мустәбитниң өз-өзини һалак қилиши: хитай-исраилийә никаһи вә қәлб дийаримиз шәрқий түркистанниң азадлиққа атлиниши (3-бап)

3-бап: ейзенбергниң 1979-йили қурған хитай көврүки вә мәхпий никаһниң туғулған кечиси

аптори: миркамил кашғәрий

 «иттипақдашлириниң ғәризини алдин биләлмигәнләр, әтрапиға қошун топлап иттипақ қуралмайду» сун тизо, «уруш сәнити», 6-баб

«исраилийә өзи сетиватқан нәрсиниң иттипақдишиниң мәхпийәтлики икәнликини обдан биләтти, хитайму өзи еливатқан таварниң оғриланған мирас икәнликини обдан биләтти. бу җинайәт шерикчиликиниң қурулуш һөҗҗити, әнә шу соғуқ бейҗиң кечилириниң пичирлашлири арисида имзаланған иди.»

1979-йили 22-феврал. түн йеримидин сәл ашқан чағ. ейлаттин қозғалған, үстидә һечқандақ дөләт тәвәлик бәлгиси болмиған бир бойинг 707 айропилани калкутта арқилиқ айлинип гуаңҗуға, у йәрдин бейҗиң йеқинидики ташқи дунйадин пүтүнләй айриветилгән бир һәрбий базиға келип қонди. айропиландин чүшкән оттуз йолучиниң һечбири рәсмий тизимға елинмиди. нә уларниң йүзи рәсимгә тартилди, нә исим-унванлири бирәр қәғәзгә йезилди. хитай тәминлигән сахта паспорт билән кәлгән бу оттуз киши адәттики сода-санаәтчи вәкиллири әмәс, бәлки IAI, Elta, Rafael, Tadiran вә IMI қатарлиқ исраилийәниң әң илғар мудапиә санаити ширкәтлириниң йуқири дәриҗилик истратегийәчилири вә баш инженерлири, йәни шу дәврдики исраилийә мудапиә санаити қурулмисиниң әң йадролуқ әқиллар гуруһи иди [1].

бу һәйәт өзи билән биллә ғәрб мудапиә санаитиниң әң мәхпий мәнбә кодлирини вә техникилиқ җәвһирини елип кәлгән иди. әрәб қошунлиридин ғәнимәт елинған совет қорал системилирини оператсийәлик әстайидллиқ билән бир-бирләп парчилап, қайта лайиһиләш техникиси арқилиқ техиму әвзәл һаләткә кәлтүргән вә буни җәң мәйданлирида әмәлий синақтин өткүзгән бу әтрәт, хитай хәлқ азадлиқ армийәси үчүн бибаһа бир билим хәзинисиниң амбири сүпитидә хитайға сунулған иди [2].

хитай тәрәп бу меһманларни рәсмий хатириләргә пәқәт «чәт әллик содигәрләр» (外商) дәпла тизимлиди. чүнки у чағда исраилийә билән хитай оттурисида техи һечқандақ рәсмий дипломатик мунасивәт орнитилмиған иди, бу зийарәтниң ашкарилинип кетиши совет иттипақи билән әрәб дунйасини тәңла чөчүтидиған чоң бир партлаш характерлик вәқәгә айлинатти. мәхпийәтликниң нәқәдәр йуқири дәриҗидә болғанлиқини мундақ бир тәпсилаттинму көрүвелишқа болиду:

исраилийәлик һәйәт әзалиридин бириниң дәл шу һәптә ичидә өлүп кәткән анисиниң хәвири бихәтәрлик бәлгилимилири түпәйлидин өзигә йәткүзүлмәй сир тутулған иди [1]. әң һалқилиқ техникилиқ содилишишлар ишхана йаки үстәл үстидә әмәс, түн йеримида, бейҗиңниң қәһритан һавасида, сиртта бирликтә айлиниш җәрйанида аста пичирлишишлар арқилиқ елип берилди. бу кәспийлик йаки пидакарлиқниң ипадиси әмәс, бәлки қурулған мунасивәтниң нәқәдәр ғәйрий қануний вә қараңғу икәнликиниң иқрари иди. 1979-йил көврүкиниң асаси, мутләқ мәхпийәтлик қәсәмнамиси үстигә қурулған иди.

