сүкүтниң логикиси: уйғур диаспораси немә үчүн бунчә пассип?

уйғур тәтқиқат иниститути,  2026-йили 27-сентәбир

доктор адилҗан әруйғур

    дунйа миқйасида шәрқий түркистандин келип чиққан бир қанчә милйон уйғур, 1949-йилдин буйан арқа-арқидин йүз бәргән көч долқунлири арқилиқ түркийәдин қазақистанғичә, сәуди әрәбистандин германийәгичә, америка қошма иштатлиридин австралийәгичә болған кәң җуғрапийәгә тарқалди. 2017-йилидин кейин шәрқий түркистанда хитай дөлити тәрипидин йолға қойулған кәң көләмлик тутқун қилиш, лагерлар,  ассимилйатсийә сийасәтлири , мәдәнийәт вә ирқий қирғинчилиқлар бу диаспорани һәм сан җәһәттин зорайитти, һәм техиму көп хәлқара җамаәт пикриниң күнтәртипигә киргүзди. әмма мушундақ зорийишқа вә мәнзиригә қаримастин оттурида ғәлитә бир әһвал мәвҗут: аммиви тәшкилатлар,  академийә сепи вә хәлқаралиқ сийасий инсан һәқлирини қоғдаш сәплиригә әмәлий қатнишиватқан уйғурларниң сани, мәвҗут болған инсан күчи йошурун имканийити билән селиштурғанда, һазирму адәмни һәйран қалдуридиған дәриҗидә аз. бу мақалиниң асаслиқ мәқсити дәл мушу әһвални чүшиниш: дунйа миқйасида милйонлиған уйғур диаспораси туруқлуқ, немә үчүн актип һәрикәт қиливатқанларниң сани бунчә аз? пассип қалғанларниң нисбити болса бунчә йуқири?

    мән бу соалға бир «тәтқиқат мәсилиси» сүпитидә муамилә қилмаймән, бәлки уни узақ ойлинишқа тегишлик бир соал дәп қараймән. чүнки униң җаваби бирла җүмлә билән ейтип түгитидиған дәриҗидә аддий әмәс. бәзиләр «қорқуштин» дәйду, бәзиләр «диний қараштин», йәнә бәзиләр «тәшкилатсизлиқтин», йәнә бәзиләр «инсан характери»дин дәйду. бу җавабларниң һәммисидә мәлум дәриҗидә тоғрилиқ бар, әмма һечқайсиси йалғуз өзила йетәрлик әмәс. пәқәт қорқушнила асасий сәвәб қилип көрситиш, бу қорқушниң арқисидики әмәлий бесим механизимлирини көрмәскә салиду. пәқәт диний қарашнила көрситиш болса, диний тәпсирниң өзидики көп хил пикир вә көп хил чүшәнчиләрни нәзәрдин сақит қилиду. пәқәт тәшкилатсизлиқнила тилға елиш болса, бу тәшкилатсизлиқниң немә үчүн шәкилләнгәнликини сораштин өзини қачурғанлиқ болиду.  ноқул  инсан характериниң аҗизлиқи дегәндә башқа ташқи амилларни нәзәрдин сақит қилғанлиқ болиду. шуңа бу мақалидә мән мәсилигә сийасәтшунаслиқ, җәмийәтшунаслиқ, психологийә, дин җәмийәтшунаслиқи вә ислам тәпәккури өзара кесишкән бир нуқтидин қарашқа тиришимән.

    мақалиниң асасий идийәси мундақ: уйғур диаспорасидики кәң тарқалған пассиплиқ көпинчә вақитларда шәхсий характер аҗизлиқи йаки өзгәрмәс бир «мәдәнийәт тәқдири» сүпитидә чүшәндүрүлиду. әмма әмәлийәттә бу пассиплиқ, тарихта мустәбит һакимийәтниң бесими шараити астида өгинилгән, мәлум бир дини қараш арқилиқ нормаллаштурулған, психологийәлик механизимлар билән мустәһкәмләнгән, чегра һалқиған бесим күчи арқилиқ әркин дөләтләргичә кеңәйгән вә тәшкилатларниң аҗизлиқи сәвәблик қайта-қайта тәкрарланған бир хил һәрикәт әндизисидур. өгинилгән һәр қандақ нәрсә қайта өгинишкә болғинидәк, буларму пиринсип җәһәттин өзгәртилиши мумкин. кейинки бөләкләрдә бу пассиплиқниң қандақ шәкилләнгәнликини қатламму-қатлам тәһлил қилимән, андин «қандақ қилғанда техиму актип бир уйғур җәмийити бәрпа қилғили болиду?» дегән соалға җаваб издәштур.

