түркийә һөкүмитигә тәшәккүр ейтимиз

икки ай бурун сәуди әрәбистанда иқамәтлик турватқан түрк вәтәндиши бир уйғур қериндишимиз кисәллик сәвәбидин түркийәгә берип аилиси йенида давалиниш үчүн җиддә айрдрумиға чиққан болуп, айроплан учушқа аз қалған вақитта у бурадәр айлинип кәткәнликтин айрдрум хадимлири җидди қутқузуш үчүн дохтурханиға елип барған, дохтурханида һошиға кәлмәй җидди қутқузушқа йөткилип бир йерим айдәк йетип қалғандин кейин түркийә һөкүмити мәхсус амбулас айроплан әвәтип түркийәгә қайтуруп кәлгән, истанбулға елип берип чамсакора дохтурханисиниң йәнә җидди қутқузуш бөлүмигә йатқузған.

вәтини шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиққа учрап, адимийлик һәқ-һоқоқлириниң һечбиригә иришәлмәй муһаҗирәт һайатиға мәҗбур болуп, түркийә пухралиқи билән йашаватқан бу уйғур қериндишимиз түркийә һөкүмитиниң алаһидә көңүл билиши нәтиҗисидә түркийәгә мәхсус айроплан арқилиқ йөткилиши түрк вәтәндиши бир уйғурниң ана туприқида хар болсиму түркийәдә нәқәдәр әзизлиқини көрдуқ.
бу мунасивәт билән түркийә һөкүмитигә, дохтурханида алаһидә имтийаз билән давалиған сәуди әрәбистан һөкүмитигиму муһаҗирәттики барлиқ уйғурлар намидин сәмимий һөрмитимиз вә рәһмитимизни билдүримиз.
 
һазирғичә җидди қутқузушта давалиниватқан қериндишимизға аллаһ тааладин аҗил шипа тиләймиз.
 
билал әзизи