соғуқ мунасивәтләр уруши тарихшунаслиқи 1979-йилини үч чоң бурулуш характерлик вәқә үстигә қуруп чиқиду: иран ислам инқилаби, камп давид тинчлиқ келишими вә совет иттипақиниң афғанистанға бесип кириши. әмма буларниң һечбири, дунйаниң күч тәңпуңлуқини мәңгүлүк вә арқиға йанғусиз шәкилдә өзгәртивәткән төтинчи бир вәқәни (1979-йилидики бейҗиң кечисини) йошуруп қалалмиди. бу төтинчи вәқә һечқандақ асасий еқим гезит башбәтлиридин орун алмиди, б д т йиғинлирида музакирә қилинмиди, һечқандақ хәлқара мунасивәтләр илим мунбәрлиридә дәрс қилип өтүлмиди. чүнки у вәқәниң мәвҗут болуш шәрти толуқ мәнада көрүнмәс вә инкар қилғили болидиған һалда қелиши иди. бир һәптә давам қилған содилишишлар, җинайәт шерикчиликиниң асаслиқ һөҗҗитини қурму-қур йезип чиқивататти.

 

1-бөлүм: көврүкниң истратегийәлик тәңлимиси, немишқа 1979?

исраилийәгә нисбәтән у чағдики мәсилә иттипақдашлиқ әмәс, түп мәниси билән ейтқанда, һайат қелиш мәсилиси иди. иран ислам инқилаби исраилийәниң әң чоң қорал херидарини бир кечидила дунйа сәһнисидин өчүрүп ташлиған иди. иран шаһи дәвридики исраилийәдин ғайәт зор қорал емпорт қилиш, имам хумәйниниң һакимийәт бешиға чиқиши билән бир дәмдила тохтап қалған иди. IAI, Rafael вә IMI ға охшаш дөләт гигантлири ғайәт зор ишләпчиқириш иқтидариға игә болсиму, әмма бу көләмни мәбләғ билән тәминләйдиған базар қалмиған иди. хитай болса бир милйардтин ашидиған нопуси, кона армийәси вә техникиға болған ачлиқи билән, исраилийә мудапиә санаитиниң қутқузуп қалғучи херидари һесаблинатти. ейзенберг ачқан дәрваза, әслидә исраилийә мудапиә санаитиниң вәйран болуштин қутулуш дәрвазиси иди [3]. шуңа һайат қелиш үчүн өз иттипақдиши американиң кәйнидин пичақ санҗиш, тел авивниң һесаб-китабида қобул қилғили болидиған бир бәдәл сүпитидә кодланған иди.

бейҗиң тәрәптин қариғандиму, бу тәңлимә охшашла мәнпәәтлик иди. дең шйавпиң 1978-йили һакимийәт бешиға кәлгәндә «ислаһат вә ечиветиш» сийаситини йолға қойған болсиму, ғәрб дунйаси билән биваситә һәрбий техника һәмкарлиқи мунасивети орнитиш соғуқ мунасивәтләр урушиниң назук тәңпуңлуқлири түпәйлидин мумкин әмәс иди. нато вә ғәрб лагериниң коммунистик дөләтләргә йуқири техника експорт қилишини назарәт қилидиған көп тәрәплимилик експорт контрол комитети (COCOM) ниң чәклимилиригә учримайдиған бирдинбир ғәрбкә иттипақдаш дөләт исраилийә иди [3]. бейҗиң үчүн исраилийә ғәрбниң һәрбий техникисиға еришишниң бирдинбир арқа ишики иди.

