контрол қилиш тори. сүний әқил арқилиқ йасалған.
уйғур аилилиридә синақ қилинған бир хил һакимийәт йүргүзүш әндизиси бүгүн чәт әлләрдики торлар, сода алақилири, мәдәнийәт тәшвиқати вә сақчи һәмкарлиқ орунлаштурушлириға тәсир көрситиватиду.
аптор: асийә уйғур
вақти: 2026-йили 26-авғуст
әсли мақалә: зимистан тори (Bitter Winter)
хитай коммунистик партийәсиниң шәрқий түркистандики бастуруши даим район характерлик кишилик һоқуқ киризиси сүпитидә муһакимә қилиниду. әмәлийәттә, мәсилә буниңдинму кәң. бу район тәрәққийат, параванлиқ, мәдәнийәт сийасити, аилә риштиси, сода, таратқу вә сақчи ишлирини сийасий контрол системисиға бирләштүргән һакимийәт йүргүзүш әндизисиниң тәҗрибиханиси болуп кәлди.
бейҗиңниң өз һөҗҗәтлириму буни ениқ көрситиду. «шәрқий түркистанға йардәм» пәқәт иқтисадий йардәмла әмәс. «милләтләр иттипақлиқи» пәқәт өзара һөрмәт қилиш чақириқила әмәс. «бир аилә болуш»му пәқәт иҗтимаий пирограмма әмәс. булар шәхсий турмушқа сиңип кириш, учур топлаш, сийасий кимликни қайта шәкилләндүрүш вә партийә-дөләткә садиқ болушни капаләтләндүрүш қораллиридур.
охшаш һакимийәт йүргүзүш логикиси хитайниң чеграсидин һалқип кәткән. у чәт әлләрдики хитай тәшкилатлири, сода торлири, достлуқ шәһәр һәмкарлиқи, мәдәнийәт органлири, таратқулар, хитай тили маарипи, чәт әллик хитайшунаслар вә чәт әлдики сақчи орунлаштурушлири арқилиқ һәрикәт қилиду.
шәрқий түркистан ичидә бу система биваситә мәҗбурлаш арқилиқ иҗра қилиниду. чәт әлләрдә болса тәшкилләш, имканийәткә игә болуш, иқтисадий риштә, сийасий сәпәрвәрлик вә байанни контрол қилиш васитисидә алға сүрүлиду. усуллар пәрқлиқ болсиму, сийасий мәқсәт өзгәрмәйду: кишилик мунасивәтләрни дөләт ул әслиһәсигә айландуруш арқилиқ бейҗиңниң қолини техиму узартиш.
2024-йили 7-айда «хәлқ сийасий кеңәш гезити»дә елан қилинған бир мақалидә бу нуқта очуқ ипадилинип: «шәрқий түркистанға нишанлиқ йардәм бериш әзәлдин ноқул иқтисадий хизмәт болуп бақмиған» дейилгән.
бу система хитайдики 19 өлкә вә биваситә қарашлиқ шәһәрни кадирлар, дөләт карханилири, мәктәпләр, мәбләғ селиш, санаәт түрлири, мәдәнийәт пирограммилири вә даимлиқ мәмурий қурулмилар арқилиқ шәрқий түркистанға бағлайду. униң рәсмий нишанлири «иҗтимаий муқимлиқ», «узақ муддәтлик әминлик» вә ортақ миллий кимлик бәрпа қилиштин ибарәт.
мәзкур мақалидә йәнә ши җинпиңниң «wenhua runjiang» дегән ипадиси нәқил қилинған. бу аталғу рәсмий шәкилдә «шәрқий түркистанни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш» дәп тәрҗимә қилиниду. униң ашкара оттуриға қойулған мәқсити сийасий кимлик вә «кишиләрниң садақитиниң қәйәргә қаритилғанлиқи» мәсилисини «йилтизидин» бир тәрәп қилиштин ибарәт.
бу дәл мәзкур сийасәтниң маһийитидур. иқтисадий йардәм сийасий маслишишни вуҗудқа кәлтүрүш үчүн ишлитилиду. маарип, мәдәнийәт, ишқа орунлаштуруш, йәрлик идарә-башқуруш вә мәбләғ селиш бейҗиңниң өзи һөкүмранлиқ қиливатқан бир хәлқниң кимликини қайта шәкилләндүрүш қоралиға айлиниду.
район қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи һәққидики шинхуа агентлиқиниң 2025-йиллиқ бир хәвиридиму шәрқий түркистанниң дөләт тәрәққийати, байлиқ ечиш, «бир бәлбағ, бир йол» каридорлири вә йавро-асийа әшйа оборотиға қошулуши мәдһийәләнгән. хәвәрдә «милләтләр иттипақлиқи — бир аилә», мәдәнийәт җәһәттики бир гәвдилишиш, шундақла шәрқий түркистан билән нишанлиқ йардәм бериватқан 19 өлкә оттурисидики күнсери күчийиватқан риштә махталған.
рәсмий байан сийасий һөкүмранлиқни меһрибанлиқ һекайисигә айландуриду. уйғур вәтининиң хитайниң бихәтәрлик, иқтисад вә җуғрапийәлик сийасий истратегийәсигә қошувелинишини инақлиқниң дәлили сүпитидә көрситиду.
бу әндизиниң дөләт ичидики әң очуқ ипадиси — дөләт хадимлириниң уйғур аилилиригә орунлаштурулуши болди.
2014-йили партийәниң бир рәсмий нәшри 2016-йилиғичә 200 миң хадимниң «Fanghuiju» һәрикити — «хәлқни зийарәт қилиш, турмушиға нәп йәткүзүш вә қәлбини муҗәссәмләш» пирограммиси даирисидә һәр бириниң бир йилдин асасий қатламдики хизмәт орнида туридиғанлиқини елан қилған. бу һәрикәтниң вәзипилири турмуш шараитини йахшилаш, милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш, динни башқуруш, муқимлиқни қоғдаш, тәшвиқат елип бериш вә асасий қатлам контроллуқини мустәһкәмләшни өз ичигә алған.
мәзкур нәшридә аилә архипи турғузуш, кишиләрниң һәрикитини көзитиш вә «пүтүн җәрйанлиқ контрол»ни ишқа ашуридиған система бәрпа қилишму тилға елинған. униңда дөләт еңи, пуқралиқ еңи вә ортақ миллий кимликни сиңдүрүш мәқситидики сийасий тәрбийәни тәкрар-тәкрар елип бериш тәләп қилинған.
бу һәрикәт «jiedui renqin» — «қошмақлишип туғқанлишиш» пирограммиси арқилиқ кеңәйтилгән. хадимлар асаслиқи уйғур аилилиригә киргән, аилә әзалири билән биллә ғизалинип, шу өйдә қонған, аилә әзалири, диний етиқад вә сийасий қарашлар һәққидә учур топлиған һәмдә сийасий меңә йуйуш елип барған.

ши җинпиң шәрқий түркистанда: милләтләр инақлиқи һәққидики тоқулма. мәнбә: хитай хәлқ җумһурийити говуйүәни.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хадимларниң аилидики диний ибадәтниму өз ичигә алған аталмиш «мәсилиләр»ни байқаш вә доклат қилиш, партийә сийасәтлирини тәшвиқ қилиш, хитай тили өгитиш вә сийасий мурасимларға қатнишишқа капаләтлик қилишқа буйрулғанлиқини хатирилигән. аилиләрниң рәт қилиш имканийити әмәлийәттә йоқ иди.
шуңа «бир аилә болуш» шәхсий турмуш билән дөләт һоқуқи оттурисидики чеграни йоқитишни көрситәтти. партийә йеқинлиқни назарәткә, параванлиқни кириш имканийитигә, бу имканийәтни болса контроллуққа айландурди.
бейҗиң чәт әлләрдиму охшаш пиринсипни қоллиниду: у чәт әлләрдики хитай җамаәтлирини сийасий җәһәттә хитайдин айрим дәп қаримайду. әксичә, уларни партийә-дөләт үчүн тәшкиллинидиған, йетәклинидиған вә сәпәрвәр қилинидиған дөләт һалқиған байлиқ дәп қарайду.
