аптори: вусала аббасова (Vusala Abbasova)
түркистан вақти тәрҗимиси
бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи, мәзкур район хәлқараниң җиддий көзитиши астида туруватқан болсиму, хитайниң шәрқий түркистандики уйғур хәлқигә қаратқан вә өзлири «интайин еғир» дәп баһалиған кишилик һоқуқ дәхли-тәрузлиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.
мәһкимә байанатчиси лиз тростел (Liz Throssell) бир қетимлиқ зийарәттә қилған сөзидә, органниң шәрқий түркистандики вәзийәт өзгиришлирини изчил көзитиватқанлиқини һәмдә инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин болған кәң көләмлик дәхли-тәрузлар хатириләнгән 2022-йиллиқ баһалаш доклатидики хуласиләрни қәтий йақилайдиғанлиқини билдүрди. у, б д т ниң мәзкур районға қилған әң ахирқи рәсмий зийаритиниң 2022-йили елип берилғанлиқини әскәртип, районға киришниң чәклимигә учриши һәмдә тәшкилат билән алақә қилған шәхсләрниң өч елишқа учраш хәвпи қатарлиқ мәсилиләрдики әндишиләрниң йәнила давамлишиватқанлиқиға диққәт тартти.
тростел сөзидә, гәрчә көплигән қанун вә сийасәтләр мәсилә бар дәп бекитилгән болсиму йәнила күчкә игә икәнликини, шундақла сәвәбсиз тутуп туруш вә кәң көләмлик қамашқа алақидар мәлуматларниң давамлиқ оттуриға чиқиватқанлиқини тилға алди. у йәнә, нурғунлиған аилиләрниң тутуп турулуватқан уруқ-туғқанлириниң тәқдири вә нәдә икәнлики һәққидә йәнила һечқандақ учурға еришәлмәйватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.
тростелниң ейтишичә, шәрқий түркистанға қилинған әң ахирқи рәсмий зийарәтни 2022-йили б д т ниң әйни вақиттики кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет (Michelle Bachelet) елип барған иди.
у, б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң тутқундики айрим шәхсләрниң делосини хитай даирилири билән давамлиқ сөзлишиватқанлиқини, халиғанчә тутуп турулғанларниң қойуп берилишини тәләп қиливатқанлиқини вә из-дерәксиз йоқап кәткәнләрниң әһвалиға айдиңлиқ киргүзүш үчүн тиришиватқанлиқини байан қилди. шуниң билән биргә, мәһкимә өзиниң 2022-йилидики доклатида оттуриға қойған тәвсийәләрниң һәмдә б д т ниң башқа кишилик һоқуқ механизмлири тәрипидин чиқирилған қарарларниң әмәлийлишишини тәләп қилмақта.
тростел, қурбан болғанлар үчүн җавабкарлиқни сүрүштүрүш түзүмини капаләткә игә қилиш, үнүмлүк толуқлаш чарилири билән тәминләш вә адаләтни ишқа ашурушниң муһимлиқини алаһидә тәкитлиди.
б д т ниң мәзкур мәсилидики изчил позитсийәси дәл хәлқара җәмийәтниң әндишиси күчийиватқан һәмдә хитайниң мәзкур райондики уйғурлар, шундақла башқа аз санлиқ милләтләргә тутуватқан муамилиси сәвәбидин бейҗиңға қилиниватқан бесим ешиватқан бир пәйткә тоғра кәлди.
уйғурлар асаслиқи хитайниң ғәрбий шималиға җайлашқан шәрқий түркистан районида йашайдиған, түркий тиллар системисида сөзлишидиған мусулман милләттур. нопуси тәхминән 12 милйон әтрапида дәп мөлчәрлинидиған уйғурлар, оттура асийа билән зич бағланған өзигә хас мәдәнийәт, тил вә диний кимликини сақлап кәлмәктә.
