йапонийәниң «2026-йиллиқ мудапиә ақ ташлиқ китаби» вә йеңи мудапиә истратегийәси

уйғур тәтқиқат институти, тәһрири: д. абдуреһим дөләт, 2026-йили 7-авғуст

бу мақалә йеқинда йапонийәниң токйодики дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған «2026-йиллиқ йапонийә мудапиә ақ ташлиқ китаби» (Defense of Japan 2026) намлиқ рәсмий дөләт мудапиә һөҗҗитиниң мәзмуниға асасән йезилди. мәзкур доклат шәрқий асийа вә пүткүл һинди-тенч окйан райониниң нөвәттики мурәккәп бихәтәрлик вәзийитигә тақабил туруш үчүн, йапонийә дөлитиниң һәрбий, истратегийәлик вә дипломатик җәһәтләрдә ташлиған қәдәмлирини йорутуп бериду. мәзкур һөҗҗәтниң елан қилиниши йапонийәниң иккинчи дунйа урушидин кейин дуч кәлгән әң хәтәрлик бихәтәрлик киризиси мәзгилигә тоғра кәлгән болуп, райондики геополитикилиқ тәңпуңлуқни чүшиништә интайин йуқири илмий қиммәткә игә[сөз беши, 2-бәт].

йапонийә дөләт мудапиә министирлиқиниң һәр йили елан қилидиған мудапиә ақ ташлиқ китабиниң қисқартилған нусхиси сүпитидә тәййарланған бу һөҗҗәт җәмий бәш чоң бөлүм вә қошумчә материйаллардин тәркиб тапиду. дөләт мудапиә вәзири коизуми шинҗиро өзиниң кириш сөзидә әскәрткинидәк, бу доклат пәқәт һәрбий мутәхәссисләргила әмәс, бәлки йапонийә хәлқигә вә хәлқара җәмийәткә йапонийәниң мудапиә тәдбирлирини аддий һәм чүшинишлик шәкилдә йәткүзүшни мәқсәт қилған[сөз беши, 2-бәт]. доклатни тәййарлашқа йапонийә қуруқлуқ қоғдиниш қисми, деңиз қоғдиниш қисми вә һава  қоғдиниш қисимлириниң хадимлири, шундақла йапонийә дөләтлик мудапиә тәтқиқат институтиниң мутәхәссислири бир йилға йеқин вақит сәрп қилип қатнашқан[сөз беши, 2-бәт]. бу җәрйан дөләтниң мудапиә сийаситини пүтүн кабинет вә мудапиә аппаратлириниң ортақ контроллуқида системилиқ шәкилләндүргәнликини көрситиду.

нөвәттики геополитикилиқ вәзийәттә, йапонийә өзиниң дөләт мудапиә хамчотини дөләт ичи ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %2 сәвийәсигә йәткүзүш нишанини муддәттин бурун әмәлгә ашурди[сөз беши, 2-бәт]. 2026-йиллиқ малийә йилида дөләт мудапиә чиқими окинава алаһидә һәрикәт комитети (SACO) чиқимлири вә америка қошма иштатлири қисимлирини қайта орунлаштуруш хираҗәтлирини өз ичигә алғанда тунҗи қетим 9 тирилйон йендин ешип кәтти[сөз беши, 2-бәт]. бу зор малийә сәрпийати йапонийәниң райондики һәрбий хирисларға тақабил туруштики әмәлий ирадисини көрситип бериду. ташқи җәһәттин, америка қошма иштатлири билән болған иттипақдашлиқ мунасивитини күчәйтиш билән бир вақитта, ички җәһәттә мудапиә иқтидарини түптин өзгәртиш йеңи бир басқучқа қәдәм қойди. бу мақалә мәзкур тәрәққийатларниң тәпсилатлирини чоңқур вә көп тәрәплимилик анализ қилип чиқишни мәқсәт қилиду. 

1. дунйави бихәтәрлик хирислири вә шәрқий асийаниң мурәккәп вәзийити

йапонийә дөләт мудапиә министирлики дунйави киризисларниң шәрқий асийа бихәтәрликигә көрситиватқан тәсирини интайин җиддий баһалайду. дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабиниң биринчи бөлүмидә көрситилишичә, хәлқара җәмийәт иккинчи дунйа урушидин кейинки әң чоң синақ басқучиға қәдәм қойди[1-бәт]. бүгүнки күндә, демократик вә универсал қиммәт қарашларни ортақлашмайдиған күчләр өзлириниң тәсир даирисини кеңәйтишкә урунмақта. күч көрситиш йаки тәһдит селиш арқилиқ бир тәрәплимә һалда һазирқи һаләтни өзгәртиш һәрикәтлири хәлқара тәртипниң асасини тәвритиватиду. болупму америка қошма иштатлири билән хитай оттурисидики истратегийәлик риқабәт кәлгүсидә техиму җиддийлишиш йүзлинишигә игә болуватиду[1-бәт].

