әрфийә әлиниң дипломатик учришишлирида уйғур тилини ишлиитиши вә уйғур тилиниң кәлгүси

 
вәтәндә ана тилимизниң районлуқ рәсмий тиллиқ салаһийитиниң йоқ қилиниши вә маарип системисидин пүтүнләй сиқип чиқириветилиши, хәлқимизниң әсирләрдин буйан давамлишип келиватқан иҗтимаий-мәдәнийәт қурулмисиға йүрәкни ләхтә қилғуч еғир зәрбә болуп кәлмәктә. бу системилиқ тил вә мәдәнийәт қирғинчилиқи шараитида, уйғур тили вә миллий кимликини өчмәс мәшәлдәк сақлап қелиш мәсулийити бүгүн пүтүнләй диаспорадики милйонға йеқин шәрқий түркистанлиқ қериндишимизниң йәлкисигә йүкләнди. дунйаниң 24 тин артуқ дөлитигә тарқалған, чәксиз сеғиниш вә вәтән һәсрити билән йашаватқан уйғур диаспора хәлқи өзлири қурған мәктәпләр, җәмийәтләр вә вәқпләр арқилиқ миллий кимликини мустәһкәм қоғдаш вә дунйаниң диққитини қозғаш үчүн тохтавсиз тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә.
 
бу мүшкүл тил вә кимлик күришимиздә, йеқинда әрфийә әли ханим қериндишимизниң түркийәдә елип барған тарихий әһмийәткә игә учришиши роһимизға йеңи бир үмидниң шамини йақти вә бизгә күчлүк бир ғурур елип кәлди. йапонийә муавин ташқи ишлар вәзири әрфийә әли ханимниң 10-авғуст күни түрк дөләтлири тәшкилатиниң истанбулдики мәркизидә тәшкилат баш катипи вә баш әлчи қубаничбек өмүрәлийев билән өткүзгән рәсмий учришиши сийасий, дипломатик вә мәдәнийәт җәһәттин интайин чоң вә әһмйәтлик вәқә болди. бу йуқири дәриҗилик дипломатик сорунда әрфийә әлиниң өз ана тилини (уйғур тилини) чәксиз иптихар билән ишлитиши, биз үчүн төвәндики үч нуқтидин тарихий вә истратегийәлик бир йөнилиш бәлгиләп бәрди:
 
1 - рәсмий салаһийәт вә миллий кимликкә болған садақәт
 
унтумаслиқимиз керәкки, әрфийә әли бу рәсмий сөһбәттә уйғурларға йаки шәрқий түркистанға вәкиллик қилғини йоқ, бәлки дунйаниң әң қудрәтлик сийасий-иқтисадий күчлириниң бири болған йапонийә дөлитигә вәкиллик қилип, шу дөләтниң рәсмий сийасий ирадисини намайан қилған һалда учришиш елип барди. әмма у қарши тәрәпниң өзини чүшинәләйдиғанлиқини билгән һаман, пурсәтни чиң тутуп ана тилида сөзләшни таллиди. бу таллаш кимликниң рәсмий үнванлардинму бәкрәк чоңқур йилтиз тартқан бир виҗдан, садақәт вә йоқалмас җәвһәр икәнликини пүтүн дунйаға йәнә бир қетим көрситип бәрди. уйғур тилиниң йәрлик бир шивә йаки пәқәт өй ичидила сөзлинидиған тил әмәс, бәлки дунйаниң әң тәрәққий қилған дөләт вәкиллири таллап ишлитидиған, дунйави чоң сийасий вә дипломатик мәйданларда иптихар билән қоллинилидиған инавәтлик вә нопузлуқ бир сөзлишиш қорали икәнлики җакарланған болди.
бу тарихий қәдәм йәнә бир қетим шуни дунйаға испатлидики, уйғурлар пәқәт йардәм тәләп қилип, көз йеши төкүпла йүрийдиған мәзлум бир хәлқла әмәс, бәлки йуқири лийақәт, актип иқтидар вә билими билән хәлқара ташқи сийасәт саһәсидә муһим орунларни тутуп чоң нәтиҗиләрни йаратқан, өзи йашаватқан дөләтләргә вә дунйаниң тәрәққийатиға актип төһпә қошалайдиған парлақ әқил игилиригә игә қудрәтлик бир милләттур.
2 - маслишиш асимилйатсийә болуш әмәс
 
