18-нөвәтлик дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши истанбулда башланди

16.07.2026 истанбул | низамидин ашқин

шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити қурулғанлиқиниң 20 йиллиқи шундақла 18-нөвәтлик «дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши», дунйаниң һәрқайси дөләтлиридә йашаватқан шәрқий түркистанлиқларниң қатнишиши билән истанбулда башланди.

«ортақ дәва, күчлүк тәшкилат, әмәлий қәдәм» темисида зәйтинбурну казличәшмә йиғин мәркизидә башланған бу паалийәткә, қазақистан, сәуди әрәбистан, йавропа, австралийә, канада қатарлиқ дунйаниң нурғун дөләтлиридин кәлгән аммиви тәшкилат вәкиллири, шәрқий түркистанлиқ өлималар, җамаәт әрбаблири, шундақла истанбулда паалийәт елип бериватқан көплигән тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти.

шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси мусаҗан әр:

қуран кәрим тилавити билән башланған паалийәтниң ечилиш мурасимида сөз қилған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси мусаҗан әр мундақ деди: «бүгүн биз бу йәрдә зор бир иптихарлиқ, чоңқур һайаҗан вә еғир тарихий мәсулийәт туйғуси билән бир йәргә җәм болдуқ. мәрипәт билән қурулған, маарип билән қиммәт йаритилған, сәвр вә һәмкарлиқ билән бүгүнки күнгә йетип кәлгән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитимизниң қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини һәмдә 18-нөвәтлик дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришишини күтүвеливатимиз. бүгүн биз адәттики бир җәмийәтниң 20 йиллиқ паалийәт мусаписини хатириләш үчүнла әмәс, бәлки зулумға қарши йеқилған бир мәрипәт мәшилиниң, ассимилйатсийә, қирғинчилиқ вә бир милләтниң йоқитилишиға қарши елип берилған 20 йиллиқ шанлиқ қаршилиқниң, шундақла ‹маарип› вә ‹һәмкарлиқ› шоари астида мүрини мүригә тирәп елип берилған миллий ойғиниш һәрикитиниң хатирә күнини нишанлаш үчүн йиғилдуқ».

«өтмүштики мәғлубийитимизниң асаслиқ сәвәби җаһаләттур»

«бизниң қурулуш тарихимиз адәттики бир аммиви тәшкилат тәшәббуси болуштин толиму йирақ» дегән мусаҗан әр сөзини мундақ давамлаштурди: «18-әсирниң ахирқи чарикидин башланған таҗавузчилиқ вә хусусән 1949-йилидики хитай коммунистлириниң ишғалийитидин кейин, шәрқий түркистан тарихта көрүлүп бақмиған зулмәткә патти. хитай реҗими рәзил суйиқәстләр билән хәлқимизниң йолини йорутидиған җамаәт әрбаблиримизни, диний өлималиримизни вә зийалийлиримизни түрмиләргә ташлиди вә шеһит қилди. рәһбәрсиз вә йолбашчисиз қалдурулған хәлқимиз илим-мәрипәттин вә мәдрисиләрдин мәһрум қилинди. өтмүштә мәвҗутлуқимизни қоғдап қелиш үчүн қилған барлиқ күрәшлиримизниң нәтиҗисиз қелишидики әң чоң сәвәб әнә шу җаһаләт патқиқи вә лайақәтлик йолбашчиларниң йоқитилиши иди. дәл шу сәвәбтин, 2006-йили хәлқимизни бу әсарәттин қутулдурушниң түп чариси — әқил-парасәт билән һәрикәт қилидиған, билимлик вә аңлиқ әвладларни йетиштүрүш икәнликини тонуп йетип, мәрһум рәһбиримиз абдулһәкимхан мәхсум һәзрәтлириниң йетәкчиликидә, шәрқий түркистан дәваси үчүн һайатини беғишлиған зийалийлиримиз, өлималиримиз вә батур йашлиримиз билән бир йәргә җәм болдуқ вә бу қайта ойғиниш һәрикитиниң тунҗи қәдимини бирликтә ташлидуқ».

шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси, дотсент доктор алимҗан буғда:

«пәйғәмбәр әләйһиссаламниң үлгисидики һиҗрәт вә күрәш»

йиғинда сөз қилған шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси, дотсент доктор алимҗан буғда мундақ деди: «1949-йили хитай тәрипидин бесивелинған шәрқий түркистанда ишғалийәткә қарши нурғун тиришчанлиқлар көрситилди. әмма, хитайниң чекидин ашқан бесими, диний маарипни пүтүнләй чәкләп, атеистик вә коммунистик идийәни асас қилған маарипни теңиши сәвәбидин, өлималиримиз, зийалийлиримиз вә муҗаһидлиримиз әркинлик күришини өзлири күткәндәк қанат йайдуралмиди һәмдә ғәлибигә еришәлмиди. шу сәвәбтин, қошна афғанистанға охшаш әлләрдики әркинлик шадлиқини көргән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз, бу күрәшни чәт әлгә йөткәшкә вә у йәрдә системилиқ маарип хизмитини башлашқа қарар қилди. илгири 1952-йилиму бәзи рәһбәрлиримиз һиҗрәт қилған иди. дөләт қатлимида вәзипә өтигән әйса йүсүп алптекин, муһәммәдәмин буғраға охшаш рәһбәрлиримиз хитайниң шәрқий түркистанға қаратқан зулмини дунйаға аңлитиш үчүн һиҗрәт қилип, 40 - 50 йил мушу дәва үчүн күрәш қилди. сийасий җәһәттин көзләнгән нәтиҗигә еришкили болмиғандин кейин, қериндашлиримиз һәзрити пәйғәмбәр сәлләллаһу әләйһи вәсәлләмниң мәккидин мәдинигә қилған һиҗритини үлгә қилип һиҗрәт қилди вә шәрқий түркистанниң әркинлики үчүн қайтидин тәшкиллик һалда күрәш қилишқа башлиди. уларниң бир қисми афғанистанға, бир қисми ғәрбий түркистанға, йәнә бир қисми түркийә вә башқа дөләтләргә йәрләшти».

1995-йилидин 2017-йилиғичә болған арилиқта йаритилған пурсәтләрдин билим вә сапаниң йетәрсизлики сәвәблик толуқ пайдилиналмиғанлиқини әслитип өткән буғда мундақ деди: «бу җәрйандин кейин, абдулһәкимхан мәхсум вә абдулқадир йапчан қатарлиқ пешқәдәмлиримиз башчилиқидики бир түркүм шәрқий түркистанлиқлар түркийәгә кәлди вә өтмүштики мәғлубийәтләрниң сәвәблири һәққидә узун муддәтлик музакирә елип барди. ахирида, илим-мәрипәтниң кәмчиллики вә җаһаләтниң буниңға түп сәвәб болғанлиқи тоғрисида ортақ тонушқа келинди. шуниң билән һәрикәтни алди билән маариптин башлашниң зөрүрлүки тонуп йетилди. биз йашаватқан дөләтләрдики мусулман қериндашлиримиз билән мәслиһәтлишиш асасида ‹шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити› қуруп чиқилди».

зәйтинбурну наһийә һакими, доктор адәм услу:

«бу һәққаний күрәш бир күни чоқум өз мевисини бериду»

йиғинда сөз қилған зәйтинбурну наһийә һакими (қаймиқам) доктор адәм услу мундақ деди: «шәрқий түркистанлиқларға өзлириниң дәвасини мениң чүшәндүрүшүм бәлким ғәлитә туйулуши мумкин. чүнки силәр бу дәваниң йүкини өз мүрәңларға алған вә уни пүтүн дунйаға җакарлаватқан қәһриман муҗаһидсиләр. хитайниң узун йиллардин буйан йолға қойуватқан асасий кишилик һоқуққа зит қилмишлирини вә җаза лагерлирини дунйа миқйасида ашкарилашқа қошқан төһпәңлар үчүн һәммиңларға чин көңлүмдин тәшәккүр ейтимән. мәйли түркийәдә йаки дунйаниң башқа җайлирида болсун, силәр елип бериватқан бу күрәшниң бир күни чоқум өз мевисини беришини, шундақла шәрқий түркистан дөләт маршиниң йәнә шу мубарәк тупрақларда әркин һалда йаңрайдиған күнләрни көрүшни аллаһтин тиләймән».

йиғин қоҗаелидә йепиқ шәкилдә давамлишиду

шәнбә вә йәкшәнбә күнлири қоҗаели вилайитидә йепиқ йиғин шәклидә давамлишидиған паалийәт даирисидә; бүгүнгә қәдәр шәрқий түркистан дәваси үчүн қилинған хизмәтләр, мәвҗут йетәрсизликләр, түркийәдики шәрқий түркистан дәвасиниң нөвәттики вәзийити вә буниңдин кейинки истратегийәлик қәдәмләр музакирә қилиниду. йиғинда күчлүк бирлик вә баравәрлик, ортақ дәва, күчлүк тәшкилат шундақла әмәлий қәдәмләр асаслиқ тема сүпитидә муһакимә қилиниду. (илкә хәвәр агентлиқи - İLKHA)