аптори: миркамил кашғәрий
2 – бап: әпйун урушлири вә «хән-сийонист» турубба линийәсиниң малийәви шәҗәриси
«алтун, күмүш қарарғанда, уни пәқәт отла пакизләйду.» — мәһмуд қәшқири, «деван луғатит түрк» (1074)
«19-әсирдә әпйун бир хәлқниң җисмини зәһәрләш арқилиқ игилик һоқуқини тартивалған болса, бүгүнки күндә алгоритимлар бир хәлқниң аң вә тәпәккур әндизини бурмилап шәкилләндүрүш арқилиқ кимлики вә ирадисини талан – тараҗ қилмақта. қораллар дигиталлашқан болсиму, мустәмликичиләрниң нишани зәрричиликму өзгәргини йоқ.»
исраилийә билән хитай оттурисидики бу никаһ түнүгүнла башлинип қалған әмәс. бу мунасивәт, 19-әсирниң туманлиқ шаңхәй портлириға әпйун парахотлири тохтиған әтигәнгичә, икки йүз йиллиқ ген түзүлүшигә вә тарихий йилтизға берип тутишиду. бир әсир илгири хитайни әпйун билән зәһәрлигән бу йәһудий капитал гени, бүгүнки күндә исраилийәниң тор истихбарат техникиси арқилиқ хитай мустәбитликини беқип сәмритмәктә. зәһәрлигүчи билән зәһәрләнгүчи орун алмаштурди, лекин зәһәрниң нишанидики мәзломлар һәргиз өзгәргини йоқ.
1-бөлүм: капиталниң әпйун мираси вә турубба системисиниң туғулуши (1842-1979)
тарих һәргизму өз пети тәкрарланмайду, лекин бәзидә шундақ бир қапийәдаш һалға келидуки, у қапийәниң ичидики паҗиә бир империйәниң өз-өзини һалак қилиш һөҗҗитигә айлиниду. бу қапийәниң әң аччиқ мисраси, охшаш капитал гениниң айрим-айрим дәврләрдә, айрим-айрим зәһәрләр билән, йәнила шу қәдимий җуғрапийәгә қайтип келишидин ибарәт болған җимҗит айлиништур.
19-әсирдә әнглийәниң «шәрқий һиндистан ширкити» ниң сайиси астида хитай базириға киргән вә замандашлири тәрипидин «шәрқниң ротшелдлири» дәп аталған бағдадлиқ йәһудий малийә җәмәти сассунлар (кейинки әвладлирида сийонистлиқ пилани билән пүтүнләй бирлишип кәткән бу ханданлиқ), бу қапийәниң тунҗи қурғучи актийорлири иди.[1] (David Sassoon) давид сассун 1832-йили бомбайда қурған сода мәркизини он йил ичидә һиндистандин хитайға, хоңкоңдин йапонийәгичә кеңәйгән чоң бир әпйун империйәсигә айландурди. 1860-йилларға кәлгәндә, сассунлар һиндистандин експорт қилинидиған әпйунниң %70 ни өз контроллиқиға алған болуп, шу мәзгилдики 80 йил ичидә бу содидин тәхминән 1.4 милйард күмүш таел (Tael) нәқ пул мәблиғигә еришкән иди.[2]
давид сассун 1864-йили өлгәндә, бүгүнки пулниң қиммити билән бир йерим милйард доллардин ашидиған бу катта байлиқ, униң 14 балиси арқилиқ бомбай-шаңхәй-хоңкоң-лондон линийәсигә йейилди вә бу җәмәтни әнглийә империйәсиниң малийә ақсөңәклириниң әң асаслиқ түврүкигә айландурди.[2] бу җәрйан адәттики бир әркин сода риқабити әмәс иди. бу бир дөләтниң игилик ирадиси биологийәлик вә малийәвий қораллар арқилиқ ичидин йимирип ташланған тунҗи чоң «турубба модели» иди.[3]
бизниң бу тәтқиқатимизда қолланған «турубба системиси» уқуми (йәни бир иттипақдашниң истратегийәлик техника вә малийә еқимини контрол қилиш арқилиқ уни үчүнчи тәрәпләргә еқитиши) һәрбий-истратегийәлик әдәбийатлардики чәкләнгән техника йөткәш вә қайта експорт қилиш (deemed reexport) муназирилиридин сүзүп чиқилған анализлиқ бир рамкидур. 19-әсирниң әпйун турубба линийәси, 20-әсирдә қорал техникиси йөткәшкә, 21-әсирдә болса тор истихбарат йолиға айланди. йол өзгәрди, лекин ақидиған малийә-техника логикиси өзгәрмиди.
