түркистан вақит тори, 2026-йили 20-авғуст: истанбулда өткүзүлүватқан 11-нөвәтлик хәлқара әрәбчә китаб йәрмәнкисидә шәрқий түркистан тәшкилатлири вә таратқулири шәрқий түркистанниң вәзийити, уйғур мәдәнийити вә кимликини қоғдаш, шундақла таратқу арқилиқ бу мәсилини хәлқара җамаәтчиликкә йәткүзүшниң әһмийитини гәвдиләндүрди.
шәрқий түркистанда хитай һөкүмитиниң системилиқ бесими, кимликни йоқитиш сийасити вә ассимилйатсийә һәрикәтлири астида уйғур мәдәнийити билән тили мәвҗутлуқини сақлап қелиш күришини давамлаштуруватқан бир пәйттә, бу еғир киризисни хәлқара җәмийәткә аңлитишта мәдәнийәт вә таратқуни мәркәз қилған паалийәтләр муһим рол ойнимақта. бу нуқтидин, истанбулниң йениқапи районида өткүзүлүватқан вә 23-авғустқичә давамлишидиған 11-нөвәтлик хәлқара әрәбчә китаб йәрмәнкиси шәрқий түркистанниң вәзийитини вә шәрқий түркистанлиқларниң садасини дунйа җамаәтчиликигә йәткүзидиған муһим бир сәһнигә айланди.
шәрқий түркистанниң һәқиқий вәзийити вә мәдәнийитини сақлап қелиш җәһәттә зор әһмийәткә игә болған йәрмәнкидә бир қатар диққәт қозғиған паалийәт вә учришишлар өткүзүлди. «нида» хәвәр суписиниң хәвәр қилишичә, 18-авғуст кәчтә истиқлал телевизийәсиниң йетәкчиликидә, шәрқий түркистан өлималар бирлики, уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәхписи, шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийити вә түркистани кутупханисиниң һәмкарлиқида «һәқиқәт билән чәкләнгән таратқу арисидики шәрқий түркистан мәсилиси» намлиқ музакирә йиғини өткүзүлди.
йиғинда сөз қилған истиқлал телевизийәсиниң баш директори абдулварис абдулхалиқ хитайниң районда йолға қойуватқан сийасәтлириниң арқа көрүнүши вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә тохтилип, һәқиқәтләрни тоғра йәткүзүшниң интайин муһимлиқини тәкитлиди. «Kanal 9» ниң пирограмма директори халид шәриф болса бу мәсилигә виҗданий вә диний мәсулийәт нуқтисидин муамилә қилиш керәкликини тәкитләп, ислам дунйасини қоллашқа чақирди. истиқлал телевизийәсиниң әрәбчә тарқитиш маслаштурғучиси җәвад әбу әмирму шәрқий түркистандики һәқиқәтләрни тоғра таратқу истратегийәси вә көп хил тиллар арқилиқ хәлқара җамаәтчиликкә йәткүзүшниң әһмийитини алаһидә тәкитлиди.

мәдәний мирасни қоғдаш вә кимликни сақлап қелиш мәқситидики йәрмәнкә паалийәтлириму үзлүксиз давамлашти. «уйғур хәвәр»дики мәһмәт қәшқәрлиниң хәвиригә қариғанда, шәрқий түркистан вәхписиниң рәиси пирофессор доктор абдулһәмит авшар билән муавин рәис мәһмәт қәшқәрли түркистани кутупханиси вә истиқлал телевизийәсиниң һәмкарлиқида йәрмәнкидә тәсис қилинған шәрқий түркистан көргәзмә бөлмисини зийарәт қилди. вәкилләр өмики хәлқаралиқ бир паалийәттә шәрқий түркистан мәдәнийити вә нәшр буйумлириниң намайан қилинишиниң кимликни қоғдаш күриши җәһәттә интайин қиммәтлик икәнликини билдүрди.
паалийәттә шәрқий түркистан тәшкилатлиридин башқа, бәзи әрәб нәшрийатлириниңму өз көргәзмә бөлмилиридә шәрқий түркистан вә уйғур түрклиригә даир әсәрләрни намайан қилиши райондики мәдәний тәһдит вә йүз бериватқан вәқәләргә қарита хәлқара нәшрийат саһәсидики тонуш вә көрүнүшчанлиқниң тәдриҗий ешиватқанлиқини көрситиду.