бүгүн 22-сентәбир, ислам үммитиниң йеқинқи заман тарихида өчмәс из қалдурған бүйүк мутәпәккур, мениң мәниви устазим мәвлана сәййид әбуләла мәвдуди (1903 – 1979) ниң бу паний аләмдин бақий аләмгә риһләт қилғанлиқиға 47 йил толған хатирә күнидур. мән бүгүнки бу алаһидә күндә, пүткүл һайатини қуранниң нури билән дунйани йорутушқа беғишлиған бу улуғ затни әсләш билән биргә, униң шаһ әсири болған «тәфһимул қуран»» ни уйғур тилиға тәрҗимә қилиш җәрйанида баштин кәчүргән, қан-тәр вә көз йашлар билән йуғурулған муһаҗирәт сәпиримни хәлқим билән ортақлишишни тоғра таптим.
тарихниң пайансиз чөллүклиридә гаһида шундақ бир мусапир пәйда болидуки, униң излири бир шамалда өчүп кетидиған қумға әмәс, инсанларниң қәлб-зеһинлиригә мәңгүлүк абидә болуп ойулиду. у келиду, сөзләйду, йазиду, дунйаға өткүр соалларни қойиду, заманниң җаһалити билән елишип, өз дәвриниң пикрий қараңғулуқлириға виҗдан чириғини йақиду... андин бир күни җимҗитла бу аләмдин кетип қалиду. әмма, у кәткәндин кейин андин билинидуки, әмәлийәттә у кәтмигән, бәлки арқисида пүткүл инсанийәткә, болупму езилгән мәзлум милләтләргә аләмшумул өткүр соалларни вә һайатий күчкә толған бир ойғиниш роһини қалдуруп кәткән болиду. мәвлана мәвдуди, дәл ашундақ бир тарихий сима, ашундақ бир улуғ вә өткүр соал иди.
20-әсирдә мусулманлар сийасий қуллуқ билән биргә, йәнә бир хил еғир қуллуқниң, йәни пикрий қуллуқниң қурбаниға айлинивататти. ғәрб мустәмликичилики уларниң роһиға сиңип кирип: «тәрәққийатниң мәниси ғәрблишиш, илим-пәнниң мәниси ғәрб тәпәккури, һайатни диндин айриветиш дәл заманивийлиқтур» дегән зәһәрни сиңдүрүвататти.
бу мустәмликичи система мусулманларға мундақ дәйтти: «исламни пәқәт мәсчит биләнла чәклә. намизиңни оқу, розаңни тут, әмма дунйа ишлирини, түзүм вә мәдәнийәтни бизниң қаидимиз бойичә йүргүз...».
әнә шундақ мусулманлар өз земинида өзиниң диниға йатлишиватқан вә ғәпләттә ухлаватқан бир пәйттә, зулмәт кечисини йиртип, бир сада йаңриди. бу сада қуруқ бир чуқан әмәс, бәлки шу қәдәр сүзүк вә шу қәдәр титрәткүч идики, миңлиған ухлаватқан зеһинләрни силкип ойғатти.
у сада: «ислам пәқәт бирнәччә түрлүк ибадәтниңла нами әмәс! ислам бир һайаттур, ислам бир тәпәккур, бир әхлақ, бир мәдәнийәт вә бир адаләттур! ислам мукәммәл бир һайат тәсәввури вә мизанидур!» дәп хитаб қилмақта иди.

мәвдуди мусулманларни материйализм вә атеизм (динсизлиқ) тин ибарәт җаһилийәт алдида тәп тартип, мудапиәлиниш писхикисидә йашаштин қутулдурушқа, исламни йәһудий-хиристийан мәдәнийити йетәкчиликидики ғәрб системисиға қарши, җәңгивар, мустәқил вә тәңдашсиз бир «йеңи өзгичә дунйа системиси» сүпитидә сунушқа тиришти. у мусулманларни аҗизлиқтин, пикрий җәһәттә өзигә ишинидиған роһий қудрәткә йетәклиди.