мәзкур вәзийәт шәрқий асийа вә һинди-тенч окйан районида техиму рошән гәвдиләнмәктә. росийә федератсийәсиниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ уруши дөләтләрниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқиға еғир зәрбә берип, асийадики бихәтәрлик қарашлирини түптин өзгәртти[1-бәт]. йапонийә дөләт мудапиә аппарати йавропадики бихәтәрлик киризисиниң асийадин айрилалмайдиғанлиқини тонуп йәтти. әгәр хәлқара җәмийәт русийәниң бир тәрәплимә һалда күч ишлитип чеграни өзгәртиш қилмишлириға сүкүт қилса, бу башқа районлардики таҗавузчи күчләргә, җүмлидин хитай һакимийитигә хата сигнал берип қойиду. шуңа, йапонийә өзи туруватқан шәрқий асийа районида украина урушиға охшап кетидиған еғир тоқунушларниң келип чиқиш еһтималлиқини нәзәрдин сақит қилмайду[1-бәт].

хитай хәлқ җумһурийитиниң һәрбий кеңәймичилик сийасити йапонийә үчүн «тарихта көрүлүп бақмиған әң чоң истратегийәлик хирис» дәп баһаланди[2-бәт]. хитай һакимийити өткән 30 йилдин көпрәк вақиттин буйан, дөләт мудапиә чиқимини йуқири сүрәттә ашуруп кәлди. техиму хәтәрлик болғини, бу чиқимларниң сүзүклүк дәриҗиси интайин төвән болуп, йадро, башқурулидиған бомба, деңиз армийәси вә һава армийәсиниң сүпәт вә сан җәһәттин тез сүрәттә йүксилишини илгири сүрди[2-бәт]. бу қораллиниш җәрйани шәрқий түркистан вә башқа мустәмликә районлардики реҗим муқимлиқи вә ички бесим күчи билән тәңпуңлашқан болуп, ташқи дунйада, болупму сенкаку араллири әтрапида җиддий вәзийәт йаратти.

2025-йили хитайниң йапонийә әтрапидики деңиз вә һава бошлуқида елип барған һәрбий күшкүртүшлири мислисиз дәриҗигә йәтти. доклатта қәйт қилинишичә, ийун ейида хитайниң авийаматкиси тенч окйан бошлуқида һәрикәт қилған болуп, хитай күрәшчи айропиланлири йапонийә қоғдиниш қисимлириниң айропиланлириға интайин йеқинлишип келип хәтәрлик вәзийәт шәкилләндүргән[2-бәт]. униңдин башқа, декабир ейида хитай күрәшчи айропилани йапонийә айропиланиға йөнилишлик радар нури чүшүрүп, 30 минут әтрапида тәһдит салған[2-бәт]. бундақ һәрикәтләр пүтүнләй хәтәрлик вә ойлимиған йәрдин авийатсийә вә деңиз-окйан тоқунушлирини кәлтүрүп чиқириш йошурун күчигә игә болғачқа, йапонийә тәрәп буниңға җиддий наразилиқ билдүрди.

тәйвән боғузидики вәзийәтму интайин қорқунчлуқ бир һаләткә йәтти. хитай тәйвәнни өзиниң бир қисми дәп қарап, күч ишлитиштин ваз кәчмәйдиғанлиқини давамлиқ җакарлап кәлмәктә. хитайниң һәрбий тәңпуңлуқни өзигә пайдилиқ йөнилишкә бурап кетиватқанлиқи, тәйвән әтрапида «күлрәң район» сүйқәстлирини ишлитип қоршав сийасити йүргүзүватқанлиқи мәлум[3-бәт]. хитай деңиз сақчи парахотлирини тез сүрәттә алдинқи сәпкә орунлаштуруш арқилиқ тәйвәнликләрни қорқутуш вә мустәқиллиқ пикирлирини тунҗуқтуруш тактикисини қоллиниватиду. бу әһваллар йапонийәниң деңиз линийәси бихәтәрликигә биваситә тәһдит елип кәлмәктә.

шәрқий вә җәнубий деңизлардиму хитайниң қанунсиз земин дәвалири давамлишиватиду. районни һәрбийләштүрүш арқилиқ хәлқара деңиз йүрүш әркинликигә зәрбә бериливатиду. бу әһваллар бир тәрәптин һинди-тенч окйан районидики деңиз қатнишиға, йәнә бир тәрәптин дунйаниң әң муһим сода линийәлиридин биригә қилинған биваситә бесимдур. шуңа, йапонийә бу мәсилини пүткүл хәлқара җәмийәтниң бирликтә көңүл бөлүши керәк болған муһим нуқтиси дәп қарайду[2-бәт].

райондики йәнә бир чоң хәтәр русийә, хитай вә шималий корейә оттурисидики һәрбий һәмкарлиқниң күчийишидур. 2025-йили сентәбирдә өткүзүлгән ғәлибә байрими һәрбий парадида ши җинпиң, виладимир путин вә ким җуңунларниң бир сәптә туруши геополитикилиқ реаллиқни йәнә бир қетим намайан қилди[2-бәт]. русийә вә хитай бомбардиманчи айропиланлириниң йапонийә әтрапида бирликтә чарлаш елип бериши вә ортақ һәрбий маневирларни көпәйтиши йапонийә бихәтәрлик аппаратлириниң җиддий тәдбир елишини тәқәзза қилмақта[2-бәт].

