түркистан вақт тори, 2026-йили 7-авғуст: сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридики сәфа сарийи ислам дунйасиниң һәрбий вә сийасий җәһәттин әң күчлүк үч дөлитини бир йәргә җәм қилған тарихий бир йуқири дәриҗилик учришишқа саһибханлиқ қилди. түркийә җумһурийити рәиси рәҗәп таййип әрдоған, сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадә муһәммәт бин сәлман вә пакистан баш вәзири шәһбаз шәрип мәккидә елип берилған рәсмий сөһбәтләрдин кейин, үч дөләт оттурисидики һәрбий һәмкарлиқ вә истратегийәлик шерикликни әң йуқири сәвийәгә көтүридиған «мәккә ортақ мудапиә келишими»гә рәсмий имза қойди.
анадолу агентлиқиниң хәвәр қилишичә, түркийә пирезиденти ахбарат ишханиси тәрипидин елан қилинған ортақ байанатта, бу келишимниң үч дөләт оттурисидики чоңқур тарихий риштиләр, қериндашлиқ мунасивәтлири вә исламий һәмкарлиқ роһи асасида шәкилләнгәнлики билдүрүлди. келишимдики әң муһим маддиларниң бири болған ортақ мудапиә принсипиға асасән; сәуди әрәбистан, түркийә йаки пакистандин һәрқандақ биригә қилинған қораллиқ һуҗум үч дөләтниң һәммисигә қилинған һуҗум дәп һесаблиниду. һәрқандақ таҗавузчилиқ һәрикәтлиригә қарши ортақ тосуш күчини ашурушни нишанлиған бу келишим, узундин буйан елип бериливатқан дипломатийәлик музакириләрниң вә районлуқ мәсулийәтни өз үстигә елиш принсипиниң алий нәтиҗиси сүпитидә баһаланмақта.
йәнә бир тәрәптин, тарихий имза мурасимидин кейин сәуди әрәбистанда дипломатийәлик мунасивәтләрниң бәлгиси болған бир қатар паалийәтләр өткүзүлгән. игилинишичә, сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи SPA да елан қилинған хәвәрләрдә, дөләтниң асаслиқ шәһәрлиридики егиз биналар вә символлуқ биналарда түркийә, сәуди әрәбистан вә пакистанниң дөләт байрақлириниң рәңлири билән йорутулғанлиқи ашкариланди. бу тәбрикләш көрүнүшлири үч дөләт оттурисидики зич алақә вә ортақ истратегийәлик мәнпәәтләрни гәвдиләндүрүш үчүн елип берилған.
игилинишчә, мәккә ортақ мудапиә келишими ортақ бихәтәрлик қурулмиси, мәсулийәтни тәң тәқсим қилиш вә күнсери ешиватқан хәлқаралиқ хәтәрләргә қарши бир гәвдә болуп һәрикәт қилиш чушәнчисини өз ичигә алиду. үч дөләтниң мудапиә санаити, һәрбий тәрбийәләш, ахбарат алмаштуруш вә арқа сәп тәминати алақилирини чоңқурлаштурушни мәқсәт қилған бу келишим, районлуқ муқимлиқни қоғдаш йолида бесилған кәң көләмлик бир қәдәм сүпитидә бекитилди.