онлиған йилларғичә мусулманларниң пикрий бирликини парчилаш үчүн ингилиз вә йәһудийл мустәшриқлар бирликтә лайиһәләп чиққан «һидис инкарчилиқ питниси» гә қарши кәскин күрәш қилип, узун йил давам қилған илмий муназириләр вә полаттәк дәлилләр билән мат қилди вә исламни пиротистанлаштуруп андин йеңи бир «исламҗилизим» еқими йаратмақчи болған һәдис иикарчилиқ питнисиниң дилилсиз йалғанлирини, пикир бурмилаш нәйрәңлирини бир бир паш қилип, пакистанда пүтүнләй уни чиқмас һалға кәлтүрди.
мән мәвлана мәвдудиниң исми вә униң йалқунлуқ идийәси билән пәқәтла китаблар арқилиқ әмәс, бәлки нәвқиран қәлбимдә йениватқан бир милләт сөйгүси арқилиқ, интайин өзгичә вә тәсирлик бир шәкилдә тонушқан идим.
лаһордики улуғ билим дәргаһи «сәййид әбуләла мәвдуди хәлқара ислам институти» да оқуватқан мәзгиллиримдә, мөһтирәм устаз, бүйүк дәвәтчи хәлил әһмәд һамиди институттики барлиқ уйғур оқуғучиларға көзлири йашланған һалда мундақ бир иманға толған тарихий вәқәни сөзләп бәргән иди:
коммунист хитай һакимийити шәрқий түркистанни бесивелип, миллитимизниң җенини вә роһини асарәткә алған, шундақла «шинҗаң хитайниң айрилмас бир қисмидур» дәп пүтүн дунйаға җар селиватқан вә ислам дунйасидин һечким бу мустәмликичи байанатқа қарши чиқишқа петиналмайватқан әң қараңғу, сүкүткә чөккән дәврләрдә, мәвлана сәййид әбуләла мәвдуди радийо арқилиқ пүтүн аләмгә вә ислам үммитигә: «шәрқий түркистан хитайниң бир қисми әмәс, бәлки ислам дунйасиниң вә ислам үммитиниң қәтий айрилмас бир парчисидур!» дәп җараңлиқ хитаб қилған иди.
пүтүн дунйа бу ишғалийәт террориға қарши лал болуп, һечким бундақ җасарәтлик вә йүксәк авазда һәқни сөзлийәлмигән бир пәйттә, рәһмәтлик хәлил әһмәд һамиди устазниң ағзидин аңлиған мәвдудиниң бу гүлдүрмамидәк нидаси мениң пүтүн вуҗудумни, қәлб вә идийәмни зилзилигә салған иди. мениңдәк бир шәрқий түркистанлиқ мәзлум муһаҗир йашниң йүрикидә, бу улуғ затқа болған чәксиз муһәббәт, һөрмәт вә йашқа толған миннәтдарлиқ туйғуси дәл ашу минутта ташқа ойулғандәк томурлиримға орнап кәткән иди. шу күнидин башлап униң пикрий мираси мениң кәлгүси һайатимдики әң бүйүк мәниви хәзинәмгә айланди.
мәвлана мәвдудиниң қәлимидә карамәт бир хусусийәт бар иди. бу қәләм рәқибини йариландуруштин бәкрәк, оқурмәнгә өз симасини, өз һалини рәһимсизләрчә көрситип беридиған бир сеһрий әйнәк иди. униң әсәрлирини оқуватқан инсан гаһида ислам һәққидә ойланса, гаһида дунйа һәққидә, йәнә гаһида өз-өзи һәққидә ойлинишқа мәҗбур болатти. униң оттуриға қойған өткүр, йүрәкни тилидиған соаллири мундақ иди:
• сән аллаһқа ишинисән, ундақта һайатиңда бу иманниң нури қени?
