сүрәт: долқун әйса. CEDOC/PERFIL.
дунйадики әң тонулған уйғур паалийәтчилириниң бири болған долқун әйса шәрқий түркистандики инсанийәткә қарши җинайәт һәққидики әйибләшләр, бейҗиңниң өзи вә аилисигә қаратқан бесими, шундақла аргентинада давамлишиватқан «омумйүзлүк әдлийә һоқуқи» делоси тоғрисида тохталди.
йазғучи: җеймс грайнгер
нәшр орни: «буенос айрес таймз»
чесла: 2026-йили 19-сентәбир
түри: мәхсус зийарәт
түркистан таймз тәрҗимиси
долқун әйса дунйадики әң тонулған уйғур паалийәтчилириниң бири болуп, хитай «шинҗаң» дәп атайдиған шәрқий түркистандики аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш йолидики йетәкчи авазларниң биридур.
1967-йили ақсуда туғулған долқун әйса 1994-йили хитайдин айрилип, кейин германийәгә маканлашқан. у уйғур диаспорасидики йетәкчи шәхсләрниң биригә айланған. дунйа уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси болған әйса нәччә он йилдин буйан уйғурлар вә хитайдики башқа мусулман аз санлиқ милләтләр учраватқанлиқи илгири сүрүлгән кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини хәлқара җәмийәтниң диққитигә сунуп кәлмәктә.
һазир дунйа демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизигә рәһбәрлик қиливатқан әйса алдинқи ай кишилик һоқуқ йиғиниға вә аргентина сотлири арқилиқ шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ һәм инсанийәткә қарши җинайәт садир қилинғанлиқи һәққидики әйибләшләрни тәкшүрүшни мәқсәт қилған муһим қануний делоға мунасивәтлик паалийәтләргә қатнишиш үчүн буенос айресқа барған.
зийарәт мәзгилидә, у сөз қилмақчи болған буенос айрес шәһәрлик қанун чиқириш кеңишидики паалийәт әмәлдин қалдурулуп, башқа сорунға йөткәлгән. әйса бу қарарни хитайниң дипломатик йоллар арқилиқ қилған бесиминиң нәтиҗиси, шундақла бейҗиңниң чәт әлдә йашаватқан уйғур паалийәтчилиригә қаратқан «чегра һалқиған бастуруш» һәрикитиниң бир қисми, дәп қарайду.
әйса алдинқи ай буенос айрестин айрилиштин илгири «буенос айрес таймз» вә «перфил» гезитиниң зийаритини қобул қилип: «хитай мени дунйаниң һәммә йеридә көзитиватиду вә мени хитайға елип кәтмәкчи болуватиду» дегән.
бейҗиң шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ вә системилиқ бастуруш елип берилғанлиқи һәққидики әйибләшләрни қәтий рәт қилип, өзиниң сийасәтлирини террорлуқ вә диний әсәбийликкә қарши туруш үчүн йолға қойғанлиқини билдүриду. лекин әйсаниң қаришичә, бейҗиңниң уйғурларға қаратқан һәрикити хитай чеграсидин хелила һалқип кәткән. у аргентинаниң хитай әмәлдарлирини җавабкарлиққа тартиш тиришчанлиқидики муһим күрәш мәйданиға айлиниши мумкинликини оттуриға қойди.
әйса бу зийарәттә хитайға қаритилған әйибләшләр, аилисиниң бешидин кәчүргәнлири, бейҗиңниң латин америкасидики тәсири вә аргентина сотлириниң адаләт издәватқан уйғур зийанкәшликкә учриғучилар үчүн немә үчүн аз сандики қалдуқ йолларниң бири болалайдиғанлиқи һәққидә тохталди.
алди билән хәвәр қиммити әң йуқири мәсилидин башлайли. шәһәрлик қанун чиқириш кеңишидики паалийәт немә үчүн әмәлдин қалдурулди, дәп қарайсиз? бу иш сөз әркинлики һәққидә немини көрситиду?
мән хизмәтдишим билән бир қанчә мәқсәттә буенос айресқа кәлдуқ. муһим мәқсәтләрниң бири уйғур йазғучи йалқун розиға берилгән «грасела фернандез мейхиде кишилик һоқуқ мукапати»ни тапшурувелиш иди. у түрмидә, 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. аилиси америкида йашайду, әмма сайаһәт һөҗҗити болмиғачқа, хизмәтдишим иккимиз униңға вакалитән мукапатни тапшурувелиш үчүн буенос айресқа кәлдуқ.
