хитайниң ғәрбий шималидики шәрқий түркистанниң қәшқәр шәһиридә, һейтгаһ мәсчитиниң сиртида турған бир уйғур киши, 2023-йили 7-айниң 13-күни. © 2023 Pedro Pardo/AFP via Getty Images
зулумни тосуш үчүн мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш вә б д т ниң из қоғлиши зөрүр
мәнбә: кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати
елан қилинған вақит: 2026-йили 8-айниң 27-күни, америка шәрқий район вақти сәһәр саәт 3:00 | ахбарат байанати
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа түркий мусулманларға қарита он йилдин буйан давамлаштуруватқан, инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән еғир бастуруш сийаситигә хәлқара җәмийәтниң техиму күчлүк инкас қайтуруши керәкликини билдүрди. тәшкилат мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларни импорт қилишни чәкләш вә б д т ниң 2022-йиллиқ доклатидики тәвсийәләрни қәтий из қоғлашқа чақирди.
(нийуйорк) — кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн елан қилған байанатида, хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа түркий мусулманларға қарита он йилдин буйан давамлаштуруватқан, инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән еғир бастуруш сийаситигә хәлқара җәмийәтниң техиму күчлүк инкас қайтуруши керәкликини билдүрди.
хитай коммунистик партийәсиниң хитайниң әң ғәрбидики шәрқий түркистанда уйғурларға қаритилған дәпсәндичиликни кәскин күчәйткинигә он йил болған болсиму, кишилик һоқуқни бастуруш йәнила еғир һаләттә давамлашмақта. һазирқи дәлилләр кәң көләмлик халиғанчә тутқун қилиш, наһәқ қамақ җазаси, кәң көләмлик назарәт, мәдәнийәтни вә диний кимликни йоқитиш, сәпәр вә алақигә қойулған чәклимиләр, шундақла чәт әлдики уйғурларға қилиниватқан бесимниң давамлишиватқанлиқини көрситиду. шуниң билән бир вақитта, хитай даирилири шәрқий түркистанда һәммә иш нормаллашқандәк бир аммиви тәсиратни тәшвиқ қилмақта. шәрқий түркистандики дөләт мәҗбурлиған әмгәк аптомобил, қуйаш енергийә тахтиси, кийим-кечәк, деңиз мәһсулатлири, йеза игилик мәһсулатлири вә һалқилиқ минерал маддилар қатарлиқ саһәләрдә дунйави тәминләш зәнҗиригә тәсир көрсәтмәктә.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси йалқун улуйол: «хитай һөкүмити шәрқий түркистандики инсанийәткә қарши җинайәтлирини тохтитиш вә һайати вәйран қилинған нәччә йүз миң уйғурға адаләт йәткүзүшниң орниға, вәһшийликлирини давамлаштуруватиду вә тәнқидий садаларни һәтта чәт әлләрдиму җимиқтуруватиду» деди. у йәнә: «хәлқара җәмийәтниң илгирики күчлүк инкаси суслап кәтти. бу хитай һөкүмитиниң районда сахта нормаллиқ тәсиратини номус қилмастин тәшвиқ қилишиға йол ачти» деди.
ши җинпиңниң «зораван террорлуққа қаттиқ зәрбә бериш һәрикити» (严厉打击暴力恐怖活动专项行动) 2014-йили шәрқий түркистанда башланған. коммунистик партийәниң сабиқ мәсули чен чүәнгониң 2016-йили 8-айниң 29-күни шәрқий түркистанға тәйинлиниши билән бастуруш кәскин күчәйгән. бу һәрикәт тәхминән бир милйон уйғурниң «сийасий тәрбийә лагерлирида» халиғанчә тутуп турулуши билән әң йуқири пәллигә йәткән. чен чүәнго буниңдин илгири тибәт аптоном районлуқ партийә комитетиниң секретари болған.
