күчүкчәкмәҗә районлуқ һөкүмәт башлиқи уйғур намайишчиларға чүшәнчә бәрди

түркистан вақти, 2026-йили 23-ийун: хитайниң истанбулда турушлуқ баш консули вей шйавдуңниң йеқинқи күнләрдә уйғурлар әң зич олтурақлашқан районларниң бири болған күчүкчәкмәҗә райониниң һөкүмәт башлиқи камал чәби билән көрүшкәнлики ашкариланған иди. хитай консулиниң уйғурлар һәққидә тоқуп чиққан байанлириға вә хитай даирилириниң түркийәдики йеқинқи мәзгиллик гуманлиқ һәрикәтлиригә қарши, 22-ийун күни күчүкчәкмәҗә районлуқ һөкүмәт бинаси алдида кәң көләмлик наразилиқ намайиши өткүзүлди.

«истиқлал телевизийәси» ниң мәлуматиға асасланғанда, мәзкур намайишни хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики, шәрқий түркистан өлималар бирлики, шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси вә или мәшрәп уйғур вәқфи қатарлиқ органлар бирликтә тәшкиллигән. намайишқа истанбулда йашаватқан нурғунлиған уйғурлар, муһаҗирәттики тәшкилат вәкиллири вә йәрлик түрк хәлқидин бир түркүм кишиләр қатнашқан.

намайиш җәрйанида, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси мусаҗан әр наразилиқ байанати оқуп өткән. у өз байанатида хитайниң истанбул баш консули вей шйавдуңниң күчүкчәкмәҗә районлуқ һөкүмәткә қилған зийаритиниң мәқсәтлик икәнликини, униң уйғурлар һәққидә бәргән байанлирини қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитлигән. шундақла, бу хил һәрикәтләрниң түркийәдә йашаватқан уйғур җәмийитини қаттиқ биарам қилғанлиқини вә әндишигә салғанлиқини тилға елип, районлуқ һөкүмәтниң бу мәсилидә чүшәнчә бериши лазимлиқини, түркийә һөкүмитиниңму хитайниң дөләт ичидики җасуслуқ һәрикәтлиригә қарита һошйарлиқни ашуруши керәкликини оттуриға қойған.

kucukcekmece

униңдин кейин, шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан буғда, или мәшрәп уйғур вәқфи рәиси сулайман көктуғ, уйғур паалийәтчи ибраһим исһақ, җамаәт әрбаби абдуқадир йапчан вә сәфакөйдә турушлуқ түрк аммисиниң вәкиллири айрим-айрим сөз қилған. улар шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитай һакимийитиниң чәт әлләрдиму һәддидин ешип, муһаҗирәттики хәлқни бастурушқа вә контрол қилишқа урунуватқанлиқини, бу җинайәтләргә қәтий сүкүт қилишқа болмайдиғанлиқини һәмдә түркийә һөкүмитиниң бу пиланлиқ һәрикәтләргә қарши җиддий тәдбирләрни қоллиниши лазимлиқини билдүрүшкән.

намайиш ахирлишиш алдида, күчүкчәкмәҗә райониниң һөкүмәт башлиқи камал чәби намайиш мәйданиға йетип кәлгән вә топланған аммиға нәқ мәйданда чүшәнчә бәргән. камал чәби хитай баш консули билән көрүшкән чағда уйғурлар мәсилисиниң тилғиму елинмиғанлиқини, уйғурларниң учур-мәлуматлирини хитайға тәминләп бериш дегән теминиң қәтий мәвҗут әмәсликини ейтқан. у йәнә йиллардин буйан районлуқ һөкүмәтниң сәфакөй районида йашаватқан уйғурларниң турмушиға һечқандақ тосалғу йаки қийинчилиқ елип кәлмигәнликини әслитип өткән. һөкүмәт башлиқи намайишчиларниң бир қисим соаллири вә тәнқидлиригә җаваб бәргәндин кейин, хитай баш консулханиси тәрипидин елан қилинған байанларни тәпсилий көздин кәчүрүп, бу һәқтә қайта айрим чүшәнчә беридиғанлиқини вәдә қилған.

алдинқи айда хитайниң истанбул баш консулханиси өзиниң орган тор бетидә хәвәр елан қилип, 22-май күни баш консул вей шйавдуңниң күчүкчәкмәҗә районлуқ һөкүмәт башлиқи камал чәбини зийарәт қилғанлиқини билдүргән иди. хитай тәрәпниң хәвиридә, вей шйавдуңниң аталмиш «уйғур аптоном райони»ниң иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққийати һәққидә тохталғанлиқидин сирт, күчүкчәкмәҗә райониниң хитайниң «аз санлиқ милләтлири»гә мәнсуп пуқралар зич йашайдиған район икәнликини тилға елип, тәрәпләрниң алақә вә маслишишни күчәйтишини үмид қилидиғанлиқини қәйт қилинған. шундақла, хитай консулханисиниң хәвиридә йәнә районлуқ һөкүмәт башлиқи камал чәбиниң хитай рәһбәрлириниң башқуруш қабилийитигә вә хитайниң йеңи дәврдики тәрәққийатиға чоңқур қайил болғанлиқи, икки дөләт оттурисидики йәрлик һәмкарлиқни техиму йуқири сәвийәгә көтүрүш үчүн актип тиришчанлиқ көрситишкә тәййар икәнликини ейтқанлиқиму илгири сүрүлгән иди.