мәвлан тәңриқут - өтүкән сийасәт тәтқиқат мәркизи
2026-йили 27-ийул
трамп пирздент болғанда «бир күндила» тохтитидиғанлиқини дава қилған русийә-окраийна уруши тохташ бир йақта қалсун, техиму шиддәтлик түскә кирмәктә. бу уруш икки қетимлиқ дунйа урушдин (һәр бири 4 йил давамлашқан) ешип 5- йилиға қәдәм қойди вә 2026- йилидин башлап окраийнаниң дрон һоҗумини асас қилған уруш истратигийсиниң йолға қойулиши билән русийәниң илгирләш сүрити астилашқа башлиди.
дунйаниң 2-чоң һәрбий күчи болған русийә окраийнадин ибарәт һәрбий җәһәттә 20-қатарларда турдиған бир дөләтни 5 йилғичә бойсундурп болалмайватиду. әлвәттә буниңға қарита украийнаниң арқисда йаврупа вә америка бар дәп қарайдиғанлар болуши мумкин. әмма русийәниң кәйнидиму хитай, чавшийән вә иран бар. русийә йадро қорал ишлтиштин башқа барлиқ тактикиларни ишлтип бақти әмма күткән нәтҗә техи йүз бәрмиди. бу һәргиз русийәниң окраийнадин аҗиз орунға чүшүп қалғанлиқидин дирәк бәрмәйду. әгәр ундақ болған болса окраийна русийәдин шәрқтики бесвелинған өлкилирини вә қиримни қайтурвалған болатти. бу йәрдики русийәниң аҗизлиқи мәқсидигә йитәлмәсликтур.
ундақта русийәниң мәқсиди немә?
русийәниң асаслиқ нишани мәйли һәрбий җәһәттин бесивелиш йаки зимин қошувелиш, вә йаки кийевда росийәгә майил бир һөкүмәт қуруш арқилиқ болсун , йәнила украинани росийәниң тәсир даирисидики дөләткә айландуруштур. бу арқилиқ натониң ишәнчликликигә зәрбә бериш, натониң шәрққә кеңийишини тосуш, йавропа иттипақини аҗизлитиш вә росийәниң шәрқий йавропадики тәсир даирисини кеңәйтишни нишан қиливатиду, дәп қарашқа болиду. русийә һазирқи әһвалда бу нишанидин хелила йирақ.
окраийнаниң мәқсиди болса русийәниң таҗавузчилиқини чикиндүрүш вә мумкин болса қиримни қайтурвелиш. нато вә йаврупа иттипақиға кириш униң иккинчи вә үчинчи нишанлиридур. украийнаму охшашла бу нишанидин йирақ. әмма русийәниң һоҗумлирини чикиндүрүш, сүритини астилтиш қатарлиқ җәһәтләрдә, мундақчә қилип ейтқанда русийәни өз мәқсидигә йәткүзмәсликтә мувапиқийәт қазанмақта.
путин вә окраийнани бесивелишни қоллайдиған сийасәтчиләрниң баһаниси украийнаниң бүйүк петро, александир III вә катерина қатарлиқ чар падишаһлар дәвридики росийәниң тарихий империйәсиниң бир қисми, тил, иқтисад, мәдәнийәт вә дин арқилиқ бир гәвдә болғанлиқидур. путин өзиниң «росийәликләр вә украиналиқларниң тарихий бирлики тоғрисида» намлиқ мақалисидә , росийәликләр вә украийналиқлар «бир хәлқ — йәккә пүтүнлүктур, дегән қарашни илгири сүргән. әмма бу уруш украийна кимликини күчәйтип, хәлқни росийәдин техиму йирақлаштурмақта.
