хитай дөләт телевизийәси (CCTV) 2014-йили 28-ийулдики «җинайәтләр» һәққидә хәвәр бәрди. әмма һәқиқий җинайәтчиләр кимләр иди?
2014-йилидики уйғур хәлқигә қарши һәрбий һуҗумдин кейин җимиқтуруш, ғайиб қиливетиш вә дәлил-испатларни йоқитиш елип берилди.
аптори: асийә уйғур | вақти: 2026-йили 28-ийул
2014-йили 28-ийул, хитай хәлқ җумһурийити даирилири уйғур елиниң йәкән наһийәсидә йеқинқи тарихтики әң еғир, қанлиқ қирғинчилиқларниң бирини елип барди. бу зораванлиқ йәрлик аһалисиниң көпинчиси, кесип ейтқанда %99 тини уйғурлар тәшкил қилидиған елишқу йезиси вә униң әтрапидики йеза-қишлақларда йүз бәрди.
хитай һөкүмити үчүн бу бир «террорлуқ һуҗуми» иди. уйғурлар үчүн ейтқанда болса, бу йәкән қирғинчилиқи иди: қуруқ қол пуқраларға қарши елип берилған һәрбий һуҗум, арқидин алақини пүтүнләй үзүп қараңғулаштуруш, аммиви тутқун қилиш, ғайиб қиливетиш һәмдә қанчилиқ адәмниң өлтүрүлгәнлики вә җәсәтләрниң нәгә елип кетилгәнликини билиш йолидики барлиқ тиришчанлиқларни чәкләш билән тәңпуңлашти.
аридин 12 йил өткәндин кейинму толуқ һәқиқәт йәнила йепиқлиқ петичә турмақта. бу гуваһчилар, аман қалғучилар йаки җаваб издигүчи аилиләр болмиғанлиқтин әмәс; бәлки бу бастурушни елип барған даириләр җинайәт мәйданини, архипларни, медийани, йолларни вә җәсәтләрни йәккә-йеганә игиливалғанлиқи үчүндур.
алтә йил илгири, өз вақтида йәкәндә болған вә бу районни наһайити йахши билидиған бир уйғур билән биваситә сөһбәт елип барған идим. униң бихәтәрликини қоғдаш үчүн, бу йәрдә уни «һаҗим» дәп атидим. униң ейтип бәргәнлири интайин йуқири қорқунч вә сензорға қаримай, уйғурлар тәрипидин сақлап қелинған нурғунлиған гуваһлиқ парчилириниң биридур. бу һечқачан йол қойулмиған мустәқил тәкшүрүшниң орнини басалмиған билән, хитайниң йоқитиветишкә урунғанлиқини ачидиған муһим бир гуваһлиқтур.
вәқә рамизан ейиниң ахирида, уйғурлар диний етиқад вә турмушта аллиқачан еғир чәклимиләр астида йашаватқан бир пәйттә йүз бәргәниди. адәттики аиливи җәм болушлар, намаз, роза, қуран өгиниш вә диний кийим-кечәкләр даириләр тәрипидин «әсәбийлик»ниң ипадиси сүпитидә тәқип қилинишқа башлиған иди.
һаҗимниң ейтишичә, бир топ уйғур айаллири рамизанниң ахирқи кечилиридә дуа-ибадәт вә қуран тилавити үчүн бир өйгә йиғилған. уларниң йиғиси вә дуалири сиртқа аңланғандин кейин, даириләр айалларни тутуп кәткән. уларниң ери, уруқ-туғқан вә әвладлири айалларниң нәгә елип кетилгәнликини сүрүштә қилип, уларни қойуп беришни тәләп қилип барғанда, хитай даирилириниң өчмәнликигә вә қаршилиқиға учриған.
өз вақтидики башқа уйғур гуваһлиқлирида буниңдин бир көрүнәрлик вәһшийлик ашкариланған иди: сақчиларниң өй ақтуруши җәрйанида бир уйғур аилиси өлтүрүлгән, арқидин йәрлик хәлқ дөләт зораванлиқиға вә рамизанда орунлаштурулған чәклимиләргә қарши наразилиқ билдүрүп йиғилған. дунйа уйғур қурултийиму охшашла, наразилиқ һәрикитиниң сақчиларниң һәрикитидә бир аилидики 5 адәмниң өлтүрүлүшидин кейин башланғанлиқини оттуриға қойған.