• сән қуранни илаһий китаб дәйсән, ундақта, сәндин чиқиватқан қарарларда қуранниң роли қени?
• сән исламни мукәммәл түзүм дәйсән, ундақта, сән униңға өз әмәлий һайатиңниң вә җәмийитиңниң түзүм-тәртипиниң зади қанчилик қисмидин орун бәрдиң?
бу соалларға җаваб бериш асан әмәс иди. чүнки бу соаллар башқилардин әмәс, дәл биз мусулманлардин сорилатти. мәвдуди мусулманниң қәлбидә иман билән әхлақ, әқидә билән әмәлийәт айрилип қелишиға қәтий қарши иди.
мәвлана мәвдудиниң илмий һайатидики әң бүйүк нәтиҗиси, көп қисмини түрмидә йезип тамамлиған тәпсири «тәфһимул қуран» дур. бу әсәрни пәқәт бир тәпсир сүпитидила оқуш, униң ғайәт зор тәсир күчини чәкләп қойғанлиқ болиду. у бир тәрәптә қуранни, йәнә бир тәрәптә 20-әсирниң инсанлирини олтурғузуп, милйонлиған чегиш соаллар окйани үстигә алтун көврүк салған бир надир әсәрдур.
мәвдуди мундақ дәйду: «қуранни оқуғучи, ‹бу айәтниң тәрҗимиси немә?› дәпла сораш билән чәклинип қалмай, бәлки ‹бу айәт мәндин немини тәләп қилиду? мениң характеримни қандақ өзгәртиду? җәмийитимгә қандақ йөнилиш бәлгиләйду вә һайатимда аллаһниң һидайити әмәлий шәкилдә қандақ намайан болиду?› дәп сориши керәк».
мән немә үчүн шунчә йахши һалавәтлик турмушумдин ваз кечип бу әсәрни уйғурчиға тәрҗимә қилишни ғайә қилдим?
мән әслидә лаһордики «сәййид әбуләла мәвдуди хәлқара ислам институти» ниң бир уйғур оқуғучиси болуш сүпитим билән мәвлана мәвдудиниң шәрқий түркистан үчүн қилған ашу мәрданә байанини йад әткинимдә, шундақла дәл өзиниң исми берилгән бу билим дәргаһида оқуш шәрипигә наил болғинимни һәр қетим ойлиғинимда, «тәфһимул қуран» ни уйғурчиға тәрҗимә қилишниң мениң үстүмдики пәрз, бойнумдики үзүлмәс бир вапа бурчи икәнликини чоңқур һес қилаттим.
әмма буниңдинму өткүр бир сәвәб бар иди. мәвдуди бизгә бир чоңқур пәлсәпә қалдурған болуп у: «милләтләр пәқәт қилич тиғлири биләнла мәғлуп болмайду. милләтләр өзи һәққидә дүшмән пичқан қелипқа вә дүшмән бәргән тәбиргә (ениқлимиға) тәслим болғандила, андин һәқиқий түрдә мәғлуп болиду, һәқиқий түрдә йоқилиду...» дәйти.
дунйада киризисләр қайнимида қалған, хитайниң дөләт террори вә ирқий қирғинчилиқи астида пәқәт тенила әмәс, бәлки етиқади вә роһиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватқан биз шәрқий түркистан хәлқи, дүшмән бизгә кийдүрмәкчи болған мәғлубийәт көйникини йиртип ташлайдиған пикрий җәңгиварлиққа вә пидакарлиқ роһиға һәммидин бәкрәк моһтаҗ идуқ! миллитимни бу пикрий бошлуқтин вә «һәқиқий мәғлубийәт» тин қутулдуруш үчүн, бизгә өзимизгә болған ишәнчимизни күчләндүридиған иманий йадро керәк иди. шуниң үчүн бу әсәр чоқум вә чоқум уйғур тилида нәшр қилиниши керәк иди.