муһәррирниң изаһати: йалқун рози шәрқий түркистанда «дөләт һакимийитини ағдурушқа қутратқулуқ қилиш» билән әйиблинип, 15 йиллиқ қамақ җазасини өтәватиду.
буниңдин башқа, биз йәнә тәтқиқат орни CADAL тәшкиллигән бу кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишиватимиз; мән сөзлигүчиләрниң бири сүпитидә тәклип қилинған идим. лекин хитай һөкүмити бу йиғинни, болупму мениң қатнишишимни тосуш үчүн бесим қилишқа урунди.
бу, әлвәттә, мән үчүн йеңи әмәс. чүнки хитай һөкүмити барлиқ паалийәтлиримизни көзитип вә из қоғлап келиватиду. биз дунйаниң һәрқайси җайлириға барғанда, улар пат-пат мушуниңға охшаш усуллар билән бизни тосушқа уруниду.
бу мениң буенос айресқа төтинчи қетим келишим. тунҗи қетим 2022-йили, аргентина сотлириға омумйүзлүк әдлийә һоқуқиға асасән җинайи әрз сунғанлиқимиз үчүн кәлгән идим. 2023 вә 2024-йиллириму мушу дело үчүн йәнә кәлдуқ.
у қетимқи зийарәтлириңиздиму бесимға учридиңизму?
йақ, у вақитта биваситә бесимға учримидуқ. әлвәттә, хитай һөкүмити бирәр һәрикәт қилған болуши мумкин; мән буниңға һәйран қалмаймән, чүнки улар һәмишә бесим қилиду. лекин у чағда бу рошән көрүнмигән, һечқандақ паалийәтму әмәлдин қалдурулмиған.
тунҗи, иккинчи вә үчинчи зийаритимдә аргентина ташқи ишлар министирлиқиниң асийа-тинч окйан бөлүми вә кишилик һоқуқ бөлүми билән көрүшкән идуқ.
бу қетимқи зийаритиңиздә һөкүмәт әмәлдарлири билән көрүшәлидиңизму?
әпсуски, бу қетим мән келиштин илгири ишханам учришиш тәләп қилип ташқи ишлар министирлиқи билән алақилишишқа урунған, әмма җаваб кәлмигән.
CADAL му ташқи ишлар министирлиқи билән көрүшүшни орунлаштурушқа тиришқан, лекин улар көрүшүшни рәт қилған.
паалийәтниң әмәлдин қалдурулуши тоғрисида силәргә немә дейилди? қандақ сәвәб көрситилди?
әмәлийәттә, хитай әлчиханиси маңа һечқандақ сәвәб көрсәтмиди; у пәқәт аргентина ташқи ишлар министирлиқиға бесим қилди. мениң чүшинишимчә, ташқи ишлар министирлиқи CADAL, буенос айрес шәһәрлик кеңиши вә паалийәт соруни билән алақилишип бесим қилған. шуниң билән паалийәт өткүзүлүшкә пәқәт бир һәптә қалғанда әмәлдин қалдурулған.
хитайниң сизгә қаратқан бесиминиң даим хитай чеграсидин һалқип кәткәнликини һес қиламсиз?
шундақ. 2023-йили биз латин америкасиға тәшвиқат зийаритигә кәлгән идуқ; пәқәт буенос айресқила әмәс, бәлки биразилийәниң сан павло шәһири, костарика вә чилиғиму бардуқ.
биз бу дөләтләрдә зийарәттә болғанда, хитай әлчиханилири арилашти. у вақитларда биз бәзи университетларда учришиш өткүзүп, мухбирларниң зийаритини қобул қиливататтуқ.
мәсилән, биразилийәдә йүз бәргән бир иш ениқ есимдә. әң чоң гезитләрниң бири мән билән узун зийарәт өткүзүп, аввал електиронлуқ нусхисини тәййарлиған иди. хитай әлчиханиси тәһриратқа телефон қилғандин кейин, улар зийарәтни әмәлдин қалдуруп, елан қилмиди. улар «долқун террорчи йаки бөлгүнчи, униң зийарити елан қилинмаслиқи керәк» дегән. гезитниң муһәррири болса: «силәрниң башқа қаришиңлар болса, обзор йезиңлар; бизму елан қилимиз» дәп җаваб бәргән. әтиси хитай баш әлчиси бир парчә обзор елан қилған.