хитайниң тәшвиқат нусхиси: «террорлуқ һуҗуми».
һәр бир өлүм вә тоқунушниң ениқ тәртипи мустәқил тәкшүрүшни тәләп қилиду. әмма асасий сәвәб йиллардин буйан йиғилип қалған диний бастуруш, халиғанчә өй ақтуруш, ар-номусни дәпсәндә қилидиған сақчи тәкшүрүшлири вә уйғурларниң инсаний иззитини системилиқ рәт қилиштин келип чиққан иди.
бир хәлқ дуа қилғини, роза тутқини, матәм ачқини йаки айали билән пәрзәнтлириниң нәгә елип кетилгәнликини сүрүштә қилғини үчүнла гумандар орнида көрүлгәндә, наразилиқ билдүрүш шу җәмийәтниң чидамчанлиқи ахирлашқанлиқиниң ипадисигә айлиниду.
хитай җумһурийитиниң рәсмий байанида, «алдин тил бириктүрүп пиланланған террорлуқ гурупписи» ниң һөкүмәт органлири, сақчихана вә аптомобилларға һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди. даириләр 37 пуқраниң өлтүрүлгәнликини, 59 һуҗумчиниң етип өлтүрүлгәнликини вә 215 адәмниң тутулғанлиқини елан қилди.
әмма даириләр һечқачан өлгәнләрниң толуқ вә мустәқил испатлиғили болидиған очуқ тизимликини елан қилмиди. улар һәр бир адәмниң нәдә өлтүрүлгәнликини, кейинки йеза-қишлақларни ақтуруш һәрикәтлиридә қанчилик адәмниң өлгәнликини ашкарилимиди. улар мустәқил журналистларниң, тәкшүргүчиләрниң йаки хәлқаралиқ кишилик һоқуқ көзәткүчилириниң җинайәт мәйданини тәкшүрүшигә рухсәт қилмиди.
муһим нуқта шуки, елишқудики уйғурлар хитай дөлитиниң қораллиқ машинисиға: сақчилар, қораллиқ сақчилар, алаһидә қисимлар, һәрбий қисимлар, биронивек аптомобиллар, һәтта йәрлик гуваһчиларниң ейтишичә тикучар вә танкиларға дуч кәлгән иди.
уйғурларниң армийәси, мустәқил медийаси, өзлирини қоғдайдиған сот мәһкимилири йаки адаләт тәләп қилидиған очуқ сийасий органлири йоқ иди. мушундақ шараитта, уларниң наразилиқ ипадиләш иқтидари пәқәт сөз, дуа, рәт қилиш, наразилиқ вә җисманий қаршилиқларғила қисталған иди.
дунйаниң һәммә йеридә, кишиләрниң қанунсиз бастурушқа қарши туруш вә дөләт зораванлиқиға наразилиқ билдүридиған һоқуқи бар. бир дөләт пәқәт ислам, «өз алдиға аҗрилип чиқиш» йаки сиртқи алақиләрни сәвәб қилип көрситипла уйғурларниң барлиқ наразилиқ ипадилирини «хәлқаралиқ террорлуқ» қа айландуруп қалдуралмайду.
һәр бир пуқрави инсан җени интайин қиммәтлик болсиму, хитай җумһурийити өзи илгири сүргән пуқрави талапәтләр үчүн мустәқил дәлил-испат көрситип берәлмиди. у бундақ испатланмиған дәвалар арқилиқ йәкәндики асасий һәқиқәтни йошурушқа урунди: бу тоқунуштики әң зор, зийадә зораванлиқ еғир қоралланған дөләт қисимлири тәрипидин йәрлик уйғур аһалисигә қарши ишлитилгәндур.