йеқинқи йилларда шәрқий түркистан кәң көләмлик тутуп туруш, мәҗбурий ассимилйатсийә қилиш, мәдәнийәт қирғинчилиқи вә омумйүзлүк кишилик һоқуқ дәхли-тәрузлириға аит әйибләшләр билән хәлқараниң диққитини қаттиқ қозғиди. б д т вә бир қанчә кишилик һоқуқ тәшкилатлири сәвәбсиз тутуп туруш вә системилиқ зулумға аит пакитларни оттуриға қойған болуп, бәзи баһалашларда вәзийәтниң инсанийәткә қарши җинайәт дәриҗисигә йәткән болуши мумкинлики тилға елинди.
хитай һөкүмити болса бу әйибләшләрни рәт қилип, өз сийасәтлириниң террорлуққа қарши туруш, әсәбийликни йоқитиш вә иҗтимаий муқимлиқни сақлашни мәқсәт қилидиғанлиқини дәва қилмақта.
арслан һидайәт австралийәдә туғулған, йилтизи шәрқий түркистанға тутишидиған бир уйғур паалийәтчисидур. у аталғу мәсилисидә интайин кәскин мәйданда туруп: «шинҗаң дегән сөз ‹йеңи чегра› дегән мәнидә болуп, хитай мустәбит реҗими тәрипидин теңилған мустәмликичилик намидур» дәйду. у йәнә, уйғурларниң тарихий нам болған «шәрқий түркистан»ни ишлитишни әвзәл көридиғанлиқини алаһидә тилға алди.
у йәнә, 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә вә 1944-йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитигә ишарәт қилип, бу икки дөләтниң кейинчә ағдурулуп хитай контроллуқи астидики нөвәттики «шинҗаң»ниң тәркибигә қошуветилгәнликини әскәртти. нурғунлиған уйғур паалийәтчилири өзлириниң тарихий игилик һоқуқиға болған етиқадини ипадиләш үчүн, бу районни «хитай ишғалийити астидики шәрқий түркистан» дәп атайду. һидайәт шундақла хитайниң ирқий қирғинчилиқ сийасәтлири вә рәқәмлик мустәбитликни иҗра қиливатқанлиқини илгири сүрүп: «бу реҗим уйғур хәлқини тамамән йоқитишқа урунмақта», деди.
һидайәт өзиниң австралийәниң сидней шәһиридә туғулуп чоң болғанлиқини ейтти. униң ата-аниси 1980-йилларниң бешида шәрқий түркистандин көчүп чиққан болуп, у балилиқ дәвриниң бир қисмини аилиси билән биллә вәтәнгә қайтип туғқан йоқлаш арқилиқ өткүзгән.
униң паалийәтчилик сәпири 2018-йили тунҗи айалиниң дадиси — уйғур җәмийитиниң «җим керрий» (Jim Carrey)си дәп тәсвирлинидиған мәшһур уйғур комедийә артиси лагерға елип кетилгәндин кейин пүтүнләй шәхсий рәң түсини алған. гәрчә у он айдин кейин қойуп берилгән болсиму, һидайәт: «мән шуниңдин кейин униңдин башқа һечқандақ хәвәр алалмидим», деди. у йәнә һазирқи айалиниң аилә әзалириниңму, җүмлидин ата-аниси вә икки ака-инисиниңму тутуп турулуватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.
у, өзиниң паалийәтчилик һайати 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин башланған болсиму, лекин дәсләптә чәклик алақә вә сийасий бесим сәвәбидин аста болғанлиқини, кейинки йиллардики кәң көләмлик тутуп туруш һәрикәтлири җәрйанида болса техиму күчәйгәнликини тилға алди.
һидайәт кейинчә, уйғур мәсилилиригә мәркәзләшкән инглиз тилидики подкаст (Podcast) программиси — «Talk East Turkestan» ни қурушқа қатнашти. у адриан зенз (Adrian Zenz), шан робертс (Sean Roberts) вә имам өмәр сулайман (Omar Suleiman) қатарлиқ шәхсләр билән сөһбәтләрдә болди.
