиз әвлад америка президентиниң қәтий қоллиши вә дунйада һечқандақ бир дөләткә берилмигән «чәтәл һәрбий мәбләғ фонди» алаһидә һоқуқидур. [32]
иккинчи түврүк болса, исраилийәниң охшаш мәзгилдә хитайға бәргәнлиридур: 1979-йили башланған техника йөткәш зәнҗири[5], 2015-йилидики AIIB (асийа ул әслиһә мәбләғ селиш банкиси) имзаси[11], 2017-йилидики «иҗадийәткә йүзләнгән әтраплиқ шерикчилик» келишими вә 2023-йили өзлүкидин хоҗайининиң ишики йәттә ай тақалғанда, бейҗиңниң ишики ечилиши билән қилинған дипломатик қорқутуш.[19]
бу икки түврүкниң оттурисидики мусапә, йәни алғанлири билән бәргәнлири оттурисидики қорқунчлуқ пәрқ, һечқандақ баһанә-сәвәбкә орун қалдурмайду. достойевискийниң: «инсан дегән нанкор болиду! у һәммә нәрсини асанла унтуп кәткәндәк, өзигә қилинған йахшилиқларниму тезла унтуйду, һәтта бәзидә бу йахшилиқларни өзигә бир йүк һесаблайду» дегән бу бөлүмниң әң бешида әскәрткән җүмлиси, пакитларниң арисида өзлүкидин қайта җулаланмақта.
бу никаһниң ахирқи рәсмий талони (бәдили), нә америка баҗ төлигүчилириниң йанчуқидин чиққан милйардлиған долларлиқ йардәмләр билән, нә исраилийә җамаәтчиликиниң үмидсизлики билән өтәлмәйду. у бәдәл қәшқәрдики йиғивелиш лагерида кимлики вә етиқади айақ асти қилиниватқан милйонлиған мусулманниң һайати билән өтәлмәктә. нетанйаһуниң «җәннәттики никаһ» иниң мәһир һәққи келишими, мәзлом бир хәлқниң қени билән йезилмақта. хитай бу никаһниң санаәт җәллади, исраилийә болса униң техникилиқ йумшақ деталчиси сүпитидә орун алмақта.
бу никаһтин барлиққа кәлгән қораллар, уни мумкин қилған хийанәт зәнҗири вә буни һеч кишиниң тохтитиалмиғанлиқиниң қараңғу һекайиси, кейинки баплиримизниң асаслиқ темисидур.
келәр җүмә күни «түркистан вақти» тор гезитидә китабиминиң 2 - баби билән йүз көрүшкичә аман болғайсиләр!.....
- Dosya Kaynakçası
[1] "Israel and China a 'Marriage Made in Heaven,' Says Netanyahu" — The Diplomat, 25 Mart 2017. Netanyahu'nun 20-21 Mart 2017 Pekin ziyareti ve "cennette kıyılmış nikâh" beyanı. https://thediplomat.com/2017/03/israel-and-china-a-marriage-made-in-heaven-says-netanyahu/
[2] "Between Beijing and Washington: Israel’s Technology Transfers to China" — Journal of East Asian Studies 13:3 (2013). 1992 öncesi gizli ilişkilerin akademik analizi. https://doi.org/10.1017/S1598240800008328
[3] Yossi Alpher, Periphery: Israel's Search for Middle East Allies (Rowman & Littlefield, 2015). Ben-Gurion'un 1958 Periferi Doktrini'nin kanonik incelemesi. ISBN: 978-1-4422-3101-6. https://books.google.com/books/about/Periphery.html?id=nzHqngEACAAJ
[4] "The NUMEC Affair" — National Security Archive, George Washington University, Kasım 2016. CIA'nın 1968'de Başkan Johnson'a sunduğu NUMEC istihbaratı, 269 kg uranyum kaybı. https://nsarchive.gwu.edu/briefing-book/nuclear-vault/2016-11-02/numec-affair
https://nsarchive.gwu.edu/document/22145-10-memorandum-sac-wfo-director-fbi
[5] "Did Israel 'Transfer' Military Technology to Help China Build the J-10 Fighter?" — The National Interest, Kasım 2024. Lavi-J-10 transferi ve Mirage V-Nesher-Kfir hattı. Ayrıca: John W. Golan, Lavi: The United States, Israel and a Controversial Fighter Jet (University of Nebraska Press, 2016). https://nationalinterest.org/blog/buzz/did-israel-transfer-military-technology-help-china-build-j-10-fighter-85491
[6] "Great Power Rivalry and Israeli Selective Neutrality: 'Walking Between the Drops'" — E-International Relations, Temmuz 2024. İsrail'in "non-identification" politikası ve Soğuk Savaş'ta çok cepheli silah ticareti. https://www.e-ir.info/2024/07/11/great-power-rivalry-and-israeli-selective-neutrality-walking-between-the-drops/
[7] "Israeli Foreign Policy Strategy towards the Great Powers" — ResearchGate, Ekim 2025. Yom Kippur travmasının İsrail güvenlik elitine etkisi. https://www.researchgate.net/publication/389763826