бу катта илмий хизмәтни тамамлаш үчүн, абдулғәний қутубий қериндишимиз қурған уйғур тәрҗимә мәркизидә, һайатимниң әң қийин, әмма әң пәхирлик 6 йилини сәрп қилдим.
мән бир муһаҗир идим. йақа йурт, мусапирчилиқ... 6 йилғичә өзгәрмигән маишим 500 лира вә өйүмниң иҗариси 350 лира иди. бир йандин вәтән вә милләт ғеми йүрикимни пучилиса, 6 балилиқ аиләмниң еғир турмуш йүки йәнә бир йандин мүкчәйтишкә урунатти. аиләмни беқиш үчүн бәзи күнлири базачилиқ вә йаймичилиқ билән тирикчилик қилаттим. қошумчә турмуш еһтийаҗини қамдаш үчүн, кечилири саәт 9 дин 12 гичә сүпүргә тутуп, сефакөйдә бир үч қәвәтлик бинаниң тазилиқини қилаттим. чүнки күнигә икки-үч хил ишни тәң қилмисам турмушумни қамдишим мумкин әмәс иди. шундақтиму, һәр күни һарғин вуҗудумни сөрәп өйгә қайтқандин кейин, китаб йүзигә егилип кәм дегәндиму 3-4 бәттин изчил тәрҗимә қилишни һәргиз ташлимидим.
бәзидә һерип-чарчап йиқилидиған һаләткә кәлгинимдә, ғериблиқ вә қийинчилиқтин роһим сунуп амалсиз қалғинимдә, йерим кечидә җәйнамазға, йаш төкүп олтуруп аллаһқа йелинаттим:
«и рәббим! мәқсәт пәқәтла сениң ризалиқиңдур, сениң диниңни үстүн қилиштур. бу аҗиз вә бичарә қулуңни бу муқәддәс йолда башқиларға муһтаҗ қилмиғин. аиләмниң һалал ризқиға бәрикәт бәргин, маңа бу тәрҗимини ахирлаштурушумға күч-қуввәт, сәвр вә чидам ата қилғин...»
тәрҗимә қилинған һәр бир бәткә тәрим билән биргә, җәйнамазға чүшкән иссиқ көз йешимму сиңгән иди. һәрбир тәрҗимә җүмлиси, мәвдудиниң шу җәңгивар пикрини уйғур хәлқиниң қәлбигә қандақ қилип әң тоғра, әң тәсирлик йәткүзүш һәққидики әндишә, сөйгү вә чәксиз ихлас билән қәләмгә елинатти.
аллаһниң пәзли вә һәдди-һесабсиз йардими билән, алтә йиллиқ мушәққәтлик әмгәкниң нәтиҗисидә «тәфһимул қуран» ниң уйғурчә тәрҗимиси ахири тамамлинип, 9 җилдлиқ бир бүйүк мәниви хәзинигә айланди.
тәһәҗҗудқа қопқан кечиниң сүкүнатида, вәтәндә қалған икки пәрзәнтим билән дидарлишиш үчүн аллаһқа йалвуруш билән биргә бу әсәрниң уйғур оқурмәнлири билән йүз көрүшиши үчүнму дуа қилишни адәткә айландурувалған идим:
«и рәббим! мән бу әсәрни халис сениң ризалиқиң үчүн тәрҗимә қилдим, тәрҗимә қилиш җәрйанида шунчә еғир рийазәтләрни чәктим. әмди буниң нәшр қилинишиниму шундақ халис, сениң ризалиқиңдин башқа һечқандақ иқтисадий нәп елишни ойлимайдиған, қәлби пак кишиләрни васитә қилип, мәзлум хәлқимгә һәқсиз тарқитилишини ишқа ашуруп бәргин...»
демисиму бу 9 җилдлиқ йоған әсәрни нәшр қилдуруш вә хәлққә һәқсиз тарқитиш үчүн наһайити зор миқдарда мәбләғ керәк иди. нәшр хираҗити болмиғанлиқи үчүн, әсәр тамамлинип болупму 7-8 йилғичә нәшр қилиналмай сарғийип туруп қалди.