шималий корейәниң йадро вә башқурулидиған бомба пиланлири йапонийә үчүн әң йеқин вә җиддий тәһдиткә айланди. шималий корейә бүгүнгичә алтә қетим йадро синиқи елип барди вә йадро оқ бешини өзиниң баллистик башқурулидиған бомбилириға қачилап йапонийә земиниға зәрбә бериш техникисиға еришти[3-бәт]. йеқинқи йилларда шималий корейә тез сүрәттә учар сийрилғуч башқурулидиған бомба вә ултра аваз тезликидики бомбиларни тәрәққий қилдурушқа йүзләнди[3-бәт]. 2026-йили февралда өткүзүлгән корейә әмгәкчиләр партийәсиниң 9-нөвәтлик қурултийида йадро иқтидарини кәлгүси бәш йилда давамлиқ күчәйтиш нишани оттуриға қойулған болуп, бу әйни вақитта һәм йәр шари характерлик қоралсизландуруш тәшәббуслириға берилгән еғир зәрбидур[3-бәт].

русийә федератсийәси йапонийә земини болған шималий земинларни (қурил араллири) қанунсиз бесивелишни давамлаштуруп кәлмәктә. у йәрдә һәрбий базиларни күчәйтиш вә әң йеңи қирғақ мудапиә бомбилирини орунлаштуруш һәрикәтлири давам қиливатиду[3-бәт]. русийә йәнә йирақ шәрқ районида өзиниң әң йеңи күрәшчи айропиланлиридин болған йуқири тезликтики MiG-31 айропиланлирини вә башқа заманиви қораллирини тезликтә көпәйтип, йапонийәниң шималий чегра бихәтәрликигә давамлиқ бесим елип кәлмәктә[3-бәт].

оттура шәрқтики муқимсизлиқ вә тоқунушларму йәр шари енергийә тәминати вә хәлқара қатнаш йоллириниң бихәтәрлики нуқтисидин йапонийәгә тәсир көрситиватиду. 2025-йили ийунда исраилийә, америка қошма иштатлири вә иран оттурисида өзара һуҗум қилиш вәқәлири йүз бәрди, бу әһвал 2026-йили февралда қайта тәкрарланди[4-бәт]. иран һөкүмитиниң һормуз боғузини тақайдиғанлиқини җакарлиши дунйа нефит експортиға биваситә тәһдит елип кәлди. гәрчә 2026-йили апрелда вақитлиқ уруш тохтитиш келишими имзаланған болсиму, лекин оттура шәрқтики муқимсизлиқ давамлишиватиду[4-бәт]. америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп тәрипидин оттуриға қойулған ғәззә тоқунушини һәл қилиш пилани киризисни бир аз пәсәйткән болсиму, тинчлиқниң капалити йәнила аҗиз турмақта[4-бәт]. 

2. йеңичә уруш қилиш әндизиси вә техникиниң дөләт мудапиәсидики орни

заманиви урушларниң тәрәққийати һәрбий истратегийә вә қораллиниш системилирини пүтүнләй йеңи бир басқучқа башлап кирди. «2026-йиллиқ йапонийә мудапиә ақ ташлиқ китаби»ниң төтинчи баби пүтүнләй йеңичә уруш усуллири вә униң хирислириға беғишланған[4-бәт]. украина уруш мәйданида синақ қилинған әрзан баһалиқ, көп иқтидарлиқ, адәм күчи тәләп қилмайдиған учқучисиз һава аппаратлири (UAV) вә FPV (биринчи шәхс көзи билән көрүш иқтидари бар) дронлири дөләт мудапиә истратегийәсиниң әң муһим нуқтисиға айланди. бу үскүниләр интайин қиммәт баһалиқ еғир типтики броневик вә авийаматкиларни вәйран қилишта көрүнәрлик үнүм йаратти[4-бәт].

йеңичә уруш шәклидә сүний әқил вә тор системилириниң роли интайин йуқири көтүрүлди. сүний әқил ишлитиш арқилиқ уруш қарарлирини чиқириш сүрити интайин тезләшти, шуниң билән бир вақитта аләм бошлуқи, тор дунйаси вә електромагнит долқуни мәйданидики һуҗумлар бирлишип кәтти[4-бәт]. бу техникилар дөләтләрниң адәттики бомба вә башқурулидиған бомба тактикилири билән йуғурулуп, уруш мәйданидики йеңилиниш дәврини интайин қисқартивәтти. бүгүнки күндә қоралларниң йеңилиниш тезлики бир қанчә ай биләнла чәклинидиған болуп қалди.

