2026-йиллиқ ғулҗа хәлқара террорлуққа қарши туруш мунбири вә униңға йошурунған сигналлар

 
уйғур тәтқиқат институти

тәһрири: д. абдуреһим дөләт

2026-йили 5-авғуст

2026-йили 4-авғустта шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһиридә өткүзүлгән хәлқара террорлуққа қарши туруш йиғини, хитай һөкүмитиниң мәзкур райондики сийасәтлирини хәлқара сәһнидә қанунлаштуруш вә ғәрбниң тәнқидлиригә тақабил туруш үчүн ташлиған әң чоң дипломатийәлик қәдәмлириниң бири һесаблиниду¹. бу йиғин бейҗиңниң шәрқий түркистандики бастуруш механизмини омумийүзлүк җәмийәт түзүмигә сиңдүрүп, уни «қанун арқилиқ башқуруш» нами астида, тинч тәрәққийатниң капалити сүпитидә базарға селиш истратегийәсиниң бир қисмидур.

мәзкур йиғинға русийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликини өз ичигә алған 24 дөләт шундақла африқа иттипақиға охшаш үч районлуқ тәшкилатниң вәкиллири қатнашти¹. йиғинниң ортақ уйуштурғучиси болған «дунйа мусулман җәмийәтләр кеңиши» (World Muslim Communities Council) хитайға ислам дунйасида интайин қиммәтлик бир қанунийлиқ йолхети сунди. бейҗиң бу һәмкарлиқ арқилиқ, өзиниң шәрқий түркистандики диний бесим сийасәтлирини «әсәбийликкә қарши туруш» шәклидә қайтидин безәп чиқти.

тәһлилләргә асасланғанда, йиғинниң истратегийәлик түп нишани ғәрб әллирини қайил қилиш әмәс, бәлки «йәршари җәнуби» (Global South) дөләтлири, оттура асийа җумһурийәтлири вә мусулман нопуси көп дөләтләрни хитайниң бихәтәрлик моделиға җәлп қилиштур. хитай бу арқилиқ ғәрбниң кишилик һоқуқ бесимлириға тақабил туралайдиған һәмдә дунйави бихәтәрлик сөз һоқуқи қурулмисини өзгәртидиған йеңи бир иттипақ түзмәктә.

бу мақалидә, ғулҗа йиғининиң арқисиға йошурунған сийасий вә дипломатийәлик сигналлар, ғулҗа шәһириниң таллинишидики җуғрапийәлик-етник мәқсәтләр, йиғинда оттуриға қойулған йәттә чоң ачқучлуқ тәшвиқат уқуминиң сийасий анализи, шундақла хитайниң бу байан системиси билән хәлқара кишилик һоқуқ көзәткүчилириниң вә б д т доклатлириниң оттурисидики қурулмилиқ зиддийәтләр системилиқ йорутуп берилиду. шуниң билән бир вақитта, террорлуққа қарши туруш механизмини қоралға айландуруп, пуқраларниң әркинлик боғуш қилмишлириниң йалғуз хитай биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқидәк хәлқаралиқ қурулмилиқ охшашлиқларму анализ қилиниду. мақалидә йәнә, һиндистанниң кәшмирдики бастуруш сийасәтлири вә кенийә һөкүмитиниң мусулман җәмийәтлиригә қаратқан террорлуққа қарши туруш тактикилири селиштурулуп, дөләтләрниң «террорлуқ» сөзидин пайдилинип һәқлиқ иҗтимаий һәрикәтләрни қандақ җимиқтуруватқанлиқи йорутулиду.

арқа көрүнүш

ғулҗа хәлқара террорлуққа қарши туруш семинари, хитайниң дөләт ичи вә хәлқарадики бир қатар назук сийасий өзгиришлиригә тоғра кәлгән мәзгилдә ечилди. ички сийасий җәһәттин ейтқанда, 2017-йилидин башлап шәрқий түркистанда йолға қойулған кәң көләмлик җаза лагерлири вә системилиқ тутқун қилиш долқуни нөвәттә «нормаллашқан» йеңи бир басқучқа қәдәм қойди. бейҗиң һөкүмити җәмийәтни толуқ контроллуқ астиға елип болғандин кейин, әмди дунйаға районниң тинчланғанлиқини вә һайатниң «нормал» давамлишиватқанлиқини көрситишкә җиддий еһтийаҗлиқ иди.

хәлқара вәзийәттә болса, б д т кишилик һоқуқ алий комитетиниң (OHCHR) 2022-йилдики доклатидин кейин, ғәрб әллириниң хитайға қаратқан тәнқидлири вә иқтисадий җазалаш тәдбирлири күчәйди². хитай нөвәттә б д т дики көп санлиқниң аваз бериш түзүмигә тайинип, ғәрбниң җазалаш тәшәббуслирини йоққа чиқиришқа урунмақта. йәнә бир тәрәптин, йәршари миқйасида йүз бериватқан урушлар вә күчийиватқан террорлуқ вәқәлири, хитайға өзиниң йуқири бесимлиқ контрол системисини мувәппәқийәтлик бир «бихәтәрлик үлгиси» қилип көрситишкә мас келидиған җуғрапийәлик-сийасий шараит йаритип бәрди.

