уйғур мәҗбурий әмгики дунйа базириға сиңип кирди: буниң һәл қилиш чарилири немә?

йазғучи: каден елдриҗ (Caden Eldridge) | 2026-йили 12-ийул | дунйа тинчлиқи тәшкилати (OWP)

асаслиқи хитайниң шәрқий қисмидики шинҗаң (шәрқий түркистан) районида йашайдиған мусулман милләт — уйғурлар, өткән бир әсирдин буйан хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийәт кимликини йоқитиш вә уйғурларни хәнзуларниң (көп санлиқ милләт) өрп-адәтлиригә маслаштуруп өзгәртишни мәқсәт қилған «террорлуққа қарши туруш» һәрикәтлиригә дуч кәлмәктә. доклатларда қәйт қилинишичә, бу җәрйанда райондики милйонлиған уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләр «қайта тәрбийәләш» лагерлириға қамалған. америка әмгәк министирлиқиниң билдүрүшичә, улар 2016-йилидин башлап ирқий қирғинчилиқ, дөләт тәрипидин мәҗбурланған әмгәк вә инсанийәткә қарши җинайәтләргә дуч кәлгән.

әмгәк министирлиқи йәнә «шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни»ни хитай дөлити бәлгилигән «әмгәк күчлирини йөткәш арқилиқ намратлиқтин қутулдуруш» пирограммиси астида, хитай һөкүмитиниң мәҗурий әмгәк, мәдәнийәт җәһәттин ассимилйатсийә қилиш вә җәмийәт характерлик назарәт қилиш һәм контрол қилишни йолға қойидиған мәркизий оргини дәп бекитти. бу пирограмминиң контроллуқидики уйғур ишчилар завутларда ишләшкә мәҗбурлиниду, шундақла шинҗаңниң сиртидики районларға йөткилип, у йәрдә қаттиқ назарәт астида вә баравәр болмиған шараитларда ишләшкә мәҗбурлиниду. бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 2022-йили елан қилинған уйғур мәҗбурий әмгики һәққидики доклатида оттуриға қойулушичә, шинҗаңниң бәш йиллиқ пиланида (2021-2025), 13.75 милйон қетим әмгәк күчи йөткәш пиланланған. мәзкур доклатқа асасланғанда, бу мәҗбурий әмгәк пирограммисиниң тәсири «уларниң тили, таллиған җәмийәтлири, турмуш усуллири, шундақла мәдәнийәт вә диний паалийәтлириниң йоқилишиға елип келиду, бу болса әслигә кәлтүргили болмайдиған зийан вә йоқитишларни кәлтүрүп чиқириду».

бу ишчиларниң шараитиму еғир әндишә қозғимақта. бирләшкән дөләтләр тәшкилати қәшқәрдики бир лагерни мисал қилип көрсәткән болуп, у йәрдики уйғур тутқунлар тоқумичилиқ мәһсулатлирини ишләпчиқиришқа мәҗбурланған. улар интайин аз мааш алған, сиртқа чиқишиға рухсәт қилинмиған, һәмдә аилисидикиләр билән болған алақиси чәкләнгән йаки пүтүнләй үзүп ташланған. австралийә истратегийәлик сийасәт институти (ASPI) доклат қилған йәнә бир делода, чиңдав тәйгуаң айағ кийим чәклик ширкити (җәнубий корейәдики бир ана ширкәт) 600 уйғур вә башқа аз санлиқ милләт ишчилирини ишләткән. завутниң 2020-йили тартилған сүрәтлиридә, завут райониниң ичигә қаритилған тикәнлик сим тосақлар, көзитиш мунарлири вә қошумчә тиғлиқ симлар билән қорҗалғанлиқи көрүлгән. уйғур ишчиларниң кириш-чиқиши чирай тонуш йумшақ детали ишлитидиған сақчи дәрвазиси тәрипидин назарәт қилинған. чиңдав тәйгуаң айағ кийим чәклик ширкитиниң асаслиқ херидари найик (Nike) ширкитидур.

уйғур мәҗбурий әмгикиниң мәһсулатлири нурғунлиған чоң санаәт саһәлиридә пүтүнләй дегүдәк қутулғили болмайдиған бир һаләткә кәлди. «уйғур районидики мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш иттипақи»ниң сөзигә қариғанда, дунйа кийим-кечәк базиридики һәр 5 пахта кийимниң 1и, қуйаш енергийәлик полиселитсийиниң %35и, 10 чоң учур вә хәвәрлишиш техникиси ширкити, поливинил хилорид (PVC) қурулуш материйаллириниң %10и, 100 дин артуқ хәлқаралиқ машина запчаслири вә аптомобил ишләпчиқарғучилар, шундақла шинҗаң районидики 14 әң чоң алйумин, полат вә мис ширкитиниң һәммиси уйғур мәҗбурий әмгикини ишлитиш җәһәттә йуқири хәтәргә игә йаки ишләткәнлики испатланған.