дөләт мудапиә министирлики аләм бошлуқи бихәтәрликигә тәрәққий қилиш йүзлиниши сүпитидә қарайду. сүний һәмраһлар бүгүнки күндә қоманданлиқ қилиш, алақә қилиш вә ахбарат йиғиш ишлириниң әң муһим ғол линийәсидур[4-бәт]. бирақ, сүний һәмраһларға қарши қоралларниң тәрәққий қилиши аләм бошлуқи бихәтәрликини еғир хирисқа дучар қилмақта. шуниң билән бир вақитта, тор дунйасидики хаккерлиқ һуҗумлири дөләтләрниң ул әслиһәлиригә җиддий тәһдит елип кәлмәктә. електронлуқ җәң мәйдани вә магнит долқуни даирисини контрол қилишму һазирқи заман урушлириниң нәтиҗисини бәлгиләйдиған ачқучлуқ амилға айланди[4-бәт].

бу йеңи йүзлиништә сүний әқил вә квант техникиси тез сүрәттә рол ойнимақта. сүний әқил тәрипидин тәййарланған сахта синлар (Deepfakes) вә тез сүрәттә тәрәққий қиливатқан һасиллиғуч сүний әқил системилири учур урушиниң бир қисми сүпитидә иҗтимаий ишәнчни вәйран қилишқа ишлитиливатиду[4-бәт]. дөләтләрниң җамаәт пикирини қаймуқтуруш вә һөкүмәтләрниң җиддий қарар чиқириш иқтидарини зәипләштүрүш үчүн ишлитиливатқан бундақ учур сүйқәстлиригә қарши, йапонийә дөләт мудапиә ахбарат башқармиси алаһидә тақабил туруш тәдбирлирини қоллиниватиду[7-бәт].

мушу техникилиқ җәрйанларға асасән, дунйадики чоң дөләтләр өзлириниң мудапиә техникилирини күчәйтиш пиланлирини оттуриға қойди. америка қошма иштатлири илғар дөләт мудапиә тәтқиқат түрлири идариси (DARPA) вә дөләт мудапиә йеңилиқ йаритиш бөлүми (DIU) арқилиқ йеңи техникиларға мәбләғ салмақта[4-бәт]. хитайму «йеңи дәврдики дөләт бихәтәрлики» намлиқ йеңи һөҗҗитидә тор, санлиқ мәлумат вә сүний әқил саһәсини дөләт бихәтәрликиниң ғол линийәси қилип бекитти[4-бәт]. шималий атлантик әһди тәшкилатиму (NATO) өзиниң илғар техникилар тәшәббуси (DIANA) арқилиқ 2026-йили қош йүзлүк техника тәрәққийати үчүн 150 ширкәтни таллап түр башлиди[4-бәт].

йапонийә дөлитиму дөләт мудапиә сетивелиш, техника вә әшйа обороти идариси (ATLA) ниң ролини күчәйтти. 2024-йили өктәбирдә мәзкур идарә қармиқида дөләт мудапиә техника йеңилиқ йаритиш тәтқиқат институти қурулди[13-бәт]. бу орган дөләтниң йошурун иқтидарини қозғап, дөләт мудапиә техникилирини йеңи бир сәвийәгә көтүрүш вә хәлқ аммисиниң илғар илим-пән нәтиҗилирини дөләт мудапиә системиси билән йуғурушни нишан қилиду. 

3. йапонийәниң өзгичә дөләт бихәтәрлик истратегийәси вә «үч истратегийәлик һөҗҗәт»ниң ислаһати

йапонийә өзиниң дөләт бихәтәрликини қоғдашта биринчи нишан қилип, актип дипломатийә йүргүзүш сийаситини давамлаштуруп кәлмәктә. йапонийә дөлити өзиниң тинчлиқпәрвәр асасий қануниға риайә қилған асаста, «пәқәт өз-өзини қоғдашқила қаритилған дөләт мудапиә сийасити»ни сақлап кәлмәктә[5-бәт]. йапонийә башқа дөләтләргә тәһдит салидиған дәриҗидин ташқири һәрбий күчкә айланмаслиқ, дөләт мудапиә органлириниң пуқралар тәрипидин башқурулушиға (Civilian Control) капаләтлик қилиш вә «үч йадросизлиқ принсипи»ға қәтий риайә қилишни түп йөнилиш қилған[5-бәт].

шундақ болушиға қаримай, ташқи вәзийәтниң йаманлишиши йапонийәни дөләт мудапиәсини күчәйтишкә мәҗбур қилмақта. йапонийә һөкүмити 2022-йили қобул қилинған «үч истратегийәлик һөҗҗәт»ни, йәни «дөләт бихәтәрлик истратегийәси» (NSS), «дөләт мудапиә истратегийәси» (NDS) вә «дөләт мудапиәсини күчәйтиш пилани» (DBP) ни тез сүрәттә ислаһ қилиш қарариға кәлди[5-бәт, 6-бәт]. бу системида дөләт бихәтәрлик истратегийәси дөләтниң сийасий, иқтисадий вә техникилиқ җәһәттики әң йуқири йөнилиш көрсәткүчи һесаблиниду[6-бәт].