дәл 2026-йилиниң таллинишиму тасадипий әмәс. бу йил ши җинпиң оттуриға қойған «йәршари бихәтәрлик тәшәббуси» (Global Security Initiative – GSI) ни әмәлий мисаллар арқилиқ хәлқаралаштуруш пиланланған вақиттур. хитай ғәрбниң бихәтәрлик системисиға тақабил туруш үчүн, алди билән «террорлуқ мәсилисини толуқ һәл қилдим» дәп шәрқий түркистан земинини GSI ниң биринчи нәқ мәйдан көргәзмиханиси қилип көрситишни нишанлиди.

алдинқи йиллардики террорлуққа қарши туруш йиғинлири көпинчә бейҗиң йаки шаңхәй қатарлиқ сийасий вә иқтисадий мәркәзләрдә өткүзүлгән болуп, асаслиқи нәзәрийәви вә сийасәт характерлик музакириләргә мәркәзләшкән иди. әмма, 2026-йилдики ғулҗа йиғини вәқәниң биваситә мәркизи дәп қарилидиған йәрлик районда ечилиш арқилиқ, нәзәрийәдин «нәқ мәйданда үлгә көрситиш» басқучиға өткәнликини көрситип бериду. бу қәдәм, хитайниң хәлқарадики образ қурулушиниң пассип мудапиә һалитидин актип һуҗум басқучиға өткәнликиниң рошән бир ипадисидур.

шуңлашқа, бу йиғин бейҗиңниң өз сийасәтлирини пәқәтла бир ички иш дәп бир тәрәп қилмастин, бәлки уни дунйаниң террорлуққа қарши туруш саһәсигә қошулған зор «төһпә» сүпитидә хәлқара күнтәртипкә сунуш җәрйанидур. хитай бу семинар арқилиқ өзиниң әнәниви дөләт террори сүпәтлирини йошуруп, уни қануний вә хәлқаралиқ һәмкарлиққа уйғун тәдбир дәп тонутушқа тиришти.

ғулҗиниң таллинишиниң сийасий мәниси

хитай һөкүмитиниң йиғин орни үчүн бейҗиң, үрүмчи йаки техиму җәнубтики қәшқәрни таллимай, ғулҗа (или) шәһирини таллиши чоңқур истратегийәлик сигналларға игә. ғулҗа шәрқий түркистанниң ғәрбий шималиға җайлашқан, көп милләт топлишип йашайдиған һәм қазақистан билән биваситә чегридаш болған өзгичә бир җуғрапийәлик райондур. тарихий җәһәттин, ғулҗа уйғур вә башқа түркий милләтләрниң сийасий паалийәтлири, қозғилаңлири вә миллий еңиниң шәкиллинишидә интайин муһим мәркәзлик рол ойнап кәлгән.

җуғрапийәлик нуқтидин ейтқанда, ғулҗа оттура асийаға ечилидиған әң муһим сода портлириниң вә «бир бәлвағ, бир йол» линийәсиниң түгүни һесаблиниду. бу шәһәрниң таллиниши дәл хитайниң чегра районлирини толуқ контрол қилиш иқтидарини намайан қилиш үчүндур. йиғинға кәлгән чәтәллик меһманлар чегра бойидики тәрәққийатни вә сода қатнишиниң раванлиқини беваситә көрүш арқилиқ, «районда һечқандақ бихәтәрлик мәсилиси қалмапту» дегән туйғуға келиду.

миллий тәркиб вә көп хиллиқ җәһәттин, ғулҗида уйғурлар билән биргә қазақ, хуйзу вә башқа милләтләр биллә йашайду. хитай сийасий тәшвиқатларда ғулҗидин пайдилинип, ғәрбниң «етник қирғинчилиқ» дәвалириға тақабил турмақчи болди. йиғин җәрйанида көп милләтлик мәдәнийәт байрамлири, миллий уссул вә нахшилар көргәзмә қилинип, бу район гойа көп милләтлик мурәссә вә инақлиқниң җәннити сүпитидә тәсвирләнди.

чегра бихәтәрлики нуқтисидин ейтқанда, ғулҗа арқилиқ оттура асийа җумһурийәтлиригә биваситә сигнал берилди. хитай ғулҗида туруп чәтәл әлчилиригә өзиниң чегра районидики контрол күчини көрситиш арқилиқ, оттура асийа дөләтлиригә «террорлуқниң сиртқа чиқип кетишиниң алдини алалайдиған әң ишәнчлик шерик мән болимән» дегән учурни йәткүзди. бу хил чегра сийасий муқимлиқи, қошна дөләтләрниң хитайға болған иқтисадий вә сийасий беқиндилиқини техиму күчәйтишни нишанлайду.