биз чилида бир университетниң пирофессорлири билән көрүшкән идуқ. буенос айресқа алдинқи қетим кәлгинимиздә, оқуғучилар биләнму учраштуқ. хитай баш әлчиси һәтта улар билән алақилишип, учришишни әмәлдин қалдурушни тәләп қилған.
сиз шәрқий түркистан дәп атайдиған, хитай болса «шинҗаң» дәйдиған район һәққидә сөзләйли. биз хитайниң ғәрбий шималини сөзләватимиз. у йәргә һеч берип бақмиған кишигә бу районни қандақ тәсвирләп берәттиңиз?
көлими 1 милйон 600 миң кивадрат километир. бу наһайити чоң земин болуп, пүткүл хитай земининиң алтидин бирини тәшкил қилиду. у йәрдә йашайдиғанларниң көп қисми уйғурлар иди. биз уйғур. бу земин 1949-йили коммунист хитай тәрипидин ишғал қилинған.
хитай уни «шинҗаң» дәп атайду; «шинҗаң» хитайчә нам. хитайчидики «шин» — «йеңи», «җаң» — «чегра райони» дегән мәнидә, йәни «йеңи земин» йаки «йеңи чегра». лекин хитай һәмишә «шинҗаң билән тибәт қәдимдин тартип хитайниң бир қисми» дәп дәва қилиду.
хитай һөкүмити 1949-йили ишғал қилғандин буйан, бу районда системилиқ ассимилйатсийә вә кәмситиш сийаситини йолға қойди. 1949-йили хитай нопуси тәхминән төттин бәш пирсәнткичә болуп, көпинчиси һәрбийләр, һөкүмәт хадимлири вә уларниң аилилири иди.
лекин 1949 вә 1950-йиллардин тартип, улар районға системилиқ һалда нопус йөткәп, уйғурларниң нопустики нисбитини төвәнләтти.
1949-, 1950-йиллири уйғурлар омумий нопусниң 85 пирсәнтини тәшкил қилатти. әмма бүгүн хитайниң рәсмий санлиқ мәлуматиға қариғанда, бу нисбәт 85 пирсәнттин 42 пирсәнткә чүшүп қалған.
ши җинпиң 2013-, 2014-йиллири һакимийәт бешиға чиққандин кейин, бу кәмситиш вә ассимилйатсийә сийасити зор дәриҗидә өзгирип, ирқий қирғинчилиқ сийаситигә айланди.
2014-йилдики «қаттиқ зәрбә бериш» һәрикитини дәватамсиз? хитай буниң террорлуқ вә әсәбийликни йоқитиш билән мунасивәтлик икәнликини ейтиду. сиз буни бурулуш нуқтиси дәп қарамсиз?
шундақ, бу бир бурулуш нуқтиси. шуниңдин кейин хитай һөкүмити миллий ассимилйатсийә вә етник тазилаш сийаситини йолға қойди.
етник тазилаш сийаситиму?
шундақ.
сиз хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартиш үчүн, дунйа уйғур қурултийида рәһбәрлик қилған дәвриңизниму өз ичигә алған һалда, узун йиллардин буйан һәрикәт қилип кәлдиңиз. сотта ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәвасини оттуриға қойғанда, лагерларда йүз бәргән ишлар вә диний бастуруш тоғрисида қандақ дәлиллириңиз бар?
ши җинпиң дәвридә хитай һөкүмити 2014-йилдин башлап ассимилйатсийә вә кәмситиш сийаситини қәдәмму қәдәм ирқий қирғинчилиқ сийаситигә айландурди. бу бир күн ичидә йүз бәргән әмәс, бәлки тәдриҗий елип берилди.
андин хитай синашқа башлиди. биз сүнний мусулман болғанлиқимиз үчүн, улар барлиқ диний паалийәтләрни чәклиди. мәсилән, рамизанда роза тутуш мәни қилинди, қуранниң барлиқ нусхилири йиғивелинди.
хитай һөкүмити 2015-йили мөһләт бәлгилиди: өйидә қуран сақлиған һәрқандақ киши уни сақчихана йаки йәрлик һөкүмәткә тапшуруши керәк иди. әгәр қуран йаки башқа диний китаблирини тапшурмиса, кейин сақчилар өйини ахтуридиған, диний китаб тепилса җазалайдиған болди.
кишиләр китабларни сақчиханиға апарди, лекин шуниң билән йәнә бир мәсилә пәйда болди. һөкүмәт хадимлири: «динға етиқад қилғанму? қуран оқуғанму? намаз оқуғанму?» дәп сорап, узақ сорақ қилатти.