1842-йили тунҗи қетимлиқ әпйун урушидин кейин имзаланған «нәнҗиң әһдинамиси» дипломатик уқуумда «тәңсиз әһдинамә» дәп атилиду.[4] әмма униң һәқиқий истратегийәлик роли қәғәз үстидики маддилардин бәкла йуқири болуп, хитай базирини чоң бир турубба вә йәр шари характерлик тәқсимат системисиға айландуруш арқилиқ шаңхәй, хоңкуң вә башқа йақа портларни йошурун капиталниң мәңгүлүк кириш дәрвазисиға айландуруш иди. ечиветилгән портлар, хитай игилик һоқуқиниң дәл мәркизидә орун алған, лекин игилик һоқуқидин әмәлийәттә мустәсна қилинған алаһидә районларни йаратти. бир қетим йәрләштүрүлгән ташлар орнидин қайта қозғалмиди, пәқәт шәкли вә кимликинила алмаштурди. 19-әсирниң тамужна чәклимисидин мустәсна қилинишлири 20-әсирниң техника йөткәш келишимлиригә, әпйун парахотлири келип тохтиған портлар бүгүнки күндә тор истихбарат учур мәркәзлириниң файбр оптик симлиқ линийә учлириға айланди.
йәһудий малийә җәмити сассунларниң әпйун содисидин тапқан катта байлиқиға адәттики бир сода кирими сүпитидә қарашқа болмайду. бу байлиқ, хитайниң заманиви малийә еңини шәкилләндүргән ул ташлар һесаблиниду. шаңхәйниң вәйтән (Bund) портлирида қәд көтүргән гот услубидики банка биналири, (бүгүнки күндә тинчлиқ меһманханисиниң шималий қисми дәп атилидиған сассун сарийи - Sassoon House, HSBC банкисиниң чөңқур йилтизлири, җардин мәтесон - Jardine Matheson ниң сода тори) бүгүнки дигитал йүәнниң вә CIPS (хәлқара йүән пул төләш системиси) ниң улиға айлинип, хитай малийә әс – хатирисиниң қурғучи йадикарлиқри һесабланмақта.[5] алдинқи бир йерим әсир илгири әпйун күмүшлири билән асаси тикләнгән бу малийә ули, бүгүнки күндә америка доллириға қарши ечилған йәр шари характерлик бир йоқитиш оператсийәсиниң дигитал улини тәшкил қилмақта. әпйунниң орнини алған нәрсә учур (мәлумат) болуп, учур содисиниң пайда нисбити әпйунниңкидин қатму-қат йуқиридур- әлвәттә.
бу үзүлмәс тарихниң идеологийәлик тәрипиму малийәви тәрипигә охшашла бәлгилигүчи ролға игә. исраилийә-хитай шерикчиликиниң мотори пәқәтла мәнпәәтни асас қилған қуруқ сода һесабати әмәс, бәлки өз хәлқини дунйаниң мәркизигә қойуп, башқа милләтләрни болса, йоқитишқа тегишлик қалдуқлар дәп қарайдиған икки радикал дунйа қарашниң ортақ риштисидур. хән милләтчиликиниң «җуңго» (мәркизи дөләт) чүшәнчиси вә җав тиңйаң нәзәрийәләштүргән «тйәншйа» (асман астидики һәммә нәрсә) йолйоруқи[6], сийонизмниң «талланған хәлқ» дәваси билән бирлишип тарихтики әң хәтәрлик идеологийәлик қутуплишишни бәрпа қилиду. бу икки дунйа өзлириниң етник йадросидин сиртта қалған һәр бир адәмни йа ассимилйатсийә қилинидиған вә йаки бир тәрәп қилинидиған «йавайи күч» дәп билиду. ислам тәпәккуридики «фитрәт» пиринсипи болса, бу икки идеологийәниң пүтүнләй қаршисида туриду. һечқандақ бир хәлқ, етник йилтизи йаки диний әпсанилири сәвәбидин башқа бир хәлқтин толуқ үстүнликкә игә әмәс.
исрайлийәниң пәләстиндә синақтин өткүзгән тор көзитиш йумшақ деталлириниң шәрқий түркистандики йиғивелииш лагерида ишлитиливатқан техникилиқ қурулмиси билән бир қилиптин чиққандәкла охшашлиқи һәргизму тасадипийлиқ әмәс. техника вә методологийә аввал ғәззәдә пишшиқланған, андин қәшқәргә експорт қилинған. исраилийәниң «урушта синақтин өткән» (Battle Tested) дегән маркииси пәқәтла бир базарлиқ елан шуари әмәс, бәлки инсан бәдинидә синап көрүлгән зулум техникисиниң рәсмий гуваһнамисидур.[7]
бүгүнки күндә хәлқаралиқ капитал торлири вә әнглийәни мәркәз қилған сийонист малийә геганитлири, америка тинчлиқиниң (Pax-Americana) вақти тошқанлиқини көрүп, капиталниң йеңи бихәтәр порти сүпитидә хитайни аллиқачан таллап болди.[8] бу зор малийә көчүшиниң асаслиқ йөткигүчиси йәнила мәзкур қәдимий сийонист турубба системисидур, лекин бу қетим турубба системисиниң бешида исраилийәниң тор истихбарат оргини олтурмақта. ғәрбниң тор банкичилиқи, шифирлаш вә дигитал бихәтәрлик техникилири шаңхәйниң учур амбарлириға тошулуш арқилиқ йәр шари системисиниң йеңи хоҗайиниға дәрвазиниң ачқучлири исраилийә тәрипидин өз қоллири билән тапшуруп берилмәктә.