ғәрб әллири йиллардин буйан шәрқий түркистанниң җәнубий районлиридики сийасәтләрни нишан қилип кәлгән болса, хитай шималдики ғулҗини таллаш арқилиқ хәлқараниң диққәт нуқтисини алмаштурушқа урунди. бу таллаш арқилиқ, хитай хәлқара җәмийәткә районниң һәммә йериниң тәрәққий қилғанлиқини вә һечқандақ бастурушниң мәвҗут әмәсликини символлуқ рәвиштә көрситишкә тиришти. ғулҗа йиғини, бейҗиңниң шәрқий түркистан үстидики мутләқ ғәлибисини җакарлайдиған бир хил сийасий тамға ролини ойниди.

йәнә бир җәһәттин, ғулҗиниң таллиниши оттура асийа җуғрапийәси билән хитай оттурисидики мәдәнийәт туташтуруш пиланиниң бир қисмидур. хитай бу йәрдә йиғин ечиш арқилиқ, районниң әслидики исламий өзгичиликини пүтүнләй суслаштуруп, уни дөләт тәрипидин рухсәт қилинған «сайаһәтчилик вә көңүл ечиш коди» ға өзгәртип сунди. бу тактика ғәрб байанлириға ға қарши бейҗиң қолланған әң чоң рәңдар бошлуқ көрситиш тактикилириниң биридур.

хитайниң асаслиқ истратегийәлик мәқсити

ғулҗа йиғининиң биринчи дәриҗилик истратегийәлик мәқсити хитайниң шәрқий түркистанда қолланған йуқири бесимлиқ сийасәтлириниң хәлқарадики образ зийинини толдуруш вә бейҗиңниң бихәтәрлик сийаситигә хәлқаралиқ қанунийлиқ йаритиштур. хитай америка вә ғәрб әллириниң кишилик һоқуқ тәнқидлиригә җаваб қайтурушниң биваситә усули сүпитидә, тәрәққийат билән бихәтәрликниң өзара мунасивитини қайтидин бәлгиләп чиқишқа урунмақта.

хитай бу йиғин арқилиқ өзиниң ғәрбни әмәс, бәлки «йәршари җәнуби» дөләтлирини қайил қилалайдиғанлиқини наһайити йахши билиду. шуңлашқа, бейҗиң пүтүн тиришчанлиқини африқа иттипақи, әрәб дунйаси вә оттура асийа җумһурийәтлирини өз тәрипигә тартишқа мәркәзләштүрди. бу дөләтләр өзлириму дөләт ичидики өктичи гуруппилар вә миллий түркүмләрниң һәрикәтлирини бесишта бихәтәрлик тәдбирлиригә җиддий еһтийаҗлиқ болғачқа, хитайниң террорлуққа қарши туруш вә толуқ контрол қилиш моделини бир көңүлдикидәк пурсәт дәп билиду.

йиғин ғәрбниң «қош өлчәм» тактикисиға қарита бир йүрүш рәсмий рәт қилиш позитсийәсини шәкилләндүрди. хитай вәкиллири йиғинда ғәрб әллирини «өзиниң җуғрапийәлик мәнпәәти үчүн террорлуқ темисидин пайдилиниватиду» дәп әйиблиди. бейҗиң өзини «һәқиқий көп тәрәплимилик террорлуққа қарши туруш» ниң тәрәпдари қилип көрситиш арқилиқ, ғәрбниң кишилик һоқуқ һуҗумлирини сийасий ғәрәзлик һәрикәтләр дәп бекитишкә тиришти.

йәнә бир муһим мәқсәт кишилик һоқуқ уқумиға қайтидин ениқлима бериштур. хитайниң йиғиндики рәсмий нутуқлирида, әң түп кишилик һоқуқниң «йашаш һоқуқи» вә «тәрәққийат һоқуқи» икәнлики, бихәтәрлик болмиса бу һоқуқларниң һечқандақ қиммити болмайдиғанлиқи җараңлиқ тәкитләнди. бу байан ғәрбчә шәхсий әркинлик вә сийасий һоқуққа тайанған кишилик һоқуқ чүшәнчисини системилиқ рәт қилишни мәқсәт қилиду.

истратегийәлик җәһәттин ейтқанда, хитай шәрқий түркистандики бастуруш механизмини бир тәрәптин дөләт ичидә қанунлаштуруп пуқралар бошлуқини йошурун боғса, йәнә бир тәрәптин хәлқаралиқ семинарлар арқилиқ бу механизмниң «үнүмдарлиқини» базарға салиду. йиғин хитай дөләт аппаратиниң өзи түзгән бихәтәрлик қаидилирини башқа дөләтләргә қобул қилдуруп, ғәрбсиз бир бихәтәрлик чәмбирики қуруп чиқиштики ачқучлуқ пиланидур.