шуниң билән кишиләр қуран вә диний китабларни тапшуруштинму қорқидиған болди.
бәзи уйғурлар диндар болсун йаки болмисун, қуранни сақлап қалди. чүнки һеч болмиғанда биз мусулман, қуран биз үчүн бир бәлгә иди.
биз бу мәсилини б д т да оттуриға қойдуқ, б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинлириға давамлиқ қатнаштуқ. лекин нурғун дөләт, хәлқара тәшкилат, болупму мусулман дөләтлиридин бизгә һечқандақ инкас болмиди.
2016-йили авғустта улар барлиқ паспортларни йиғивелип, чәт әлгә чиқишни тохтатти. интернет вә барлиқ алақә йоллириму үзүветилди.
хәлқара җәмийәт йаки ғәрб дөләтлиридин әстайидил инкас болмиди. пәқәт кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати билән хәлқара кәчүрүм тәшкилати байанат елан қилди, халас.
2016-йилдин башлап улар кишиләрни йиғивелиш лагерлириға әвәтишкә башлиди. биз үч милйондин артуқ кишиниң лагерларға қамалғанлиқини мөлчәрләймиз.
2018-йили б д т ирқий айримичилиқни түгитиш комитети хитайниң доклатини қарап чиқти. шу чағда б д т мутәхәссислири бир милйондин артуқ уйғур, қазақ вә башқа милләт әзалириниң аталмиш «қайта тәрбийәләш» лагерлирида тутуп турулуватқанлиқини ашкарилиди.
у вақитқичә хитай һөкүмити һәммини инкар қилип, «биздә бундақ мәркәзләр йоқ, тутуп турушму йоқ» дәп кәлгән иди.
лекин кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, дунйа уйғур қурултийи вә 20 дин артуқ хәлқара тәшкилат дәлиллирини қошуп доклат сунди. б д т мутәхәссислири хитайниң доклатини тәкшүрди. мәнму җәнвәдә шу йәрдә идим.
шуниңдин кейин хитай һөкүмити реаллиқни йошуруш вә инкар қилишни давамлаштуралмиди. улар: «һәә, биздә мәркәз бар, лекин у тутуп туруш орниму, йиғивелиш лагериму әмәс; у кишиләрни техиму йахши кәлгүси үчүн тәрбийәләйдиған кәспий тәрбийәләш мәркизи» деди.
лекин нурғун пирофессор, зийалий, путболчи, нахшичи, өсмүр вә пенсийонерлар лагерларда тутуп турулди; апамму шуларниң ичидә иди.
апам 2018-йили бир йиғивелиш лагерида вапат болди. у 78 йашта иди.
паалийитиңиз сәвәбидин аилиңизниң өч елишқа учриғанлиқини ейтисиз.
шундақ. аиләм, апам вә пүтүн аилә әзалирим билән ахирқи қетим 2017-йили 4-айниң оттурилирида телефонда сөзләшкән идим.
14 айдин, йәни бир йилдин көпрәк вақиттин кейин апамниң вапат болғанлиқ хәвирини алдим. у вапат болуп үч һәптигә йеқин вақит өткәндин кейин андин хәвәр таптим.
2022-йили йәнә бир йүрәк ечиштуридиған хәвәрни аңлидим: дадам вапат болупту. буниму хитай таратқулиридин билдим. нәччә йил өткән болсиму, униң зади қайси йил, қайси ай, қайси күни, қәйәрдә вә қандақ шараитта вапат болғанлиқини һазирғичә билмәймән. өйдиму, дохтурханидиму йаки йиғивелиш лагеридиму — һечқандақ хәвирим йоқ.
һәтта униң қәбристанлиқиниң қәйәрдә икәнликиниму һазирғичә билмәймән.
2021-йили әркин асийа радийосидин кичик акамниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини билдим.
муддәтсиз қамақму? конкрет қандақ әйиб қойулған?
йақ, билмәймән.
чоң акам математика пирофессори; у 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
өткән тоққуз йилда аиләм һәққидә алалиған хәвәрлиримниң һәммиси мушу. апам билән дадам маңа охшаш паалийәтчи йаки сийасәтчи әмәс, наһайити аддий кишиләр иди. аилә әзалиримниң бирдинбир «җинайити» уларниң уйғур болуши иди.
мениң әһвалим йәккә әмәс. барлиқ хизмәтдашлиримниң мушуниңға охшаш һекайилири бар.