актиплиқ вә пассиплиқ

    башлаштин бурун, актиплиқ билән пассиплиқ уқумлириниң пәрқи әмәлийәттә йүзәки бир таллаш мәсилиси әмәсликини әсләп өтүш пайдилиқ. латин тилида «active» сөзи agere  -«қилмақ, һәрикәткә өтмәк» дегән пеилдин кәлгән болса, «пассип»  сөзи pati  -«чидимақ, баштин кәчүрмәк, учримақ» дегән пеилдин келип чиққан. әрәбчидиму охшашла мушуниңға йеқин пәрқ мәвҗут: н-ш-ط (n-ş-ṭ) йилтиз сөзи һайатий күч, чаққанлиқ вә актиплиқни ипадилисә, с-л-б (s-l-b) йилтиз сөзи тартивелиш, мәһрум қилиш мәнилирини билдүриду. охшимиған икки тил аилисидә мустәқил һалда пәйда болған бу ортақлиқ тасадипий әмәс; һәр икки тилда пассиплиқ, субйектниң өз ирадиси билән әмәс, бәлки сиртқи бир күч тәрипидин шәкилләндүрүлидиғанлиқини көрситиду.

    әхлақ пәлсәписи нуқтисидин қариғанда, пассиплиқ билән актиплиқниң пәрқи пәқәт һәрикәт шәклидила әмәс, бәлки мәсулийәт сәвийәсидиму намайан болиду. пассип адәм йаманлиққа қарши турмайду, әмма уни биваситә халимайду. бу «халимаслиқ» һалити әхлақий җәһәттин битәрәп көрүнсиму, әмәлий нәтиҗә җәһәттин йаманлиқниң давамлишишиға шараит йаритиду. зулумға сүкүт қилиш, зулумни қоллаш билән охшимайдиған һәрикәт болсиму, зулумниң җәмийәттә қаршилиққа учримаслиқиға йардәм бериду. инсан җүрәт билән иш қилиш вә һәрикәт қилиш арқилиқ җасарәтлик болиду. бу қараш бизниң мәсилимиз билән биваситә мунасивәтлик: бир җәмийәтниң әзалири адаләтниң немә икәнликини билсиму, уни әмәлий һәрикәткә айландуридиған адәтни йетилдүрмигән болуши мумкин. «билиш» башқа,  «қилиш» башқа.

    «еқиватқан су булғанмайду, турғун су сесийду» түрк мақал-тәмсили.

    актиплиқ әтраптики өзара тәсир көрситидиған, хәвп-хәтәрни үстигә алидиған вә из қалдуридиған мәвҗутлуқ шәкли болса, пассиплиқ өзини қоғдайдиған, әмма бу қоғдинишниң бәдилини җәмийәттики бипәрвалиқ билән төләйдиған мәвҗутлуқ шәклидур.

    мәвҗутлуқ әнәнисидә муназирә қилинидиған «йаман нийәт» уқумиму бу йәрдә чүшәндүргүчи рол ойнайду. йәни шәхс өзиниң әркинлики вә шуниңға бағлиқ мәсулийитини инкар қилип, «мениң қолумдин һечнемә кәлмәйду», «қанун, түзүм, җәмийәт шундақ», «мән немә қилалаймән?» дегән баһаниләр билән өзини сиртқи шараитниң пассип обйектидәк көрситиду. әмма бу уқумни шәхсий әхлақий нуқсан дәп әмәс, бәлки системилиқ бесим пәйда қилған, шуңа системилиқ өзгәртишләр арқилиқ өзгәрткили болидиған бир әһвал дәп чүшиниш керәк. чүнки кейинки бөләкләрдә, бу әһвалларниң арқисида көпинчә вақитта һәқиқий вә конкрет тәһдит тәҗрибилири йошурунғанлиқини билимиз.