ASPI доклатида 83 чоң хәлқаралиқ ширкәтниң тәминләш зәнҗиридә болған йаки улар үчүн мәһсулат ишләпчиқиридиған 80,000 уйғур мәҗбурий әмгәкчиси бекитилгән. бу әмгәкчиләр көпинчә мусулман болмиған ишчилардин айрип ташлиниду, « идийәви тәрбийәләш»кә, үзлүксиз назарәткә дуч келиду вә өз диниға етиқад қилиши мәни қилиниду.

ASPI тәрипидин бекитилгән ширкәтләрниң тизимлики төвәндикичә:

Abercrombie & Fitch, Acer, Adidas, Alstom, Amazon, Apple, A.S.U.S., B.A.I.C. Motor, Bestway, B.M.W., Bombardier, Bosch, B.Y.D., Calvin Klein, Candy, Carter’s, Cerruti 1881, Changan Automobile, Cisco, C.R.R.C., Dell, Electrolux, Fila, Founder Group, G.A.C. Group (automobiles), Gap, Geely Auto, General Motors, Google, Goertek, H&M, Haier, Hart Schaffner Marx, Hisense, Hitachi, H.P., H.T.C., Huawei, iFlyTek, Jack & Jones, Jaguar, Japan Display Inc., L.L.Bean, Lacoste, Land Rover, Lenovo, L.G., Li-Ning, Mayor, Meizu, Mercedes-Benz, M.G., Microsoft, Mitsubishi, Mitsumi, Nike, Nintendo, Nokia, Oculus, Oppo, Panasonic, Polo Ralph Lauren, Puma, S.A.I.C. Motor, Samsung, S.G.M.W., Sharp, Siemens, Skechers, Sony, T.D.K., Tommy Hilfiger, Toshiba, Tsinghua Tongfang, Uniqlo, Victoria’s Secret, Vivo, Volkswagen, Xiaomi, Zara, Zegna, Z.T.E.

бәзи маркилар көплигән завутлар билән бағлинишлиқ. бу доклатқа җаваб қайтурған ширкәтләр вә уларниң җаваблирини бу улиништин көрүшкә болиду. 

хәлқара тәминләш зәнҗиридики уйғур мәҗбурий әмгикиниң тәсиригә қарши туруш үчүн, америка вә йавропа иттипақи өз тәвәликидә мәҗбурий әмгәк ишлитилгән мәһсулатларни сетишни чәкләйдиған қанунларни чиқарди. йавропа иттипақиниң 2024-йили имза қойулған «мәҗбурий әмгәк бәлгилимиси» йавропа иттипақиға әза дөләтләрдин һәр қандақ мәҗбурий әмгәк билән йасалған мәһсулат йаки запчасларни чәкләшни тәләп қилиду, буниңда шинҗаң райониға алаһидә нуқта қойулиду. америкиниң 2021-йили тәстиқланған «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» хитай һөкүмитиниң уйғур мәҗбурий әмгикини системилиқ ишлитишигә қаратқан ениқ бир инкастур. бу қанун лайиһәси хитайдики, хусусән шинҗаң районидики мәҗбурий әмгәк билән толуқ йаки қисмән ишләпчиқирилған мәһсулатларни америкиға импорт қилишни чәкләш иҗрасини қоллаш истратегийәлирини түзүш үчүн «мәҗбурий әмгәк иҗра қилиш хизмәт гурупписи» қурди. бу қанун лайиһәси шинҗаң районида толуқ йаки қисмән қезилған, ишләпчиқирилған йаки йасалған мәһсулатларниң пүтүнләй чәклинишини кәлтүрүп чиқарди. қанун иҗра қилинишқа башлиғандин буйан, җәмий 24,344 түркүмдики йүкниң дөләткә кириши рәт қилинди, буларниң омумий қиммити 950 милйон долларға йетиду, буниң ичидә 670 милйон долларлиқ қиммәт електронлуқ мәһсулатларға тәвә. канада вә әнглийәму бу йолни бойлап, һазир уйғур мәҗбурий әмгики билән йасалған мәһсулатларға мушуниңға охшаш чәклимиләрни йолға қойуш үстидә ишлимәктә.

америка үчүн қанун иҗра қилиш зор дәриҗидә утуқлуқ болған болсиму, лекин буниң тәсири оттура типтики иқтисадий гәвдиләрдә мәсилини техиму еғирлаштуруветиши мумкин. америка вә йавропа иттипақи қатарлиқ чоң базарлар мәҗбурий әмгәк қанунлирини вә импорт контроллуқини күчәйткәндә, мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатлар қанун иҗра қилиш күчи аҗиз вә тәкшүрүш иқтидари чәклик болған башқа дөләтләргә йөткилип кетиши мумкин. мәсилән, «уйғур инсан һәқлири қурулуши»ниң бир доклатида байқилишичә, йапонийә вә австралийә уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивәтлик йуқири хәтәрлик саһәләрдин йәнила айрим-айрим һалда 6.71 милйард доллар вә 4.82 милйард долларлиқ мәһсулат импорт қилмақта. чоң иқтисадий гәвдиләрдики қанун иҗраси тәминләш зәнҗириниң иккигә бөлүнүшини кәлтүрүп чиқарди: хәвпи төвән мәһсулатлар америка вә йавропаға йүзләнди, хәвпи йуқири мәһсулатлар болса мәҗбурий әмгәк чәклимилирини иҗра қилишқа қадир болалмиған йаки халимиған оттура типтики иқтисадий гәвдиләргә йөткилип кәтти. барлиқ импорт қилғучи дөләтләрдә бир туташ қанун иҗра қилинмиса, мәҗбурий әмгәкчиләр тәрипидин ишләпчиқирилған мәһсулатларниң хәвпи пәқәт бир иқтисадий гәвдидин йәнә биригә йөткилиду, халас.