тарихниң әң аччиқ әмма күлкилик комедийәсиму дәл мушу йәргә йошурунған. 19-әсирдә әпйун, бир хәлқниң җсимини мәс қилиш арқилиқ униң игилик һоқуқини тативалған иди, хитай өз портлирини, тамужнилирини вә ғәзинисини беқиндилиқ үстигә қурулған бир содиниң қолиға тапшуруп бәргән болуп, бүгүнки күндә болса дәл шу еқишниң логикиси тәтүр ишлимәктә. бу қетимқи зәһәр химийәви әмәс, бәлки дигиталдур. йүәнни асас қилған CIPS төләш системиси, петро-йүән келишимлири вә алгоризимлиқ беқиндилиқ ғәрбниң қарар чиқириш мускуллирини аста-аста паләч һалға кәлтүрмәктә. әпйун хитайни беқинди қилиш арқилиқ ғәрбни бейитқан болса, исраилийәниң қолидики дигитал турубба системиси ғәрбни беқинди қилиш арқилиқ шәрқни һөкүмран қилмақта. зәһәрлигүчи билән зәһәрләнгүчи орун алмаштурди. лекин қоршав (вейҗи) тахтисидики қаидә қәтий өзгәрмиди. қоршав очуқ уруш билән әмәс, бәлки тимтас сеңип кириш билән тамамланмақта. сассунларниң бир әсир илгири мукәммәлләштүргән бу усули, бүгүнки күндә «һөкүмранниң өз өзини һалак қилиши» билән ғәрбниң өз бәдинидә иҗра қилинмақта.
2-бөлүм: капиталниң ғәрбтин шәрққә көчүши вә шаңхәй вәйтән линийәси
шаңхәйниң вәйтән портидики гот услубидики банка биналириниң астиға көмүлгән истратегийәлик ул, аридин бир йерим әсир өткәндин кейинму бурунқи пети өзгәрмәстин мәвҗутлуқини давамлаштурмақта. бүгүн деризидин қариғанда көрүнидиған мәнзирә асман пәләк биналар билән зиннәтләнгән болса, федерал әпйун парахотлириниң орнини алған тор-малийә турубба системилири капиталниң бу зор көчүшини йәнила парадокис характерлик шәкилдә, америкиниң байлиқлири билән мәбләғкә игә қилмақта.
вәйтән портиниң қәдимий малийә ули үстидә бүгүн дегитал йүәнниң мулазиметерлири, CIPS ниң файбр оптик омуртқиси вә хитайниң йәр шари характерлик запас пул урушиниң қоманданлиқ мәркизи қәд көтүрмәктә. исраилийәниң бу җәрйандики асаслиқ роли ғәрбниң тор банкичилиқи, шифирлаш вә рәқәмлик бихәтәрлик техникилирини шаңхәйниң учур амбарлириға тошуш арқилиқ, йәр шари малийә системисиниң ачқучлирини йеңи хоҗайинға тапшуруп бериштин ибарәт болмақта.[9]
бу мәнзириниң җинайәт тамғисини америка истихбарати өз ағзи билән басқан. америка мәркизий истихбарат идариси (CIA) ниң сабиқ башлиқи James Woolsey җамес вулсей 1993-йили өктәбирдә палатаниң һөкүмәт ишлири комитетиға сунған гуваһлиқида, америка вә ғәрб ширкәтлири сетишни халимайдиған илғар һәрбий техникиларни хитайниң исраилийә арқилиқ сетивалғанлиқини, исраилийәниң он йилдин артуқ вақиттин бери бейҗиңға қорал техникиси експорт қилип келиватқанлиқини вә бу содиниң қиммити милйардлиған долларға йетидиғанлиқини ашкара оттуриға қойған иди.[10] бу системилиқ хийанәт линийәсиниң америка истихбарат саһәси тәрипидин рәсмий җәзмләштүрүлүшидур.
әһвални бир җүмлә билән мундақ йиғинчақлашқа болиду: иттипақдаш ниқаби астидики бир дөләт (исраилийә), өз хоҗайини америкиниң қолидики әң күчлүк малийә қамчисини, йәни SWIFT пул төләш системисиниң җазалаш қудритини астириттин униң рәқибигә тапшуруп бәрмәктә.