хитай әмәлдарлири исраилийәлик инженерларға шунчилик ишинәттики, йүзлигән милйон долларлиқ тохтамларни пәқәт бир қанчә парчә рәсим вә бир син көрүнүшигә тайинип, һечқандақ завутни көздин кәчүрмәйла имзалашқан иди [4]. қорал содиси тарихида мисли көрүлмигән бу ишәнчниң маһийити, икки тәрәп мунасивитиниң адәттики бир сатқучи - хиридар мунасивитидин толиму йуқири, техиму йошурун икәнликини испатлайду.

бу көврүкниң тунҗи вә әң вәйран қилғуч мевиси, хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң қолидики миңлиған совет типидики T-54 вә T-55 танкилириниң исраилийә техникиси арқилиқ түптин өзгәртилиши болди. бу йәрдики мәсилә адәттики бир қорал-йарақ сетиш әмәс, бәлки пүтүн бир армийәниң һәрбий тәлимат генини, (DNA) сини қайтидин йезип чиқиш иди.

хитай хәлқ азадлиқ армийәси 1979-йилиға кәлгәндә сан җәһәттин дунйа бойичә әң көп қуруқлуқ армийә қошуниға игә иди. әмма бу ғайәт зор күчниң биронивик йадроси, 1950-йиллардики совет техникисиға вәкиллик қилидиған «Type 59» танкилиридин тәшкил тапқан иди [5]. кона типтики топлар, қолда башқурулидиған өптикилиқ оқ чиқириш системисила бар иди. лазерлиқ арилиқ өлчигүч йоқ, кечә уруш иқтидари әмәлийәттә нөл иди. 1979-йили февралда  хитайниң вейтнамға қарши елип барған «җазалаш йүрүши», хитай армийәсиниң биронивик қошуниниң заманиви җәң мәйданида нәқәдәр карға кәлмәс икәнликини ашкарилап қойған иди [6].

бу көврүкниң биронивикқа алақидар қисими, дәл йуқириқи қаниған йара үстигә оператсийәлик бир мәрһәм болған иди. исраилийә бу хил заманивилаштуруш ишлириниң дунйадики әң уста маһири иди. 1967-вә 1973-йиллардики урушларда мисир вә сүрийәдин ғәнимәт елинған йүзлигән T-54/T-55 танкилири «теран» нами билән өзгәртилип исраилийә амийәсиниң қорал түригә қошулған һәмдә кәң көләмлик «ғәрбләштүрүш» пиланидин өткүзүлгән иди [7]. кона совет топиниң орниға әнгилийәниң L7 типлиқ 105 миллиметирлиқ танка топи, ғәрибниң илғар дигитал оқ чиқиришни контрол қилиш системилири, лазерлиқ арилиқ өлчигүч вә кечидә көрүш үскүнилири орнитилди. 1979-йили бейҗиңға қонған һәйәт, бу тәҗрибиханиниң барлиқ сирлири вә формулалирини өзи билән биллә елип кәлгән иди.

хитайға сунулған техника боғчисиниң әң һалқилиқ қисми қәғәзгә йазғили болмайдиған хусусийәткә игә иди. йәни йигирмә йиллиқ қанлиқ уруш тәҗрибилиридин сүзүлүп чиққан «тактикилиқ тәрҗрибиләр» ниң пүтүни иди. совет биронивиклириниң қайси аҗиз нуқтидин тешилидиғанлиқи, қайси булуңда қайси хил қорал-йарақниң әң йуқири вәйранчилиқ йариталайдиғанлиқиға охшаш һайатий әһмийәткә игә сирлар иди. бу мәлумат вә тәҗрибиләр һечқандақ техникилиқ катлогларда йезилмиған болуп, җәң мәйданида өлүм билән ғәлибә оттурисидики назук сизиқни бәлгиләйтти. исраилийәлик инженерлар хитай шериклиригә пәқәт бир топ норинила әмәс, бәлки шу топ нориниң арқисидики пүткүл җәң пәлсәписини вә системилиқ һәрикәт йөнилишини тапшуруп бәргән иди.