[8] "'Not Just Another Country': The Olmert Family Sojourn Through China" — Jewish Culture and History, Vol.11, 2009. Mordechai Olmert'in 1908 doğumu, 1919 Harbin'e göç, Mandarin'le geçen 14 yıl, "son sözlerini Mandarin Çincesi ile söyledi" ifadesi. https://www.tandfonline.com/doi/abs/10.1080/1462169X.2009.10512128
[9] "The Long View from China: Harbin Jews and Israeli Diplomacy" — Moment Magazine. Harbin Yahudi mirası, Uzak Doğu'nun en büyük Yahudi Mezarlığı, sinagog restorasyonları. https://momentmag.com/the-long-view-from-china/
https://www.jewsofchina.org/JOC/userdata/SendFile.asp?DBID=1&LNGID=1&GID=77
[10] "Netanyahu Says Israel-China Cooperation 'Marriage Made in Heaven'" — Times of Israel, Mayıs 2013. "Cennet nikâhı" ifadesinin ilk kullanımı. https://www.timesofisrael.com/netanyahu-says-israel-china-cooperation-marriage-made-in-heaven/
https://il.china-embassy.gov.cn/eng//sgxw/201305/t20130510_1873481.htm
[11] "Israel Joins China-Based Fund Boycotted by US" — Times of Israel, Nisan 2015. Netanyahu'nun AIIB kurucu üyelik imzası. https://www.timesofisrael.com/israel-joins-china-based-asian-investment-bank/
[12] "Netanyahu: Israel-China Trade Ties Are a Marriage Made in Heaven" — Jerusalem Post, 2015. AIIB döneminde nikâh vurgusunun tekrarı. https://www.jpost.com/Israel-News/Netanyahu-Israel-China-trade-ties-are-a-marriage-made-in-heaven-395055
[13] "Israel's Defence Exports Pivot to Asia" — Observer Research Foundation, Aralık 2025. 2024 rekor 14,8 milyar dolar savunma ihracatı, Hindistan, Brezilya, Latin Amerika kanalları. https://www.orfonline.org/expert-speak/israel-s-defence-exports-pivot-to-asia
[14] "Pro-Zionist Letter by 'Father of Modern China' Sun Yat-Sen Resurfaces in Israel" — JNS / National Library of Israel, 10 Şubat 2021. Sun Yat-sen'in 24 Nisan 1920 tarihli Nissim Ezra'ya yazdığı imzalı mektup, mektup 1938'den beri İsrail Milli Kütüphanesi Schwadron Koleksiyonu'nda. https://blog.nli.org.il/en/sun-yat-sen/
[15] "Wang Yi on His Visit to Israel" — Çin Halk Cumhuriyeti Dışişleri Bakanlığı resmi sitesi, 19 Aralık 2013. https://www.fmprc.gov.cn/eng/
https://tl.china-embassy.gov.cn/eng/xwdt/201312/t20131224_1139129.htm
[16] "Co-hosting Trade Conference With Netanyahu, China's VP Hails Israeli Technology" — The Times of Israel, 25 Ekim 2018. Wang Qishan'ın Yad Vashem ziyareti ve dördüncü JCIC toplantısı. https://www.timesofisrael.com/co-hosting-trade-conference-with-netanyahu-chinas-vp-hails-israeli-technology/
[17] Xi Jinping, "Deepening Exchanges and Mutual Learning Among Civilizations for an Asian Community with a Shared Future" — Asya Medeniyetleri Diyalog Konferansı açılış konuşması, Pekin, 15 Mayıs 2019. Talmud'un kanonik metinler arasına dahil edilmesi. https://www.fmprc.gov.cn/eng/xw/zyjh/202405/t20240530_11341293.html
[18] "Chinese Media Keeps Referencing the Holocaust — Here's Why" — The Times of Israel / JTA, Nisan 2022. Çin devlet medyasının Holokost retoriğini Doğu Türkistan'daki baskıları yatıştırma aracı olarak kullanması. https://www.timesofisrael.com/chinese-media-keeps-referencing-the-holocaust-heres-why/
[19] "Biden's Belated Invite: Netanyahu and the Washington Cold War" — Al Jazeera, Temmuz 2023. Biden'ın yedi aylık davet boykotu. https://www.aljazeera.com/news/2023/7/18/biden-makes-belated-invite-for-israeli-pm-netanyahu-to-visit-us
[20] "Netanyahu Set to Visit China Next Month in Trip Seen Likely to Annoy Biden" — Times of Israel, Haziran 2023. Pekin ziyareti ilanı. https://www.timesofisrael.com/netanyahu-set-to-visit-china-next-month-in-trip-seen-likely-to-annoy-biden