    уйғур диаспорасида нийити йахши, виҗдани сағлам кишиләрниң сани аз әмәс дәп пәрәз қилалаймиз. әмма бу йәрдә көп вақитларда интайин муһим бир пәрқ нәзәрдин сақит болиду: йахши адәм болуш билән йахши иш қилиш охшаш нәрсә әмәс. бир инсанниң қәлбидә адаләт туйғуси болуши, зулумға ичидин ечиниши, уни әхлақий җәһәттин «йахши» инсан қилалайду; әмма буниң өзи йаманлиқниң алдида тосалғу болалмайду. тарих бизгә, йаманлиқ йаманларниң көплүки билән әмәс, йахшиларниң сүкүти билән кеңийидиғанлиқини көрситип бериду.

    актип йахшилиқ дегинимиз, көргән наһәқчилик алдида бәдәл төләшкә тәййар туридиған, қаршилиқини йоқири авазда ипадиләйдиған, тәшкиллинидиған,  гуваһлиқ беридиған, әмәлий һәрикәткә өтидиған инсан дегәнликтур. бу хил инсанлар билимидин нәп бериду, бесимға әмәлий һирикити арқилиқ қаршилиқ көрситиду, тәшкилатлар билән һәмкарлишиду. иттипақлишиш вә һәмкарлиқ торлирини бәрпа қилип, йахши адәмликини әмәлий һәрикәтлири арқилиқ ипадиләйду.  өзгиләр қилсундин бәкрәк мән қилишим керәк дәп ойлайду. өзиниң һәрикитини башқиларға позитсийәси вә қаришиға әмәс өзиниң дунйа қаришиға асасән елип маңиду.

    пассип йахшилиқ болса, виҗдани җәһәттин йаманлиққа қарши туридиған, әмма бу қарши турушни һечқандақ әмәлий һәрикәткә айландурмайдиған кишидур. «мән әсли йаман адәм әмәс», «шараит йоқ», «қолумдин һечнемә кәлмәйду», «сөзләш хәтәрлик», «сийасәттин йирақ туруш керәк» дегәндәк сәвәбләр билән өзини чәткә алиду. бундақ пассиплиқ шәхсий җәһәттин өзигә гунаһсизлиқ туйғуси бәрсиму әмәлий нәтиҗә бәрмәйду. йаманлиқниң күчийиш вә көпийиш йолини ечип бериду. нәтиҗидә, бесим көзгә көрүнмәйдиған болуп қелип залимға қарши туруш нөлгә чүшиду. һаннаһ арентд  (Hannah Arendt) ниң «йаманлиқниң адәттики уқуми»му дәл мушу йәрдә чүшәндүргүчи рол ойнайду. әмма бу уқумниң көпинчә вақитта хата чүшәндүрүлидиған бир тәрипи бар. (Arendt) ниң тәкитлигини пәқәт буйруққа бойсунидиған бийурократларниң ойлимастин йаманлиқ қилишила әмәс; бәлки уларниң әтрапидики «адәттики», «йахши» кишиләрниң уларға сүкүт қилип, шараитқа егә болушиға сәвәб болғанлиқи иди. йаманлиқ пәқәт йаманларниңла әсири әмәс, бәлки  пассип йахшиларниң һәрикәтсизликиниңму нәтиҗисидур. уйғур диаспорасида бу әһвалниң наһайити конкрет тәсирлири бар:

   пассип йахши зулумни «билиду», әмма уни башқиларға йәткүзмәйду; нәтиҗидә зулум униң билиш даирисида қелип башқиларға йәткүзүлмәйду.

   пассип йахши зийанкәшликкә учриғучиларниң аилә-тавабиатлириға һесдашлиқ қилиду, әмма тәшкиллик һәмкарлиққа қатнашмайду; нәтиҗидә җәмийәт һәрикити зөрүр болған «һалқилиқ», «көләмлик» сәвийәгә йетәлмәйду.

пассип йахши «бөлүнмәйли», «талаш-тартиш қилмайли» дәйду вә ички тәнқидни бастуриду; нәтиҗидә һәрикәтниң өз хаталиқлирини түзитиш имканийити төвәнләйду, шуниң билән биргә асанла сиртқи күчниң контрол қилишиға вә йөткәп башқурушқа учрайду.