бу һөҗҗәтләргә асасән, йапонийә һөкүмити тунҗи қетим «қайтурма зәрбә бериш иқтидари»ни (Counterstrike Capabilities) тәрәққий қилдурушни қарар қилди[6-бәт]. йапонийә әтрапидики тәһдит күчәйгән әһвал астида, рәқибниң земинидики зәрбә бериш нуқтилирини битчит қилиш үчүн қуруқлуқ, деңиз вә һавадин қойуп берилидиған узун мусапилик башқурулидиған бомба техникисини күчәйтиш йолиға кирди. бу нишанға йетиш үчүн дөләт мудапиә министирлиқи 2025-йили өктәбирдә дөләт мудапиә вәзириниң башчилиқида «дөләт мудапиә иқтидарини өзгәртишни илгири сүрүш баш штаби»ни қурди[сөз беши, 2-бәт; 5-бәт]. бу баш штаб нөвәттики үч истратегийәлик һөҗҗәтни 2026-йилиниң ичидә қайтидин түзитип чиқишни пиланлаватиду.

дөләт мудапиә вәзири коизуми шинҗиро өзиниң доклатида әскәрткинидәк, йапонийәниң мудапиә хамчотиниң дөләт ичи ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %2 тин ешиши йапонийә тарихидики зор бурулуш нуқтисидур[сөз беши, 2-бәт]. йапонийәниң дөләт мудапиә истратегийәсигә асасән, дөләт мудапиә күчи йәттә чоң саһә бойичә тәрәққий қилдурулиду: узун мусапилик зәрбә бериш иқтидари, бир гәвдиләшкән һава вә башқурулидиған бомба мудапиә системиси, учқучисиз айропилан мудапиә системиси, көп бошлуқ бирликкә кәлгән һәрикәт иқтидари, қоманданлиқ қилиш вә ахбарат техникиси, йөткәш вә пуқраларни қоғдаш системиси, шундақла дөләт мудапиә системисиниң сиҗиллиқи вә йошурун күчи[6-бәт].

йапонийәниң бу ислаһатларни әмәлгә ашуруштики ахирқи муддити 2027-малийә йили қилип бекитилгән[6-бәт]. бу вақитқичә йапонийә өзигә қилинған һуҗумларни тунҗи болуп тосуш вә қайтуруп зәрбә бериш иқтидарини толуқ йетилдүрүшни нишан қилған. шундақла, бу җәрйанда америка қошма иштатлири билән болған маслишиш техиму йуқири көтүрүлиду. ташқи һуҗумға учриғанда, қошумчә йардәмләрни үнүмлүк қобул қилиш системиси турғузулиду[6-бәт].

бу истратегийәлик системини башқуруш үчүн һөкүмәт тәшкилий җәһәттин зор өзгириш йасиди. 2026-йиллиқ малийә йилида йапонийә дөләт мудапиә муавин вәзириниң сани бир кишилик системидин икки кишилик системиға өзгәртилди[6-бәт]. бу көпәйтиш дөләт мудапиә министирликиниң мурәккәп вәзипиләрни бир тәрәп қилиш, дөләт мудапиә хамчотиниң ишлитилишини назарәт қилиш вә район характерлик һәмкарлиқларни техиму актип башқуруш иқтидарини йуқири көтүриду. шуниң билән бир вақитта, қуруқлуқ, деңиз вә һава өз-өзини қоғдаш қисимлириниң бирликтә үнүмлүк һәрикәт қилишини әмәлгә ашуруш үчүн, йапонийә қоғдиниш қисимлири бирләшмә һәрикәт қоманданлиқ штаби (JJOC) қурулди[6-бәт]. бу штаб биваситә бирликкә кәлгән қоманданниң башчилиқида һәрикәт қилидиған болуп, тинчлиқ вә уруш мәзгиллиридә қошунларниң паалийитини бир тәрәп қилишта кәм болса болмайдиған рол ойнайду. 

4. дөләт мудапиә системисини күчәйтиш вә америка-йапонийә иттипақдашлиқи

йапонийә земини вә әтрапидики авийатсийә бошлуқини қоғдаш үчүн ташланған йәнә бир қәдәм айропилан чарлаш паалийитини күчәйтиштур. 2025-малийә йилида йапонийә һава қоғдиниш қисимлири хитай вә русийә айропиланлириға қарши җәмий 595 қетим җиддий һава чарлаш һәрикити (Scrambles) елип барди[7-бәт]. буниң ичидә хитай айропиланлириға тақабил туруш қетим сани 366 ни, русийә айропиланлириға тақабил туруш қетим сани 214 ни тәшкил қилған[7-бәт]. дөләт мудапиә вәзири коизуми шинҗиро бу вәқәләр һәққидә хәлқара җәмийәткә җиддий байанларни елан қилип, райондики вәзийәтниң сүркилиш дәриҗисини көрситип бәрди.