дәл мушундақ қийинчилиқ ичидә қалған, үмидләр сунуш гирдабиға кәлгән бир пәйттә, аллаһниң улуғ мөҗизиси ишқа ашти. аллаһ таала мениң кечиләрдә төккән көз йешимни вә дуайимни қобул қилип, абдуррәһим дөләт қериндишимиз оттуриға қойған «100 сәрхил китаб лайиһәси» ичигә бу әсәрму киргүзүлди вә исмини ашкарилашни халимайдиған бир сехий сода-санаәтчимизниң һәммә чиқимни үстигә елиши билән бу 9 җилдлиқ әсәр ахири истанбулда нәшр қилинди. тәхминән 30 миң америка доллирини (600 миң түрк лираси әтрапидики мәбләғ) чиқарған сода-санаәтчимизниңму пәқәт бирла арзуси вә бирла шәрти бар иди: бу тәпсирни уйғурлар ичидә, һәқиқий пайдилиналайдиған илим әһлилиригә вә оқурмәнләргә бир тийинму алмай һәқсиз тарқитиш!
нәтиҗидә, ахири дуайим иҗабәт болди вә китабимиз 2025-йили нәшр қилинип, миллитимизгә һәқсиз тарқитилиштәк бир тарихий мөҗизигә шаһит болдум. шу чағда, бу тәрҗиминиң вә бу китабниң пәқәт мениңла шәхсий тиришчанлиқим әмәсликигә, һәр ай 500 лиралиқ маашимни үстигә алған мәрһум абдуссаттар һаҗим, уйғур тәрҗимә мәркизини қуруп маңа тәрҗимә үчүн раһәт шараит һазирлап бәргән абдулғәний қутубий қериндишимиз, тәфһимул қуранға мәндин бәк көңүл бөлүп, даим мени алдиритип хушчақчақлири билән ноқуп туридиған маддий мәнивий йардимини айимиған абдулҗәлил һаҗим туран акимиз, әсәрниң тәһрирлиниши вә бәтлириниң лайиһәлинишигә әң көп күч чиқарған достум вә хизмәтдишим абдул әзиз ақһун ... қатарлиқларниң ихласи вә ортақ дуайимизниң иҗабити икәнликигә, болупму аллаһниң уйғур хәлқигә ата қилған бир алаһидә немити вә ирадиси икәнликигә болған ишәнчим мустәһкәмләнди. мана мушундақ сәвр, дуа, мөҗизә вә көз йашлар билән «тәфһимул қуран» ниң 9 җилдлиқ уйғурчә тәрҗимиси бесип чиқирилип, хәлқимизгә йәткүзүлди.
әмди мәвлана мәвдудиниң пикрийлиригә кәлсәк, у пәқәтла меһрапта вәз сөзләйдиған алимла әмәс, бәлки пүткүл иҗтимаий һайатниң йетәкчиси иди. мәвлана мәвдуди мәсчитни дунйадин айривәтмиди вә дунйаниму мәсчитниң мәсулийәтлиридин халий дәп қаримиди. униң нәзиридә бир мусулман пәқәт ибадәтгаһтила әмәс, бәлки базардиму мусулман, сот мәһкимисидиму мусулман, сийасәттиму мусулман, өйидиму мусулман, йалғузлуқтиму мусулман вә муһими мустәбит һакимийәт алдидиму тик туридиған мусулман болуши керәк иди.
униң қәлими, оқурмәнләрни китабни йапқандин кейинму биарам қилидиған, чоңқур ойға салидиған сеһрий күчкә игә иди. у һайатида заманиви соаллардин қачмиди. у «ислам пәқәт қуруқ әнәниви мирасму? йаки йүксәк бир аң билән ихтийарий таллинидиған һайатлиқ йолиму?» дегән соални өзиниң барлиқ әсәрлиригә вә пүтүн һайат мусаписигә сиңдүрди.