    пассип йахши шәхсий бихәтәрликни коллектип бихәтәрликтин әла билиду. бу әһвални инсаний нуқтидин чүшинишкә болсиму,  бу омумий хәлқ һәрикитиниң күчини аҗизлитиветиду.

    бу йәрдики асасий мәсилә әхлақий һөкүм чиқириш әмәс, бәлки истратегийәлик бир байқаштур. бир милләтниң мәвҗут болуп туруши вә тонулуши, униң ичидики «йахши» адәмләрниң сани билән әмәс, бәлки шу йахшиларниң қанчиликиниң көзгә көрүнәрлик әмәлий һәрикәткә өткәнлики билән өлчиниду. йаманлиқ сан җәһәттин мутләқ үстүнлүкни тәләп қилмайду; униңға пәқәт пассип йахшиларниң сүкүт қилишила йетәрлик.

    хуласилигәндә, пассип йахшилиқ әхлақий мәғлубийәт әмәс, әмма истратегийәлик чоң бир бошлуқтур. бу бошлуқ толдурулмиғучә, у йаманларниң әң бихәтәр һәрикәт мәйдани болуп қеливериду.

дин: тәсәллиму йаки мәсулийәтму?

    уйғур диаспорасидики пассиплиқниң йилтизини издигәндә мундақ бир қараш оттуриға чиқиду: бу сүкүтниң асаслиқ сәвәблириниң бири, диаспораниң муһим бир қисмида үстүнлүккә игә болған мәлум бир диний тәпәккур шәклидур. бу йәрдә мәсилә динниң өзи әмәс, бәлки униң қандақ чүшәндүрүлүши, қайси уқумларниң асаслиқ орунға чиқирилип, қайси уқумлардин чәтнәп өткәнликидур. бу хил оқуш вә чүшүнүш усули көпинчә қобул қилинғандәк, динниң муқәррәрликидинму, «маһийити»динму келип чиққан нәтиҗә әмәс. биз бу бөләктә диний уқумларни тәблиғ қилиш мәқситидә әмәс, бәлки җәмийәттики иҗтимаий әһвалларни чүшинишкә йардәм беридиған тәһлил сүпитидә оттуриға қойимиз.

    дин психологийәсидики классик тәтқиқатлар бу мәсилини чүшинишни пайдилиқ мәнбәләр билән тәминләйду. алпорт вә рос (Allport ve Ross)ниң (1967, 432) оттуриға қойған ички диндарлиқ вә ташқи диндарлиқ өлчимигә асасланғанда; диндарлиқни өзи бир мәқсәт дәп қарайдиған кишиләр билән уни шәхсий хатирҗәмлик йаки бихәтәрликкә охшаш мәқсәтләр үчүн ишлитидиған кишиләр, охшаш бир динға етиқад қилсиму, җәмийәттики позитсийәсидә рошән пәрқлиниду. бу әһвал диаспорадики диний һайатниң мәлум бир қисмида көрүлидиған бир әндизә билән мас келиду: аллаһ тәсәввуриниң пәқәт шәхсий еһтийаҗларни қандуридиған, шәхсий ниҗатлиқни алдинқи орунға қойидиған бир рамкиға киргүзүш, динни җәмийәттики мәсулийәт еңидин бәкрәк шәхсий тәсәлли қоралиға айландуруп қойалайду. бундақ әһвалда, дин инсанни һәрикәткә кәлтүридиған күч әмәс, бәлки уни һазирқи вәзийәт билән маслаштуридиған бир ролни үстигә алған болиду.