окраийнаниң күчлүк дүшмәнгә қарши козури – дорнлар (учқучисиз айропилан)
русийә урушниң әң дәсләпки айлирида зор илгирләшни қолған кәлтүргән болсиму, иккинчи вә үчинчи йиллиридин башлап зор талапәткә учрашқа башлиди. окраийна русийәниң күчлүк танка вә башқурулдиған бомбилириға қарши америкиниң патрийот намлиқ һавадин мудапиәлиниш систимлириға охшаш қиммәт баһалиқ һәрбий әслиһәләр билән мудапиәләнди. әмма систимиларниң баһаси вә записиға чидаш қийн болди. бу қийнчилиқ окраийнани йеңи бир уруш истратигийсигә иттирди. у болсиму дронни , йәни учқучисз айрупланларни асас қилған әскири истратигийә. әмәлийәттә окраийнаниң баштила түркийә билән дрон һәмкарлиқи болуп байқар уруш дронлириға ширик иди. бу дронларниң окраийна болупму әрмәнистан-әзәрбәйҗан урушидики ипадиси окраийнаға йеңи әңгүштәрниң шәписини бәргән иди.
йәнә келип трамп кәлгәндин кийн йардәмни тохтитиши окраийнаға башқа бир чиқиш йоли издәштин башқа чарисиниу йоқлиқини көрсәтти вә дронға мәркәзлишиш әң ақланә истратигийә болуп оттуриға чиқти. чүнки дорнларниң тәннәрхи әрзан болуп адәттә 5 миң доллардин башлиниду. ишләпчиқириш өзидә болса бәлким буниңдинму әрзан болуши мумкин. шундақла дронни йрақтин контрол қилиду.бу урушта әскири чиқим болмаслиқни көрситиду. әмма һәммидин муһим болғини дорнларни тосушниң қийнлиқи. чүнки у сүрити аста вә төвән бошлуқта учиду. һазирқи мудапиә систимилири болса сүрити интайин тиз вә мәлум егизликтин йуқири учидиған бомбиларға қарши лаһийәләнгәнлики үчүн дронларни тосушта қийнчилиққа йолуқмақта. һәтта дронниң сүрити вә игизликигә мас бәзи йиңи техиникиларни сәплигән болсиму мувапиқийәтлик болуш нисбити төвән шундақла тәннәрх йуқири болуп кәлмәктә. чүнки бәрибир нәччә миң долларлиқ дронни нәччә 10 һәссә қиммәт бомба билән тосидиған гәп. йәнә келип дронларни башқуруш җисманий күч-қуввәт тәләп қилмайдиған болғачқа айалларниңму җәң мәйданида бир кишилик төһпә қошушиға йол ечип бәргән. һазир украина қораллиқ қисимлирида тәхминән 75,000 айал хизмәт қилиған болуп, уларниң аз бир қисми һәтта сәпниң алдинқи сепидики пийадә әскәр болуп җәң қилмақта.
украийна 2026-йили дрон вә башқурулидиған бомбиларни асас қилған һалда динипропетровск областидики олександиривка қатарлиқ районларда һуҗум һәрикәтлирини елип барди. униңдин башқа, росийәниң әшйа обороти вә тәминатини қалаймиқанлаштуруш вә вәйран қилиш үчүн бир йүрүш қисқа, оттура вә узун мусапилик зәрбә бериш һәрикәтлирини тәшкилләп, урушни зор дәриҗидә росийә земиниға елип кирди.