йапонийә дөлити земинни қоғдаш үчүн қорал системилирини йеңилаш һәрикитини изчил давамлаштуруватиду. дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабиниң йәттинчи бетидә көрситилишичә, йапонийә өзиниң «йеңи типтики қуруқлуқтин деңизға қойуп берилидиған башқурулидиған бомба системиси» (Type-25 Surface-to-Ship Guided Missile)ни, шундақла «йеңи типтики ултра аваз тезликидики башқурулидиған бомба» (Type-25 Hyper Velocity Gliding Projectile)ни тезликтә алдинқи сәпкә орунлаштуруш басқучиға кәлди[7-бәт]. бу тәдбирләр йапонийәниң деңиз чеграси бойидики йирақ аралларни қоғдашта интайин муһим әһмийәткә игә.

деңиз бошлуқидики башқурулидиған бомба мудапиә системисини күчәйтиш үчүн, йапонийә деңиз өз-өзини қоғдаш қисми америка қошма иштатлири билән бирликтә кәлгүсидә егиз бошлуқтин тутуш иқтидариға игә SM-3 Block IIA типлиқ башқурулидиған бомбиларни сетивелиш пиланини йолға қойди[7-бәт]. шуниң билән бир вақитта, системилиқ һалда қуруқлуқтики радар вә деңиздики парахотларни маслаштуридиған «егис көп иқтидарлиқ мудапиә парахоти» (Aegis System Equipped Vessels – ASEV) ни йасаш пиланини йолға қойди. бу йеңи парахотлар йапонийәгә қаритилған һәр қандақ башқурулидиған бомба һуҗумини тосуш капалитигә игә[7-бәт].

авийатсийә саһәсидики бошлуқ хирислириға нисбәтән, йапонийә һава қоғдиниш қисмини «йапонийә авийатсийә-аләм бошлуқи қоғдиниш қисми» (Japan Aerospace Self-Defense Force) қилип қайта тәшкилләш қарар қилинди[8-бәт]. бу нам өзгириши пәқәт бир сөз өзгириши болмастин, бәлки кәлгүсидә аләм бошлуқи бихәтәрликини дөләт мудапиәсиниң йадросиға айландурушни нишан қилған әмәлий истратегийәлик йөнилиштур.

шуниң билән биргә, йапонийә қуруқлуқ қисимлириниң 15-биригадисини окинава районидики бихәтәрлик еһтийаҗиға асасән «15-дивизийә»гә кеңәйтип тәшкилләш пиланланди[8-бәт]. бу биригадиниң дивизийәгә өзгәртилиши йапонийәниң җәнубий вә ғәрбий деңиз тәрәптики араллириниң мудапиә системисини күчәйтишни нишан қилиду. җәнубий тәрәптики күч түзүлмиси йәнә йеңи бир истратегийә болған «SHIELD» (мас қәдәмлик, арилашма, бир гәвдиләшкән вә күчәйтилгән қирғақ мудапиә системиси) билән шәкилләндүрүлди[8-бәт]. бу пилан бойичә, йапонийә 2027-йилиғичә җәмий 10 дин артуқ охшимиған типтики әрзан баһалиқ учқучисиз һава аппаратлири, өзлүкидин һәрикәт қилидиған парахотлар вә су асти аппаратлирини (UAV, USV, UUV) алдинқи сәпкә орунлаштуриду[8-бәт].

дөләт мудапиә күчиниң тәрәққийати йәнә тор бихәтәрликини қоғдаш қануни билән йеқиндин маслашти. 2025-йили майда мақулланған «тор мудапиә иқтидарини күчәйтиш вә мунасивәтлик қанунларни түзәш пилани»ға асасән, йапонийә қоғдиниш қисимлири 2026-йили өктәбирдин башлап ташқи тор һуҗумлириға қарши «йирақтин бошлуққа кириш вә һуҗум мәнбәсини йоқитиш» һоқуқиға еришти[6-бәт, 8-бәт]. бу йеңи түзүлмә, йапонийәниң тор дунйасидики мудапиә тактикисиниң пассип мудапиәдин актип мудапиәгә қарап йүзләнгәнликини көрситиду.

йапонийә бир тәрәптин, ташқи дунйадики бихәтәрлик һәмкарлиқлирини көпәйтмәктә. америка қошма иштатлири билән болған иттипақдашлиқ йапонийә мудапиә сийаситиниң мәркизидидур[сөз беши, 2-бәт; 9-бәт]. икки дөләт оттурисидә қурулған «иттипақдашлиқни маслаштуруш механизми» (Alliance Coordination Mechanism – ACM) арқилиқ, шималий корейәниң бомба синақлириға вә сенкаку араллири әтрапидики хитай паалийәтлиригә бирликтә тақабил турулуватиду[9-бәт]. шуниң билән бир вақитта, окинавадики америка қисимлирини қайта орунлаштуруш вә йәрлик пуқраларниң турмушиға болған тәсирини азайтиш тиришчанлиқлири давамлашмақта[9-бәт].

йапонийә билән америка оттурисидики һәрбий маневирлар техиму йуқири сәвийәгә көтүрүлди. мәсилән, 2026-йили йанварда өткүзүлгән « шимал шамили 26» (North Wind 26) намлиқ қуруқлуқ маневири арқилиқ, икки дөләт қисимлириниң қиш шараитида бирликтә уруш қилиш қабилийити синақ қилинди[9-бәт]. шундақла, башқа дост дөләтләр биләнму мунасивәт күчәйтиливатиду. йапонийә өзиниң «өзара кириш келишими» (RAA) вә «өзара әшйа обороти билән тәминләш келишими» (ACSA)гә тайинип, австралийә, әнглийә вә башқа йавропа дөләтлири билән болған һәмкарлиқини системилиқ күчәйтти[10-бәт]. 

