түркистан вақт гезити, 2026-йили 29-ийул
сабиқ дунйа уйғур қурултийи (д у қ) рәиси һәм тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчиси долқун әйса 20-ийул күни касабланка айродуромиға йетип кәлгәндин кейин, маракәш даирилири тәрипидин тосуп қелинди вә чеградин чиқириветилди. долқун әйса диний етиқад вә йәрлик кишилик һоқуқни һимайә қилишқа беғишланған «хәлқара диний әркинлик йиғини»ға қатнишиш үчүн бу дөләткә кәлгән.
маракәшниң Yabiladi хәвәр тори һәм асийа хәвәрләр агентлиқи (ANI) ниң хәвәр қилишичә, долқун әйса паспорт тәкшүрүш орнида тосулуп, техиму ичкириләп тәкшүрүшкә учриған һәм һечқандақ ениқ чүшәндүрүш берилмәстин тәхминән 15 саәт тутуп турулғандин кейин германийәгә қайтидиған айропиланға чиқирилған. маракәш чегридин чиқиш-кириш даирилири долқун әйсаға ички ишлар министирлиқи вә дөләт бихәтәрлик баш башқуруш идариси тәрипидин чиқирилған, униң маракәш территорийәсигә киришиниң чәкләнгәнликини уқтуридиған рәсмий уқтуруш бәргән.
дунйа уйғур қурултийи бу қарарни қәтий әйбиләп, бу вәқәниң уйғур кишилик һоқуқ көрәшчилиригә қарши елип бериливатқан дөләт һалқиған бесимниң (transnational repression) қорқунчлиқ бир көрүнүши икәнликини тәкитлиди. ANI ниң хәвәр қилишичә, д у қ ниң байанатидики сөзидә долқун иса: «мән диний әркинлик конферансийәсигә қатнишиш үчүн маракәшгә һечқандақ тосалғусиз баралаймән дәп ойлиған идим, емма йәнә бир қетим хата ойлиғанлиқим испатланди,» дегән.
бу маракәш даирилириниң уйғур паалийәтчилиригә қаратқан биринчи тосуши әмәс. 2021-йили ийулда уйғур паалийәтчиси идрис һәсән (паспорттики исми Yidiresi Aishan) хитайниң тәләп қилиши билән чиқирилған қизил рәңлик тутуш буйруқи сәвәбидин мушу айродуромда тутулған иди. интерпол 2021-йили авғустта бу буйруқни бикар қилған болсиму, маракәш сот мәһкимиси 2021-йили декабирда униң хитайға қайтурулушини бекиткән иди. идрис һәсән 43 ай түрмидә тутулғандин кейин ниһайәт 2025-йили 12-февралда әркинликкә чиқип, икки күндин кейин америка қошма штатлириға йетип баралиди.
д у қ долқун әйса үстидин хитайниң әйиблиши билән 1997-йили чиқирилған интерпол қизил рәңлик тутуш буйруқиниңму кишилик һоқуқ адвокатлириниң тиришчанлиқи билән 2018-йили бикар қилинғанлиқини әсләтти. гәрчә у тутуш буйруқи бикар қилинған болсиму, хитайниң сийасий бесиминиң сәлбий тәсирлири униң хәлқара сөһбәтлиригә тосалғу болмақта. долқун әйса илгири корейә, һиндистан вә түркийә охшаш дөләтләргә кириштә визиси бикар қилиниш, кириши тосулуш вә тәкшүрүлүшкә учриған, шуниңдәк б д т ниң ниу-йорк вә җәнвәдики рәсмий йиғинлириға киришиму тосулған иди.
д у қ бу қетимқи чеградин чиқириветиш қарариниң хитайниң йеңи «милләтләр иттипақлиқи қануни»ниң 63-маддиси йүргүзүлүп бир қанчә һәптә өтмәйла йүз бәргәнликиниң кишини әндишигә салидиғанлиқини билдүрди. кишилик һоқуқ қоғдиғучилири маракәш даирилириниң биваситә бу қанунға асасән иш көрсәткәнликигә аит очуқ испат болмисиму, долқун әйсаға қаратқан бу муамилиниң хитайниң сийасий бесимлирини чәтәлләргә кеңәйтиш тиришчанлиқиға қарши хәлқара җәмийәтниң қаршилиқ көрситиши лазимлиқини испатлайдиғанлиқини тәкитлимәктә.
байанатта д у қ, маракәш һөкүмитидин долқун әйсаниң тутулуши вә чеградин чиқириветилиши һәққидә ениқ чүшәндүрүш беришини, қарарда хитайниң бесими йаки кона учурларниң тәсири бар-йоқлуқини айдиңлаштурушни тәләп қилди. униңдин башқа йәнә бу тәшкилат германийә, йавропа иттипақи, б д т вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини бу мәсилини маракәш даирилири билән җиддий муһакимә қилишқа чақирди.