иккинчи шәрқий түркистан миллий армийәси. сүрәт: X
хитай бир земин дәвасини мирас алди; шуниң билән биллә, уйғурларға қарита техи җавабсиз қалған сийасий мәҗбурийәтниму мирас алди.
аптор: асиийә уйғур | 2026-йили 23-сентәбир | нәшр қилғучи: «земистан» (Bitter Winter)
түркистан таймз тәрҗимиси
уйғур филими «нәсирдин әпәнди»дики бир көрүнүштә, бир пүтүн кавап тоху падишаһ вә униң аилисиниң алдиға қойулиду. нәсирдин әпәндидин уни адил тәқсимләш тәләп қилиниду. у хан җәмәтидики һәр бир кишигә символлуқ бир парчә—падишаһқа бешини, башқиларға башқа қисимлирини—бериду; бирақ тәқсиматни контрол қилған киши әң чоң үлүшни өзигә қалдуриду.
бу көрүнүш пәқәт күлкиликла әмәс; у һоқуққа мунасивәтлик. бир пүтүн нәрсиниң қандақ бөлүнидиғанлиқини бәлгиләйдиған киши тәңсиз орунлаштурушни тәртиплик, кәң қорсақ, һәтта адил көрситәләйду.
бу логика бүгүнки шәрқий түркистанниң сийасий қурулмисини чүшинишниң бир йолини тәминләйду.
хитай бу земинни «шинҗаң уйғур аптоном райони» дәп атайду. һалбуки, бейҗиңниң өзи 2021-йили елан қилған ақ ташлиқ китабта районлуқ миллий аптономийә вә аптоном районларниң «һечқандақ бир милләтниң мәхсус игидарчилиқи әмәс»ликини байан қилған. демәк, бейҗиң уйғур аптономийәси үчүн бекитилгән бу земинниң уйғур хәлқигә тәвә аптоном вәтән икәнликини очуқ-ашкара рәт қилиду.
уйғурлар рәһбәрликидики вәкилләр хитайниң әйни чағдики мәркизий һөкүмити билән сийасий келишим үстидә сөһбәтләшкәнликигә 80 йил болған бүгүнки күндә, бу мәйдан техи җавабсиз бир соални оттуриға қойиду: хитай хәлқ җумһурийити қурулуштин илгири хитай намидин уйғурларға берилгән вәдиләр қәйәргә кәтти?
таллаш даириси тарийиватқан шараитта түзүлгән келишим
1944-йили нойабирда гоминдаң һакимийитигә қарши туруш һәрикити давамлишиватқанда, или, тарбағатай вә алтайдин ибарәт үч вилайәттә иккинчи шәрқий түркистан җумһурийити җакарланди. бу җумһурийәтниң мәвҗут болуп туруши зор дәриҗидә совет иттипақиниң маддий йардими вә совет чеграсиға йеқин болушниң қоғдишиға тайинатти.
үч вилайәт сийасий җәһәттин бир хил әмәс иди; һәрикәткә уйғурлар, қазақлар вә башқа хәлқләрму қатнашқан. совет тәсири чоңқур иди. москваниң йардими уйғур мустәқиллиқиға болған халис вә пидакарлиқ роһидики вәдә әмәс иди. сталинниң сийасити алди билән совет чегра бихәтәрлики, оттура асийадики тәсир күчи вә хитайға қарита техиму кәң даирилик содилишиш орни тәрипидин бәлгиләнгән.
иккинчи дунйа уруши ахирлишишқа йүзләнгәндә, бу реаллиқ техиму рошәнләшти. 1945-йили февралда өткүзүлгән йалта йиғини совет иттипақиниң йапонийәгә қарши урушқа киришини шәрқий шималий асийадики истратегийәлик имтийазларға бағлиди. кейинки сөһбәтләрдә москваниң манҗурийә вә моңғулийәдики мәнпәәтлири гоминдаң һөкүмити билән һасил қилинған техиму кәң келишимниң бир қисмиға айланди. совет иттипақиға майил моңғулийә сталин үчүн һайатий муһим тосуқ район иди.
уйғур әркинлики йалта келишиминиң бир маддисида рәсмий һалда «содиға селиветилмигән» иди. әмма сийасий нәтиҗә наһайити рошән болди: москва әмди мустәқил уйғур дөлитини қоғдашқа әрзийдиған нишан дәп қаримайтти. сталин 1945-йили ийулда җйаң җеши һөкүмитини қоллаш вә шәрқий түркистандики қозғилаңчиларни қоллашни тохтитишқа вәдә бәрди. сталин хитай билән мурәссә қилишни таллиғандин кейин, иккинчи шәрқий түркистан җумһурийитиниң давамлиқ кеңийиши истратегийәлик җәһәттин қолайсиз болуп қалди.