CSIS ниң анализиға асасланғанда, украийна росийәниң бир қанчә хил нишанлириға зәрбә бәргән:
- нефит пишшиқлап ишләш завутлири, помпа понкитлири, йеқилғу сақлаш әслиһәлири вә танкерлар қатарлиқ енергийә ул әслиһәлири
- башқурулидиған бомба вә дрон ишләпчиқириш әслиһәлири, микро електрон завутлири вә йерим өткүзгүч завутлири қатарлиқ санаәт базилири
- төмүр йол, таш йол, көврүк вә оқ-дора сақлаш искилатлири, шундақла һәрбий әшйа тошуйдиған машина вә йүк пойизлири қатарлиқ әшйа оборот нишанлири
- әскири қараргаһлар, қоманданлиқ вә контрол қилиш әслиһәлири, парахотлар, айропиланлар, радарлар, һава мудапиә системилири, дрон қойуп бериш орунлири вә електронлуқ җәң системилири қатарлиқ һәрбий базилар вә башқа һәрбий нишанлар
украийна сант петирбург вә москва қатарлиқ шәһәрләргә, шундақла кийевдин 6000 километирдин артуқ йирақлиқтики украийна һава базиси (бу русийәниң әң чоң истратигийлик узун мусапилик йадро уруш айрупланлири базиси) ға қаратқан узун мусапилик зәрбиләрни елип барди. украина йәнә курск, калуга, белгород вә башқа областлардики нишанларға оттура мусапилик (30-300 километир) зәрбә беришни тәшкиллиди. ахирида, украина қошунлири росийә чеграсиниң у тәрипидики вә украинаниң росийә контроллуқидики қирим қатарлиқ районлиридики миңлиған нишанларға қисқа мусапилик (30 километирдин төвән) зәрбә бәрди. бу зәрбиләр росийә үчүн мәшғулат қийинчилиқини кәлтүрүп чиқарди, буниң ичидә росийәниң енергийә пишшиқлап ишләш иқтидарини төвәнлитиш, бәзи районларда бензин қислиқини кәлтүрүп чиқириш, росийә деңиз армийәсини уруштин асасий җәһәттин чиқирип ташлаш, әшйа обороти вә тәминат линийәлирини қалаймиқанлаштуруш, росийә контроллуқидики қиримға зәрбә бериш вә бәзи санаәт ишләпчиқиришини хоритиш қатарлиқлар бар.
шундақтиму, бу зәрбиләр росийәни паләч қилип қоймиди йаки росийәниң уруш қилиш иқтидарини толуқ вәйран қиливитәлмиди. әмма окраийна бу йеңи истратигийәни тәрәққий қилдурғандин кийн окраийнада рус әскәрлириниң илгирлиши зор дәриҗидә астилиди һәтта окраийна русийә зиминға көп қетим һоҗумларни елип барди. мәслән өткән һәптә окраийна москва райониға 400 дин артуқ дрон билән һоҗум қилған. рус тәрәпниң дийшичә, москваға йеқинлашқанда 85 даниси йоқитилған. росийә мудапиә министирлики йәнә росийә районлири, қара деңиз вә азов деңизида 381 учқучисиз айропиланни тосувалғанлиқини илгири сүргән. лекин бу хәвәрниң растлиқи дәлилләнмигән. әмма ройтерс агентлиқи нәқил кәлтүргән йәрлик даириләрниң сөзигә қариғанда, москва районида аз дегәндә 10 адәм йариланған болуп, буларниң ичидә үч хитай пуқраси бар. даириләр бир туралғу бинаниң зәрбигә учриғанлиқини вә москвадики асаслиқ айродромларниң биригә йеқин бир санаәт бағчисида от кәткәнликини ейтқан.
украйна йәнә азов деңизида русийәниң йәнә 11 парахотиға зәрбә бәргәнликини, буниң билән тоққуз күн ичидә мәзкур деңиздики һуҗум саниниң 116 ға йәткәнликини билдүрди. бу азов деңизи русийәниң ашлиқни өз ичигә алған експорти үчүн интайин муһим бир йол һесаблиниду. русийә ташқи ишлар министири сергей лавров украинаниң һәрикәтлирини «толуқ мәнидики террорлуқ» дәп атиди. русийә өз ашлиқини експорт қилиш үчүн башқа йолларни тепип чиқидиғанлиқини билдүрди.