бу техника йөткәшниң рошән нәтиҗилири бәш йил ичидила намайан болди. 1984-йили 1-өктәбирдә, тйәнәнмен мәйданидики чоң һәрбий паратта көргәзмә қилинған «Type 69» танкилири ғәрб анализчилирини һәйран қалдурди. йеңичә топ шәкиллири, заманивилаштурулған оқ чиқиришни контрол қилиш системилири вә тәрәққий қилдурулған кечилик һәрикәт системилири көзгә көрүнүп туратти. пентагонниң техникилиқ истихбарат бөлүмлири бу танкиларниң ичидики йат қол тәгкән DNA ни дәрһал байқап чиқти [8]. бир иттипақдаш (исраилийә) бу хитай танкилириниң вуҗудиға ғәрбниң истратегийәлик роһини окул қилип урған иди.

«Type 69» бир танкидин көп һалқиған нәрсигә айланди. советниң гәвдиси ичидә соқуватқан бир исраилийә қәлби вә барғанчә ғәрбләшкән електронлуқ меңә. бу өзгириш, йиллардин кейин һәммә саһәгә кеңийидиған «техника йөткәш турубба системиси» ниң тунҗи җисманий әндизиси болуп қалған иди. йәни шәрқниң гәвдиси ғәрбниң әқил-парасити билән қораллинивататти.

тәтқиқат әдәбийатлиридики «қорал сетиш» дегән сөз, 1979-йилдики көврүкниң һәқиқий маһийитини йошуруп қойиду. бу йәрдики һәқиқәт тәййар мәһсулат сетиш әмәс, бәлки бир армийәниң пүткүл мәшғулат системисини қайтидин йезип чиқиштин ибарәт иди. хитайниң қолида ишләпчиқириш линийәлири бар иди, кәм болғини болса шу җабдуқларға җан беғишлайдиған әқил вә меңә иди. исраилийә әнә шу меңини бейҗиңға тапшуруп бәрди. қорал сатқан иттипақдаш җинайәт шерикидур, әмма бир рәқип армийәниң меңисини йезип бәргән иттипақдаш хийанәтнниң һәқиқий мимаридур.

бейҗиң бу техника арқилиқ пәқәт өз армийәсинила күчләндүрүп қалмиди, бәлки уни бир експорт қоралиға айландурди. «Type 69» түридики танкилар 1982-йилидин башлап тоққуз дөләткә тәхминән икки миң данә експорт қилинди. бу санниң зор қисмини ирақ йалғуз өзи сетивалди, бу хитай танкилири иран-ирақ урушида һәр иккила тәрәптә тәң ишлитилди, һәр ики тәрәп тәң тәминләнди [9]. исраилийә техникини бәрди, хитай уни көпәйтип уруш районлириға екиспорт қилди, бу қоралларниң топлиридин чиққан оқлар мусулманларниң қенини төкти. бу никаһниң тунҗи мевиси, техи туғула туғулмайла бир қәтлигаһ йаратқан иди.

исраилийәниң 1979-йилидики йардими, хитайниң өз алдиға он йилдиму қилалмайдиған техникилиқ бөсүш характерлик тәрәққийатини бир қанчә йил ичидила ишқа ашуруп бәрди. бу тарихниң әң үнүмлүк вә әң әхлақсиз техника йөткәш вәқәлиридин бири иди.

 

2-бөлүм: пентагонниң җинайәт доклати, американиң нерва учлири сизмәктә, әмма мускуллири паләч

пентагон бу ғайәт зор техника йөткәш қилмишини һәқиқәтән билмәмти? әслидә пүтүнләй әксичә иди. американиң үч айрим истихбарат вә назарәт қилиш оргини (деңиз армийә истихбарат идариси ONI, мудапиә истихбарат оргини  DIA вә конгрәс назарәтчилик ишханиси  GAO,  бир-биридин мустәқил йоллар арқилиқ бирла дәһшәтлик нәтиҗигә йетип кәлди. исраилийә, америка өзигә аманәт қилған мудапиә техника генини системилиқ түрдә хитайға өткүзүп беривататти [8]. үч айрим орган, үч мустәқил доклат вә бирла охшаш нәтиҗә. әмма бу доклатларниң һечбири әмәлий бир сийасий җазаға йаки чәклимигә айланмиди. вашингтонниң нерва учлири келиватқан тәһдит учурлирини ениқ сизмәктә иди, әмма униң истратегийәлик мускуллири пүтүнләй паләч һаләттә туратти.