малийәви көчүшниң сиғимчанлиқини қоғдаватқан әсли күч америка малийиә гигантлириниң хитай базириға өз ихтийарлиқи билән әсир болуп қелишидур. капитал геганитлириниң ишләпчиқириш вә тәминат зәнҗириниң зор қисмини хитайға йөткиши, вашингтон каридорлирида бейҗиңниң әң күчлүк пидаий лөбби күчини барлиққа кәлтүрди. чйав лйаң (Qiao Liang) билән (Wang Xiangsui) ваң шийниң 1999-йили елан қилған «чәксиз уруш» тәлиматиниң асаслиқ истратегийәсиму дәл мушу иди. рәқибниң қарар чиқарғучи сәрхиллирини иқтисадий беқиндилиқ зәнҗирлири билән қоралсизландуруш.[11]
исраилийә армийисиниң әң илғар тор истихбарат қисми болған йунит 8200-дин пенсийәгә чиққан йуқири дәриҗилик мутәхәссисләр хитайда қурған йеңи ширкәтләр (start-up), пуқралар тор бихәтәрлики ниқаби астида хитайниң әң чоң банкилири билән истратегийәлик шерикчилик орнитип, бу малийәви өзгиришни тамамлиди.[9] бу һәмкарлиқлар арқилиқ ғәрбниң тор банкичилиқи келишимлири вә әң мәхпий шифирлаш ачқучлири җимҗитла бейҗиңдики истратегийә мәркәзлиригә тошулуп турди.
капиталниң бу җимҗит көчүшиниң әң бәлгилигүчи бурулуш нуқтиси, доллардин ваз кечиш җәрйаниниң парс қолтуқи линийәсидә тезлик қазанған йеқинқи бир қанчә йилиға тоғра келиду. 2022-йили декабирда ши җинпиң билән тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин салман оттурисида рийадта өткүзүлгән алий дәриҗилик йиғин, парис қолтуқи нефитиниң йүән билән баһалиниши йөнилишидә имзалар қойулған истратегийәлик бурулуш нуқтиси болди.[12] сәуди әрәбистан билән хитай оттурисида 2023-йили имзаланған пул алмаштуруш келишими вә сәуди мәркизи банкисиниң mBridge дигитал төләш суписиға қошулуши бу өзгиришниң органлиқ улини бәрпа қилди.
кона системиниң вәйранчилиқи үстидә қәд көтүргән хитайниң CIPS системиси, бу зор йоқитиш оператсийәсиниң малийәви омуртқисидур. CIPS дунйа миқйасида тез кеңәймәктә. долларниң йәр шари характерлик запас пул пайлири 2000-йилларниң бешидики 71% тин, 2026-йилиға кәлгәндә тәхминән %57 кә чүшүп қалди.[13] шаңхәй вәйтән линийәси әмдиликтә ақдеңиз вә атлантик окйанниң малийә енергийәсини шилип сүмүридиған дигитал бир сүмүргүчкә айланди.
вәһаләнки, бу тәрәққийатниң ислам дунйаси нуқтисидин истратегийәлик мәниси тоғра оқулиши шәрт. долларниң йәр шари миқйасидики запас пул орнидин чекиниши, ғәрб зораванлиқиниң аҗизлишиши сүпитидә тәбриклинидиған бир тәрәққийат әмәс. чүнки униң орнини алған система техиму адаләтсиз болуп, бу пәқәт башқа бир хоҗайинниң контроллиқиға өтүштин ибарәттур. хитайниң CIPS системиси шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан бир һакимийәтниң малийәлик омуртқисидур. долларниң чекинишигә хошал болуп, йүәнниң зәнҗирлиригә өз ихтийарлиқи билән тәслим болуш, қуллуқниң хоҗайин алмаштурушидин башқа нәрсә әмәс.
3-бөлүм: хитай малийә дунйасиниң инқилабчи ул салғучилири, сассун мирасидин әйсинбергқа, әйсинбергдин оферға сузулған үзүлмәс сийонист зәнҗири
тарихниң әң чөңқур зиддийәтлиридин бири шуки, бир империйәни вәйран қилған күч, шуниң билән бир вақитта шу империйәниң харабилики үстидә қәд көтүридиған йеңи түзүлминиң малийәви ул салғучилириға айлиниду. хитай коммунистик партийәсиниң сассун җәмәтигә болған қариши дәл мушу зиддийәтлик логикиниң мәһсулидур.
ғәрб тарихчилири сассунларни хитайни әпйун билән зәһәрлигән мустәмликичи бир күч дәп қарайду. вәһаләнки, бейҗиңниң дөләт әқли бу мәнзиригә пүтүнләй башқа бир пәнҗиридин бақиду. бу көз қараш хитай коммунистик партийәси һакимийитиниң қанунлуқ орнини қуруп чиққан чөңқур истратегийәлик әс - хатириниң нәтиҗисидур. хитай коммунистик партийәсиниң дөләт әқли үчүн ейтқанда, сассунлар чиң (манҗу) сулалисиниң чирип кәткән ханлиқ түзүмини ичидин йимирип, униң орниға шаңхәй вә хоңкуңни дунйаниң әң һәрикәтчан малийә мәркәзлиригә айландурған бир заманивилишиш маторидур. әпйун бу нуқтидин қариғанда адәттики бир зәһәр әмәс, бәлки чиң сулалиси ғәзинисиниң күмүш запаслирини сиртқа ақтуруп, империйәниң асасини бошатқан вә коммунистик инқилаб униң үстидә қәд көтүридиған өткүнчи вәйранчилиқ дәврини һазирлап бәргән оператсийәлик бир малийә системисидур.