    инсан қуран айәтлиридә аллаһниң роһидин пүвләнгән бир мәвҗудат сүпитидә тәриплиниду. буни аллаһ инсанға әркин ирадә, виҗдан, аң, әқил вә идрак ата қилған дегән шәкилдә чүшинишкә болиду. дин бу қабилийәтләр қанчә көп ишқа ашурулса, илаһий йардәмниңму шунчә көп намайан болидиғанлиқини тәкитләйду. һәм пассиплиқни әмәс, дәл әксичә актип һәрикәтчанлиқни алдинқи орунға қойидиған бир тәпсиргә ишарәт қилиду. бу йәрдә муһим бир усул нуқтисидин әскәртиш зөрүр: динниң иҗтимаий һәрикәткә болған тәсири охшаш бир хил әмәс вә мутләқ бәлгиләнгән әмәс. охшаш бир диний текист, охшимиған тәпсир қилиш усуллири арқилиқ  һәм ичигә бекинидиған, һәм җәмийәтни сәпәрвәр қилидиған чүшәнчиләргә айландурулуши мумкин. шуңа һәқиқий мәсилә «дин пассиплаштурамду йаки актиплаштурамду?» әмәс; бәлки қандақ бир тарихий-иҗтимаий шараитта қайси хил тәпсир қилиш усулиниң үстүнлүккә еришкәнлики вә бу үстүнлүкниң қандақ бир сийасий шараитта, қайси органниң вә психологийәлик иддийәниң қоллишиға еришкәнликидур.    

    бу нуқтида, диний тәблиғниң бәзи вақитта мәлум бир нуқтида тарийип қелиш әһвалиму бир тәһлил обйекти болалайду. бәзи ислам алимлири, һәқиқәткә қаритилған әң назук бузғунчилиқниң уни биваситә инкар қилиш әмәс, бәлки парчилап, пәқәт бирла тәрәпкә қаритип қойуш дәп қарайду. уларниң қаришичә, парчиланған һәқиқәт өзиниң пүтүнлүкиниму, күчиниму йоқитиду. бу «азайтип вә тарайтип чүшәндүрүш» уқуми һәққидә, кейинки бөләкләрдә йәнә тохтилип өтимиз. тәқдирниң мәҗбурийәтчиликкә, тәвәккүлниң пассиплиққа, тәқвалиқниң шәхсий еһтийатқа, салиһ әмәлниң пәқәт  шәхсий ибадәткила қисқартилиши-бирла нәзәрийәви рамкида чүшинишкә йардәм беридиған асаслиқ уқумдур. бу әһвлларниң һәммиси динниң пүтүнлүк қурулмисидин айрилип, пәқәт бирла өлчәмгә сиқишип қалғанлиқиниң һәр хил ипадилинишидур.

    бу тарийишниң әң рошән ипадиси тәвәккүл вә тәқдир уқумлирида көрүлиду. тәвәккүл, сөз йилтизи җәһәттин «аллаһни вәкил қилиш» дегән мәнини билдүриду; йәни зөрүр тиришчанлиқни көрсәткәндин кейин, нәтиҗини аллаһтин күтүш демәктур. классик калам вә тәсәввуп еқими бу нуқтида ортақ қарашқа игә: тәвәккүл сәвәбләргә риайә қилмастин күтүп олтуруш әмәс, бәлки сәвәбләргә риайә қилғандин кейин аллаһқа ишәнч бағлаштур. әмма бу назук пәрқ көп вақитларда хәлқ арисидики диндарлиқта йоқап кетиду;  тәвәккүл «аллаһ немә пүткән болса шу болиду» дәйдиған бир хил тәслимчиликкә, тәқдир болса ирадини чәткә қақидиған мәҗбурийәтчилик (fatalism) қаришиға тарайтилиду. бундақ чүшәнчиләр қуран көрсәткән мәсулийәт, әркин ирадилик инсан тәсәввурини пассип тәқдирчиликкә өзгәртип қойиду. бу өзгириш асассиз әмәс; тарихта һакимийәтләр хәлқни мушундақ тәқдирчилик роһийити билән тәрбийәләп, итаәтни мустәһкәмлигән. әмма қуранниң өзи бу мәсилидә башқичә бир тәңпуңлуқни оттуриға қойиду: «нәҗим» сүрисиниң 39-айити инсанниң пәқәт өзиниң тиришчанлиқиниң нәтиҗисинила алидиғанлиқини байан қилса, «төвбә 105» айити мөминләрни иш-һәрикәткә чақириду. әмма уйғур диаспорасиниң бир қисми мушу һәрикәтчан тәңпуңлуқни бир тәрәплимә чүшүнүвелип, «аллаһ йардәм қилиду» дегән җүмлигила йиғинчақлап қойиду. нәтиҗидә давамлиқ, «ундақта мән һеч иш қилмисамму болиду» дегән хата хуласини чиқиридиған әһваллар көрүлиду.