2021-йили у америкиға көчүп келип, вашингтондики «уйғур һәрикити» (Campaign for Uyghurs) тәшкилатиға қатнашти. 2024-йилиниң бешида болса, «Justice For All» (һәммә үчүн адаләт) тәшкилатиға кирип, «уйғурларни қутқузуш» сәпәрвәрликигә йетәкчилик қилди.
у шәрқий түркистандики мәвҗут вәзийәтни интайин пиланлиқ вә системилиқ дәп сүпәтләйду. 2014-йилидики бир зийарити җәрйанида, нопус мәсилиси сәвәбидин кишиләрниң мәҗбурий көчүрүлүшигә гуваһ болғанлиқини ейтти һәмдә хитайниң кишиләрниң қәйәрдә йашаш, ишләш вә мулазимәтләрдин пайдилиниш һоқуқини чәкләйдиған «нопус» (хуков) түзүмини тилға алди.
у райондики ток сәрпийатини назарәт қилиш, чирай тонуш камералири вә өй ичидики һәрикәт әндизилирини өз ичигә алған омумйүзлүк көзитиш торини тәсвирләп бәрди. униң сөзигә қариғанда, һәтта VPN ишлитиш, сақал қойуш, йағлиқ артиш, чәт әлдә туғқанлири болуш йаки диний мәзмундики учурларни тапшурувелишқа охшаш нормал һәрикәтләрму тутқун қилинишқа сәвәб болидикән.
у, тутқун қилиш қилмишлириниң пәқәт сийасий йаки диний шәхсләргила әмәс, бәлки оқутқучилар, тәнһәрикәтчиләр, зийалийлар вә һәтта коммунист партийә әзалирини өз ичигә алған адәттики пуқраларғиму қара қаймуқтуруп йүргүзүлгәнликини ейтти. нурғун кишиләр һечқандақ пакитсизла «әсәбий» дәп бәлгә қойулуп, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин тутуп туруш вә меңә йуйуш орунлири дәп тәсвирләнгән аталмиш «қайта тәрбийәләш мәркәзлири»гә ташланған.
һидайәт сиртқи дунйа билән болған алақиниң интайин чәклик икәнликини билдүрди. гугул (Google), йутйуб (YouTube) вә инстаграм (Instagram) ға охшаш супилар пүтүнләй тосуветилгән болуп, тордики һесабатлар шәхсий кимлик системиси билән бағланған.
у хәлқара җәмийәтниң вәзийәткә даим сәл қарайдиғанлиқини, шәрқий түркистанға бир «қара қута» дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди. униң қаришичә, бу хил сүкүт қилиш зулумниң үзлүксиз давамлишишиға йешил чирағ йеқип бәрмәктә.
у хәлқараниң техиму күчлүк аваз чиқиришини тәләп қилип мундақ деди: «бизгә керәклик болғини изчил вә күчлүк хәлқаралиқ бесим болуп, булар қануний җавабкарлиққа тартиш, ениқ доклат елан қилиш вә һәқ-һоқуқ тәшәббускарлиқи қатарлиқларни өз ичигә алиду».
у йәнә мәсилиниң роһий җәһәттики еғир бесимини тәкитләп: «биз мол мәдәнийәткә вә чоңқур тарихқа игә бир милләтмиз. биз пәқәт иззәт-һөрмәт вә әркинлик ичидә йашашнила халаймиз», деди.
у сөзиниң ахирида йәнә: «бу бир мөҗизидәк туйулуши мумкин, әмма биз йәнила үмидимизни йоқатмидуқ», дегәнләрни илавә қилди.
аптор һәққидә:
вусала аббасова ташқи сийасәт бойичә пешқәдәм мухбир.
мәнбә: southasianherald.com