2024-йили 1-айда елан қилинған «йеңи дәврдики чәт әлдики хитайлар ишлири һәққидә говуйүәнниң доклати»да чәт әлдики хитайлар хизмити партийә вә дөләтниң «узақ муддәтлик» һәмдә «истратегийәлик» вәзиписи дәп аталған. доклатта говуйүән чәт әлдики хитайлар ишлири ишханисиниң 2018-йили хитай коммунистик партийәсиниң бирлик сәп хизмити бөлүмигә қошуветилгәнлики дәлилләнгән.
бу қошуветиш бейҗиңниң усулини чүшиништә һалқилиқ әһмийәткә игә. чәт әлдики хитайларға даир хизмәт партийәниң бирлик сәп системисиға — йәни партийә өз нишанлирини қоллаш үчүн иҗтимаий гуруппиларни топлаш, тәшкилләш, тәсир көрситиш вә ишқа селишқа урунидиған машиниға сиңдүрүлгән.
говуйүән доклати чәт әлләрдә «достанә күч» йетиштүрүш; җуғрапийәлик вә аиләви риштиләрдин пайдилинип чәт әл җамаәтлири билән болған мунасивәтни чоңқурлаштуруш; «бир хитай» сийасити вә «бөлүнүшкә қарши туруп, бирлишишни илгири сүрүш» хизмитини қоллашқа йетәкләш; чәт әлдики хитай сода торлирини «бир бәлбағ, бир йол» ул әслиһәси, сода, әшйа обороти, мәбләғ селиш вә санаәт түрлири үчүн сәпәрвәр қилишни тәләп қилиду.
«хәлқ гезити» чәт әл нусхисиниң 2026-йили 7-айдики бир мақалиси 60 милйондин артуқ чәт әлдики хитайни «миллий гүллиниш» үчүн «қиммәтлик байлиқ» дәп атиған. уларниң мәблиғи, кәспий билими, сода алақиси, мәдәнийәт паалийити, таратқудики орни вә йәрлик риштиси хитайниң тәрәққийати, «бир бәлбағ, бир йол» түрлири, хәлқара тәшвиқат вә сийасий нишанлар үчүн мәркәзләштүрүлүп ишлитилидиған байлиқ сүпитидә көрситилгән.
2026-йили 7-айда елан қилинған шинхуа агентлиқиниң йәнә бир хәвири бу органлиқ логикини техиму ениқ оттуриға қойған. у чәт әлдики хитайлар ишлирини партийәниң бирлик сәп системисиға киргүзүп, чәт әлдики хитайларни хитайниң аммиви дипломатийә вә хәлқ арисидики дипломатийәдә тайинидиған муһим күч дәп атиған; шундақла уларни «миллий гүллиниш» вә «хитайчә заманивилаштуруш»қа техиму чоңқур қатнишишқа чақирған.
партийә-дөләтниң мәйдани наһайити ениқ: чәт әлдики хитай җамаәтлири хитайниң дөләт истратегийәсиниң дунйадики кеңәймисини тәшкил қилиду.
чәт әлдики хитай торлири пәқәт сода йаки адәттики мәдәнийәт тәшвиқати үчүнла сәпәрвәр қилинмайду. улар бейҗиңниң шәрқий түркистан һәққидики байанини тарқитиш вә ишәнчлик көрситишкиму йардәм бериду.
2015-йили елан қилинған «China Daily»ниң бир хәвиридә чәт әлдики хитай содигәрлири, уйушма рәһбәрлири вә хитай тилидики таратқу вәкиллириниң райондики «милләтләр иттипақлиқи», «иҗтимаий муқимлиқ», тәрәққийат мувәппәқийити вә «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббусидики ролини мәдһийәләйдиған сөзлири топланған. бу байанлар бейҗиңниң һекайисини хәлқаралиқ дәлилләш сүпитидә көрситилгән.