совет иттипақи үч вилайәт тайинип кәлгән йардәмни қисқартти вә уларниң рәһбәрлирини гоминдаң билән сөһбәтлишишкә қистиди. буниңдин һасил болған келишим әркин шараитта һәрикәт қилидиған тәң күчләр арисида түзүлмигән иди. совет йардими болмиса, миллий армийәниң урушни давамлаштуруши йаки хәлқни гоминдаңниң қайтурма һуҗумидин қоғдиши асан әмәс иди.
1946-йили 2-йанварда гоминдаң һөкүмитиниң вәкиллири билән иккинчи шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң һәйити «11 маддилиқ тинчлиқ шәртлири» дәп аталған асасий келишимни имзалиди. бу келишим вә униң кейинки қошумчә маддилири йәрлик сийасий қатнишиш, диний әркинлик, җамаәт ишлирида йәрлик тиллар билән хитайчиниң ишлитилиши, мәдәнийәт вә маарип һоқуқлири, тутқунлар, бирләшмә өлкилик һөкүмәттә вәкиллик қилиш вә миллий армийәниң кәлгүси қатарлиқ мәсилиләрни өз ичигә алған. тарихшунас ваң кениң тәтқиқатида бу маддилар әслигә кәлтүрүлүп тәһлил қилинған. шу йили ийунда иккинчи қошумчә келишим имзалинип, бирләшмә һөкүмәт қурушқа йол ечилған.
бу келишим тоқунушни һәл қилалмиди. сийасий ихтилаплар кеңәйгән вә вәдиләр орунланмиған шараитта бирләшмә һөкүмәт қурулмиси йимирилди. әмма келишимниң толуқ иҗра қилинмиғанлиқи йаки үч вилайәт ичидики ихтилаплар асасий тарихий пакитни бикар қилалмайду: уйғурлар рәһбәрликидики вәкилләр бу келишимгә хитай һөкүмранлиқиниң пассип қобул қилғучилири сүпитидә әмәс, бәлки сөһбәтчи тәрәп вә тәшкиллик сийасий күч сүпитидә қатнашқан.

әхмәтҗан қасими (1914–1949) вә абдукерим аббасоф (1921–1949) 1946-йили җйаң җеши (1887–1975) билән көрүшмәктә. мәнбә
сталинниң арилишишиға даир хитайниң өз хатириси
кейинки хатириләр немә үчүн келишимни рәт қилишниң хәвпсиз таллаш болмиғанлиқини көрситиду.
хитай иҗтимаий пәнләр академийәси елан қилған бир тәтқиқат совет иттипақиниң 1949-йилдики сийаситини кишини һәйран қалдуридиған дәриҗидә рошән байан қилған. тәтқиқатта сталинниң кечиктүрүш америкиниң арилишишиға йол ечиши мумкинликини агаһландуруп, хитай коммунистик партийәсини (х к п) «шинҗаңни ишғал қилиш»ни кечиктүрмәсликкә дәвәт қилғанлиқи йезилған. тәтқиқатта йәнә сталинниң хитай қисимлириға йардәм қилиш үчүн 40 данә күрәшчи айропилан тәклип қилғанлиқи байан қилинған. униңда мав зедуңниң совет иттипақиниң х к п ниң бу районни тездин игилишигә «интайин тәшәббускар» болғанлиқи, «җәң үчүн нәччә он айропилан»ни өз ичигә алған һәр хил йардәмләрни берәләйдиғанлиқи һәққидики баһасиму хатириләнгән.
охшаш тәтқиқатта совет иттипақиниң кейин шәнши, гәнсу вә чиңхәй арқилиқ һава йоли ечиш вә хәлқ азадлиқ армийәси ниң илгирилишини тезлитиш үчүн 30 дин 50 кичә тиранспорт айропилани аҗратқанлиқи байан қилинған. шундақла москваниң шәрқий түркистанда сақлиниватқан қорал-йарағ вә оқ-дориларни йеңи хитай һөкүмитигә өткүзүп бәргәнликиму хатириләнгән. бу қораллар совет иттипақи гоминдаңға майил һөкүмран шең шисәй билән мунасивитини үзгәндин кейин, қораллиқ күрәш үчүн йәрлик күчләргә берилгән иди.
бу етираплар бир чағда үч вилайәтниң мәвҗутлуқиға имкан йаратқан совет сийаситиниң кейин коммунист хитайниң ишғалийитини қолайлаштурушқа қандақ бурап ишлитилгәнликини көрситиду. үч вилайәт совет йардимидин айрилғандин кейин 11 маддилиқ тинчлиқ шәртлирини рәт қилған болса, бир тәрәптин гоминдаңға, йәнә бир тәрәптин өзиниң бирдинбир ташқи бихәтәрлик капаләтчисиниң йардәмни тохтитишиға—һәтта кейинчә қарши тәрәпкә өтүшигә—дуч кәлгән болатти.