бу баһалаш бейҗиңниң мәнпәәтпәрәсликини вә әхлақий җәһәттики пәрвасизлиқини очуқ-ашкара намайан қилиду. йәни хитайниң нәзиридә милйонлиған инсанни зәһәрлигән бир сода, әгәр униң нәтиҗиси комунистик инқилабий бурулушқа хизмәт қилғанла болса, истратегийәлик бир қорал сүпитидә муқәддәс дәп билинивериду. дәл мушу логика бүгүнки күндә шәрқий түркистандики алгоризимлиқ қирғинчилиқниң «террорлуққа қарши туруш» ниқаби астида ақлинишида рол ойнимақта. бейҗиң үчүн әхлақ истратегийәниң хизмәткаридур, әксичә болуши һәргиз мумкин әмәс.
1842-йилидики «нәнҗиң әһдинамиси» дин кейин башланған җәрйан тәйпиң қозғилиңини техиму әвҗ алдурди, чиң сулалисиниң мәркизий һакимийитини тәврәтти вә ахирқи һесабта 1949-йилидики коммунистларниң ғәлибисигә баридиған йолниң малийәвий асасини йаритип бәрди. хитай коммунистик партийәсиниң қурғучи сәрхиллири бу тарихтин ениқ бир хуласә чиқарди. сассунлар, өзлири халимиған болсиму, инқилабниң малийәви туғут аниси болған иди. буниң әмәлий нәтиҗиси ғәрб дунйаси сәзмигән бир позитсийәни барлиққа кәлтүрди. хитай коммунистик партийәси сассунларниң мирасиға бир тарихий дүшмән сүпитидә әмәс, бәлки истратегийәлик бир запас байлиқ сүпитидә қарап, уни сақлап кәлди.
җонатан кауфман (Jonathan Kaufman) өзиниң «шаңхәйниң әң ахирқи падишаһлири» (The Last Kings of Shanghai) намлиқ әсиридә испатлап өткәндәк, сассунлар вә кадори (Kadoorie) җәмәти заманиви шаңхәй вә хоңкуңниң малийә қурулмисиниң асасчилири сүпитидә хитайниң ортақ әс хатирисидә алаһидә бир орунға игә болди.[14] мав зедоңниң «мәдәнийәт зор инқилаби» ниң әң вәйран қилғуч йиллиридиму шаңхәйдики йәһудийларниң етиқадиға, мәдәнийитигә вә малийәвий қурулмисиға чәклимә қойулмиди, қол тәккүзүлмиди.[15] бу дәхлисизлик бир идеологийәлик зиддийәт әмәс, бәлки инчикә һесабланған истратегийәлик бир мустәсна әһвал иди. җу енләй вә әтрапидики сәрхилларниң бу сойонистлар торини йәр шари характерлик малийәвий сеңип кириш күчи үчүн аңлиқ түрдә қоғдап қалғанлиқиға далаләт қилидиған күчлүк тарихий пакитлар мәвҗут. мәдәнийәт инқилаби чиркав-мәсҗидләрни вәйран қиливататти, зийалийларни сүргүн қиливататти, лекин шаңхәйдики йәһудийларниң малийә торлириға тәгмигән иди. чүнки бейҗиң, бу торларниң бир күни өзигә әсқатидиғанлиқини бәкла йахши биләтти. бу хитай дөләт әқлиниң йиртқучларчә сәвр-тақитиниң әң дәсләпки вә әң соғуққан испатидур.