    мушундақ турақлиқ дунйа қаришини муһәммәд иқбал (Muhammed İkbal 1877-1938)му башқа бир җуғрапийәдә туруп тәнқид қилған. униң қаришичә, һиндистан йерим арилидики мусулманларниң кәйнигә чекинишидики асаслиқ сәвәбләрниң бири, тәқдирни мәҗбурий йезилған қисмәт дәп чүшинидиған вә шуниң үчүн өзини һайаттин айривалидиған турақлиқ дунйа қариши иди. бу қараш, шуниң билән бир вақитта һөкүмран күчләрниң җәмийәт үстидики һөкүмранлиқини қанунийлаштурушқа хизмәт қилған. иқбал «өзлүк» (hudi) ниң тәсәввупниң бәзи тәпсирлиридикидәк йоқилип кетиши керәк дегән қарашқа қарши чиқиду. униң қаришичә, өзлүк әмәл вә иҗадчанлиқ арқилиқ ғайисини ишқа ашуридиған, аллаһ билән биваситә мунасивәт орниталайдиған актип бир субйект болуши керәк (иқбал, 1930-2013, s 184). мундақ пәрқләндүрүш болупму уйғур диаспорисиниң әһвалида алаһидә муһим: кимлик ​​сүпитидә сақланған иман өзини сақлап қелишта, «биз ким?» дегән соалға җаваб тепишқа тиришиду. бу тәбиий вә зөрүр функсийә, болупму ассимилйатсийә бесими астида қалған җәмийәттә өз ипадисини тапиду. әмма пассип йахшилар болса; «биз тоғра йолда, қалғанлири аллаһқа бағлиқ» дегән тәсәллигә тайиниду.

    бу мәсилиниң техиму чоңқур илаһийәтлик асасини, праффеисор, доктор мәһмәт гөрмәзниң «қурандики үч әһди (вәдә)» (Kur’an’da Üç Misak) намлиқ лексийәсидә көргили болиду. мәһмәт гөрмәзниң қаришичә инсанниң мәвҗутлуқи үч асасий әһди үстигә қурулған:

    1-инсанниң аллаһ билән болған әһдиси «сүрә әираф: 172-айәт»тә байан қилинған,

инсанниң йаритилиштин илгири рәббигә «һәә, гуваһлиқ беримиз» дәп бәргән тәвһид әһдиси.

    2-инсан билән инсан оттурисидики әһди; кишилик турмушта адаләт, аманәткә вападарлиқ, растчиллиқ вә һәқ-һоқуққа әмәл қилишни өз ичигә алған әһдиси.

    3-инсан билән каинат оттурисидики әһди; инсанниң йәр йүзиниң игиси әмәс, бәлки аманәтчиси икәнликини тәкитләйдиған, земинни ават қилишқа буйруйдиған «сүрә һуд: 61-айәт» вә бузғунчилиқни чәкләйдиған әһдиси «сүрә әираф: 56-айәт», «сүрә бәқәрә: 11-айәт».

    бу үч әһдиниң ортақ нуқтиси, инсанни пәқәт «билидиған вә ишинидиған» мәвҗудат әмәс, бәлки аманәт еңиға игә бир субйект сүпитидә чүшәндүриду.

    аманәт еңи, өзиниң тәбиити бойичә, пассиплиқни әмәс, бәлки қоғдаш, тәрәққий қилдуруш вә зөрүр болғанда қоғдиниш мәсулийитини үстигә алидиған актип позитсийәни тәләп қилиду. уйғур диаспорасиниң бир қисмида, бу үч әһдиниң һәммисиниң тарийип, йаки аҗизлап кәткәндәк бир диний чүшәнчигә ишарәт қилидиған әһваллар көрүлиду: аллаһ билән болған әһди пәқәт шәхсий ибадәткә қисқартилған, инсанлар оттурисидики әһди тар даиридики шәхсий әхлақ билән чәкләнгән. инсан билән каинат оттурисидики әһди болса, болупму сүргүндики бир җәмийәт үчүн наһайити қийин болған, ишләпчиқириш, тәшкилат қуруш вә мәдәнийәт бәрпа қилиш саһәлиридә йетәрлик дәриҗидә намайан болалмиған.

