уйғур хәлқиниң тарихиға қарайдиған болсақ, 150йиллиқ хитай мустәмликисиниң түп сәвәби җаһаләт, иттипақсизлиқ, хийанәттин ибарәт 3 чоң амил сәвәбидин икәнлики бир һәқиқәт.
1933-йилдики шәрқий түркстан ислам җумһурийти, 1944-йилдики җумһурийәтләрниң йиқилиши дүшмәнләрниң сүйқәстлиридин бәкрақ шәрқий түркистан хәлқиниң ички тоқунушлири икәнлики һечкимгә сир әмәс.
тарихий тәҗрибиләр шуни испатлидики, өзара ихтилаплар милләтни сийаси, иқтисади вә мәдәнийәт җәһәтләрдә хоритип вәйранчилиққа, җаһаләт патқиқиға елип бариду. нәтиҗидә хәлқләрдә бир-биригә болған ишәнч йоқайду.
өз вақтида мәзкур җумһурийәтләрниң вәйран болишиға ички зиддийәт, тәприқичиликтин башқа тутамға чиққудәк сәвәп йоқ иди. 1944-йилдики шәрқий түркстан җумһурийитниң 60 миң мунтизим әскири туруп, әскәрләр тохтимай дүшмәнгә зәрбә биришкә һазир турупму дөләт йиқилди, милләтниң сәрхиллири болмиш һакимийәт бешидикиләрниң бирқисми росларға йәнә бирқисми хитайларға беқинди болушни таллиди, нәтиҗидә шу ниҗис комунист хитай мустәмликичилиригә вәтәнни тартқузуп қойдуқ.
шундин бири милләт сүпитидә бешимизға кәлмигән күнләр қалмиди.
80-йилларниң бешида хитайлар ниспи болсиму чәтәлгә ишикни ачқандин кейин чәткә чиққанлиримиз һәр саһәдә қолдин килишчә һәрикәтләр қилған болсақму әпсус, һәр саһә өз ара җидәл-маҗраға киргән болди, 90-йилларниң ахирлири хәлқимиздә йәнә бир қетим үмитсизлик һөкүм сүрди.
аридин он йил өтүп 2009-йили 5-иийул қирғинчилиқидин кейин хәлқарада бир мәзгил шәрқий түркистан мәсилиси дунйаниң күн тәртипидин орун алди, хәлқтиму бир қәдәр һайаҗан қозғалғандәк қилдийу йитәрлик болмиди. 2017-йилиға кәлгәндә вәтинимздә ирқий қирғинчилиқ башланди, милйунларчә бигуна хәлқимиз лагирлар, зинданларда йоқ қиливетилди, бизләрму бирқәдәр һайаҗан ичидә хитайға қарши гуваһлиқларни бәрдуқ, намайишларни қилдуқ. әпсус, шунчә еғир күнләрдиму 70-80 миң әтрапида уйғур йашайдиған истанбулда көлүми әң чоң болған намайишқа қатнашқан уйғур сани мәңдин ашмиди.
хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтләриниму тәдриҗи унтуп өз һәләкчиликимиз билән мәшғул болушқа башлидуқ.
қутуплишиш күнсири еғирлапкәткәндәк, 100%дигүдәк мусулман болған хәлқниң бәзи «сәрхиллири» исламға болған өчимәнликини йошуралмай шәрий ибадәт һесаплинидиған һиҗап, һиҗаплиқларниң кийим-кичәклирини тәнқитләпла қалмастин хитайниң сүйқәсти, өрп-адитимизгә зиттәк көрсүтүшләр, иҗтимаий учур вастилиридики динсизлиқ, хиристийанлиқ тәшвиқатлири, қутуплишиштәк илләтләр ички сүркүлүшкә елип барди.
вәтинимиздики ирқий қинчилиқ муһаҗирәттикиләрниң күчиниң қанчилкликини ашкарилап қойди. биз милләт өзимизни күчләндүрүшни халайдиған болсақ, мәвҗут муәссәсәлиримизни күчләндүрүшкә, сестимилаштурушқа, тәшкилатлар әтрапиға зич уйушушқа, хаталиқлири болса көрсүтүп, ислаһат елип беришқа һәссә қошушқа тоғра килду. шундақ қилғанда һәрқанчә еғир қийинчилиқларниму һәл қип китишкә күчимиз йитиду.
икки йилдин бири түркийә, америка вә йаврупаларда тәшкилат мәсуллириниң әхлақий йолсизлиқлири сәвәптин хәлқниң тәшкилатларға болған ишәнчиси еғир дәриҗидә зидиләнди, хәлқ тәшкилатларға соғуқ қарайдиған һаләт шәкилләнди, әмилийәттә инсан бар йәрдә гунаһ, хаталиқларниң садир болуши тәбиий әһвал, хаталиқ садир қилғучи ким болуштин қәтинәзәр (гәрчә иш бешидики киши болсиму) инсан, инсан болғанлиқи үчүн хаталишиду, бир кишиниң хаталиқини у мәнсуп болған тәшкилатқа йүкләш, тәшкилаттин узақлишиш ақиланә иш әмәс.
қуранда {олатзр оазрة озр أхри} (гунаһ садир қилмиған бир киши башқа бир кишиниң гунаһиға ширик болмайду)дегән айәт бар.
тәшкилат мәнсуплири болған кишиләрдин хаталиқ сәдир болған тәқдирдә хаталашқучиму хаталиқиниң мәсулийитини үстигә елиши, бәдилини түлиши керәк.
хаталашқучи мәсулийитини тонумай, бәдилини төлимәй, тәшкилаттики мәсулийәтни башқиларға өткүзүп бәрмәй, мәнсәпни ата мирас шәхси мүлки орнида көривалған тәқдирдә ички зиддийәт, адавәт шуйәрдин башлиниду, униң бәдилини тәшкилат, милләт өтәшкә мәҗбур болуп қалидиған иш чиқиду.
бәзи бир «мәнмәнчи» «орундуқ сәвдаси» «мәнсиз дунйаниң чақи айланмайду» дәйдиған кишиләрниң муһаҗирәт дунйасиға салған зийанлири аз әмәс. бундақ ғәйрий һаләтләр чоқум оңшилиши керәк.
муһәҗирәттики омумий хәлқ ичидә һәқиқий бирлик, өмлүк һасил болмиғучә хитайға йәм болғинимиз болған. вәссалам.