бу мәнзириниң әң чоң паҗиәси шу йәрдә  йатиду: һөкүмдар күчниң нерва системилири (ONI, DIA, GAO) хәтәрни кәм-күтсиз байқавататти, әмма униң мускуллири, йәни сийасий қарар чиқириш ирадиси сийонист лобичилиқниң қара зәнҗирлири билән паләч қилинған иди. кесәлгә қойулған дийагноз тоғра әмма бимарниң қолини көтүрүшкә қурбити йәтмәйтти.

вашингтон бу мәхпий һәркәтни әң бешидинла «биләмти»?

тарихий пакитлар бизгә буниңдин җиқ мурәккәп бир мәнзирини ечип бериду. һенри киссингерниң (Henry Kissinger) 1971-йилидики мәхпий бейҗиң зийаритидә, хитай әмәлдарлириға исраилийә қораллириниң совет қорал-йарақлириға қарши көрсәткән йуқири үнүмини махтап бәргәнлики һөҗҗәтләр билән испатлиған. җиммий картер һөкүмитиниң америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси(Zbigniew Brzezinski)  збигнйев бжезинскийму 1978  - йили хитайни совет росийәсигә қарши һәрбий җәһәттин күчләндүрүш истратегийәсиниң бир қисми сүпитидә, исраилийәниң бу «вәкаләтчи»лик ролиға сүкүт билән рази болғанлиқини ейтқан иди [2]. вашингтонниң әслидики һесаби, хитайни советкә қарши азрақ күчләндүрүш үчүн техника йөткәшни контроллуқ, чәклик вә назарәт астидики даиридә тутуш иди. әмма әмәлийәттә йүз бәргини пүтүнләй башқа нәрсә болуп чиқти. контроллуқ пүтүнләй исраилийәниң қолиға өтүп кәткән, системилиқ түс алған вә он йил бойичә һәссиләп кеңәйгән бир йошурун «техника йөткәш турубба системиси» шәкилләнди. вашингтон ишикни азғинә ачти, исраилийә униң асаслиқ босуғулирини сундурди, хитай болса тамлирини йиқитти.

исраилийә тезла өзиниң «контроллуқ вәкаләтчи»лик салаһийитидин ваз кечип, бу җәрйанни өзиниң иқтисадий вә сийасий пиланлириниң асаслиқ маториға айландурди. униң үстигә хитай өзи алған техникини өзиниң санаәт иқтидариға тайинип тез сүрәттә көпәйтти вә җәрйанни исраилийәниң қолидинму тартип алди. туруббиниң еғизи бир қетим ечилғандин кейин, уни қайта тақиғучи чиқмиди.

һәтта сабиқ исраилийә баш министири йитзақ рабинму (Yitzhak Rabin) бу аччиқ һәқиқәт билән йүзләшкәндә, өзини қоғдаш инкасиниң арқисиға йошурунушқа мәҗбур болди. си ай е (CIA) ниң мудири җамес вулсейниң (James Woolsey) конгерсқа сунған доклатида, исраилийәниң хитайға һәрбий техника сетишлириниң «бир қанчә милйард долларға йәткәнликини» ашкарилиған дәл шу һәптидә, рабин бейҗиңдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида: «өткән он икки йилда милйардларчә долларлиқ қорал содиси қилинди, дегән гәпләр пүтүнләй бимәнә», дәп байанат бәрди [4]. әслидә бу йәрдә күлкилик болған бирдинбир нәрсә, бу йалғанчилиқниң дунйа мәтбуатлири алдида мушундақ очуқ-ашкарә вә хатирҗәм ейтилиши иди.