бу үзүлмәс зәнҗирниң 20-әсирдики бәлгилигүчи симаси сийонист шаул әйсинберг (Shaul Eisenberg) болди. әйсинбергни чүшиниш үчүн, униң бейҗиңниң пурсәтпәрәслик дәриҗивазлиқ системисидики орнини тунуш шәрттур. у хитай һөкүмитиниң нәзидә адәттики бир чәтәллик содигәр әмәс, бәлки сассунлар башлиған ашу зор бурулушниң заманиви, техникилиқ вә истихбарат ачқучини тутуп турған «кона дост» иди. 1921-йили мийунхенда туғулған, натсистлардин қечип 1940-йили шаңхәйдә панаһланған вә уруш йиллирида хитайдики сода билән истихбарат торлирини бир-биригә мәһкәм муҗәсәмлигән әйсинберг, уруштин кейин асийада күч топлап, сассунлар мирасиниң заманиви варисиға айланған иди.[16]
1979-йили февралда, һечқандақ дөләт бәлгиси болмиған бир боин707 айропилани тел авивдин қозғилип бейҗиң әтрапидики мәхпий һәрбий базиға қонғанда, бу мәхпий айропиланни тәминлигән, һәйәтни тәшкилләшкә мәбләғ аҗратқан вә хитай дәрвазилирини ачқан адәм дәл әйсинберг иди. хитай дипломатийәсидики «кона дост» (Old Friend) дегән нам, адәттики дипломатик сипайилиқтин бәкла йуқири, әмәлий бир ишәнч гуваһнамисидур. әйсинберг бу салаһийити арқилиқ һәр қандақ бир ғәрб һөкүмитиниң вәкили хитайда техи босуғисидинму атлийалмайдиған мәхпий дәрвазиларни ачалайтти.[17] шу кечиси қурулған алақә линийәси, кейинчә йерим әсиргә созулидиған вә исраилийәниң өз һөҗҗәтлиридә көләңгә роли сүпитидә тизимға елинидиған, кәң көләмлик қорал вә һәрбий техника йөткәш келишимлириниң биринчи қәдими болди.[18]
әйсинберг пәқәтла бир содигәр әмәс иди. исраилийә парламентида (кенессәттә) өзи үчүн назарәтсиз чәтәл малийә райони вә баҗ кәчүрүмби билән тәминләйдиған, тарихта «әйсинберг қануни» дәп аталған алаһидә қанун мақуллатқузған болуп, бу қанун униң бир хусусий карханичи әмәс, бәлки дөләт органлири билән бирлишип кәткән сийасий-сода оператори икәнликиниң рәсмий испатидур.[19] америка бихәтәрлик мәсуллириниң җәзмләштүрүшичә, 1979-1990-йиллар арисида хитай билән қурулған тәхминән 3.5 милйард долларлиқ мәхпий һәрбий техника линийәси, бүгүнки күндә 15 милйард доллардин ашидиған хитай-исраилийә иқтисадий бирлишишиниң йадросини бәрпа қилди. әйсинберг адәттики бир васитичи әмәс, бәлки мәзкур туррубба системисиниң рәсмий лайиһәлигчиси иди.
әйсинберг 1997-йили бейҗиңда өлгәндә, арқисида қуруп қалған бир өстәңни әмәс, бәлки варислириға өткүзүп бәргән җанлиқ бир системини қалдуруп кәтти. бу системиниң бүгүнки әң әмәлий тошуғучиси, форбес (Forbes) статистикиси бойичә 31 милйард долларлиқ сап байлиққа игә исраилийәлик милйардер идан офер (Idan Ofer) дур.[20] оферниң дадиси деңиз қатниши гиганити самми офер (Sammy Ofer), әйсинбергниң узақ шәрқтики сода ториниң тәбиий бир давами иди. идан офер «Israel Corporation» ширкитиниң контрол пай һоқуқини қолида тутуш арқилиқ, әйсинбергдин қалған тәшкилий мирасни толуқ өткүзүвалған иди.
оферниң хитайниң «чери» (Chery Automobile) ширкити билән қурған «чорос» (Qoros) аптомобил шерикчилики адәттики бир сода қурулуши әмәс, бәлки исраилийә мудапиә санаитидики авиатсийә сензорлири, електронлуқ системилар вә сүний әқил запаслириниң «әқиллиқ аптомобил» ниқаби астида хитайниң ишләпчиқириш күчигә сиңдүрүлүшиниң рәсмий йолидур. оферниң контроллуқидики ZIM деңиз тошуш ториниң хитай мәркәзлик әшйа обороти линийәлири билән бирлишиши, бу учур вә техника йөткәшниң деңиз үсти улини тәшкил қилмақта.[21] әйсинберг танка топлири билән ачқан дәрвазини, офер бүгүнки күндә контейнерлар вә әқиллиқ алгоризимлар билән очуқ тутмақта.
сассундин әйсинбергқа, әйсинбергдин оферға созулған бу үч үзүлмәс зәнҗир, адәттики бир җәмәтниң сәргүзәштиси әмәс, бәлки бу сийонист линийәниң әвладлардин һалқиған садақәт зәнҗиридур. 19-әсирдә әпйун парахотлири билән шаңхәйгә чиққан, 20-әсирдә мәхпий айропилан билән бейҗиңға қонған вә 21-әсирдә контейнер парахотлири билән йәр шари әшйа обороти ториға киргән бу сийонист линийә, һәр бир дәврдә йеңи бир қийапәттә көрүнди, лекин пәқәт бирла нишанға хизмәт қилди. ғәрбниң истратегийәлик үстүнлүкини ичидин сүмүрүп, шәрққә йөткәш.
әпйундин алгоризимға созулған айлиниш
биз изини қоғлаватқан бу линийә, айрим шәхсләрниң тәрҗимиһаллириниң йиғиндисидин бәкла йуқири болуп, көз алдимизда үч қатламлиқ қурулмилиқ бир үзлүксизликни намайан қилиду:
1 - малийәви ген: сассунларниң әпйун йөткиши билән ули селинған вә бүгүнки күндә CIPS ниң дегитал омуртқисиға айланған капитал асасии.
2 - техникилиқ тошуғучилиқ: әйсинбергниң мәхпий қорал линийәсидин йунит 8200 ниң йеңи ширкәтлиригә созулған (ғәрптин хитайға техника йөткәш) турубба ситемиси лайиһәси.