    бу тарийиш әһвали тәқва вә салиһ әмәл уқумлиридиму тәкрарлиниду. күндилик тилда тәқва көпинчә ибадәтниң көплүки билән тәң мәнидә ишлитилсиму, қуран айәтлиридә даим адаләт, мәсулийәт, аманәткә вападарлиқ вә зулумға қарши туруш билән бирликтә тилға елиниду. мәсилән, «сүрә маидә: 8-айәт» адаләттә тәқваға әң йеқин болушни буйруйду. бу иддийәдин йандап өтүп кәткәндә, тәқвалиқ шәхсниң өз мәнпәәтинила қоғдашқа йүзләнгән пассип бир позитсийәгә айлинип қелиш хәвпигә дуч келиду. салиһ әмәл уқумиму охшашла тарийишқа учрайду. әгәр у пәқәт шәхсий ибадәтләргила қисқартилса, ундақта билим елиш, пән-техника ишләпчиқириш, тәшкилат қуруш вә зулумға қарши турушқа охшаш әмәлий һәрикәтләр диний қиммәт даирисиниң сиртида қалдурулуш хәвпигә дуч келиду. бу хил тарийишқа қарши, һазирқи заман ислам тәпәккурида күчлүк бир қарши йөнилиш мәйданға кәлди. фәзлур раһман Fazlur Rahman) 1919-1988)ниң қаришичә, қуран йәттинчи әсирдики әрәбистанниң конкрет әхлақий вә җәмийәттики мәсилилиригә биваситә йүзләнгән, адаләт вә иқтисадий баравәрликни мәркәз қилған бир китабтур; бәйғәмбиримиз муһәммәд (с. ә. в)ниң пәйғәмбәрлик вәзиписидики дәсләпки муһим әмәлий нишанларниң һәммиси җәмийәттә адаләтни ишқа ашуруш болған (фәзлур раһман 1980). муһәммәд абдуһMuhammed Abduh)  1849-1905) болса 19-әсирниң ахиридики ислаһат тәпәккуриниң башламчилиридин бири болуш сүпити билән, мусулман җәмийәтлириниң арқида қелишини динниң маһийитидин әмәс, бәлки динниң әқил вә иҗтиһадтин айрилип, тәқлидчиликкә тайанған, турақлиқ бир шәкилдә қоллинилишидин келип чиққан еғиш дәп чүшәндүргән. һәмдә диндарлиқниң пассип тәслимчиликкә әмәс, бәлки актип мәсулийәткә тайиниши керәкликини тәкитлигән[1]   салиһ әмәл уқумини «иҗатчан» бир рамка ичидә қайта чүшәндүрүш, мәсилән; бир университетта оқутуш, бир адил дәвани изчил қоғдаш, бир  аммиви тәшкилати қуруш қатарлиқларниму салиһ әмәл дәп қарайду. академийәлик вә сийасий иҗатчанлиқниму биваситә диний мәсулийәт даирисигә киргүзиду. бу йалғуз бир шәхсниң пикри әмәс, бәлки раһман (Rahman)  вә абдуһ (Abduh) ниң әсәрлиридиму учрап туридиған, һазирқи заман ислам тәпәккуридиму тәкрар-тәкрар тәкитлинидиған бир асаслиқ темидур.