йиғинда йәнә, хәлқара террорлуққа қарши туруш һәмкарлиқиниң чоқум дөләтләрниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилиш асасида болуши керәклики алаһидә тилға елинди. бу сөзниң сийасий арқа көрүнүши шуки, дөләтләр бир-бириниң ички ишлириға арилишип, кишилик һоқуқ мәсилисини қорал қилмаслиқи лазим. бу сигнал хитайниң өзиниң шәрқий түркистандики сийасәтлиригә қарита һәр қандақ хәлқаралиқ тәкшүрүшни алдин тосуш үчүн ишләткән сийасий қалқинидур.

бейҗиң бу мунбәрдин пайдилинип йәнә, шәрқий түркистан җәмийитини пүтүнләй тинчландуруш сийаситини ақлиди. йиғиндики барлиқ байанлар, райондики хитайниң зулмиға қарши қозғалған һәрикәтләрни пүтүнләй чәтәлдин кәлгән террорлуқ пилани дәп көрситишкә тиришти. бу тактика арқилиқ хитай йәрлик хәлқләрниң барлиқ өз-өзини қоғдаш һәрикәтлирини хәлқара җәмийәт алдида қанунсиз җинайәткә айландурмақчи болди.

ахирқи һесабта, хитайниң йиғиндики түп истратегийәлик нишани ғәрбниң дунйави кишилик һоқуқ баһалаш системисидин өзини чиқирип, өзи башчилиқидики бир йеңи «тәрәққийат вә бихәтәрлик» иттипақини қуруп чиқиштур. ғулҗа йиғини бу йеңи дунйа тәртипиниң биринчи ғәлибә қәдими сүпитидә тәшвиқ қилинди. бу мунбәр, дөләт террориниң йәршариви системида қандақ қилип тәрәққийат қалқини астида сақлинип қалидиғанлиқиниң рошән бир әмәлий мисалидур.

рәсмий байан системиси вә тәшвиқат тәһлили

хитай һөкүмитиниң ғулҗа йиғинидики рәсмий байанатлири вә хәвәр текистлири бир түркүм системилиқ сөз байанлири үстигә қурулған. бу байан системиси, ғәрб тәнқидлирини йошуруш вә дөләтниң бастуруш сийасәтлирини қануний вә мәдәний кодларға орап тонуштуруш үчүн мәқсәтлик лайиһәләнгән. йиғиндики рәсмий нутуқларда бир қанчә ачқучлуқ уқум тохтимай тәкрарлинип турди:

  1. «терроризм» (恐怖主): бу уқум йиғин хәвәрлиридә әң көп тәкрарланған сөзләрниң бири болди. хитайниң сийасий алақисидә бу сөз дөләт аппарати йолға қойған барлиқ назарәтчилик вә бастуруш тәдбирлирини «дөләт бихәтәрлики үчүн зөрүр болған түп қорал» сүпитидә көрситиш ролини ойниди. террорлуқ хәвпи тохтимастин сирттин келидиған вә пүтүн милләтләргә ортақ тәһдит елип келидиған бир мәнбә сүпитидә тәсвирләнди.
  2. «әсәбийлишиш» (极端化): бу хитайниң шәрқий түркистандики мәдәнийәт вә динни чәкләш сийасәтлирини ниқаблайдиған әң чоң байанлардин биридур. йиғинда диний паалийәтләрни вә әнәниләрни чәкләш һәрикәтлири «диний әсәбийликниң алдини елиш» дәп пәрдазланди. бу уқум, җәмийәтниң һәр қандақ бир тинч сийасий тәләплирини йаки мәдәнийәт өзгичиликини дәрһал зәрбә берилидиған җинайәт характерлик «әсәбийлик» билән тәңләштүрүветиш ролини ойниди.
  3. «қанун бойичә терорлуққа қарши туруш» (法治反恐): бу байан даириләр тәрипидин әң асаслиқ тема сүпитидә тәкитләнди³. бу сөз, ғәрб әллириниң шәрқий түркистанға қаратқан «сотсиз қамаш» вә «мәҗбурий тутуп туруш» тәнқидлиригә қарита, барлиқ сийасий җазалаш вә бастуруш һәрикәтлириниң хитай асасий қануни вә җинайи ишлар қануниниң конкрет маддилири бойичә бир тәрәп қилиниватқанлиқини көрситиш үчүн ишлитилди. бу байан арқилиқ хитай өзиниң дөләт аппаратини толуқ қануний вә йуқири мәсулийәтчан бир орган қилип көрситишни мәқсәт қилиду.
  4. «омумий тәрәққийат вә бихәтәрлик» (统筹发展和安全): бу уқум хитай һөкүмитиниң нөвәттә районда елип бериватқан зор көләмлик иқтисадий қурулуш вә мәҗбурий әмгәк сийасәтлирини ақлаш үчүн хизмәт қилиду. йиғин байанлирида, тәрәққийат болмиса бихәтәрликниң болмайдиғанлиқи тәкитлинип, райондики барлиқ йуқири техникилиқ назарәтчилик механизмлири бир хил «иқтисадий гүллинишниң муһим капалити» дәп көрситилди.
  5. «қош өлчәм» (双重标准): хитай вәкиллири бу сөздин пайдилинип ғәрб әллириниң террорлуққа қарши туруштики өз бешимчилиқини тәнқид қилди. ғәрбниң башқа дөләтләрдики террорлуқ һәрикәтлирини җимҗит қоллап, хитайниң шәрқий түркистандики қануний тәдбирлирини «бастуруш» дәп атишини сийасий бир тәрәплимилик дәп дәва қилди. бу байан, ғәрб дөләтлириниң кишилик һоқуқ тәнқидлириниң әхлақий асасини йоқитиш үчүн қозғитилған бир хил сөз қоралидур.
  6. «хәлқара һәмкарлиқ» (国际合作): бу уқум йиғиндики чәтәл вәкиллириниң қатнишиши арқилиқ әмәлийләшти. хитай дунйа бойичә йеңи бир бихәтәрлик һәмкарлиқиниң зөрүрлүкини тәкитләп, ғәрб тизгинидики б д т вә башқа супиларниң сиртида, өзи башламчи болған бир террорлуққа қарши туруш торини қурушни илгири сүрди. бу байан, хәлқарадики ғәрбсиз көп тәрәплимилик һәмкарлиқни күчәйтишни нишан қилиду.
  7. «инсан һәқлири капалити » (人权保障): йиғинда бу сөз өзиниң ғәрбчә тинч шәхсий әркинлик мәзмунидин пүтүнләй тартип чиқирилип, униң орниға «йашаш һоқуқи» вә «тәрәққий қилиш һоқуқи» дегәндәк коллектип байанлар киргүзүлди. хитай вәкиллири террорлуққа қарши туруш тәдбирлириниң өзи дәл шәрқий түркистандики пуқраларниң йашаш һоқуқини қоғдаш вә инсан һоқуқини әң чоң капаләткә игә қилиш һәрикитидур, дәп байан қилди. бу арқилиқ хитай хәлқарадики кишилик һоқуқ сөз системисиниң өлчәмлирини өзгәртиветишкә урунмақта.

омумий җәһәттин ейтқанда, бу йәттә чоң байан системиси ғулҗа йиғининиң рәсмий тәшвиқатидики түп қурулма парчилиридур. бу сөзләр бир-бири билән зич бағланған болуп, уларниң түп мәқсити дөләт террориниң һәқиқий маһийитини йениклитиш, шәрқий түркистандики түзүлмиви бастурушни хәлқара җәмийәт алдида «нормал бир дөләт башқуруш механизми» сүпитидә тонуштуруштин ибарәт. хитайниң бу тиришчанлиқи униң истратегийәлик тәшвиқат тәпәккуриниң йуқири сәвийәдә системилашқанлиқини көрситиду.

дипломатийәлик вә хәлқаралиқ әһмийити

ғулҗа йиғини хитайниң дипломатийәлик бошлуқини кеңәйтиш вә хәлқарадики бесимини йениклитиш йолидики муһим бир бурулуш нуқтиси һесаблиниду. йиғинға қатнашқан дөләтләрниң тәркибигә қариғанда, русийә, әрәб бирләшмә хәлипилики вә африқа иттипақи қатарлиқ 24 дөләт вә районлуқ тәшкилат вәкиллириниң қатнишиши хитайниң хәлқара дипломатийәдә күчлүк бир иттипақ қуруп чиққанлиқини көрситиду. бу әлләр ғәрбниң кишилик һоқуқ системисидин сиртта туруп, бейҗиң билән болған бихәтәрлик һәмкарлиқини чөридигән йеңи бир қутупни шәкилләндүрмәктә.

йиғинниң әң алаһидә дипломатийәлик мувәппәқийити шуки, у мәркизи әрәб бирләшмә хәлипиликидә болған «дунйа мусулман җәмийәтләр кеңиши» (World Muslim Communities Council – WMCC) тәрипидин ортақ уйуштурулди¹. мәзкур кеңәшниң рәиси доктор әли рәшид әл-нуәйми (Dr. Ali Rashid Al Nuaimi) йиғинда сөз қилип, хитайниң шәрқий түркистандики террорлуққа қарши туруш тәҗрибилирини йуқири баһалиди. бу һәмкарлиқ, хитайниң мусулман дунйаси билән болған мунасивитини техиму мустәһкәмләшкә вә ғәрбниң «исламға қарши туруш» тәнқидлирини сийасий җәһәттин йоққа чиқиришқа толуқ йол ачти.