 

3-бөлүм: ейзенберг көврүкиниң ачқан дәрвазилири вә турубба системисиниң тунҗи синақ нусхиси

ейзенберг көврүки бир ахирлишиш әмәс, әксичә пүткүл йәр шариниң мудапиә күч тәңпуңлуқлирини астин үстүн қилған ғайәт зор бир йошурун сир тошуш мусаписиниң башлиниш нуқтиси иди. 1979-йилиниң қарлиқ кечисидә ечилған бу дәрваза қайтидин һечқачан йепилип бақмиди, әксичә йилдин-йилға техиму кеңийип, мукәммәлләшкән «турубба системиси» ға айланди.

бу турубба системисиниң органлишип муқимлишиши, исраилийә дөләт аппаратиниң әң йуқири қатламлирида тәстиқланған мәхпий бир һәрикәт иди. исраилийә мудапиә министири езәр вейзман (Ezer Weizman), хитай тәрәпниң мәхпийәтлик тәлипигә йазма шәкилдә җаваб қайтуруп: «елип бериливатқан содиниң мәхпийликини имканқәдәр чиң сақлаш үчүн барлиқ тәдбирләрниң елинғанлиқини» бейҗиңға йәткүзгән иди. 1979-йили ийун ейида, йат бир дөләтниң байриқи астида, әмма исраилийәлик хадимлар билән толдурулған бир парахотниң, су үстидики бир қорал көргәзмиханиси сүпитидә хитайға қарап йолға чиқишқа тәййарлиниватқанлиқи, исраилийә ташқи ишлар министирлиқиға рәсмий доклат қилинған иди [2]. мәхпийәтлик бир ихтийарий таллаш әмәс, бәлки бу һәрикәтниң мәвҗут болуп турушиниң түп шәрти иди вә исраилийә дөлити бу мәхпийәтликни әң йуқири дәриҗидә маслаштуруп башқурувататти.

тунҗи йилларда пәқәт қуруқлуқ армийә җабдуқлириғила мәркәзләшкән бу йошурун һәмкарлиқ, 1980-йилларниң оттурилиридин башлап һава армийәси вә истратегийәлик башқурулидиған бомба техникилириға, 1990-йиллардин кейин  болса, електронлуқ уруш, тор бихәтәрлики вә учқучисиз айропилан саһәлиригә қәдәр кеңәйди. 1979-йилидики тунҗи мәхпий һәрикәтниң арқисиға онлиған йеңи сәпәрләр улинип давамлашти. учушларниң бир қисми биваситә исраилийә һава армийәсиниң айропиланлири билән елип берилди, уларниң үстидики «давут йултузи» бәлгилири мәхпийәтлик қаидиси бойичә дәрһал өчүрүп ташланди. икки дөләт оттурисида дипломатик мунасивәтләр 1992-йили рәсмий қурулған күнгичә, исраилийәлик һәйәтләр хитай тәрәп тәминләп бәргән сахта паспортлар билән йошурун қатнап йүрди [1].

1989-йилидики тйәнәнмен мәйдани қирғинчилиқи, ғәлитә бир шәкилдә, исраилийәниң турубба системилиқ ролини техиму мустәһкәмлиди. ғәрб иттипақдашлириниң хитайға қаратқан кәң көләмлик қорал ембаргоси, исраилийәни хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң әң илғар һәрбий техникиларға еришәләйдиған бирдинбир  әмәлий «арқа ишики» гә айландуруп қойди. ғәрб ембарго қойатти, исраилийә ембаргони тешип өтәтти. һәр икки тәрәп буниң җаза бәдилини әмәс, бәлки  қолға келидиған пайдисини һесаблавататти. 1989-йилдики ембарго, исраилийәниң бу туруббалиқ ролини бир мәҗбурийәттин, пүтүнләй истратегийәлик бир монополлуққа айландурди.