хитайниң сизгә қаратқан әйибләшлирини биваситә сорай. улар сизни бөлгүнчи дәп атайду. сийасий нишаниңиз зади немә? мустәқил уйғур дөлитини, техиму кәң аптономийәни йаки пәқәт кәмситишниң ахирлишишини халамсиз?
хитай уйғурларни әйибләйду. хитайниң байани һәмишә өзгирип туриду.
нйу-йорктики 11-сентәбир террорлуқ һуҗумидин илгири, хитай уйғурларни бөлгүнчилик, сатқунлуқ вә диний әсәбийлик билән әйибләйтти.
шу вәқәдин кейин әйибләш «террорлуқ»қа өзгәрдиму?
шундақ. 11-сентәбирдин кейин америка террорлуққа қарши уруш башлиди. хитай болса «бу наһайити мукәммәл баһанә» деди. бир кечидила «бизму террорлуқниң қурбани» дегән байанға өтти. биз мусулман болғачқа, бизни террорчи дәп әйибләш асан иди.
лекин районда террорлуқ вәқәлири болған. қалаймиқанчилиқ, бир қатар һуҗумлар, пичақлиқ һуҗум вә зораванлиқ вәқәлири йүз бәргән.
әлвәттә, бәзидә бундақ ишлар йүз бәргән; чүнки адаләтсизлик вә кәң көләмлик өлтүрүшләр болувататти.
мәсилән, 2009-йили 5-ийул наһайити тинч бир намайиш өткүзүлүвататти. андин хитай һөкүмити бир күндә, рәсмий сан бойичә, 173 кишини өлтүрди.
кейин хитай һөкүмити тинч намайишниң зораванлиққа айланғанлиқини ейтип, «бу террорлуқ һуҗуми» деди.
районда қандақ өзгириш көрүшни халайсиз? сиз арзу қилидиған сийасий кәлгүси қандақ?
бу йәр рәсмий һалда «шинҗаң уйғур аптоном райони» дәп атилиду, лекин биздә һечқандақ аптономийә йоқ.
хитай коммунист партийәси бу дөләтни ишғал қилиштин илгири, бу йәр милләтчи хитай һөкүмитиниң һәрбий контроллуқида иди. улар контрол қилди; кейин биз күрәш қилип, мустәқиллиқ җакарлидуқ.
шуңа бу «аптономийә» уйғурларға пәқәт кәң көләмлик өлтүрүш, зийанкәшлик, тәһдит вә ассимилйатсийә елип кәлди. һазир бу сийасәт ирқий қирғинчилиқ сийаситигә айланди.
дунйа уйғур қурултийи бир уйғур тәшкилати сүпитидә, хәлқара қанунға асасән өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини тәләп қилиду.
соални қайта сорай. өзиңизни «бөлгүнчи» дәп аташ адил, дәп қарамсиз? бу сизгә берилгән мувапиқ намму?
хитай һөкүмити үчүн бу бөлгүнчилик вә террорлуқ һесаблиниду.
хитай уйғурларниң 99 пирсәнти хитай түзүмидин рази, пәқәт наһайити аз сандики кишиләрла бөлгүнчи, дәп қарайду. әгәр буниңға ишинидиған болса, шотландийә йаки квебектикигә охшаш, өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини етирап қилидиған хәлқара қанунға асасән хәлқтин сорап бақсун.
хәлқара инкасқа өтәйли. уйғур мәсилисигә болған хәлқара қоллаш бир қанчә йил илгирикидин азайди, дәп қарамсиз? трамп һөкүмити дәвридә һазирқи вәзийәт қандақ?
америка дөләт мәҗлиси ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә мунасивәтлик қарар мақуллиди. бу трампниң биринчи нөвәтлик һөкүмити дәвридә болған.
америка һөкүмитиму уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилди; бу һәқтики байанат майк помпейо дәвридә елан қилинди вә пирезидент трамп имзалиди. байден һөкүмити бу қоллашни вә инсанийәткә қарши җинайәт дегән мәйданини давамлаштурди. америка дөләт мәҗлисидә икки партийәниңму қоллишиға игә.
латин америкасичу? бу йәрдә мәлум мәнидә җуғрапийәлик-сийасий тартишиш бар; трамп һөкүмити аталмиш «йәршари җәнуби»да тәсирини қайта күчәйтишкә тиришиватиду. бу вәзийәтни өзгәрттиму? бүгүн аргентина ташқи ишлар министирлиқи һәққидә азрақ сөзләштуқ; пүткүл райондиму әһвал шундақму?