дипломатийәлик нуқтидин ейтқанда, бейҗиң үчүн ислам дөләтлириниң етирап қилишиға еришиш әң қиммәтлик картидур. әрәб дунйаси вә мусулман дөләтләрниң вәкиллири шәрқий түркистандики әһвални көрүп, хитайниң сийасәтлирини «мусулманларни йоқитиш әмәс, бәлки уларни террорлуқтин қутқузуш тәдбири» дәп етирап қилғанда, ғәрбниң барлиқ тәнқидлири өзлүкидин қиммитини йоқитиду. бу һәмкарлиқ дәл бейҗиңниң хәлқарадики исламий қанунийлиқини күчәйтиш үчүн ойниған әң чоң дипломатийәлик ойунидур.

йиғин йәнә ши җинпиң оттуриға қойған «бир бәлвағ, бир йол» (BRI) вә «йәршари бихәтәрлик тәшәббуси» (GSI) ға биваситә бағланди. хитай шәрқий түркистанниң ички муқимлиқини BRI линийәси бойидики барлиқ тәрәққийатларниң капалити сүпитидә көрсәтти. йиғинға қатнашқан дөләтләргә «шәрқий түркистан муқим болса, силәргә келидиған сода линийәси бихәтәр болиду» дегән сигнал системилиқ сунулди. бу тактика, бихәтәрликни иқтисадий мәнпәәт билән бир гәвдә қилишни мәқсәт қилиду.

шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати (SCO) даирисидиму бу йиғинниң әһмийити алаһидә йуқири болди. хитай SCO ға әза дөләтләрниң террорлуққа қарши туруш тәдбирлирини өзиниң шәрқий түркистандики моделиға маслаштурушқа урунмақта. ғулҗа йиғини, худди мәзкур тәшкилатқа әза әлләргә бейҗиңниң сийасий вә техникилиқ контрол қораллирини рәсмий тонуштуридиған вә базарға салидиған мунбәр болуп хизмәт қилди. бу арқилиқ хитай райондики бихәтәрлик йетәкчилик орнини техиму мустәһкәмлиди.

хуласилигәндә, ғулҗа йиғининиң дипломатийәлик әһмийити шуки, хитай өзиниң кишилик һоқуқ мәсилисидики пассип орнини ғәрбсиз дунйаниң бихәтәрлик рәһбәрлик орниға өзгәртишниң қәдимини мувәппәқийәтлик алди. йиғин бейҗиңниң йәршариви бихәтәрлик системисидики йеңи шериклик алақилирини көрситидиған чоң бир паратқа айланди. бу хил дипломатийәлик ғәлибә, бейҗиңниң шәрқий түркистандики йуқири бесимлиқ сийасәтлирини кәлгүсидә техиму җүрәтлик давамлаштурушиға йол ачиду.

селиштурма баһа

хитай һөкүмитиниң ғулҗа йиғинидики ақлаш байанлири билән мустәқил хәлқаралиқ көзәткүчиләр, б д т кишилик һоқуқ органлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң баһалашлири оттурисида интайин зор қурулмилиқ зиддийәтләр мәвҗут. хитайниң рәсмий нутуқлирида, шәрқий түркистанда «қанун бойичә террорлуққа қарши туруш» йолға қойулуп инсан һоқуқи әң йуқири капаләткә игә қилинди дәп җакарланған болса, хәлқаралиқ мустәқил тәкшүрүшләр пүтүнләй башқа бир реаллиқни йорутуп бериду.

мәсилән, б д т кишилик һоқуқ алий комитетиниң (OHCHR) 2022-йилдики шәрқий түркистанға аит мәхсус доклатида көрситилишичә, хитайниң террорлуққа қарши туруш вә әсәбийликни түгитиш қанун системиси интайин мүҗмәл һәм көп мәналиқ болуп, бу һәр қандақ бир тинч сийасий вә диний паалийәтләрни җинайәт дәп бекитишкә асанла ишлитилиду². доклатта йәнә, райондики системилиқ қамашлар, өз бешимчилиқ билән әркинликтин мәһрум қилиш һәрикәтлириниң көлими тилға елинип, буларниң «инсанийәткә қарши җинайәт» шәкилләндүрүш еһтималлиқи йуқири икәнлики алаһидә тәкитләнгән.