асасий мәсилә шуки, хитай җумһурийити немишқа уйғур аһалисиниң тәләплиригә бунчә еғир һәрбий күч, коллектип җазалаш вә сүкүт қилиш билән җаваб қайтурди?
елан қилинған 96 кишилик өлүм сани ашу райондин болған нурғунлиған уйғурлар үчүн ишәнчлик болуп бақмиди. йәрлик гуваһлиқлар, чәтәлдики уйғур тәшкилатлири вә медийа хәвәрлири өлгүчиләрниң омумий саниниң буниңдин интайин йуқири икәнликини көрсәтти.
өз вақтида «әркин асийа радийоси» хәвәр қилип, дунйа уйғур қурултийиниң кәм дегәндә 2,000 уйғурниң өлтүрүлгән болуши мумкинликигә аит учурларға еришкәнликини көрсәтти. башқа уйғур мәнбәлири өлтүрүлгән вә ғайиб қилинғанларниң санини 3,000 дин 5,000 ғичә дәп мөлчәрлиди. һаҗим өзи бир қанчә йезидин тәхминән 3,000 адәмниң өлгән болуши мумкинликини ейтти.
бу сандики дәлилләрни бүгүн мустәқил ениқлаш мумкин әмәс, чүнки хитай җумһурийити учурларни пүтүнләй қараңғулаштурди вә һечқачан тәкшүрүшкә рухсәт қилмиди. тәкшүрүшниң болмиғинини рәсмий байанларни тоғра дәп җәзмләштүрүшкә ишлитишкә болмайду. даириләр интернет вә алақини кәсти, йолларни тақиди, қораллиқ қисимларни орунлаштурди һәмдә сиртқи дунйаниң алақисини тости. улар һәқиқәтни һесаблиғили болмайдиған шараитни йаратти.

пәқәтла йол қойулған көрүнүшләр хитайниң рәсмий мәнбәлиридин кәлгән.
шуңа мәсилә пәқәт қанчә адәмниң өлгәнликидила әмәс, бәлки немишқа хитай җумһурийити 12 йилдин бери өлтүрүлгән вә ғайиб қилинғанларниң исмини ашкарилаштин рәт қилип келиватқанлиқидидур.
һаҗим йәнә бастуруштин кейин җәсәтләрниң йошурунчә елип кетилгәнлики һәққидики йәрлик хәвәрләрни байан қилди. бәзиләр өлгүчиләрниң хумдан очақлириниң йениға көмүлгәнликигә ишинәтти; йәнә бәзиләр җәсәтләрниң йәкәнниң җәнубидики йеңи шәһәр ечилиш райониға елип кетилип, етизлиқлар йаки қурулуш мәйданлириниң астиға көмүветилгәнликигә ишинәтти.
бу ашкарилашлар хәлқаралиқ сот-тәкшүрүшни тәләп қилиду. бу әндишәләрниң йәнила давамлишиши бир дәһшәтлик һәқиқәтни әкс әттүриду: нурғун аилиләр һечқачан җәсәтни, рәсмий уқтурушни йаки зийарәт қилидиған бирәр қәбриниму көрәлмиди.
уйғурлар үчүн бу адәттики бир иш әмәс. җиназа узитиш вә көмүш — иманниң, инсаний иззәтниң вә аиливи мәсулийәтниң тәқәззаси. аилиләрниң өз йеқинлириниң нәгә көмүлгәнликини билиш һоқуқидин мәһрум қилиниши зораванлиқни өлүмдин кейинки басқучқичә узартиду. бу уларни азаб вә ениқсизлиқ арилиқида қалдуруп, матәм тутушқа, адаләт даваси қилишқа, һәтта ахирқи қетим хошлишишқа пурсәт бәрмәйду.
йәкән қирғинчилиқи бирла қетимлиқ вәқә әмәс иди. у пүткүл уйғур елидә пат йеқинда йүз беридиған апәтләрниң бир агаһландуруши иди.
