сүрәтни «һони сойит» (Honi Soit) намлиқ сидней университети оқуғучилар таратқуси тартқан
хитайниң «милләтләр иттипақлиқи вә тәрәққийати қануни» 1-ийулдин башлап йолға қойулди. бу қанун хитайниң хәнзуларни мәркәз қилған рәһимсиз ассимилйатсийә қилиш сийаситини техиму күчәйтиду.
2026-йили 10-ийул
5-ийул йәкшәнбә күни әтигән саәт 11 дә тәхминән 35 киши шәһәрлик һөкүмәт мәйдани (Town Hall) ға йиғилип намайиш қилди. мәзкур намайишни австралийә уйғур җәмийити тәшкиллигән болуп, йәрлик аһалиләр вә земин игилиригә һөрмәт билдүрүш нутуқлири сөзләнгәндин кейин намайишчилар зийанкәшликкә учраватқан уйғурлар үчүн бир минут сүкүттә турди һәмдә арқидин сөзлигүчиләр нутуқ сөзлиди.
австралийә уйғур җәмийитиниң катипи бәхтийар бөрә йиғилған аммиға: «буниңдин 17 йил илгири миңлиған уйғурлар үрүмчи кочилирида тинч шәкилдә намайиш қилип шавгуәндә уйғур завут ишчилириниң өлтүрүлүш вәқәсини тәкшүрүшни тәләп қилғаниди» деди.
2009-йили 26-ийун кечиси гуаңдуң өлкисиниң шавгуән шәһиридики бир ойунчуқ завутиниң йатақлирида хәнзу ишчилар билән йәрлик шайкилар уйғур мәрдикар ишчиларни өлтүргән. шйаңгаңни база қилған бир ойунчуқ ишләпчиқириш ширкитигә тәвә болған шу шавгуән завутида кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилидиған еғир експлататсийә қилиш хизмәт шараити мәвҗут болуп, «хитай әмгәк көзитиш тәшкилати» (China Labor Watch) ниң билдүрүшичә бу әһвал миллий җиддийчиликләрниң келип чиқишиға йол ачқан. шу күнләрдә бир хәнзу айал ишчиниң уйғур ишчилар тәрипидин җинсий паракәндичиликкә учриғанлиқи тоғрисидики йалған хәвәрләр тарқитилғаниди.
хитай даирилири мәзкур вәқәдә икки уйғурниң өлгәнликини һәмдә 79 и уйғур болуп җәмий 118 кишиниң йариланғанлиқини елан қилған. гуваһчиларни зийарәт қилған «гардиан» (The Guardian) гезити мухбириниң ейтишичә йәрлик бир хәнзу әр йәттә-сәккиз уйғурни өлтүрүшкә йардәмләшкәнлики билән махтанған шундақла өзи вә башқиларниң төмүр калтәкләр билән уйғур ишчиларни уруп өлтүргәнликини ейтқан. ашу чағларда торға йолланған синларға асасланғанда хәнзу топилаңчилар сақчилар бир нәччә саәт кейин йетип кәлгән болсиму уйғурларниң йатақлириға давамлиқ бесип киргән.
2009-йили 5-ийул күни уйғурлар үрүмчидә намайиш қилди. шәһәрниң уйғур мәһәллилиридә тинч намайиш билән башланған бу һәрикәт сақчилар онлиған намайишчини қолға елип аммини тарқақлаштурушқа урунғандин кейин хәнзуларға қарши зораванлиққа айлинип кәткән. бир қисим ғәзәпләнгән уйғурлар сақчиларға һуҗум қилған, һөкүмәт биналириға бесип киришкә урунған, кочилардики хәнзуларға һуҗум қилип хәнзулар башқурушидики дуканларни чеқип вәйран қилған. мәзкур тоқунушта кәм дегәндә 197 киши қаза қилған болуп уларниң көпинчиси хәнзулар иди.
австралийә уйғур җәмийитигә охшаш уйғур миллий тәшкилатлири вәқәдин кейин йүз бәргән қолға елишлар шундақла топилаңға қатнашқанлиқ билән әйибләнгән йүзлигән кишиләрниң очуқ-ашкара болмиған сотлинишини көздә тутуп үрүмчи вәқәсини бир «қирғинчилиқ» дәп тәсвирләйду.
намайишта пәләстинни қоллаш тәшкилати болған «пәләстинни қоллап чиқиң» (Stand for Palestine) тәшкилатиниң әзаси мухлис ма сөз қилди.
мухлис ма өзиниң туңган миллитидин болған бир хитай пуқраси икәнликини тилға елип: «бу мәсилә мән үчүн интайин муһим бир темидур. үрүмчи қирғинчилиқи әмәлийәттә тунҗи башлиниш әмәс иди, әмма әпсуслинарлиқи шуки у бир башлиниш болуп қалди» деди.

мухлис ма билән австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәһмәт обул биргә. сүрәтни «һони сойит» (Honi Soit) таратқуси тартқан.
ма йәнә мундақ деди: «чүнки үрүмчи вәқәсидин кейин көргинимиз хитай коммунистик партийәсиниң болупму уйғур хәлқигә тутқан позитсийәсини өзгәрткәнлики болди. биз хитай һөкүмитиниң буйруқлириға бойсунуп кәлгән кишиләрниңму һечқандақ сәвәбсизла җаза лагерлириға қамалғанлиқини, уларниң кимликиниң өчүрүлгәнликини, тилиниң тартивелинғанлиқини вә пәрзәнтлириниң ата-анилиридин айриветилгәнликини көрдуқ. биз һәқиқәтәнму әқилгә сиғмайдиған көплигән паҗиәләргә шаһит болдуқ.»