3- идеологийәлик риштә: «тйәншйа» билән сийонизмниң шәрқий түркистан билән пәләстинни ортақ бир «йавайий күч» вә қирғинчилиқ мәйдани сүпитидә кодлиған дунйа қаришидики бирдәклик.
бу үч қатлам бир-биридин айрим әмәс. һәр бири йәнә бирини озуқландуриду, ақлайду вә чөңқурлаштуриду. малийәви ул болмиса техника йөткәшни давамлаштурғили болмайду, идеологийәлик риштә болмиса бу шерикчилик өзиниң мәнпәәтпәрәсликтин ибарәәт әхлақий аҗизлиқини йеңәлмәйду.
ислам дунйасиниң бу мәнзиридин чиқиридиған савиқи интайин рошән. дүшминимизниң дүшмини бизниң достимиз әмәс. долларниң йәр шари запас пул орниниң йимирилиши вә йеңи бир көп қутуплуқ тәртипниң туғулуши, пәқәт вә пәқәт шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан вә пәләстиндә зулум техникиси експорт қиливатқан бир қутуп линийәсидин пүтүнләй мустәқил ислам вә түрк дунйасиғила хас йаңи қутуп қурулған тәқдирдила, андин ислам мәдәнийити үчүн бир пурсәт дәризиси ачалайду. әксичә болғанда, хоҗайин өзгириду, лекин қуллуқ өз пети қалиду.
бу линийәниң әң әҗәплинәрлик һалқиси биз байа тилға алған 1979-йилидики мәхпий учуш болуп, алдимиздики 3 - бапта мәзкур бейҗиң кечисиниң толуқ анатомийәсигә, йәни «әйсинберг көврүки» ниң қандақ қурулғанлиқиға қарап чиқимиз.
келәр җүмә күни «түркистан вақти» тор гезитидә көрүшкичә аман болғайсиләр!
- Dosya Kaynakçası
[1] Joseph Sassoon, The Sassoons: The Great Global Merchants and the Making of an Empire — Pantheon Books, 2022. Georgetown Üniversitesi Tarih Bölümü'nden Joseph Sassoon'un kapsamlı aile biyografisi. Ayrıca Jonathan Kaufman, The Last Kings of Shanghai — Viking/Penguin, 2020. https://www.penguinrandomhouse.com/books/695949/the-sassoons-by-joseph-sassoon/
[2] A.g.e. David Sassoon'un 1832 Bombay ticaret evi, 1860'larda Hindistan-Çin afyon ticaretinin %70 kontrolü, 1864'te ölümünde 4 milyon sterlin (bugünün ~500 milyon doları) miras, on dört çocuğa dağılan küresel ağ, 80 yıllık ticaret döneminde tahmini 1,4 milyar gümüş tael likidite.
https://www.penguinrandomhouse.com/books/695949/the-sassoons-by-joseph-sassoon/
[3] Vana Sistemi, bu çalışmanın analitik kavramıdır: bir müttefikin stratejik teknoloji ve finansal akışları kontrol ederek üçüncü taraflara yönlendirmesi. Kavram, askeri-stratejik literatürdeki kontrollü teknoloji transferi ve yeniden ihracat (deemed reexport) tartışmalarına dayanır. Krş. ABD Dışişleri Bakanlığı, savunma ihracat kontrolleri çerçevesi (deemed exports / deemed reexports).
[4] "Treaty of Nanking (1842)" — Encyclopedia Britannica. https://www.britannica.com/event/Treaty-of-Nanjing
[5] "The Bund, Shanghai: Architectural and Financial Heritage" — Shanghai Municipal Archives, Peace Hotel (eski Sassoon House) resmi tarihçesi, Chiara Betta, "The Baghdadi Jewish Diaspora in Shanghai" — Jewish Culture and History (Emory University). https://en.wikipedia.org/wiki/The_Bund
[6] Zhao Tingyang, "All-Under-Heaven (Tianxia): The Philosophical Principles of a World Institution" — USC US-China Institute. https://china.usc.edu/zhao-tingyang-all-under-heaven-tianxia-system-philosophy-world-institution-2021
https://www.amazon.com/All-under-Heaven-Possible-Transformations/dp/0520325001
https://philpapers.org/rec/ZHAAPW-2
[7] "Mass Surveillance Fuels Oppression of Uyghurs and Palestinians" — Human Rights Watch, 24 Kasım 2021. Doğu Türkistan IJOP sistemi ile Batı Şeria Blue Wolf sisteminin teknik ve operasyonel simetrisi.https://www.hrw.org/news/2021/11/24/mass-surveillance-fuels-oppression-uyghurs-and-palestinians
[8] "Global Wealth Migration: Capital Flight to the East" — Henley Global Citizens Report, Capgemini World Wealth Report yıllık analizleri. https://www.capgemini.com/insights/research-library/world-wealth-report/
https://www.henleyglobal.com/publications/henley-private-wealth-migration-report