хәлқара кәчүрүм тәшкилати (Amnesty International) вә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати (Human Rights Watch) ға охшаш тәшкилатларниң доклатлириму, хитайниң «қанун бойичә башқуруш» дегән сөзини инчикә анализ қилип зәрбә бериду⁴. бу тәшкилатларниң көрситишичә, хитайниң террорлуққа қарши туруш системиси сийасий өктичиликни боғуп ташлаш үчүн мәқсәтлик лайиһәләнгән болуп, уйғурларниң вә башқа түркий милләтләрниң миллий кимликини, мәдәнийәт йилтизини вә асасий диний паалийәтлирини пүтүнләй йоқитишни нишан қилиду. бу қурулмилиқ бастуруш механизми җәмийәтниң һәммә қатлимини йуқири техникилиқ назарәт арқилиқ бир тәрәп қилиду.

хәлқарадики мустәқил тәтқиқатчилар вә «тәнқидий террорлуқ тәтқиқати» (Critical Terrorism Studies) нәзәрийәчилири, дөләтләрниң террорлуқ сөзидин пайдилинип өзиниң дөләт террорини қандақ йошуридиғанлиқини системилиқ испатлап чиққан⁵. ричард җексон (Richard Jackson), рут билаклей (Ruth Blakeley) вә ерик һерриң (Eric Herring) қатарлиқ алимларниң нәзәрийәви рамкилириға асасланғанда, қудрәтлик дөләтләр террорлуқ тәһдитини көптүрүп көрситиш арқилиқ, пуқраларниң әркинлик бошлуқини боғидиған вә миллий бесим сийасәтлирини ақлайдиған алаһидә бир «дөләт һоқуқи қалқини» йаритивалиду⁵. аталмиш ғулҗа йиғиниму дәл мушу нәзәрийәви пакитниң әң типик әмәлий мисалидур.

мушундақ қурулмилиқ бастуруш тәҗрибилири йалғуз хитай биләнла чәклинип қалмайду. дунйаниң башқа сәзгүр районлиридиму қудрәтлик дөләтләрниң өктичи гуруппиларни җимҗит қилиш вә аммиви һәрикәтләрни йоқитиш үчүн террорлуқ системисини қандақ қораллаштурғанлиқини көргили болиду. мәсилән, һиндистан һөкүмитиниң кәшмир районида қолланған бесим сийасәтлири, ғулҗа йиғинидики хитай сигналлири билән интайин күчлүк охшашлиққа игә.

һиндистан һөкүмити кона вә зораван болған «қанунсиз һәрикәтләрниң алдини елиш қануни» (Unlawful Activities Prevention Act – UAPA) ға тайинип, кәшмирдики паалийәтчиләр, мухбирлар вә кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини сотсиз тутуп туруш һәмдә террорлуқ қилмиши сүпитидә җинайәт кодиға киргүзүш тактикилирини қолланди⁶. мәсилән, даңлиқ кишилик һоқуқ қоғдиғучиси хуррам пәрвәз (Khurram Parvez) ниң UAPA қануни маддилири астида тутқун қилиниши, һиндистанниң террорлуқ баһаниси билән мустәқил җәмийәт әркинликини боғқанлиқиниң типик пакитидур. шундақла, һиндистан «чәтәл ианилирини тәңшәш қануни» (FCRA) арқилиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң чәтәлдин келидиған иқтисадий мәнбәлирини чәкләп, пуқрави тәшкилатларниң паалийәтлирини системилиқ һалда бесиқтурди⁶.

йәнә бир қурулмилиқ охшашлиқни кенийәниң террорлуққа қарши туруш сийасәтлиридинму көрүвелишқа болиду. кенийә һөкүмити «әшшәбаб» (Al-Shabaab) террорлуқ гурупписиға қарши туруш баһаниси астида, дөләт ичидики йәрлик мусулман нопусини вә паалийәтчиләрни нишан қилидиған йуқири бесимлиқ сийасәтләрни йолға қойди⁷. кенийәниң 2012-йилдики «террорлуқниң алдини елиш қануни» (Prevention of Terrorism Act – POTA) дөләт аппаратиға мүҗмәл террорлуқ баһаниси билән кишиләрни тутуш, җәмийәтни назарәт қилиш вә пуқраларниң асасий һоқуқлирини боғушқа чәклимисиз һоқуқ бәрди. бу сийасәт йәрлик мусулман җәмийәтлирини чәткә қеқиш вә уларниң сийасий авазини җимҗит қилиш ролини ойниди.

хуласә қилғанда, хитайниң ғулҗа йиғинида тәшвиқ қилған «бихәтәрлик тәрәққийатниң капалити» дегән байанлири пүтүнләй дөләт террориниң һәқиқий қийапитини йөгәш үчүн ойналған бир тийатирдур. хәлқарадики кишилик һоқуқ доклатлири вә башқа дөләтләр (һиндистан вә кенийә) дики қурулмилиқ охшашлиқлар шуни испатлайдуки, дөләтләр террорлуқ сөзидин пайдилинип өзлириниң миллий бесим вә бастуруш сийасәтлирини хәлқаралиқ қанунлуқ дәриҗигә көтүрмәкчи болиду. ғулҗа йиғиниму дәл дөләтләрниң террорлуқ баһаниси билән пуқралар бошлуқини йошурун боғидиған йәршариви системиниң биринчи нәқ мәйдан намайәндисидур.