мәсилә әмди пәқәт миллий армийәниң бир җәңдә ғәлибә қилалайдиған-қилалмайдиғанлиқи әмәс иди. бәлки кичик, деңизға чиқиш йоли йоқ бир сийасий гәвдиниң, уни қоллиғучи күч бу земинға игидарчилиқ дәваси қиливатқан дөләт билән мурәссә қилишни қарар қилғандин кейин, мәвҗут болуп туралайдиған-туралмайдиғанлиқи иди.
бейҗиңниң совғиси әмәс, сийасий келишим
хитай коммунистик партийәсиниң өз тарих байанлириму бу келишимниң мәвҗут болғанлиқини инкар қилмайду. әксичә, улар үч вилайәт қошунлириниң илгирилиши гоминдаңни сөһбәткә мәҗбур қилғанлиқини байан қилиду; әхмәтҗан қасими, абдукерим аббасоф вә исһақ бәгниң 11 маддилиқ тинчлиқ шәртлирини түзүш йаки иҗра қилишқа қошқан төһписини махтайду. партийә тарихи материйаллири буни ениқ байан қилиду.
бу муһим. келишим пассип пуқраларға йуқиридин берилгән ақкөңүл имтийаз әмәс, бәлки хитай мәркизий һөкүмити билән уйғурлар рәһбәрликидики тәшкиллик, көп милләтлик сийасий вә һәрбий күч арисида сөһбәт арқилиқ һасил қилинған сийасий келишим иди. үч вилайәт һәйити тәләп қойалайдиған, келишим түзәләйдиған вә мәркизий даириләр билән һөкүмәткә қатнишалайдиған бир тәрәп сүпитидә муамилә қилинған.
бейҗиң бу тарихни өчүрүвәтмиди. уни башқа бир байанға сиңдүрүп, үч вилайәт һәрикитини х к п ниң бу районни ахирқи қетим «азад қилиши»ниң дәсләпки баби сүпитидә көрсәтти. бу хил қайта байанда келишимниң өзидики сийасий мәна йоқап кетиду: уйғурлар пәқәт сийасәтниң қобул қилғучилирила әмәс, бәлки вәкиллири һоқуқ, түзүм вә һоқуқ даириси һәққидә сөһбәтләшкән сийасий хәлқ иди.

земин давамчанлиқини таллап қобул қилишқа болмайду
хитай хәлқ җумһурийити 1949-йили өзини хитайдин айрилип чиққан йеңи бир дөләт дәп көрсәтмиди. у өзини гоминдаңниң орнини алған хитай һөкүмити дәп җакарлиди. шуңа бейҗиңниң шәрқий түркистан үстидики һоқуқ дәваси алдинқи хитай дөлити билән болған давамчанлиққа тайиниду.
әмма давамчанлиқни тамақ тизимликидәк халиғанни таллап, халимиғанни ташлайдиған усулда чүшинишкә болмайду.
1946-йилдики келишим хәлқарада етирап қилинған икки дөләт арисидики шәртнамә әмәс иди; уни бүгүн өзлүкидин иҗра қилиш күчигә игә хәлқаралиқ шәртнамә сүпитидә аддийла оттуриға қойғили болмайду. бу йәрдики мәсилә биваситә қануний чарә тәлипи әмәс, бәлки сийасий вә тарихий изчиллиқ мәсилисидур. алдинқи һөкүмәтниң земин башқуруш һоқуқини мирас елиш үчүн давамчанлиқни асас қилған һөкүмәт, шу алдинқи һөкүмәт намидин берилгән вәдиләр үчүнму җаваб бериши керәк.
вәкиллик, тил, мәдәнийәт вә сийасий қатнишиш капаләтлири немә үчүн сақланмиди? сөһбәт арқилиқ һасил қилинған келишимниң орниға бейҗиң йәккә тәрәплик лайиһәлигән бир түзүмниң қойулушини ким қарар қилди? дөләт земинни мирас елип, шу земиндики һөкүмранлиққа әгишип кәлгән сийасий мәҗбурийәтни қандақ асаста рәт қилалайду?
аптономийә уни чәклигән қурулмилардин кейин кәлди
вақит тәртипи нурғун нәрсини ашкарилайду.