бу сийасий җәһәттин муһим. район ичидә йашаватқан уйғурлар дөләтниң кәң көләмлик тутқун, мәҗбурий әмгәккә йөткәш, диний бастуруш, мәдәнийәтни вәйран қилиш, назарәт вә аилиләрни парчилаш һәққидики байаниға рәддийә бериш әркинликидин мәһрум қилинған. шуниң билән бир вақитта, чәт әлдики хитай тәшкилатлири вә таратқу шәхслири бейҗиң йақтуридиған «тәрәққийат, муқимлиқ, милләтләр иттипақлиқи, байашатлиқ вә пурсәт» дегән тилни тәкрарлашқа сәпәрвәр қилиниду.
партийәниң 2025-йиллиқ бирлик сәп хизмити бөлүми хуласиси шәрқий түркистан, милләт сийасити, дин, чәт әлдики хитайлар ишлири вә чәт әлдики бирлик сәп хизмитини «қәлб вә күчни муҗәссәмләш» үчүн партийә рәһбәрлик қилидиған охшаш бир системиға киргүзгән. у чәт әлдики хитайлар хизмитини хитайниң «йадролуқ мәнпәәти»ни қоғдаш, миллий гүллинишни илгири сүрүш вә хитайниң һекайисини чәт әлләрдә сөзләш үчүн кәм болса болмайду, дәп тәсвирлигән.
шәрқий түркистанниң дөләт ичидики башқурулуши билән хитайниң дунйадики образини башқуруш айрим-айрим сийасәтләр әмәс. улар бир партийә-дөләт түриниң өзара бағланған тәркиблиридур.
«достлуқ шәһәрлири» бу ул әслиһәгә йәнә бир қатлам қошиду.
бейҗиң шәһәрдин шәһәргә вә өлкидин өлкигә болған мунасивәтләрни достанә алмаштуруш дәп көрситиду. әмәлийәттә, бу мунасивәтләр йәрлик әмәлдарлар, сода уйушмилири, мәдәнийәт органлири, университетлар, сайаһәт органлири вә чәт әлдики хитай тәшкилатлирини хитайниң техиму кәң истратегийәлик күнтәртипигә бағлайдиған системилиқ йолларни бәрпа қилиду.
хитай-испанийә сода уйушмисиниң 2022-йиллиқ бир мақалисидә шаңхәй билән барселона оттурисидики достлуқ шәһәр мунасивитиниң һөкүмәт сөһбити, сода кириш йоли вә испанийә ширкәтлириниң шаңхәйдики тиҗаритини кеңәйтиш үчүн супа һазирлиғанлиқи чүшәндүрүлгән. уйушма өзини һөкүмәт органлири билән карханиларни бағлайдиған көврүк дәп тәсвирлигән.
тили достлуқ, әмма роли сийасий вә иқтисадий кириш имканийитидур.
шенҗен шәһәрлик ташқи ишлар ишханиси 2024-йили елан қилған бир мақалә буни техиму биваситә байан қилған. у хәлқаралиқ қериндаш шәһәрләрни хитайниң омумий дипломатийәси вә йәрлик иқтисадий тәрәққийати үчүн хизмәт қилидиған «муһим байлиқ йоли» дәп атиған. униңда һөкүмәт вә ғәйрий һөкүмәт актийорлири бирликтә һәрикәт қилидиған, йәрлик даириләрни кархана, порт, айродром, мәктәп, дохтурхана, мәдәнийәт орни вә техника тәшкилатлири билән бағлайдиған «шәһәр–район–түгүн» тори тәсвирләнгән.
икки шәһәр һәмкарлиқи даирисидә барселонада «Shanghai Summer 2026» паалийитини башлаш. мәнбә: X.
мәзкур рәсмий байанда қериндаш шәһәр хизмити «бир бәлбағ, бир йол» һәмкарлиқини илгири сүрүш, мәбләғ селиш вә сода суписи бәрпа қилиш, чәт әлләрдә йеңилиқ йаритиш мәркизи қуруш, мәдәнийәт тәшвиқати елип бериш, чәт әлгә йардәм бериш вә «хәлқләр оттурисидики бағлиниш»ни күчәйтишниң васитиси дәп тәсвирләнгән. шенҗенниң барселона билән болған иқтисад вә мәбләғ селиш алақиси буниң мисали қилинған.