5. мудапиә санаити, техника һәмкарлиқи вә адәм күчи байлиқини күчәйтиш

дөләт мудапиә асасини қоғдашта мудапиә санаити вә дөләт ичидики ширкәтләрниң роли интайин йуқиридур. дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабиниң төтинчи бөлүми пүтүнләй дөләт мудапиә санаити системисини күчәйтишкә беғишланған болуп, у илгирики йилларға қариғанда техиму йуқири орунға көтүрүлгән[сөз беши, 3-бәт; 12-бәт]. йапонийә дөлитидики бәзи ширкәтләрниң пайда нисбити төвән болуш сәвәбидин мудапиә заказлиридин йенип чиқиши дөләтниң тәминат зәнҗиригә тәһдит елип кәлгән иди. бу киризисни һәл қилиш үчүн, 2023-йили «дөләт мудапиә ишләпчиқириш вә техника асасини күчәйтиш қануни» қобул қилинди[12-бәт].

мәзкур қанунға асасән, йапонийә дөләт мудапиә вәзири ширкәтләр йоллиған «муқим ишләпчиқириш пилани»ни тәстиқлаш һоқуқиға игә қилинди. 2025-малийә йилида җәмий 164 пилан тәстиқланған болуп, буниң ичидә 124 түр кичик вә оттура типтики ширкәтләрниң өзгәртиш пилани һесаблиниду[12-бәт]. бу җәрйанда ширкәтләрниң дөләт мудапиә үскүнилирини ишләпчиқириши үчүн дөләт тәрипидин милйардлиған йен малийә йардими берилип, дөләтниң қорал тәминат зәнҗириниң бихәтәрлики капаләткә игә қилинди[12-бәт].

йапонийә йәнә қорал експорти сийаситигә зор ислаһатларни елип кәлди. 2026-йили апрелда «дөләт мудапиә үскүнилири вә техникисини йөткәш үч принсипи»ға түзитиш киргүзүлди[сөз беши, 3-бәт; 14-бәт]. бурун мәвҗут болған қаттиқ чәклимиләр, җүмлидин «бәш түрлүк чәкләш системиси» әмәлдин қалдурулуп, йапонийәниң ташқи дөләтләргә қорал вә техника експорт қилиши асанлаштурулди. бу ислаһат йапонийәниң мудапиә санаитиниң дөләт сиртида базар тепишиға, шундақла иттипақдаш дост дөләтләр билән болған өзара қорал тәминат маслишишчанлиқини ашурушқа йол ачти[14-бәт].

бу йеңи пилан бойичә, йапонийә ташқи һәмкарлиқларни тез сүрәттә көпәйтти. әң рошән нәтиҗиләрниң бири, 2025-йили авғустта австралийә һөкүмитиниң йапонийәниң заманивилаштурулған «могами көп иқтидарлиқ парахоти» (Mogami-class frigate) ни өзиниң йеңи парахоти сүпитидә таллишидур[15-бәт]. икки дөләт ортақ һалда җәмий 11 данә парахот йасаш пиланини бекитти, буниң ичидики дәсләпки үч парахотни йасаш келишими 2026-йили апрелда дөләт мудапиә вәзири коизуми шинҗиро тәрипидин имзаланди[15-бәт]. униңдин башқа, йапонийә әнглийә вә италийә билән бирликтә «дунйави көп иқтидарлиқ һава уруш пилани» (Global Combat Air Programme – GCAP) арқилиқ йеңи бир әвлад күрәшчи айропилан тәййарлашни илгири сүрмәктә[15-бәт].

дөләт мудапиә тәрәққийатиниң йадроси «адәм күчи байлиқи»дур. йапонийә җәмийитидики йашанғанларниң көпийиши вә туғулуш нисбитиниң төвәнлиши, пиринсип җәһәттин өз-өзини қоғдаш қисимлириниң әскәр қобул қилиш пиланиға еғир тәсир көрситиватиду. 2025-малийә йилида пиланланған әскәр қобул қилиш сани 15 миң киши болсиму, әмәлийәттә пәқәт 11 миң киши қобул қилинған[17-бәт]. нөвәттә йапонийә өз-өзини қоғдаш қисимлириниң әмәлий әскәр нисбити пиланланған нишанниң %90 әтрапидила турмақта. шуңа, адәм күчи байлиқини сақлап қелиш вә йеңи хадимларни җәлп қилиш дөләтниң йадролуқ мәсилисигә айланди[17-бәт].