бейҗиңниң өз хатирилири шәрқий түркистанда уйғур аптоном райони 1955-йили қурулуштин илгирила, 1954-йилиғичә бәш аптоном област вә алтә аптоном наһийә қурулуп болғанлиқини көрситиду. булар уйғур аптономийә бирликлири әмәс, бәлки моңғул, қазақ, қирғиз, туңган, шибә вә таҗикларға бекитилгән иди.
бу орунлаштуруш диққәткә сазавәр. моңғулларға байинғолин вә бортала аптоном областлири; қазақларға или қазақ аптоном области вә мори билән баркөл аптоном наһийәлири; туңганларға санҗи туңган аптоном области вә йәнҗи туңган аптоном наһийәси берилди. қизилсу қирғиз аптоном области, чапчал шибә аптоном наһийәси, ташқорған таҗик аптоном наһийәси вә қобуқсар моңғул аптоном наһийәсиму башқа бирликләр қатаридин орун алди.
уйғурларға болса, өз нами қойулған бу земинниң ичидә уйғур намидики бирәр аптоном област йаки наһийә берилмиди. «уйғур аптоном райони» дегән нам пәқәт мушу район асти аптоном земинлар тори қурулуп болғандин кейинла пәйда қилинди. хитай хәлқ җумһурийити районлуқ аптономийәгә мунасивәтлик сийасәт вә асасий қанун бәлгилимилирини илгирила қобул қилған болсиму, бүгүн асасий қануний рамкини тәминләйдиған «миллий территорийәлик аптономийә қануни» районға аптоном нами берилгәндин 29 йил кейин, йәни 1984-йили андин чиқирилди.
шуниң билән бир вақитта, районниң һәммә йеригә күчлүк мәркизий дөләт қурулмиси орунлаштурулувататти. шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни уйғур аптоном райони қурулуштин бир йил илгири, 1954-йили өктәбирдә қурулди. бейҗиң уни йәр ечиш вә чегра мудапиәсигә хизмәт қилидиған орган дәп чүшәндүриду. 2014-йиллиқ ақ ташлиқ китабта 2013-йилиниң ахириғичә биңтуәнниң 14 дивизийә вә 176 полк арқилиқ 70 миң 600 кивадрат километир земинни башқурғанлиқи хатириләнгән. биңтуән 1975-йили тарқитиветилип, 1981-йили қайта қурулған. бүгүн у партийә, һөкүмәт, һәрбий вә кархана функсийәлирини бирләштүргән болуп, иқтисадий пиланлири дөләтниң биваситә назаритидә. у уйғурларниң сийасий өз-өзини идарә қилиш оргини әмәс.
нәсирдин әпәндидики көрүнүш дәл мушу йәрдә аддий бир тәмсилдин һалқийду. сийасий қурулма пүтүн гәвдини аллиқачан бөлүп болған: башқа хәлқләргә аптоном земинлар бекитилгән, биңтуән болса мәркәздин башқурулидиған ғайәт зор земин, иқтисад вә бихәтәрлик бошлуқини игилигән. буниң сийасий нәтиҗиси уйғурларға районниң намини қалдуруш, әмма униң астида мәхсус уйғур земин бирлики бәрмәслик вә районниң земини, бихәтәрлики вә сийасий кәлгүсини шәкилләндүридиған органларни контрол қилиш һоқуқидин мәһрум қилиш болди.
етирап қилиш бүгүн немидин дерәк бериду?
мәсилә 80 йил бурунқи келишимни механикилиқ шәкилдә қайта тирилдүргили болидиған-болмайдиғанлиқида әмәс. мәсилә бейҗиңниң шәрқий түркистан үстидә үзүлмигән игилик һоқуқи дәваси қилиш билән бир вақитта, бу дәва билән биллә кәлгән, техи һәл қилинмиған сийасий һесабни етирап қилишни рәт қилалайдиған-қилалмайдиғанлиқида.
1946-йилдики келишимниң роһини етирап қилиш «аптономийә» дегән сөзни тәкрарлаштин көп нәрсини тәләп қилиду. у аптономийәни һәқиқий мәнигә игә қилидиған шәртләрни қайта тикләшни көрситиду: уйғур тилини әркин ишлитиш вә раваҗландуруш; диний вә мәдәний һайатни қоғдаш; һәқиқий вәкиллик қилиш; земин, органлар вә вәтәнни башқуридиған қурулмиларға даир қарарларда уйғурларниң әһмийәтлик авазға игә болуши.
хитай келишимни өчүрмиди. у келишимни өзиниң тарихий байаниға сиңдүрүп, униң мәркизий сийасий вәдисини җавабсиз қалдурди.
мәнбә: асиийә уйғур, «The Agreement Beijing Did Not Erase», Bitter Winter, 2026-йили 23-сентәбир. зийарәт қилинған чесла: 2026-йили 23-сентәбир. биваситә уланма