шуниңдин кейин, бу лагерларниң бәзилири тақалғандәк көрүнсиму, һазирғичә елан қилинған рәсмий санлиқ мәлуматларға қариғанда, нәччә йүз миң уйғур вә башқа түркий мусулман түрмидә турмақта. уларниң ичидә илһам тохти, раһилә давут, гүлшән аббас, йалқун рози вә әкбәр әсәт қатарлиқ тонулған җамаәт әрбаблириму бар. «Financial Times» гезитиниң 2026-йили майда елан қилған тәһлилигә қариғанда, шәрқий түркистан нопусиға селиштурғанда дунйадики әң йуқири түрмә сиғимиға игә район болуп көрүнмәктә.
хәлқаралиқ бир гуруппа болған «шәрқий түркистан зийанкәшликкә учриғучилар санлиқ мәлумат амбири» (Xinjiang Victims Database) ниң 2026-йили 7-айда елан қилған тәһлил вә мөлчәригә қариғанда, 2017-йилидин 2018-йилиғичә шәрқий түркистанниң җәнубида 140 миңдин артуқ бала, асаслиқи халиғанчә тутқун қилиш сәвәбидин ата-анисидин айриветилгән. бәзи балилар дөләт башқурушидики йетимханиларда тутуп турулған. бу балиларниң һазирқи әһвали йәнила ениқ әмәс.
чәт әлдә йашаватқан нурғун уйғур хитайдики аилә тавабиатлири, җүмлидин пәрзәнтлири билән алақә қилалмайду. даириләр чәт әлгә чиқмақчи болған уйғурларға қойулған еғир чәклимә вә контролни давамлаштуруватқан бир пәйттә, диаспорадики талланған бир қисим уйғурларниң шәрқий түркистанға чәклик шәкилдә беришиға йол қоймақта. қайтип кәлгән бәзи кишиләр даириләрниң өзлирини чәт әлдики паалийәтчиләр һәққидә учур беришкә қистиғанлиқини билдүрди. хитай даирилири чәт әлдә йашаватқан уйғурларни җимиқтуруш үчүн чегра һалқиған бастуруш һәрикити елип бармақта.
бейҗиң шәрқий түркистандики еғир бастурушни тохтитиш һәққидики барлиқ чақириқларни рәт қилип, йуқири дәриҗилик рәһбәрләрниң районға қилған рәсмий зийарәтлиридә «иҗтимаий муқимлиқни қоғдаш» тәдбирлириниң алдинқи орунда туридиғанлиқини тәкитлимәктә.
бәзи һөкүмәтләр өткән он йилда бу дәпсәндичиликләргә инкас қайтуруш үчүн муһим қәдәмләрни ташлиди. америка һөкүмити 2021-йили «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни»ни мақуллиди. бу қанун шәрқий түркистанда пүтүнләй йаки қисмән ишләпчиқирилған малларни мәҗбурий әмгәккә четишлиқ, дәп пәрәз қилиш пиринсипини бекитип, уларниң америкаға киргүзүлүшини чәкләйду. йавропа иттипақиму мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған мәһсулатларни импорт қилишни чәкләшни йолға қойди.
2021-йили америка, йавропа иттипақи, әнглийә вә канада шәрқий түркистандики дәпсәндичиликкә мәсул хитай әмәлдарлириға нишанлиқ җаза тәдбирлирини қолланди. һалбуки, һиндонезийә, әрәб бирләшмә хәлипилики вә пакистанға охшаш мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған дөләтләр қатарлиқ башқа бир қисим һөкүмәтләр бейҗиңни б д т дики тәкшүрүштин қоғдап қалди. тайланд қатарлиқ дөләтләр болса, уйғурлар қайтурулғандин кейин дуч келидиған еғир қийин-қистақ вә башқа дәпсәндичилик хәвпигә қаримай, уларни хитайға мәҗбурий қайтурди. канада бу хил мәҗбурий қайтурушларға инкас сүпитидә, 2023-йили 10 миң уйғур мусапирни қайта орунлаштурушқа вәдә бәрди.
б д т кишилик һоқуқ ишханиси 2022-йили 8-айниң 31-күни кәң көләмлик тәтқиқат вә тәһлилгә асасланған тарихий әһмийәткә игә доклатни елан қилип, шәрқий түркистандики еғир дәпсәндичиликләрниң «инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин» дегән хуласигә кәлди. бейҗиң б д т доклатини рәт қилди.
