хитай хәлқ җумһурийити шәрқий түркистандики уйғур мәсилисини түркийәдики террорлуқ мәсилиси билән селиштуруп, түркийәгә дипломатик бесим ишләтмәктә. пирофессор доктор варис чақан бу икки мәсилиниң тарихий вә җәмийәтшунаслиқ җәһәттин пүтүнләй пәрқлиқ икәнликини тәкитләп, хитайниң бу сөз-ибарисини бесим васитиси қиливатқанлиқини оттуриға қойди.
аптор: пирофессор доктор варис чақан
түркийә җумһурийити хәлқара сәһниләрдә хитай ишғали астидики шәрқий түркистанлиқларниң инсаний һәқ-һоқуқлирини қоғдашқа урунған һәр қетимда, хитай хәлқ җумһурийити түркийәни парчилашни көзлигән PKK ға охшаш бөлгүнчи тәшкилатлар билән хитайниң зулумиға қарши мустәқиллиқ күриши қиливатқан уйғурларни бир қатарға қойуп, уйғурларниму хитайни парчилашни көзлигән «террорлуқ тәшкилатлири» дәп сүпәтләп кәлмәктә. бейҗиң «әгәр түркийә хитай земинини парчилашни көзлигән (аталмиш) уйғур террорчилирини қоллиса, хитайму түркийәни парчилашни көзлигән PKK әзалирини қоллайду» дегән сөзләр арқилиқ хитайдики уйғур мәсилиси билән түркийәдики курд мәсилисини бир қатарға қойуп, түркийәгә бесим қилмақта.
ундақта, һәқиқәт зади немә? түркийәдә сүний шәкилдә пәйда қилинған аталмиш «курд мәсилиси» билән 1949-йили ишғал қилинғандин буйан хитайға қарши миллий қаршилиқ көрситип келиватқан уйғурлар мәсилиси маһийәт җәһәттин охшашму? келиңлар, буниңға тарих нуқтисидин қарап бақайли.
мәлумки, түркийә җумһурийити османли дөлити парчиланғандин кейин, азадлиқ уруши арқилиқ қурулған дөләттур. тарихий мәнбәләр түркләрниң оттура шәрқтә 10 әсирдин артуқ мәвҗутлуқини давамлаштуруп кәлгән милләт икәнликини ениқ көрситиду. анадолуниң түркләрниң вәтинигә айлиниши 1071-йилдики малазгирт уруши билән муқимлашқан. униң үстигә, түркләр биринчи дунйа урушидин кейин османли земининиң %70 тин көпрәкини йоқитип қойған.
түркләр анадолуға һөкүмранлиқ қилишқа башлиған мәзгилдә, бүгүн уйғурлар йашаватқан шәрқий түркистан вә ғәрбий түркистанда қудрәтлик қараханийлар дөлити һөкүм сүрүвататти. шәрқий түркистан тарихта һон, көктүрк, уйғур вә қараханийлар дөләтлириниң һакимийәт даирисидә болған. бүгүн түркийә җумһур рәислик гербида тилға елинған бу төт чоң түрк дөлитиниң байрақлириму бар.
мустәқил мәнбәләргә қариғанда, уйғурлар йуқирида тилға елинған төт чоң түрк дөлитини қурғучи асаслиқ күчләрниң бири болған. буниңдин башқа, түркләрниң тарихтики тунҗи енсиклопедик луғити болған «дивану луғатит түрк»ниң муәллипи мәһмуд қәшқәри вә «қутадғу билик»ниң муәллипи бүгүнки шәрқий түркистанниң қәдимий шәһири қәшқәрдә йашиған вә әсәрлирини мушу йәрдә йаратқан.
қараханийлар дөлити йимирилгәндин кейин, шәрқий түркистан қитан, найман вә моңғулларниң таҗавузи астида қалған болсиму, уйғурлар бу көчмән топларни өзигә сиңдүрүп, түркләштүргән.
нәтиҗидә, шәрқий вә ғәрбий түркистанда чағатай ханлиқи вә тимур дөлити қатарлиқ түрк-моңғул дөләтлири қурулған. шәрқий чағатай ханлиқидин — йәни моғулистан ханлиқи дәпму атилидиған дөләттин — кейин, 1514-йили шәрқий түркистанда йәкән сәидийә ханлиқи қурулған (1514–1678). бу дөләт 1678-йили хәлқ арисида апақ хоҗа дәп тонулған һидайәтуллаһ ишан исимлик ишқийә сулуки рәһбириниң хийанити сәвәбидин моңғул җуңғар қәбилиси тәрипидин йоқитилған.