бу ноқул мурасим характерлик дипломатийә әмәс. у чәт әл җәмийити вә органлириниң ичидә узақ муддәтлик кириш йоллирини бәрпа қилиш усулидур.
2017-йили гагада өткүзүлгән хитай-голландийә достлуқ өлкә вә шәһәрләр йиғини очуқ-ашкара «бир бәлбағ, бир йол» рамкисида уйуштурулған. хитай вәкиллири буни йәрлик һөкүмәтләрниң «бир бәлбағ, бир йол» һәмкарлиқини бирликтә илгири сүридиғанлиқиниң сигнали дәп тәсвирлигән. хитай вә голландийә йәрлик даирилири, сода вәкиллири, чәт әлдики хитай тәшкилатлири вә мәдәнийәт органлири бир торниң тәркиблири сүпитидә бир йәргә топланған.
бу бейҗиңниң дөләт ичидики «қошмақлаштуруш» логикисиниң чәт әлдики нусхисидур. партийә шәрқий түркистанда нишанлиқ йардәм арқилиқ бойсундурулған бу районни хитайниң башқа җайлиридики өлкә һөкүмәтлири, дөләт карханилири, мәктәпләр вә кадирларға бағлайду. йавропада болса достлуқ шәһәр дипломатийәси арқилиқ йәрлик органлар вә сода торлирини хитайниң иқтисадий вә сийасий истратегийәсигә бағлайду.
охшаш әндизә хитайниң чәт әлгә йардәм бериш һәққидики байанидиму көрүлиду.
2019-йиллиқ «хәлқ тори» мақалисидә чәт әлгә йардәм бериш «хитайниң зийиниға қилинған сехийлиқ» әмәс, дәп тәкитләнгән. мақалидә йардәмниң хитай карханилириниң «сиртқа чиқиши»ға пурсәт йаритидиғанлиқи, әмгәк һөддигәрлик түрлири үчүн алдин йол ачидиғанлиқи вә хитай мәһсулатлири билән өлчәмлирини чәт әлгә елип чиқидиғанлиқи очуқ байан қилинған.
бу муһим, чүнки «йардәм» дегән сөз дөләтниң сиңип киришини инсанпәрвәрлик, техникилиқ йаки өзара мәнпәәт йәткүзидиған иш қилип көрситиштә қайта-қайта ишлитилиду. рәсмий хатириниң өзиму йардәм, сода кириши, хитай өлчими вә истратегийәлик тәсир оттурисидики бағлинишни етирап қилиду.
бу логика бейҗиңниң шәрқий түркистандики усулиға охшайду: маддий йардәм әзәлдин сийасий җәһәттә битәрәп болмайду. у беқиндилиқ мунасивитини бәрпа қилиду, орган вә базарларни ачиду, қобул қилғучини хитай дөлити рәһбәрлик қилидиған техиму кәң торға киргүзиду.
чәт әлдики «110» тори «хизмәт» дегән намниң дөләт һоқуқини чегра сиртиға қандақ кеңәйтәләйдиғанлиқини көрситиду.
2022-йили 1-айда фуҗов җамаәт хәвпсизлики идариси чәт әлдә йашаватқан фуҗовлуқлар үчүн «чәт әлдики 110» мәлум қилиш суписини рәсмий йолға қойған. рәсмий уқтурушта бу пирограмма «тинч-аман фуҗов»ниң тәсир даирисини чәт әлгә кеңәйтиду, дәп тәсвирләнгән. шу арқилиқ фуҗов сақчилири чәт әлдики делоларни бир тәрәп қилалайдиған йаки зөрүр болғанда җамаәт хәвпсизлики министирлиқиға мәлум қилалайдиған бир йол қурулған.
бу рәсмий супа техиму кәң сақчи қурулмисиниң бир қисми иди. Safeguard Defenders 53 дөләттә хитайниң аз дегәндә 102 чәт әл сақчи мулазимәт мәркизи барлиқини хатирилигән. бу тәшкилат бәзи мәркәзләрниң нормал сот вә өткүзүп бериш тәртипиниң сиртида елип берилған «қайтишқа қайил қилиш» һәрикитигә қатнашқанлиқиға даир дәлилләрни байқиған.