б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк 2024-йили 8-айда шәрқий түркистанда «мәсилилик нурғун қанун вә сийасәтниң йәнила күчкә игә икәнлики»ни етирап қилди. у 2026-йили 2-айда хитайниң «илгирики тәвсийәләр вә җавабкарлиқни сүрүштүрүш мәсилисини из қоғлимиғанлиқи»ға «әпсусланғанлиқи»ни билдүрди. у 2026-йили 6-айдиму хитайниң аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини йоқитишқа қаритилған һазирқи сийасәтлирини қанунлаштурған йеңи «милләтләр иттипақлиқи вә тәрәққийатни илгири сүрүш қануни» һәққидики әндишисини ипадилиди.
лекин, униң ишханиси 2022-йилидин буйан районни давамлиқ көзитиш хизмити һәққидә маһийәтлик аммиви йеңи учур билән тәминлимиди. һоқуқ тәшкилатлири униң ишханиси чиқарған хуласиләрниң еғирлиқи вә илгириләш болмиғанлиқиниң етирап қилинғанлиқини көздә тутуп, түркни бейҗиңға қарита техиму қәтий мәйдан тутушқа вә ишханисиниң тәвсийәлирини күчлүк һәм ашкара шәкилдә из қоғлашқа дәвәт қилип кәлмәктә.
түрк алий комиссарлиқ вәзиписиниң иккинчи нөвәтлик муддитигә қәдәм қойған бир пәйттә, униң ишханиси шәрқий түркистан һәққидики тарихий әһмийәткә игә доклатни елан қилғиниға төт йил болған болсиму, көрүнәрлик илгириләш болмиди. шуңа у уйғур зийанкәшликкә учриғучилар вә уларниң аилә-тавабиатлириниң техиму күчлүк йол тутуш һәққидики чақириқлириға қулақ селиши керәк.
һөкүмәтләр йәнә хитай һөкүмитини шәрқий түркистандики давамлишиватқан бастуруши үчүн җавабкарлиққа тартиш йолида техиму көп иш қилиши керәк. барлиқ районлуқ вә сийасий гуруппилардики дөләтләр б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алдимиздики йиғинида хитай һөкүмитиниң инсанийәткә қарши җинайәтлирини әйибләйдиған күчлүк бирләшмә байанат елан қилиш үчүн бирликтә һәрикәт қилиши керәк. улар йәнә 2022-йиллиқ доклатниң тәвсийәлирини из қоғлаш үчүн шәрқий түркистанниң вәзийити һәққидә мәхсус музакирә елип бериши керәк.
канада, австралийә, әнглийә вә йапонийә қатарлиқ техиму көп һөкүмәтләр мәҗбурий әмгәккә четишлиқ малларни импорт қилишни чәкләйдиған қанунларни мақуллиши, буниң ичидә шәрқий түркистандин кәлгән малларни мәхсус нишан қилған тәдбирләрниму қоллиниши керәк. йавропа иттипақи тәййарлаватқан мәҗбурий әмгәк санлиқ мәлумат амбирида шәрқий түркистанниң йуқири хәтәрлик район қатариға киргүзүлүшигә капаләтлик қилиши керәк. кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати һөкүмәтләрниң пуқралири вә аһалилирини бейҗиңниң чегра һалқиған бастуруш қилмишлиридин қоғдаш тәдбирлириниму қоллиниши керәкликини билдүрди.
улуйол: «шәрқий түркистандики он йилдин артуқ бастуруш җәрйанида, һөкүмәтләр хитай һөкүмитини дәпсәндичиликлири үчүн җавабкарлиққа тартиш йолида интайин аз иш қилди» деди. у йәнә: «һөкүмәтләр бейҗиңни җинайәтлирини тохтитишқа қисташ үчүн қолидики барлиқ васитиләрдин пайдилиниши керәк. бу, уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил туруш үчүн мәҗбурий әмгәккә четишлиқ малларни импорт қилиш чәклимисини қанунлаштуруш вә иҗра қилиш, шундақла шәрқий түркистандики дәпсәндичиликкә мәсул әмәлдарларға нишанлиқ җаза тәдбирлирини қоллинишниму өз ичигә алиду» деди.