кәлгүси тәсири вә хуласә

ғулҗа хәлқара террорлуққа қарши туруш семинари, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики сийасәтлириниң кәлгүси йөнилишидин интайин назук сигналларни бериду. бейҗиң кәлгүсидә йуқири бесимлиқ назарәтчилик вә системилиқ контрол системисини техиму муқимлаштуруп, уни көрүнмәйдиған күндилик җәмийәт башқуруш механизмиға айландуриду. райондики барлиқ сийасий җазалар әмди лагерларниң теми сиртида, «қанун козири» астиға пүтүнләй йошурулиду.

бу әһвал шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқарадики муназирә қурулмисиға күчлүк тәсир көрситиду. хитайниң бу йеңи сөз байани тактикиси сәвәбидин, уйғур мәсилиси хәлқарада бир қутуплиқ күрәшкә айлинип кетиду. бир тәрәптә ғәрб әллири кишилик һоқуқ вә етник бастуруш нуқтисидин тәнқидни давамлаштурса, йәнә бир тәрәптә «йәршари җәнуби» дөләтлири хитайниң тәрәққийат вә бихәтәрлик байанлирини ортақ қоллап, бейҗиңни қоғдайдиған қалқанға айлиниду.

хитайниң бихәтәрлик дипломатийәсиниң кәлгүси йөнилиши хәлқарадики ғәрбсиз супиларниң ролини техиму күчәйтишни нишанлайду. бейҗиң өзиниң террорлуққа қарши туруш моделини башқа дөләтләргә қобул қилдуруш арқилиқ, йәршариви бихәтәрлик системисиниң асасий қаидилирини өзгәртишкә уруниду. бу әһвал хәлқарада кишилик һоқуқниң қиммитини пүтүнләй суслаштуруп, дөләтләрниң өз пуқралирини бастуруштики һоқуқ чеграсини әнсиз дәриҗидә кеңәйтиветиду.

йиғиндики рәсмий байанатларда берилгән сүкүт сигналлири бейҗиңниң шәрқий түркистандики мәҗбурий ассимилйатсийә оператсийәсини мувәппәқийәтлик әмәлгә ашуруватқанлиқини көрситиду. илгирики йиллардики рәсмий байанатларда берилгән «маарип тәрбийәси арқилиқ өзгәртиш» дегәндәк сөзләр нөвәттә пүтүнләй йоқалди. бу сүкүт дәл хитай һөкүмитиниң биринчи басқучтики «өзгәртиш» оператсийәсини тамамлап, иккинчи басқучтики «толуқ муқимлаштуруш вә системилиқ биргәвдиләштүрүш» кә өткәнликини көрситиду.

омумий хуласә шуки, 2026-йилдики ғулҗа йиғини хитайниң дөләт ичидики зораванлиқ сийасәтлирини хәлқарада қандақ қилип тәрәққийат вә қанун баһаниси астида тәшвиқат қоралиға айландуралайдиғанлиқиниң рошән бир испатидур. дөләтләрниң террорлуқ сөзидин пайдилинип пуқралар җәмийитини боғуш тактикиси ғулҗа йиғини арқилиқ йәршариви системида бир «йеңи нормаллиқ» қа айланди. әгәр хәлқара җәмийәт кәлгүсидә бу хил қурулмилиқ бастуруш механизмлириға қарита бир йүрүш йеңи тәкшүрүш қораллирини йариталмиса, пуқралар бошлуқи пүтүн дунйада көрүнәрлик дәриҗидә тарийип кетиду.

пайдиланған мәнбәләр :

1.          2026年反恐国际研讨会在新疆伊犁举行, 新华网, August 2026.

2.          OHCHR Assessment of human rights concerns in the Xinjiang Uyghur Autonomous Region, People’s Republic of China, United Nations Office of the High Commissioner for Human Rights (OHCHR), August 2022.

3.          潘曦:新疆坚持法治反恐 兼顾反恐成效与人权保障, 中新网·新疆, August 2026.

4.          Weaponizing counter-terrorism, Amnesty International / Human Rights Watch Reports, 2022-2025.

5.          Contemporary State Terrorism: Theory and Practice, Richard Jackson, Lee Jarvis, Jeroen Gunning, Marie Breen-Smyth, Routledge, 2011/2022.

6.          India: Stop Abusing Counterterrorism Regulations, Amnesty International, November 3, 2023.

7.          KENYA’S FIGHT AGAINST GLOBAL TERRORISM IN THE CONTEXT OF CRITICAL THEORY: THE CASE OF AL-SHABAAB, Duygu Kutlu, Siyasal Bilgiler Fakültesi Dergisi, X/1, 2025.