2026-йили 24-ийул, STP
тәһдиткә учриған хәлқләр җәмийити (STP) билән дунйа уйғур қурултийи (WUC) 21 йашлиқ уйғур йигит арафат адилниң германийәдин хитайға мәҗбурий қайтуруп берилгәнликини әйиблиди. бу тәшкилатлар бу қайтуруп бериш һәрикитиниң «қийнаш мәвҗут болған дөләтләргә адәм қайтурмаслиқ» һәққидики чәклимигә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқини тәкитлиди. америка хитайниң шәрқий түркистан/шинҗаң өлкисидики уйғурларға йүргүзүватқан зулумини «ирқий қирғинчилиқ» дәп бекиткән, йавропа парламенти болса буни «инсанийәткә қарши җинайәт» дәп етирап қилған. чәт әлләрдин қайтқан уйғурлар алаһидә хәтәрлик орунда дәп қарилиду.
STP билән WUC уйғурларни хитайға қайтуруп беришни қәтий мәни қилидиған күчкә игә бир бәлгилимә чиқиришни тәләп қилмақта. улар йәнә, һәр қандақ бир адәмни қайтуруп бериштин илгири, болупму тәқипкә учраватқан милләтләрниң әзалириға кәлгәндә, қайтуруп бәрмәсликкә болидиған сәвәбләрниң алаһидә еһтийатчанлиқ билән тәтқиқ қилиниши керәкликини тәкитлиди. арапат адилниң делосида бундақ қилинмиған. германийә хитайниң уйғурларға қилған җинайәтлирини етирап қилған туруп, қандақ қилип бундақ адәм қайтуруп бериш әһвалиниң үчинчи қетим йүз беридиғанлиқиға қарита ениқ чүшәнчә берилишини тәләп қилди.
бу йаш йигит 21-ийул күни сақчиларниң һәмраһлиқида франкфорт айропортиға елип берилған вә бейҗиңға қайтуруп берилгән. аилисиниң билдүрүшичә, у бейҗиңға йетип барғандин кейин дәрһал қолға елинип сорақ қилинған. түркийә дипломатлириниң арилишиши билән у хитайдин қайта чиқип кетәлигән болуп, дунйа уйғур қурултийиниң учуриға қариғанда, у 23-ийул түркийәгә йетип барған.
«германийә көчпәнләр вә мусапирлар идарисиниң (BAMF) бир уйғурға қайтуруп бәрмәслик қарари бәрмәй, уни хитайға қайтуруп бериши интайин еғир мәсилә. уйғурларни қоғдаш үчүн қоллиниливатқан тәдбирләр йетәрсиз. германийә һөкүмити нөвәттики бәлгилимиләрни зөрүр түрдә қайта көрүп чиқиши керәк. уйғурлар хитайға қайтса қолға елиниш, сорақ қилиниш вә қийнашқа учраш хәвпигә дуч келиду», дәйду STP ниң ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш тәтқиқатчиси мирйам кпоболд (Mirjam Kobold).
арафат адил хитай пуқралиқидин башқа йәнә түркийә пуқралиқиғиму игә. аилиси 2017-йили хитайдин айрилип, шундин бери түркийәдә йашап кәлгән; у 2024-йили түркийә паспортиға еришкән. униң германийәдә қилған панаһлиқ илтимаси рәт қилинған вә илтимас ишлири тохтитилған. бу йәрдә етираз билдүрүлгини бу қарарниң өзи әмәс: BAMF өз қарарида қайтуруп бәрмәсликкә йетәрлик сәбәб йоқ дәп һөкүм қилған һәмдә арафат шәрқий түркистан/шинҗаңда туғулған болушиға, шундақла бу идариниң асасий пиринсипида хитайдин кәлгән уйғурларға адәттә панаһлиқ берилиду дәп бәлгиләнгән болушиға қаримай, қайтуридиған дөләт сүпитидә ениқ қилип хитайни көрсәткән. германийә ички ишлар министирлиқи бирләшмә агентлиқиға қилған сөзидә, уйғурларни хитайға қайтуруп беришни омумйүзлүк мәни қилидиған қанун йоқлиқини, әмма BAMF ниң пиринсипи бойичә уларға адәттә қоғдаш берилидиғанлиқини ейтқан. әмма адилниң делосида бу хил бир тәрәп қилиш усули уни қоғдаш билән әмәс, әксичә өзи вә аилиси зулумдин қачқан шу дөләткә қайтуруп бериш билән ахирлашқан.
«германийә даирилириниң бу қайтуруп бериш қарарини униң адвокатиға өз вақтида уқтурмаслиқи вә арапат билән алақилишишиға рухсәт қилмаслиқи қәтий әқлигә сиғмайдиған иш. германийә даирилириниң бир уйғурни йәнә ашу уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ давамлишиватқан хитайға қайтуруп бериши адамни интайин тәшвишкә салиду. буниңға қарши дәрһал тәдбир қоллинилиши керәк», дәйду дунйа уйғур қурултийиниң муавин рәиси зумрәтай аркин.
мирйам кпоболд йәнә тәкитлиәп шундақ дәйду: «йавропа инсап һоқуқи өлчими вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қийнашқа қарши тор келишимидә ениқ бәлгиләнгән қайтуруп бәрмәслик пиринсипи (Refoulement) панаһлиқ илтимасиниң нәтиҗиси қандақ болушидин қәтийнәзәр күчкә игә. бу пиринсипниң үчинчи қетим көзгә илинмастин дәссәп өтүлүши һөкүмәт даирилириниң хизмәттики мәсулийәтсизлики һәмдә германийәниң инсап һоқуқи мәҗбурийитигә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқидур.»
мирйам кпоболд (Mirjam Kobold) асийа ишлири мәслиһәтчиси