йәкәндин кейин, диний кимлик техиму хәтәрлик һаләткә кәлди. бир заманларда һөрмәтниң бәлгиси болған имам, һаҗим, қарий дегәндәк аталғулар, тәқип қилиш, тутуп қелиш йаки қамаққа елишниң көрүнәрлик бәлгисигә айланди. намаз оқуған, чәтәлгә чиққан, паспорти бар, дин өгәнгән йаки чәтәлдә аилә алақиси бар кишиләр тәдриҗий нишанға айланди.
2017-йилидин кейин күчәйгән аммиви йиғивелиш лагерлири тосаттинла барлиққа кәлгини йоқ. йәкән аллиқачан бу системиниң логикисини көрситип бәргән иди: аввал уйғур кимлики вә диний турмушини җинайәткә айландуруш; андин наразилиқни әсәбийлик дәп қараш; андин «террорлуққа қарши туруш» арқилиқ аммиви җазалашни ақлаш; ахирида қурбанларни йошуруш.

хитай даирилири елан қилған сүрәтләрдә, вәйран болған аптомобиллар қандақ вәқә болғанлиқини ениқлашқа азрақ болсиму йардәм берәлмәйдиған дәриҗидә ипадиләнгән.
хитай җумһурийитиниң уйғурларға қилған бастуруши өзиниң сөзлүк амбири арқилиқ қанунлуқ болуп қалмайду. бир қирғинчилиқни «террорлуққа қарши туруш» дәп аташ уни террорлуққа қарши һәрикәткә айландуруп қоймайду. армийәси, һәрбий қорали, сийасий вәкиллики вә адаләткә еришиш имканийити болмиған пуқрави җәмийәтни «әсәбий» дәп аташ, дөләтниң ашу җәмийәткә йәткүзгән зораванлиқини йуйуп ташлийалмайду.
һәр йили 28-ийул күни, уйғурлар пәқәт бир муназирилик саннила әмәс, бәлки инсанларни йад етиду: тутуп кетилгән айалларни, сүрүштә қилип берип қайтип кәлмигән әрләрни, нәврилирини издигән көпни көргән мойсипитларни, қәбрисизму қалған аилиләрни вә сүкүткә мәҗбурланған пүткүл йеза-қишлақларни йад етиду.
хитай җумһурийити даирилири йәкән қирғинчилиқиға алақидар болған һәр бир өлтүрүлгән, ғайиб қилинған, тутуп турулған йаки қамалған кишиләрниң исмини вә ақивитини ашкарилиши керәк. улар барлиқ көмүлгән орунларни көрситип бериши, алақидар архипларни ечиши вә мустәқил хәлқаралиқ тәкшүрүшкә рухсәт қилиши керәк.
дунйа хитайниң «террорлуқ» дегән уқумини дәлил-испатниң орниға дәсситишни қобул қилмаслиқи керәк. дунйа немишқа даириләрниң районни қамал қилғанлиқини, алақини кәскәнликини, көзитишни тосқанлиқини вә немишқа һазирғичә өлгәнләр һәққидә һесаб бериштин рәт қиливатқанлиқини сүрүштә қилиши керәк.
йәкәндики қанлар йоллар қайта ечилғанда йуйулуп кәтмиди. у пәқәт йошуруп қойулди, халас.
уйғурлар болса уни йад етишни үзлүксиз давамлаштуриду.
темилар: қирғинчилиқ (Genocide), кишилик һоқуқ, мусулман уйғурлар, диний зийанкәшлик
аптор һәққидә:
асийә уйғур голландийәдә йашайдиған уйғур йазғучи вә сийасий обзорчи. «әркин асийа радийоси» уйғур бөлүми йепилиштин илгири, у ашу йәрдә сийасий обзорчи болуп ишлигән. у һазир Global Voices, дунйа уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) вә голландийәдики «De Kanttekening» нәшрийати қатарлиқ платформилар арқилиқ уйғур кишилик һоқуқи, мәдәнийәт бастуруши, учурни етивелиш вә хитайниң уйғурларға қаратқан сийасәтлири һәққидә инглизчә, голландийәчә вә хитайчә обзорларни елан қилип кәлмәктә.
https://bitterwinter.org/july-28-remembering-the-yarkent-massacre/