латин америкаси һәққидә ениқ бир немә дейиш бир аз қийин; чүнки у йәрдә уйғур җамаити вә уйғур тәшкилати йоқ.
2022-йили б д т кишилик һоқуқ кеңишигә қатнашқан вақтимизда, уйғурларға мунасивәтлик бир қарар лайиһәси кеңәшкә сунулди.
19 дөләт хитайни, 17 дөләт қарар лайиһәсини қоллиди; 11 дөләт аваз бериштин ваз кәчти.
латин америкасидики һечқандақ дөләт қарар лайиһәсини қоллимиди. есимдә қелишичә, бәзилири аваз бериштин ваз кәчти.
биз латин америкаси хәлқи вә һөкүмәтлиригә бу мәсилини чүшәндүрүшимиз керәк. чүнки хитай өзиниң иқтисадий әвзәлликидин пайдилинип, бу дөләтләргә бесим қилиду.
хитай иқтисадий бесим арқилиқ бу мәсилини җимиқтурамду?
шундақ, һәр дәриҗидә шундақ. байа ейтқинимдәк, 2022 вә 2024-йиллири буенос айресқа кәлгинимиздә, шу чағдики һөкүмәтни хитайға интайин майил дәп аңлиған идим; қаримаққа шундақ иди. шундақ болсиму, һөкүмәт әмәлдарлири билән көрүшәлидуқ, улар бизни қобул қилди.
һазирқи һөкүмәт хитай коммунист партийәсини техиму көп әйибләйду. шундақтиму, улар биз билән көрүшүшни рәт қилди вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ йиғининиму өз ичигә алған һалда пуқралар җәмийитигә бесим қилинди.
латин америкаси, болупму аргентина 1976-йилдин 1983-йилғичә болған диктаторлуқ түзүми һәққидә чоңқур тәҗрибигә игә; йәттә йилда миңлиған киши из-дерәксиз йоқалған.
мән бу йәрдики ESMA музейини зийарәт қилдим. у дәврдики кишиләр дуч кәлгән әһвал билән бүгүнки кишиләр дуч келиватқан ишлар арисида нурғун охшашлиқни көрдүм.
аргентинадики диктаторлуқ билән сиз шәрқий түркистанда йүз бериватиду дәватқан ишлар оттурисида охшашлиқ барму?
наһайити охшаш. диктаторлар вә мустәбит һөкүмәтләр бир-биридин өгиниду.
аргентина өзиниң тарихиға қулақ селиши керәк.
әмди аргентинадики қануний делоға өтәйли. 2022-йили уйғур тәшкилатлири вә зийанкәшликкә учриғучилар хитай әмәлдарлирини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт билән әйибләп җинайи әрз сунди. 2025-йили ийунда аргентина федератсийә җинайи ишлар әрзийәт соти омумйүзлүк әдлийә һоқуқиға асасән тәкшүрүш башлашқа қануний тосалғу йоқ, дәп һөкүм қилди.
бу уқумни билмәйдиғанлар үчүн ейтқанда, омумйүзлүк әдлийә һоқуқи бир дөләтниң сотлириға башқа бир дөләттә өткүзүлгән еғир хәлқаралиқ җинайәтләрни, алақидар кишиләр өз пуқраси болмиған тәқдирдиму тәкшүрүш һоқуқи бериду.
немә үчүн аргентинани таллидиңиз? бу дело арқилиқ немигә еришишни үмид қилисиз?
бу йахши соал.
2021 вә 2022-йиллири йавропа, америка вә канададики 10 дин артуқ дөләт парламенти, шундақла йавропа парламенти уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилидиған қарарларни мақуллиди.
2021-йили лондонда хәлқ соти, йәни мустәқил уйғур соти өткүзүлди. сир җефрей найс 18 ай ичидә тәкшүрүш елип берип, 100 миң һөҗҗәт топлиди; барлиқ дәлилләр толуқ хатириләнди. мустәқил сот 2021-йили 9-декабирдики һөкүмидә, хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә қарши җинайәт вә қийин-қистақ садир қилғанлиқини бекитти.
буниңға бир адвокат рәһбәрлик қилған. бу йәрдә шуни тәкитләш керәкки, у рәсмий қануний сот әмәс, бәлки бир сот һәйити, мундақчә ейтқанда мустәқил тәкшүрүш иди.
шундақ.