униңдин кейин, шәрқий түркистанда моңғул җуңғарлириниң һимайиси астидики қорчақ хоҗилар һакимийити қурулған (1678–1755). хоҗилар дәвридә шәрқий түркистан еғир апәткә дуч кәлгән. бу дәвр шәрқий түркистанниң җаһаләт вә қараңғулуқ дәври дәп қарилиду. дөләт вә милләт еңи еғир зәрбигә учриған; шуниңдин етибарән шәрқий түркистан тарихи қан вә көз йеши билән йезилишқа башлиған.
1755-йилиға кәлгәндә, ишқийә мәзһипидики хоҗиларниң һимайичилири болған җуңғар ақсөңәклири арисида тәхт талишиш йүз бәргән. әйни чағда хитайға һөкүмранлиқ қиливатқан манҗу империйәси — чиң сулалиси (清朝, 1644–1911) — бу пурсәттин пайдилинип, шәрқий түркистанға тунҗи қетим таҗавуз қилған.
1755–1762-йиллар арилиқида шәрқий түркистан хәлқи билән ишғалчи манҗулар оттурисида башланған уруш бир әсиргә йеқин давамлашқан. нәтиҗидә, 1860-йилларға кәлгәндә манҗу ишғалчилири шәрқий түркистандин қоғлап чиқирилип, район бәш җайда қурулған йәрлик һөкүмәтләр тәрипидин башқурулушқа башлиған.
хоқәнтлик йақуп бәг шәрқий түркистанда қурулған бу бәш йәрлик һөкүмәтни бирләштүрүп, 1865-йили қәшқәрийә дөлитини қурған вә «аталиқ ғази» унванини алған. дәсләптә әнглийә, чар русийәси вә османли дөлити бу дөләтни етирап қилип, униң билән дипломатик мунасивәт орнатқан. қәшқәрийә дөлити османли дөлитигә бәйәт қилғандин кейин, османли падишаһи султан абдуләзизхан йақупханға «әмир» унванини бәргән.
кейин йақупхан зәһәрлинип өлтүрүлгәндин кейин, әнглийә вә чар русийә империйәлири қәшқәрийә дөлитигә болған йардимини тохтитип, хитайдики манҗу империйәси билән келишим һасил қилған. нәтиҗидә, қәшқәрийә дөлити 1878-йили манҗу империйәси тәрипидин йәнә бир қетим ишғал қилинған.
чар русийәси билән манҗу империйәси оттурисида 1881-йили түзүлгән или шәртнамисидин кейин, шәрқий түркистан шәртнамә бойичә манҗу империйәсиниң башқурушиға қалдурулған. манҗу империйәси шәрқий түркистанни иккинчи қетим ишғал қилғандин кейин, 1884-йили районға «йеңи чегра» мәнисидики аталмиш намни қойған.
1911-йили манҗу империйәси йимирилгәндин кейин, шәрқий түркистан 1912-йили хитайда қурулған җуңхуа минго — хитай җумһурийити — гә әмәлийәттә бойсунмиған һалда, йаң зеңшин (楊增新, 1911–1928), җин шурен (金樹仁, 1928–1933) вә шең шисәй (盛世才, 1933–1944) исимлик үч қораллиқ һөкүмран тәрипидин башқурулған. шәрқий түркистан хәлқи 1930-йилларниң бешида башланған миллий күрәш нәтиҗисидә шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қуруп (1933-йили 12-нойабирдин 1934-йили февралғичә), мустәқиллиққа еришкән.
лекин сталин рәһбәрликидики совет иттипақи әйни чағда һакимийәт даириси пәқәт үрүмчи райони биләнла чәкләнгән қораллиқ һөкүмран шең шисәйгә һәрбий йардәм берип, шәрқий түркистан ислам җумһурийитини йоқитивәткән.
сталинниң қоллиши билән 1933–1944-йиллири шәрқий түркистанға һөкүмранлиқ қилған шең шисәй гитлер германийәси совет иттипақиға һуҗум қилғандин кейин, сталиндин йүз өрүгән. у шәрқий түркистандин түрлүк васитиләр арқилиқ топлиған тонниларчә алтун бәдилигә милләтчи хитай һөкүмитиниң рәһбири чйаң кәйшек (蔣介石) ниң панаһиға киргән.