әлвәттә, мәвлана мәвдудидәк бир бүйүк мутәпәккурниң бәзи пикри вә көз қарашлири үстидә илим әһлилири арисида пикир ихтилаплири, тәнқидләр болған, бүгүнки күндиму бәзи чүшәнмәсликләр болуп туриду. әмма биз шуни унтумаслиқимиз керәкки, бүйүк мутәпәккур һәммә адәм чоқунидиған вә бирдәк қошулидиған адәм әмәс, бәлки кишиләрниң зеһнини ечип, әстайидил ойлинишқа мәҗбур қилалайдиған кишидур! һәрқандақ бир пикир үстидә муназирә вә муһакимә ахирлишидикән, у пикир китаб бетигә мәһкум болуп тунҗуққан болиду. әгәр бир пикир үстидә әвладлар талаш-тартиш қилишни, диалог вә муназирә қилишни давамлаштуруватқан болса, андин у пикир һелиһәм һайат вә җанлиқлиқини сақлап қалған болиду!
тоғра, мәвлана сәййид әбуләла мәвдуди дунйадин видалашти, әмма униң соаллири һелиһәм һайат.
ислам билән заманивилиқниң мунасивити немә? мусулманлар заманиви дунйада өз кимликини, болупму ассимилйатсийә вә қирғинчилиқ қайнимидики шәрқий түркистан хәлқи өз кимликини қандақ сақлап қалиду? азадлиқ немә? адаләт немә? әң муһими, инсан өз һайатини аллаһниң йетәкчиликигә қандақ маслаштуриду? бу соаллар биз мусулманлар билән биллә, җавабини издәшни давамлаштурмақта.
сиз һәқиқий мәвдудини қәйәрдин таписиз? уни пәқәт китаб бетидин издимәң.
уни қуранни тунҗи қетим әқлий чүшәнчә вә аң билән чүшинип оқушни арзу қилған вақтиңиздин издәң!
дунйа билән ахирәт, ибадәт билән сийасәт оттурисидики сүний тамни чеқип ташлап, барлиқ әмәлийити билән һәққә йүзләнгән вақтиңизда уни көрәләйсиз, униң билән сөһбәт вә муназирә қилалайсиз.
мениң йашлиқим, өмрүм, көз йашлирим вә қан-тәрим сиңгән бу 9 җилдлиқ «тәфһимул қуран» мениңдин, шундақла мениң улуғ устазим мәвдудидин уйғур хәлқигә қалған мәңгүлүк бир мирастур. мән пүткүл уйғур қериндашлиримни, болупму ғәйур йашлиримизни бу бүйүк әсәрни варақлап беқишқа чақиримән.
уни оқуңки, қуран сиз билән сөзләшсун. қәлбиңизни ечиңки, қуранниң һәр бир айитиниң бүгүнки мусапирлиқ һалитиңизгә, миллитимизниң җараһәтлик тәқдиригә қандақ хитаб қиливатқанлиқини һес қилиң.
сәййид әбуләла мәвдуди пәқәт бир исимла әмәс, у бир мәсулийәт.
у пүткүл мусулманларға: «өз диниңларни әнәниви мирас дәпла қобул қилмаңлар, бәлки уни йүксәк аң вә идрак билән тонуп йетиңлар» дәп нида қилған бир җараңлиқ сададур.
қәләм қәғәз йүзидә тохтап қелиши мумкин, әмма һәқиқәтни, һәқни йазған қәләм әвладларниң қәлбидә мәңгү, тохтимай сәпирини давамлаштуриду. мәвлана мәвдудиниң қәлимиму, мениң ашу муһаҗирәт кечилиридә төккән көз йашлиримму ашу мәңгүлүк қәләмниң бир парчиси болуп қалғуси... иншааллаһ!