фирансийә хәлқара радийоси чәт әлдики сақчи мулазимәт понкитлириниң даим чәт әлдики хитай уйушмилириниң ичигә орунлаштурулғанлиқини хәвәр қилған. бу логика шәрқий түркистанда тәрәққий қилдурулған әндизини әкс әттүриду: хизмәт кириш имканийити йаритиду; кириш имканийити учур елип келиду; учур контролни ишқа ашуриду.

хитайниң бир тәшвиқат рәсимидики хәнзу–уйғур достлуқи.
бейҗиң йәнә чәт әллик алимларни хәлқара тәшвиқат қорали қилип йетиштүрүшкә уруниду.
2024-йили 12-айда «China Daily» да елан қилинған икки мақалидә чәт әллик хитайшунасларни истратегийәлик байлиқ дәп қараш тәләп қилинған. мақалиләрниң бири уларни чәт әл «туприқи»ға терилидиған хитай мәдәнийитиниң «уруқи» дәп тәсвирләп, йәрлик муһитниң «рәт қилиш» инкасини азайтишни тәләп қилған. шундақла, уларни хитайға болған сәлбий қарашни азайтишқа йардәм бериш вә «хитайниң авази»ни актип аңлитишқа чақирған.
йәнә бир мақалидә чәт әллик хитайшунаслар үчүн «бир адәм, бир тарих» истратегийәси оттуриға қойулған. уларниң һәрикәтләндүргүчи сәвәби, кәспий һайати, иҗтимаий орни, сийасий қизиқиши, хитай һәққидики қариши, җамаәт киризисиға қайтурған инкаси, «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббуси вә «инсанийәт тәқдири ортақ гәвдиси»гә болған позитсийәсини топлаш вә тәһлил қилиш тәләп қилинған.
мәқсәт санлиқ мәлумат амбири қуруш, әндизиләрни байқаш, хәвпни баһалаш, байлиқни нишанлиқ тәқсимләш вә хитайниң хәлқара тәшвиқат истратегийәсигә йөнилиш көрситиштур. у йаш хитайшунасларниң хитай вә дунйани «хитайчә тәпәккур» арқилиқ чүшинишиниму тәләп қилиду.
бу илмий алмаштуруш әмәс. бәлки чәт әлниң илмий нопузини бейҗиңниң ташқи тәшвиқати үчүн сийасий җәһәттә йетиштүрүштур.
уйғурлар бейҗиңниң аталғулириниң әмәлийәттә немидин дерәк беридиғанлиқини билиду.
«тәрәққийат» мал-мүлүктин айриш вә сийасий җәһәттә қошувелиш дегәнлик болуши мумкин. «йардәм» мәмурий сиңип кириш дегәнлик болуши мумкин. «милләтләр иттипақлиқи» дөләтниң аилә өйигә бөсүп кириши дегәнлик болуши мумкин. «хизмәт» назарәткә айлиниши мумкин. «мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш» бир хәлқниң тили, дини, әслимиси вә кимликини алмаштуруш дегәнлик болуши мумкин. инчикилик билән талланған байашатлиқ һекайилири бир бастуруш системисини йошуруши мумкин.
охшаш партийә-дөләт чәт әлдики хитай торлири, достлуқ шәһәр риштилири, сода, мәдәнийәт, таратқу, маарип, илмий торлар, йардәм вә сақчи орунлаштурушлири арқилиқ өз тәсирини чәт әлгә кеңәйтиду. бейҗиңниң өз һөҗҗәтлири бу торларни хитайниң дөләт күчини қоллаш үчүн адәм, байлиқ, байан вә садақәтни топлайдиған қораллар дәп бекитиду.
шәрқий түркистан бу һакимийәт йүргүзүш логикисини әң очуқ вә мәҗбурлаш күчи әң күчлүк шәкилдә ашкарилайду. хитайниң сиртида охшаш логика йәрлик кириш имканийити, тәшкилләнгән тор, иқтисадий беқиндилиқ, мәдәнийәт қанунийлиқи вә сийасий сәпәрвәрлик арқилиқ һәрикәт қилиду.
аталғу өзгириду, система өзгәрмәйду.