бу техника йөткәшләр йаратқан истратегийәлик ақивәт толиму дәһшәтликтур. хитай дөлити, исраилийәниң қоли билән еқип киргән техникилар сайисидә, нормал шараитта онлиған йиллар давам қилидиған тәтқиқат-тәрәққийат (Ar-Ge) басқучлирини атлап өтүп, әң аз дегәндиму йигирмә йиллиқ тәрәққийат җәһәттики  дәвр бөлгүч илгириләшни қисқа вақит ичидә ишқа ашурди [8]. бүгүн тинч окйан асманлирида вә деңизлирида америка деңиз армийәсигә биваситә тәһдит болуватқан хитайниң һәрбий қудритиниң йилтизини инчикә тәкшүридиған болсақ, у йилтизниң әң чоңқур оғутиниң 1979-йили бейҗиң сиртидики мәзкур һәрбий базиға тунҗи қетим қонған бойинг 707 айропиланиға берип тутишиду.

бу көврүкниң қалдуруп кәткән йәнә бир һалқилиқ мираси, қурулған ғәйрий рәсмий риштиләрниң мәңгүлүклишидур. 1979-йилидики вәкилләр өмикидә орун алған исраилийәлик инженерлар гурупписи, хитай шериклири билән онлиған йилларға созулидиған кәспий бир ишәнч мунасивитини шәкилләндүрди. бу йошурун риштиләр, кейинки йилларда GTİİT (гуаңдуң технион-исраилийә техника институти) ға охшаш академик һәмкарлиқ ниқаби тақивалған органларға, чаңҗу вә шаңхәйдики ортақ иноватсийә (йеңилиқ йаритиш) бағчилириға һәмдә тор бихәтәрлик шәртнамилиригә айлинип, рәсмий түрдә органлашти. нетанийаһуниң 2017-йили «җәннәттики никаһ» дәп атиған бу мунасивитиниң һәқиқий ули, әслидә пәқәт ейзенбергниң айропиланидила әмәс, бәлки шу айропиландин чүшкән инженерларниң хитай кәспидашлири билән өзара қуруп чиққан шәхсий ишәнч торида өз ипадисини тапқан иди.

шу кечиси беҗиңдики  мәхпий һәрбий базида оттуз инженер билән башланған бу көврүк, йерим әсир ичидә йәр шариниң күч тәңпуңлуқлирини арқиға йанғусиз шәкилдә түптин өзгәртип ташлиди.

келәр җүмә күни түркистан вақти тор гезитидә исраилйәниң хитайниң һәрбий авиатсийә саһәсини қандақ йуқири техкникилар билән билән тәминләп,  тинч окйан асмининиңң һакимиға айландурғанлиқини пүтүн техникилиқ тәпсилатлири билән диққитңларға сунимиз.  

 

китабниң кириш сөзини оқуш үчүн төвәндики улинишқа бесиң:

[https://turkistantimes.com/ug/news-20740.html...]

 

китабниң 1- бабини оқуш үчүн төвәндики улинишни бесиң;

[https://turkistantimes.com/ug/news-20775.html]

 

китабниң 2- бабини оқуш үчүн төвәндики улинишни бесиң;

https://turkistantimes.com/ug/news-20800.html 

 

  1. Dosya Kaynakçası

[1] Yaakov Katz & Amir Bohbot, The Weapon Wizards: How Israel Became a High-Tech Military Superpower — St. Martin's Press, 2017. Şubat 1979 uçuşunun detaylı anlatımı: Eisenberg'in özel Boeing 707'si, Eilat-Kalküta-Guangzhou-Pekin rotası, sahte pasaportlar, gece fısıltı pazarlıkları, delegasyon üyesinin annesinin vefat haberinin ulaştırılamaması. Ayrıca: "How Israel Used Weapons and Technology to Become an Ally of China" — Newsweek, 11 Mayıs 2017. https://www.newsweek.com/china-israel-military-technology-beijing-jerusalem-saul-eisenberg-weapons-607117