[21] "Snubbed by Biden, Netanyahu Uses China Card" — Al-Monitor, Haziran 2023. "Pekin kartı" eksen şantajı analizi. https://www.al-monitor.com/originals/2023/06/snubbed-biden-israels-netanyahu-will-visit-china-it-expands-influence
[22] "With Israeli-US Ties Troubled, China Says Xi Looking Forward to Netanyahu Visit" — Times of Israel, 2023. Xi'nin gerginliği fırsata çeviren daveti. https://www.timesofisrael.com/with-israeli-us-ties-troubled-china-says-xi-looking-forward-to-netanyahu-visit
[23] "'A Strategic Mistake': Security Chiefs Slam China Visit" — Times of Israel, Haziran 2023. Yadlin, Ben Barak ve Hayman'ın eleştirileri. https://www.timesofisrael.com/strategic-mistake-netanyahu-panned-for-planning-china-visit-as-signal-to-biden
[24] "Israel-China Relations: Innovative Comprehensive Partnership" — INSS, 2019. 2017 Partnership ve JCIC mekanizması. https://www.inss.org.il/publication/israel-china-relations-innovative-comprehensive-partnership/
[25] "Ambassador Xiao's Article on Technological Innovation Cooperation" — Çin Büyükelçiliği / Jerusalem Post, 7 Nisan 2025. Changzhou ve Şanghay parklarındaki şirket-girişim-fikri mülkiyet rakamları. https://il.china-embassy.gov.cn/eng/sgxw/202504/t20250409_11590914.htm
[26] "Netanyahu admits Israel economically isolated, says will need to become 'super-Sparta'" — Times of Israel, 15 Eylül 2025. Netanyahu'nun "Çin İsrail karşıtı kampanya yürütüyor" beyanı, teknoloji akışının bu beyana rağmen sürdüğü. https://www.timesofisrael.com/netanyahu-admits-israel-is-economically-isolated-will-need-to-become-self-reliant/
[27] "China signals willingness to boost Israel ties despite strains from Gaza conflict" — South China Morning Post, 16 Şubat 2025. Çin Dışişleri Bakanı Wang Yi'nin İsrailli mevkidaşına "Çin-İsrail yenilikçi kapsamlı ortaklığını ilerletme" beyanı; 2017 Partnership'in resmi teyidi. https://www.yahoo.com/news/china-signals-willingness-boost-israel-093000173.html
[28] "China-Israel Economic Cooperation: Still Important for Both Sides?" — NUS Middle East Institute, Eylül 2025. Mayıs 2025 Tel Aviv yaşam bilimleri eşleştirme etkinliği: enerji yönetim sistemleri ve karbonat teknolojileri dahil altı İsrail projesinin Changzhou Parkı'na giriş anlaşmaları. https://mei.nus.edu.sg/publication/china-israel-economic-cooperation-still-important-for-both-sides/
[29] "Guang-Israel Tech Changzhou Innovation Institute 2025 Açılış Töreni" — China-Israel Changzhou Innovation Park resmi açıklaması, 2025. On tohum proje, beş erken aşama girişim, üç sanayi-akademi-araştırma işbirliği anlaşmasının eş zamanlı imzalanması. Ayrıca: NUS Middle East Institute analizi, Eylül 2025. https://www.gtiit.edu.cn/en/viewNews_4931.aspx
[30] Xiao Junzheng, "China's growth can usher in a new era for China-Israel cooperation" — Calcalist (İsrail), 20 Ağustos 2025. Çin'in Tel Aviv Büyükelçisi'nin imzalı makalesi; "İsrail AR-GE + Çin üretimi + küresel pazarlar" modelinin yapay zekâ, biyoteknoloji, sağlık ve temiz enerji alanlarında devamı. https://www.calcalistech.com/ctechnews/article/rj00fjgmklx
[31] "Trends in Israel–China Trade in 2024" — INSS, Mayıs 2025. 2017 sonrası doğrudan yatırımın düşüşü, ticaret hacminin artışı: sermayenin azalması, entegrasyonun derinleşmesi. https://www.inss.org.il/publication/israel-china-2024/
[32] "U.S. Aid to Israel in Four Charts" — Council on Foreign Relations, Ekim 2025. ABD'nin 1948-2025 İsrail'e enflasyon ayarlı 310+ milyar dolar yardımı, FMF özel ayrıcalığı. Ayrıca: "U.S. Foreign Aid to Israel" — Congressional Research Service, Ağustos 2024: 2019-2028 MOU 3,8 milyar dolar/yıl. https://www.cfr.org/articles/us-aid-israel-four-charts
[33] The Washington Institute - What Is the New Israeli Government's China Policy? https://www.washingtoninstitute.org/policy-analysis/what-new-israeli-governments-china-policy