хитай шинҗаңдики «террорлуққа қарши туруш» вә «қәтий әсәбийликни түгитиш» һәрикәтлириниң «қанун бойичә» елип берилғанлиқини вә буниң һәргизму «аз санлиқ милләтләрни бесиш» әмәсликини оттуриға қойди. хитайниң уйғур мәҗбурий әмгики һәққидики бир байанатида мундақ дейилгән: «шинҗаңдики барлиқ милләтләр ишчилириниң қануний һоқуқ-мәнпәәтлири қоғдилиду, "мәҗбурий әмгәк" дегән чүшәнчә мәвҗут әмәс», шундақла һечқандақ «аммиви һоқуқ дәхли-тәрузға учраш» вәқәсиниң болмиғанлиқини қошумчә қилған. гәрчә еһтималлиқи төвән болсиму, хитай хәлқара әмгәк тәшкилатиниң 1930-йилдики мәҗбурий әмгәк әһдинамиси (29-номурлуқ) вә мәҗбурий әмгәк әһдинамисиниң 2014-йилдики келишимини тәстиқлиши үчүн хәлқаралиқ бесим ишлитиш, райондики мусулман аз санлиқ милләтләрни қоғдаш вә мәҗбурий әмгәк лагерлиридики уйғурларни азад қилишта зор рол ойниши мумкин. шу вақитқичә, б д т мутәхәссислири тәрипидин тәвсийә қилинған әң йахши чарә — хитайда тиҗарәт қиливатқан вә хитайдин мал еливатқан мәбләғ салғучилар вә карханиларниң, б д т ниң «кархана вә инсан һәқлири йетәкчи принсиплири»ға уйғун һалда, ишләпчиқириш тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәк хәтәрлирини көздә тутуп, инсан һәқлири бойичә тегишлик тәкшүрүшләрни елип беришидур. шәхсләр йаки пуқралар җәмийити рәһбәрлири үчүн, хитайдики уйғурларға қаритилған дөләт тәрипидин қоллинидиған мәҗбурий әмгәк вә инсан һәқлири дәхли-тәрузлирини ахирлаштурушқа беғишланған сода җәмийәтлири вә пуқралар җәмийити тәшкилатлириниң бирләшмиси болған «мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш иттипақи»ға әза болуш йахши бир башлиниш болалайду. бу иттипақ AFL-CIO, адәм әткәсчилики қанун мәркизи, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати (HRW), инсан һәқлири җәмийити, ишчилар һоқуқи консортийуми, дунйави оқуғучилар мунбири, пуқралар дунйа сода көзитиш тәшкилати, америка уйғур җәмийити вә әркинлик һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқларни өз ичигә алиду (буниң биләнла чәкләнмәйду). қизиқиш җәдвили мушу йәргә уланған.

уйғурларниң еғир қисмәтлири давамлишиватқан болсиму, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ карханиларға вә хитай һөкүмитигә қаритилған иқтисадий вә иҗтимаий бесимлар бу қилмишни пүтүнләй тохтитишта зор рол ойнийалайду. җәмийәтниң наразилиқ садалири вә бу қилмиштин өзини йирақлаштурушқа тиришмайдиған карханиларни байқут қилиши, у ширкәтләрни бундақ қилишқа иқтисадий җәһәттин мәҗбурлайду. хитай һөкүмити техиму қийин бир нишан болуши мумкин, лекин бу қилмишни тохтитишниң йаки һеч болмиғанда експорт қилинидиған малларда буниң йоқлиқини испатлашниң һәқиқий иқтисадий пайдисини көрүш, уйғур мәҗбурий әмгәкчилириниң саниниң тәдриҗий азийишини кәлтүрүп чиқириши мумкин. бу қилмишни тохтитиштики әң муһим истратегийә — уни пайдисиз қилип қойуштур, буниңға һәтта шәхсләрму бирәр карханини қоллаштин бурун униң мәҗбурий әмгәк билән болған мунасивитини көздә тутуш арқилиқ төһпә қошалайду.

аптор һәққидә

каден елдриҗ (Caden Eldridge) каден OWP ниң мухбир пирактиканти. у америка университетиниң хәлқара мунасивәтләр вә сийасий пәнләр кәспиниң 3-йиллиқ оқуғучиси. каден шәрқ вә җәнубий шәрқий асийадики дунйави идарә қилиш һәмдә тинчлиқ вә бихәтәрлик темилириға әһмийәт бериду.