хитай хәлқара җинайи ишлар сотиға әза әмәс. хәлқара сот мәһкимисигә кәлсәк, хитай б д т хәвпсизлик кеңишиниң әзаси вә рәт қилиш һоқуқиға игә. башқа хәлқаралиқ механизм йоқ. шуңа пәқәт мушу мустәқил сот һөкүм чиқарди. әлвәттә, униң һөкүми мәҗбурлаш күчигә игә әмәс, лекин һеч болмиғанда наһайити көп һөҗҗәт вә қануний дәлил топлиди.
маһийәттә, бу силәргә техиму көп дәлил топлаш имканийити бериду.
шундақ, техиму көп дәлил. хитай өткүзгән җинайәтлири үчүн җавабкарлиққа тартилиши керәк.
аргентина асасий қанунида омумйүзлүк әдлийә һоқуқи бар, роһингаларниңму бу йәрдә бир делоси бар. биз адвокатлар, хәлқара кишилик һоқуқ мутәхәссислири вә қанунчилар билән сөзләшкәндә, улар аргентинаниң мустәқил әдлийә системиси болғачқа, йахши җай икәнликини ейтти. шуңа биз әрзни бу йәргә сундуқ.
аргентинадики һәммә адәм бу қаришиңизға қошуламду, билмәймән, әмма давамлаштуруң!
шундақтиму, шундақтиму!
һазир төт йил болди. әдлийә системисиниң мустәқил икәнликигә гуваһ болдуқ, әмма толуқ әмәс. бәзидә һөкүмәтниң тәсиригә учриши мумкин.
хитай һөкүмитиниң дәл мушу сот делоси һәққидә аргентинаға бесим қилғанлиқиға даир дәлилиңиз барму?
йақ, биздә дәлил йоқ, лекин буни һес қилалаймиз.
чүнки бу қетим хитай һөкүмити хәлқаралиқ кишилик һоқуқ йиғинини тосушқа, һәтта сорунини өзгәртишкә вә паалийәтни әмәлдин қалдурушқа урунди. буниңға селиштурғанда, сот делоси техиму чоң мәсилә.
дело ахирида хитай әмәлдарлириға қарши һөкүм билән ахирлашқан тәқдирдиму, аргентина ши җинпиңни башқа бир дөләттә сәпәр қиливатқанда қолға алалмайду. башқиларниң маңа чүшәндүрүшичә, делониң әмәлий қиммити сот арқилиқ дәлил топлаш вә уни сақлаш пурсити йаритишта. биз дәватқан нәрсә мушуму? йәни, әгәр дело шу басқучқа йәтсә сиз әлвәттә хушал болидиған җинайәт бекитиш һөкүмидин көрә, аргентинадики сот делолириниң қандақ вә қанчилик узун давамлишидиғанлиқини ойлашқанда, он йилдинму көпрәк вақит кетиши мумкин болған узун муддәтлик тиришчанлиқни сөзләватимизму?
биз йәнила ишинимиз. бу қетим адвокатлиримиз биләнму көрүштуқ. дело давамлишиватиду, әмма қанчилик вақит кетидиғанлиқини билмәймиз.
биздә йетәрлик күчлүк дәлилләрму бар.
биз тәййар; лагердин қутулған бир қисим кишиләр вә башқа гуваһчиларму сотта гуваһлиқ беришкә тәййар.
сиз дуч кәлгәнликиңизни ейтқан шәхсий бәдәл вә бесимларға қаримай, бу ишни давамлаштурушиңизға немә түрткә болуватиду? һеч чарчап қалмамсиз?
мәқсәт хитайни җавабкарлиққа тартиш. бу интайин мүшкүл бир хирис.
ахирқи нишан, әлвәттә, түрмидә азаб чекиватқан, мәҗбурий йоқитиветилгән, өлтүрүлгән йаки башқа дәпсәндичиликләргә учриған үч милйондин артуқ кишиниң азабиға хатимә бериштур.
биз қорқмай йашайдиған әркин инсан болушни, әркинлик вә баравәрликни халаймиз.
һазир алди билән милйонлиған кишиниң әркинлики үчүн күрәш қилишимиз керәк. чүнки бу милйонлиған бигунаһ кишиниң һечқандақ җинайити йоқ.
уларниң бирдинбир «җинайити» уйғур болуп туғулғанлиқи.
әлвәттә, бәзилири сийасий сәвәб билән қамалған; бәлким бир қанчә пирсәнти хитай һакимийитигә қарши болуши мумкин. лекин көпчиликиниң һечқандақ җинайити йоқ. уларниң «җинайити» уйғур миллитигә тәвә болуши.