бу учришиш йеңи әвлад диаспора йашлиримизға «маслишиш асимилйатсийә болуш әмәс» дегән сөзниң әң җанлиқ үлгисини көрситип бәрди. диаспорада өз кимликини сақлап қелиш дунйадин айрилип, қепидила йашашни тәләп қилмайду. йашлиримиз йашаватқан дөләтлиридә әң йуқири, әң илғар билимләрни өгинип, дөләт системилириниң әң йуқири рәһбәрлик қатламлириға сиңип кириши керәк. шуниң билән бир вақитта, өз ана тили вә кимликидин ибарәт бүйүк мирасни әң күчлүк бир көврүк қилип ишлитәләйдиғанлиқини көрдуқ. әрфийә әлиниң йапонийәниң дөләт системисидики йүксәк мувәппәқийити билән биллә өз ана тилини чиң сақлийалиғанлиқи, бүгүн һәрқайси йат дөләтләрдә йашаватқан йашлиримизға өз әслидин ваз кәчмәслик вә ана тилиға игә чиқиш тоғрисида әң күчлүк роһий мәдәт болғуси.
 
3 – уйғур тилиниң тәбиий көврүклүк роли вә органик риштә болуш характери
 
учришиш елип берилған түрк дөләтлири тәшкилатиниң баш иштаби тил вә мәдәнийәт җәһәттики органик йеқинлиқниң әң сеһирлик мәйданидур. әрфийә әлиниң бу учришишта уйғурчини ишлитиши, уйғур тилиниң түрк дунйаси ортақ мәдәнийәт вә тил бостанлиқидики әң җанлиқ, әң қәдимий вә әң тәбиий алақә көврүки икәнликини техиму рошәнләштүрүп бәрди. бу нуқта бизгә миллий тилимизниң дипломатийә җәһәттики рәсмий вә қатмал тосалғулардинму һалқип, органик вә мәдәнийәт җәһәттики риштиләр арқилиқ шәрқий түркистан давасиниң түрк дунйаси билән болған мунасивитини һәрикәткә кәлтүрәләйдиған «йумшақ күч» боллайдиғанлиқини испатлап бәрди.
 
шәрқий түркистанниң әзиз пәрзәнтлири вә сөйүмлүк ата-анилар!
 
вәтәндә бизниң уйғур тилимиз системилиқ һалда йоқитилишқа йүзләнгән бүгүнки күндә, бизниң диаспорада бошаңлиқ қилишқа, йат мәдәнийәтләр еқимида еқип кетип тилимизни унтушқа қилчиму һәққимиз йоқ! әгәр биз балилиримизниң миллий роһини сақлап қалимиз дәйдикәнмиз, алди билән өйлиримизни ана тил сөзлинидиған, қоғдилидиған уйғур бағчисиға айландурушимиз керәк. тилни қоғдаш пәқәт бир сеғинишла әмәс, бәлки милләтниң әвладлири вә кәлгүси үчүн әң чоң истратегийәлик селинмиси, актип мәдәнийәт күришидур.
 
бүгүнки күндә дунйаниң әң күчлүк дөләтлиридин бири болған йапонийәниң ташқи сийаситигә йетәкчилик қиливатқан бир уйғур қизи хәлқаралиқ мәйданда өз ана тилида сөзләшни таллиған икән, бу бизгә уйғур тилиниң һайатлиқни вә җәңгиварлиқини намайан қилип бәргәнликидур.
 
көзлиримиз йаш биләнла әмәс, йүрәклиримиз үмид, ишәнч вә йүксәк ғурур билән толсун! балилиримизға тилимизни өгитәйли, уйғурчә йазайли, уйғурчә оқуйли, уйғурчини теихиму иптихарланған һалда ишлитәйли вә уйғурчини дунйаниң һәрқайси җайлиридики бүйүк мәҗлисләрниң алақә тилиға айландурайли!
 
ана тилимиз – бизниң кимликимиз, бизниң әң ахирқи мустәһкәм қорғинимиз вә йоқалмас ғуруримиздур!