әң әҗәллик зәрбә 7-айниң 18- күни русийәниң ситалинград шәһригә бирилгән болуп, 80 дин артуқ адәм йариланған вә сәккиз пуқра һайатидин айрилған. бу һоҗум росийәниң әң чоң тор парчә сетиш ширкити болған Wildberries ниң икки ғайәт зор искилатини нишан қилған болуп тәхминән 150 милйард рубли (1.9 милйард доллар) қиммитидики мал \ тавар көтүп күлгә айланған. төт күндин кейин украийна йәнә росийәниң ғәрбий җәнубидики йәнә икки искилатни бомбардиман қилған.
униңдин башқа, белгород, брйанск вә курскқа охшаш росийәниң украина билән чегралинидиған районлиридики шәһәр-базарлардин башқа, москва вә сант петирбург қатарлиқ росийәниң чоң шәһәрлириму украинаниң дронлири вә узун мусапилик башқурулидиған бомбилириниң һуҗумиға учримақта. қиримму украинаниң қаттиқ һуҗумиға учраватқан болуп, бу росийәни йазлиқ лагерлар вә саһилларни тақашқа мәҗбурлиған, йеқилғу тәминатиға дәхли йәткүзгән вә ток тохтап қелишни кәлтүрүп чиқарған.
окраийна һәтта урушни техиму киңәйтип иранниң һазар деңиз (каспий деңиз) дики кемисигә дрон һоҗуми қилди вә сәвәбини иранниң русийәгә қорал-йарақ тошиғанлиқи дәп көрсәтти. иран русийәгә тошидиму, йаки русийәдин иранға тошидиму, у тәрәп намәлум, әмма иранға рәсмий һоҗум қилиди. һазирқи иран-америка урушини нәзәргә алғинимизда бәлким иран русийәдин америкиға қарши ишләткили қорал тошуған болуши иһтималлиқи йуқири. чүнки окраийна байанатида иран-америка урушини тилға алған. зиелинский трамп билән йеқинлишиш вә америкиниң әскири вә дипломатийә йардимигә еришиш үчүн иранниң кемисигә һоҗум қилған вә бу арқилиқ «һичким бизгә йардәм қилмиди» дегән трампқа, «биз саңа йардәм қилдуқ, һәқиқий достуң бу йәрдә» дегән сигнални бәрмәкчи болған болуши мумкин.
әлвәттә русийәму қарап турмиған. кийевға кәң көләмлик бамба йағдурған вә аз дегәндә 10 адәмниң өлүшини вә 100 гә йеқин адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған. шундақла йәнә бесивелинған запорижййа райониға дәм елиш лагерлириға һоҗум қилип 11 кишини өлтүргән вә 16 сини йарландурған.
чоң җәһәттин, росийәниң һәрбий һәрикити суми области, шәрқий харкив области, шималий ғәрбий донетсик области, һәмдә запорижийа вә херсон областлириниң шималий қисимлириға мәркәзләшкән. росийә йәнә украинаниң пуқралар вә һәрбий нишанлириға дрон, баллистик башқурулидиған бомба, қанатлиқ бомба вә анда-санда аваздин тез башқурулидиған бомбилар билән қаттиқ һуҗум қилған. росийә украинаниң көрүнәрлик бир аҗизлиқидин, йәни PAC-3 башқурулидиған бомбисиға охшаш һава мудапиә бомбилириниң чәкликликидин пайдиланған. украийна һава армийәсиниң байанатчиси бу әһвални «бир варатар бар , туйуқсиз униңға қарап бирла вақитта 10 топ учуп келиду. у уларниң һәммисини тутувалалмайду. у пәқәт қол-пути йәткәнчә туталайду?» дегән шәкилдә ипадилигән. буниңдин башқа, росийә қошунлири електронлуқ җәң вә дрон җеңи қатарлиқ саһәләрдә давамлиқ йахшилиниш һасил қилип, украина қошунлириға мәшғулат вә тактика җәһәттә хирисларни елип кәлди.

бу хәритә CSIS ниң доклатидин елинди
мақалиниң давамини төвәндики pdf форматида оқуйалайсиз.