шуңа һазир лагерларни тақаш үчүн күрәш қиливатимиз.
лагер дегәндә түрмиләрни көздә тутамсиз? бүгүн зади қанчә лагер бар?
лагерлар һазирму бар. лекин бәзи лагерлар тезликтә түрмигә өзгәртилди.
йеқиндин буйан хитай һөкүмити бәзи өзгиришләрни тәшвиқатқа ишлитиватиду. бәзи уйғурлар аилисини йоқлаш үчүн сайаһәт қилалайду; шәрқий түркистандики бәзи уйғурларму чәт әлгә чиқип аилә әзалирини йоқлийалайду.
лекин шәрти шуки, у тәшвиқатқа хизмәт қилиши вә «һәммә иш йахши» дейилиши керәк.
сиз қайтип бараламсиз? әмди хитай дөләт тәвәликиңиз йоқ, шундақму?
мән хитай пуқраси әмәс, германийә пуқраси. 1994-йили айрилғиним үчүн, улар мени террорчи деди. 32 йилға йеқин вақит өтти; мән қайтип берип бақмидим.
әгәр бейҗиң айродурумида туйуқсиз пәйда болсиңиз, кәлгиниңиз чоң хәвәр болуп кетиши мумкин!
2009-йили җәнубий корейәниң сеул шәһиридә бир хәлқаралиқ йиғинға қатнишишқа барғанда, чеграда төт күн тохтитип қойулдум. хитайға қайтуруветилиш хәвпигә дуч кәлдим. бейҗиңдин төт хитай сақчиси мени хитайға елип кетиш үчүн сеул айродурумиға кәлди.
америка һөкүмити, ташқи ишлар министирлиқи, америка баш әлчиси, шундақла германийә баш әлчиси вә германийә ташқи ишлар министирлиқи наһайити күчлүк бесим қилди.
бир тәрәптә хитайниң, йәнә бир тәрәптә америка, йавропа иттипақи вә германийәниң бесими бар иди.
наһайити чоң муназирә вә талаш-тартиш болди.
әң ахирқи пәйттә, мән мәхпий һалда германийәгә қайтуруветилдим.
хитай мени дунйаниң һәммә йеридә көзитиватиду вә мени хитайға елип кәтмәкчи болуватиду.
аргентинадики делодин күтидиған нишаниңиз немә?
нишан шуки, бу җинайәт вә җинайәткә шерик болуш қилмишлири хәлқара қанун бойичә җавабкарлиққа тартилиши керәк.
бәлким биз мувәппәқийәт қазинимиз; аргентина соти бирәр һөкүм чиқирип, биз утуп чиқимиз. бәлким аргентина ши җинпиңни қолға алалмаслиқи мумкин. буму мумкин.
лекин һеч болмиғанда униң символлуқ қиммити уйғур хәлқи үчүн муһим. чүнки биз һәммә нәрсимиздин айрилдуқ, әмма үмидимизни һечқачан йоқатмидуқ.
әгәр үмидимизни йоқатсақ, хитай һөкүмитиниң һәммимизни сүкүткә мәҗбурлаш мәқсити әмәлгә ашиду. үмид йоқалса, уйғурларни йоқитиш асанлишиду.
шуңа биз давам қилимиз. барлиқ имканийитимиздин пайдилинип, хәлқара җәмийәт хитайниң мәқситини билсун дәп тонушни өстүрүшни давамлаштуримиз. 1948-йиллиқ ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң алдини елиш вә уни җазалаш әһдинамисини 150 дин артуқ дөләт имзалиған вә тәстиқлиған. лекин бүгүн «әмди һәргиз тәкрарланмайду» дейилгән иш қайта йүз бериватиду; бу ирқий қирғинчилиқ пүткүл дунйаниң көз алдида давам қиливатиду.
бу җинайәтләр үчүн җавабкарлиқ сүрүштүрүлүши керәк.
һеч болмиғанда бизгә охшаш кишиләр дунйаниң мәлум бир йеридә йәнила адаләт барлиқиға ишинәлиши керәк.
вақит аҗритип бәргиниңизгә көп рәһмәт, долқун әпәндим.
мәнму силәргә көп рәһмәт ейтимән.
мәнбә хатириси
James Grainger. “Uyghur activist Dolkun Isa: ‘China should be held accountable for its crimes’.” Buenos Aires Times, 2026-йили 19-сентәбир, саәт 00:57. мәхсус зийарәт. әсли тили: инглизчә. зийарәт қилинған чесла: 2026-йили 19-сентәбир.