кәм дегәндә 2017-йилидин башлап шәрқий түркистан даирилири уйғурлар билән башқа мусулман түркий милләтләрни «әсәбийликни түгитиш» лагерлириға қанунсиз һалда кәң көләмлик қамап кәлмәктә. мәзкур лагерларда тутқунлар хитай тилини өгинишкә вә өзлириниң «ашқунлуқ» етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурлиниду. хитай даирилири дәсләптә бу лагерларниң мәвҗутлуқини рәт қилған болсиму кейинчә уларни «кәспий тәрбийәләш мәктәплири» дәп атиди. тутқунларниң адәттә бир нәччә йил давамлишидиған дәрсләрни «пүттүргәндин» кейин андин өйлиригә қайтишиға вә аилиси билән җәм болушиға рухсәт қилинидиғанлиқи дәва қилинди. бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишханиси 2022-йили бу хил тәдбирләрниң инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүш еһтималлиқини елан қилди.
ма сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «мән туңган миллитидин чиққан бир киши болуш сүпитим билән шуни етирап қилимәнки, биз илгири мәдәнийәт җәһәттин уйғурларға қарап ‹һәй, булар бөлгүнчи болса керәк, немишқа мундақ қилидиғанду?› дәп ойлайттуқ. бирақ туңганлар өткән 10 йил ичидә хитай һөкүмитиниң бизниңму әркинликимизни аста-аста тартивеливатқанлиқини тонуп йәтти.»
хитай даирилири «динни хитайчилаштуруш» мәқситигә йетиш үчүн диний ислаһат һәрикәтлирини елип барди. диний китабларни пәқәт коммунистик партийә тәстиқлиған чүшәндүрүшләр бойичила өгитишкә рухсәт қилиниду. шәрқий түркистандики мәчитләрдә тәкшүрүш понкитлири тәсис қилинған болуп киргән һәр бир кишиниң кимлик картисини сүртүши тәләп қилиниду. қәшқәрдики һейтгаһ мәчитигә охшаш бәзи мәчитләр болса әмәлийәттә тақилип сайаһәт орунлириға айландуруветилди.

шиәндики бир мәсчитниң һойлисидики «милләтләр иттипақлиқи» һәққидики тәшвиқатлар. сүрәтни өткән қишта «һони сойит» (Honi Soit) таратқуси тартқан.
австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәһмәт обул хитайниң йеңидин йолға қойған «милләтләр иттипақлиқи вә тәрәққийати қануни» һәққидә тохтилип мундақ деди: «улар бир нәччә күн илгири йәни 1-ийулдин башлап бу ‹иттипақлиқ қануни› ни йолға қойди. бу пүтүнләй бир гәвдиләштүрүш сийаситидур. у башқа һечкимни етирап қилмайду... шуңа башқа һечқандақ тил, мәдәнийәт вә динниң мәвҗут болуп турушиға йол қойулмайду.»
кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән чәт әлдики дийаспора гуруппилири мәзкур қанунни изчил тәнқид қилип кәлмәктә. 2-ийул күни бир тибәт паалийәтчи бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нийу йорктики баш иштабиниң алдида өзигә от қойуп қурбан болди.
мәзкур қанун бирликкә кәлгән кимликни «җуңхуа миллити ортақ гәвдиси» (йәни хитай миллити ортақ гәвдиси) дәп тәсвирләйдиған болуп бу сөз текисттә җәмий 54 қетим тилға елинған. мәзкур қанунда кишиләрниң хитай тилини өгинишигә «тосқунлуқ қилиши», ата-аниларниң балилириға «бирликкә кәлгән дөләтниң тәрәққийатиға пайдисиз болған әқидиләрни сиңдүрүши», «диний йаки миллий сәвәбләрни баһанә қилип башқиларниң той қилиш әркинликигә дәхли-тәруз қилиши» шундақла «милләтләр иттипақлиқи билән тәрәққийатиға зийан йәткүзидиған» мәзмунларни тарқитиши қәтий мәни қилиниду.
әмәлийәттә «дөләт телевизийә радийо пирограммилирини рәт қилиш», «нормалсиз сақал-бурут қойуп кийиниш» шундақла «йемәклик саһәсидин башқа орунларда ‹һалал› уқумини тәшвиқ қилиш» қатарлиқ қилмишлар шәрқий түркистанниң 2017-йиллиқ «ашқунлуқни түгитиш низами» бойичә аллиқачан очуқ-ашкара җинайәт дәп бекитилгәниди. бүгүнки күндә мәктәпләрдики пәқәт уйғур тилидила дәрс өтүш билән қош тиллиқ оқутуш системилириму аста-аста пүтүнләй әмәлдин қалдурулди.
намайишқа кәлгәнләрниң немишқа азлиқи соралғанда мәһмәт обул: «улар кишиләрниң аилә әзалириға тәһдит селиш арқилиқ уларниң бу йәргә келип намайишқа қатнишишиниң алдини алиду» дәп җаваб бәрди.
«биз хитай коммунистик партийәсиниң өзини оңшап бу ‹милләтләр иттипақлиқи қануни› дәйдиған барлиқ бимәнә нуқтиларни дәрһал тохтитишини үмид қилимиз. шундақла уйғур, тибәт вә ички моңғулларға өз кимликини сақлап қелиш, өз тилини ишлитиш, мәдәнийитини қоғдаш вә диний етиқадлирини әркин ада қилиш пурсити беришини тәләп қилимиз. худа таала һәққи үчүн ейтип беқиңларчу, бу зади көп тәләпму?»
хәвәр мәнбәси: https://honisoit.com/2026/07/uyghurs-rally-in-opposition-to-new-chinese-law/