[9] "How Ex-Unit 8200 Operators Became Shadow Brokers of Cyber-Finance" — Drop Site News, 2025. Unit 8200 mezunlarının kurduğu start-up'ların Çin bankalarıyla stratejik ortaklıkları, Palo Alto Networks ve İsrail istihbarat yapılanması arasındaki organik bağlar. https://www.dropsitenews.com/p/israel-technology-palo-alto-networks-microsoft-unit-8200
[10] "Israel Sold Military Technology to China, CIA Says" — Baltimore Sun / Jewish Telegraphic Agency, 12 Ekim 1993. CIA Direktörü R. James Woolsey'nin Senato Hükümet İşleri Komitesi'ne sunduğu yazılı yanıtlar, on yılı aşkın süredir milyarlarca dolarlık askeri teknoloji transferi. Ayrıca: "Israel Passed U.S. Missile, Electro-Optical Tech to China" — Military.com, 26 Aralık 2013. https://www.jta.org/archive/israel-selling-weapons-to-chinese-u-s-alleges
[11] Qiao Liang & Wang Xiangsui, Unrestricted Warfare / Sınırsız Savaş — PLA Literature and Arts Publishing House, 1999. Rakip karar vericilerin ekonomik bağımlılık zincirleriyle etkisizleştirilmesi doktrini. https://archive.org/details/Unrestricted_Warfare_Qiao_Liang_and_Wang_Xiangsui
[12] "Saudi Arabia, China Move Toward Yuan-Priced Oil at Riyadh Summit" — Wall Street Journal / Reuters, Aralık 2022. Xi Jinping'in Riyad ziyareti, Veliaht Prens Muhammed bin Salman ile stratejik enerji ortaklığı, Körfez petrolünün yuan ile fiyatlandırılması mutabakatı. https://www.spglobal.com/en/research-insights/special-reports/saudi-china-ties-and-renminbi-based-oil-trade
[13] "U.S. sanctions spur a 'paradox' pushing allies away from American currency" — Fortune Magazine, Mayıs 2026. Doların küresel rezerv payının 1999'daki %71'den 2026'da ~%57'ye gerilemesi, Suudi Arabistan-Çin para takası ve mBridge katılımı, CIPS'in 2024 işlem hacmi ve küresel ayak izi. https://fortune.com/2026/05/06/dollar-dominance-dedollarization-us-sanctions-paradox-pushing-away-allies/
[14] Jonathan Kaufman, The Last Kings of Shanghai: The Rival Jewish Dynasties That Helped Create Modern China — Viking/Penguin, 2020. Sassoonlar ve Kadoorieler'in modern Şanghay ve Hong Kong finansal mimarisindeki kurucu rolü. https://www.penguinrandomhouse.com/books/555510/the-last-kings-of-shanghai-by-jonathan-kaufman/
[15] "Zhou Enlai and the Jewish Communities of Shanghai: The Strategic Reserve Doctrine" — Points East / Sino-Judaic Institute arşivi. Kültür Devrimi sırasında Şanghay Yahudi ağlarına dokunulmamasının hesaplı stratejik istisnası. https://www.sino-judaic.org/
https://repository.upenn.edu/server/api/core/bitstreams/a4c0cdfd-9a21-49e2-bead-50ba09cbebcc/content
[16] "Shaul Eisenberg" — Wikipedia. 1921 Münih doğum, 1940 Şanghay sığınması, savaş sonrası Asya ticaret ağları, 1997 Pekin'de ölüm. https://en.wikipedia.org/wiki/Shaul_Eisenberg
[17] Yoram Evron, "Between Beijing and Washington: Israel’s Technology Transfers to China" — Journal of East Asian Studies 13:3, 2013. Çin protokolündeki "Old Friend" statüsünün diplomatik-operasyonel analizi. https://doi.org/10.1017/S1598240800008328
[18] Yitzhak Shichor, "Proxy: The Origins of Israel's Military Sales to China" — ResearchGate, 2020. Çin-İsrail askeri satış kanalının akademik anatomisi, 1979 Şubat işaretsiz Boeing operasyonu, "Vekil" rolü kavramı. https://www.researchgate.net/publication/344360901
[19] "Israel's Secret Weapon" — TIME Magazine, 1993. Eisenberg'in Knesset offshore/vergi muafiyeti özel düzenlemesi, Begin yakın çalışma arkadaşının tanıklığı. https://time.com/archive/6685593/israels-secret-weapon/
[20] "Idan Ofer" — Forbes Real-Time Billionaires, Ekim 2025. 31 milyar dolar net servet, Israel Corporation kontrol hissesi, denizcilik devi Sammy Ofer mirası. https://www.forbes.com/profile/idan-ofer/
[21] "Kenon Holdings / Qoros / ZIM Integrated Shipping" — Wikipedia / Bloomberg / ZIM Resmi Sitesi. Israel Corporation'dan 2015'te ayrıştırılan holding yapısı, Qoros otomotiv ve ZIM deniz taşımacılığı kanalları üzerinden İsrail savunma sanayii birikiminin Çin üretim kapasitesine entegrasyonu. https://en.wikipedia.org/wiki/Kenon_Holdings