шуниң билән шәрқий түркистан 1944-йилдин башлап рәсмий һалда җуңхуа мингоға — милләтчи хитай дөлитигә — бағланған. шең шисәй совет иттипақидин йүз өрүгәндин кейин, «коммунизмға қарши туруш» намида түрк йаки хитай дәп айримастин миңлиған кишини өлтүргәнлики үчүн күчлүк наразилиққа учриған. чйаң кәйшек 1944-йили уни шәрқий түркистандики вәзиписидин елип ташлап, орниға ву җуңшинни (吴忠信) аталмиш «йеңи чегра» өлкисиниң рәиси қилип әвәткән.
шең шисәйниң хийанитини қобул қилалмиған сталин шәрқий түркистанниң шималида партлиған миллий күрәшни сийасий вә һәрбий җәһәттин қоллиған. бу күрәш нәтиҗисидә 1944-йили 12-нойабир ғулҗида шәрқий түркистан җумһурийити қурулған.
лекин ғәрбий түркистанни парчилап, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан, қазақистан вә түркмәнистандин ибарәт бәш аталмиш совет сотсийалистик җумһурийитини қурған совет иттипақи, ғәрбий түркистанниң йенида қурулған мустәқил шәрқий түркистан җумһурийитини өзигә хәтәр дәп қарап, милләтчи хитай дөлитини йәнә қоллиған. нәтиҗидә, шәрқий түркистан җумһурийити 1946-йили совет иттипақиниң бесими билән милләтчи хитай һөкүмити билән тинчлиқ келишими түзүшкә мәҗбурланған.
ахирида, шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитидә вәзипә өтигән совет иттипақи тәрәпдарлириниңму йардими билән, 1946-йили өктәбирдә 11 маддилиқ келишим имзалинип, үрүмчидә вақитлиқ һөкүмәт қурулған. шәрқий түркистан җумһурийитиниң һоқуқ даириси пәқәт шәрқий түркистанниң шималидики или, алтай вә чөчәк вилайәтлири билән чәкләнгән. зор ғәлибә билән пайтәхт үрүмчигә қарап илгириләватқан шәрқий түркистан миллий армийәси сталинниң биваситә арилишиши билән манас дәрйаси бойида тохтитилған.
йапонийәниң тәслим болуши билән асийа-тинч окйан районидики иккинчи дунйа уруши ахирлашқан; хитайда болса тәхминән үч йил давамлашқан ички уруш башланған. ички урушта хитай коммунистик партийәси ғәлибә қилип, 1949-йили 1-өктәбир бүгүнки хитай хәлқ җумһурийитини қурған. сталин рәһбәрликидики совет иттипақи мав зедуң (毛泽东) рәһбәрликидики хитай хәлқ җумһурийити қизил армийәсиниң шәрқий түркистанни ишғал қилишиға шараит һазирлап бәргән. шуниңдин етибарән, қәдимий түрк йурти шәрқий түркистан хитай ишғали астида қалған.
шәрқий түркистанниң әсли игилири болған уйғурлар вә башқа түркий хәлқләр 1949-йили өктәбирдин буйан ишғал қилинған земинини азад қилиш үчүн хитайға қарши күрәш қилип кәлмәктә. шәрқий түркистандики уйғурлар вә башқа қериндаш түркий хәлқләр тарихтин буйан хитайға тәвә болуп кәлгән бир районни хитайдин бөлүп елишқа урунуватқан әмәс; әксичә, улар ишғал қилинған вәтинини азад қилиш үчүн күрәш қилмақта.
уйғурлар вә улар билән тәқдирдаш башқа түркий хәлқләр әзәлдин бу земинда йашап кәлгән болуп, шәрқий түркистанниң әсли йәрлик аһалисидур. хитай аталмиш «уйғур аптоном райони» дәп нам бәргән шәрқий түркистан, 1949-йили өктәбирдә наһайити аз сандики һәмкарлашқучи вә тәслимийәтчиләрниң вәтәнгә хийанәт қилиши сәвәбидин ишғал қилинған тарихий түрк йуртидур.
хуласилигәндә, ишғал қилинған вәтинини азад қилиш үчүн күрәш қиливатқан уйғурларни миң йилдин артуқ вақиттин буйан түрк йурти болған анадолу земинини парчилашни көзлигән PKK ға охшаш бөлгүнчи тәшкилатлар билән бир қатарға қойуш тарихий һәқиқәтләргә мас кәлмәйду. тарих империйалист дөләтләрниң кеңәймичилик сийаситигә қорал қилинмаслиқи керәк.
мәнбә: Haber Nida | 2026-йили 29-авғуст
әсли мақалә: түркистан таймз