бу мәсилини һәл қилиш үчүн, йапонийә һөкүмити 2024-йили декабирда « қоғдиниш қисимлири хадимлириниң турмушини йахшилаш вә йеңи хизмәт пиланлирини түзәш асасий сийасити»ни оттуриға қойди[17-бәт]. 2025-йилдин башлап әскәрләрниң мааши вә тәминати тарихтики әң йуқири сәвийәгә көтүрүлди. дөләт хадимлар түзүлмисиниң тәвсийәсигә асасән, әскәрләрниң йиллиқ кирими 200 миң йендин көпрәк ашурулди вә дөләт мудапиә тарихида көрүлүп бақмиған тәрәққийат сүпитидә, җәмий 30 дин артуқ алаһидә пул йардими бекитилди[17-бәт]. униңдин башқа, адәм қобул қилиш тактикисиға йеңи түрләр қошулди. 2025-йили тунҗи қетим «офитсир намзати сержантлар» түзүлмиси оттуриға қойулди, бу системида бәш йил әскәрлик вәзиписини өтигән йашлар тез сүрәттә офитсирликкә көтүрүлиду[17-бәт]. техникилиқ иқтидар тәләп қилинидиған бошлуқ вә тор саһәси үчүн алаһидә «офитсир намзати (мутәхәссис)» түзүлмиси йолға қойулди. хусусий ширкәтләрдики илғар техника билимлиригә игә кишиләрни җәлп қилиш үчүн, «муддәтлик қоғдиниш әскәрлик системиси» түзүлүп, 2025-йилдин башлап рәсмий йолға қойулди[17-бәт].

айал хадимларниң ролини ашурушму әскәр йетишмәслик киризисини һәл қилишниң муһим йоли қилип талланди. йапонийә дөләт мудапиә министирлики 2025-йили ийунда айал әскәрләрниң йадролуқ вә биологийәлик мудапиә қисимлирида (NBC Defense Unit) вәзипә өтишигә қойулған әң ахирқи чәклимиләрни пүтүнләй бикар қилди[18-бәт]. бу қарар йапонийә өз-өзини қоғдаш қисимлири түзүлмисидә айалларниң һәммә саһәдә чәклимисиз хизмәт қилишиға толуқ йол ачти. шуниң билән бир вақитта, хадимларниң турмуш вә хизмәт тәңпуңлуқини (Work-Life Balance) сақлаш үчүн йәслиләр көпәйтилди вә көңүл бөлүш тәдбирлири күчәйтилди[18-бәт].

хадимларниң хизмәт муһитиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш вә суйиқәстләрниң алдини елиш үчүн, дөләт мудапиә органлирида «қопаллиққа қәтий йол қоймаслиқ» (Zero Tolerance for Harassment) пиринсипи бекитилди[19-бәт]. җәмийәттики LINE алақә йумшақ детали арқилиқ дәм елиш күнлириму хизмәт қилидиған алаһидә шикайәт қилиш системиси қурулди. хадимларниң өзини өлтүрүвелиш вә роһий кесәлликләргә дучар болуш нисбитини төвәнлитиш, қимарвазлиқ қатарлиқ зийанлиқ адәтләрни йоқитиш тәдбирлири тезлитилди[19-бәт]. йәнә бир тәрәптин, уруш мәйданидики йарилиниш вәқәлиригә қарши туруш үчүн, һәрбий давалаш системиси түптин ислаһ қилинмақта. йапонийә дөләт мудапиәси үчүн «һәрбий давалаш вә йаридарларни тарқақлаштуруш системисини күчәйтиш», «бирләшмә давалаш қоманданлиқ түзүлмиси йаритиш» вә «дөләтлик һәрбий теббий иниститутниң башқуруш системисини ислаһ қилиш» қатарлиқ үч түврүклүк пиланни түзүп чиқти[19-бәт]. болупму, алдинқи сәптики урушларда җиддий қан толуқласш вә қутқузуш ишлирини әмәлгә ашуруш үчүн, дөләт мудапиә қисимлири өзлүкидин қан мәһсулатлирини тәййарлаш вә сақлаш системисини қурди[19-бәт].

хуласә

хуласә қилғанда, «2026-йиллиқ йапонийә мудапиә ақ ташлиқ китаби» йапонийәниң шәрқий асийадики мурәккәп геополитикилиқ хирисларға тақабил туруш үчүн ташлиған зор тарихий қәдәмлирини намайан қилип бериду. дөләт мудапиә хамчотиниң тарихтики әң йуқири сәвийәгә йетиши, илғар қорал техникилириға мәбләғ селиниши, америка қошма иштатлири вә башқа демократик дөләтләр билән болған иттипақдашлиқниң күчәйтилиши, шундақла дөләт ичидики хадимларниң тәминатини ислаһ қилиш һәрикәтлири бүгүнки йапонийәниң дөләт бихәтәрликини қоғдаштики йеңи йөнилишини көрситиду. бу илмий анализлар кәлгүсидә район характерлик тоқунушларни мөлчәрләш вә тинчлиқ тәңпуңлуқини қоғдаш истратегийәлирини чүшиништә интайин қиммәтлик йетәкчидур.

мәнбә доклат:

Ministry of Defense, Japan. Defense of Japan 2026. Tokyo: Ministry of Defense, 2026.