[2] Yitzhak Shichor, "Proxy: The Origins of Israel's Military Sales to China" — ResearchGate, 2020, ve "Israel's Military Relations with China: Mission Inconceivable" — The Palgrave International Handbook of Israel, Springer 2022. 30 kişilik İsrail savunma delegasyonu kompozisyonu, Kissinger'ın 1971 Pekin ziyaretinde İsrail silahlarının övgüsü, Brzezinski'nin vekil rolünü zımnen onaylaması, Savunma Bakanı Weizman'ın gizlilik taahhüdü ve Haziran 1979 yüzen silah fuarı raporu. https://www.researchgate.net/publication/344360901

[3] Yitzhak Shichor, "The Middle East in China's Foreign Policy 1949-1977" — Cambridge UP, 1979, ve "Israel's Military Transfers to China and Taiwan" — Survival 40:1 (1998), DOI: 10.1093/survival/40.1.68. İran Devrimi'nin İsrail savunma sanayiine etkisi, NATO/COCOM kısıtlamalarından muaf tek müttefik olarak İsrail'in Vana rolü, Tiananmen sonrası ambargoyu delme. Ayrıca: Bates Gill & Taeho Kim, "China's Arms Acquisitions from Abroad" — Oxford/SIPRI, 1995. https://doi.org/10.1093/survival/40.1.68

[4] "Israel's Secret Weapon" — TIME Magazine, 1993. Begin yardımcısının ifadesi, Çinli yetkililerin İsrailli mühendislere olağanüstü güveni (fotoğraf-video temelli kontratlar), 1979'dan itibaren İsrail'in Çin'e 3,5 milyar dolar değerinde askeri teknoloji satışı, Rabin'in Pekin basın toplantısındaki inkârı, CIA Direktörü Woolsey'nin Senato Hükümet İşleri Komitesi'ne sunduğu Ekim 1993 yazılı yanıtı. https://time.com/archive/6685593/israels-secret-weapon/

[5] "Type 59 tank" — Army Guide / GlobalSecurity.org. Sovyet T-54A'nın Çin lisanslı üretimi, 10.000+ adet, 1950'ler teknolojisi, PLA zırhlı omurgası. http://www.army-guide.com/eng/product1322.html

[6] Xiaoming Zhang, Deng Xiaoping's Long War: The Military Conflict between China and Vietnam, 1979-1991 — University of North Carolina Press, 2015. PLA'nın Vietnam seferindeki zırhlı kayıpları ve Type 59 tanklarının modern muharebe sahasındaki kırılganlığı. https://books.google.com/books/about/Deng_Xiaoping_s_Long_War.html?id=bCQUCAAAQBAJ

[7] İsrail "Tiran" programı — IDF'nin 1967 ve 1973 savaşlarında ganimet aldığı T-54/55 tanklarının L7 105 mm top, lazer mesafe ölçer ve dijital atış kontrol sistemiyle modernizasyonu, bu hibrit formülün Çin'e aktarılması. Ayrıca: "Sino-Israeli Security Relations: In America's Shadow" — MEI, 2018. https://mei.edu/publication/sino-israeli-security-relations-americas-shadow/

[8] US Congress Research Service (CRS), ONI, DIA ve GAO raporları — İsrail-Çin askeri teknoloji transferinin belgelenmesi, Pentagon'un 1984 Tiananmen geçit törenindeki "yabancı DNA" teşhisi, Çin'in 20 yıllık Ar-Ge sıçraması analizi, RAND Corporation analizleri ve sıfır yaptırım paradoksu. https://www.gao.gov/assets/nsiad-93-184.pdf

[9] "Type 69 tank" — Wikipedia / NORINCO kaynakları. 1982'den itibaren dokuz ülkeye ~2.000 adet ihraç, büyük kısmı Irak'a, İran-Irak Savaşı'nda her iki tarafa satış. https://en.wikipedia.org/wiki/Type_69_tank