    иманниң өзиму әмәлийәттә һәргизму турақлиқ болмастин, калам илмидики классик муназириләрниң бири, иманниң күчийидиған-аҗизлайдиғанлиқ мәсилиси үстигә қурулған. иманни пәқәт қәлбниң тәстиқидин ибарәт дәп қариған бәзи матуриди   алимлири, иманниң маһийити җәһәттин өзгәрмәйдиғанлиқини илгири сүргән болса, көп санлиқ калам еқимлири иманниң ибадәт вә салиһ әмәлләр билән күчийидиғанлиқини, гунаһ вә сәл қараш билән кемийидиғанлиқини қобул қилған [2]һәтта «иман турақлиқ» дегән әң қаттиқ қарашни қоғдайдиған каламчиларму, қурандики иманниң күчйидиғанлиқини көрситидиған айәтләргә дуч келишкә мәҗбур болған.[3] бу, иманни һәрикәтчан вә җанлиқ һаләт сүпитидә чүшиништә чәттә қалған бир қараш болмастин, бәлки калам әнәнисиниң өзидики мәркизий муназириләрниң бири икәнликини көрситиду. «сәид нурси»ниң «рисаләи нур» намлиқ әсиридә  иманни «һайат, нур, қуввәт» уқумлири билән бағлишиму мушу йөнилиштә чүшәндүрүлсә болиду. сәид нурси ихлас принсипини җәмийәтлик һәрикәтниң айрилмас шәрти дәп қарап, етиқад бирликиниң җәмийәт бирликини зөрүр қилидиғанлиқини тәкитлигән.[4] бәзи диаспора уйғурлири үчүн «иман» дегән сөз күчлүк һессий инкас қозғайду (мәсилән, өзини қоғдашқа өтүш, сәзгүрлишиш йаки һайаҗан билән инкас қайтуруш шәклидә). әмма бу иманниң әмәлий һайаттики ипадиси-йәни зулумға қарши системилиқ паалийәт елип бериш вә үнүмлүк күрәш қилиш һәрикәтлири күтүлгәндәк күчлүк болмайду.

    бу йәрдики әң диққәт тартидиған нуқта болса башқа бир җайда. қуранда мөмин болушниң шәртлири бирла айәттә әмәс, бәлки тәкрарлинидиған бир әндизә арқилиқ байан қилиниду. «сүрә бәқәрә: 62-айәт», «сүрә маидә 69-айәт» бу айәтләр асасән охшаш ибариләр билән үч амилни бирликтә тилға алиду: аллаһқа иман кәлтүрүш, ахирәт күнигә иман кәлтүрүш вә салиһ әмәл қилиш. бу формула бойичә, ниҗатлиқниң өлчими пәқәт етиқад байанидила әмәс, бәлки етиқадниң әмәлий һәрикәткә айланған шәклидидур. бир мөминниң «ишиниду, әмма һеч иш қилмайду» дегән тәсәввури, бу айәтләрниң пүтүн мәзмуни ичидә толуқ болмиған бир түр һесаблиниду. қуран мөмин болушни биваситә конкрет йахшилиқ қилишқа бағлиған икән, ундақта немә үчүн диаспорадики уйғур мусулманлириниң зор бир қисми пассип һаләттә қалиду, һәтта өз миллити үчүнму әмәлий бир иш қилмайду? бу йәрдә үч хил еһтимал оттуриға чиқиду.

    биринчиси, бу үч амилдин тәркиб тапқан формуланиң таллап чүшәндүрүлүшидур. чүнки, диаспорадики диний әмәлийәт көпинчә алдинқи икки амилға—иман вә ахирәт еңиға мәркәзләшкән болуп, үчинчи амил болған «салиһ әмәл»ни тар даиридики шәхсий ибадәт биләнла чәкләп қойған.

    иккинчиси, «инсанийәт» билән «өз миллити» оттурисидики пәрқ. бир киши йирақ вә абстракт болған «инсанийәткә йахшилиқ қилиш» идийәсини нәзәрийә җәһәттин қобул қилиши мумкин. әмма өз җәмийитиниң конкрет мәсилиси алдида—дәл мушу йеқинлиқ вә конкретлиқ сәвәбидин һәрикәтләндүридиған ирадини шәкилләндүрәлмәйду. һалбуки, классик ислам тәпәккурида йахшилиқниң даириси башта ичидин сиртқа қарап кеңийиду: аввал әң йеқинлиридин башлиниду, андин миллитидин, андин пүткүл инсанийәткә қарап кеңийиду.

    үчинчи амил, бәлким әң муһими, буниң тоғрилиқини билиш билән уни әмәлийәттә йашаш арисидики пәрқ. әслидә һәр бир мусулман бу айәтләрни аңлиған, йадлиған вә тәпсирини тиңшиған. әмма, һәқиқий мәсилә, билингән һәқиқәтниң һәрикәткә айлинишиға тосқунлуқ қилидиған ташқи амиллардур: тәһдит туйғуси, тәшкилат-орган бошлуқи вә көнүп қалған-өгинилгән амалсизлиқ.

    әң көп тар мәнидә чүшәндүрүлгән уқум бәлким, «йахшилиққа буйруш, йаманлиқтин

тосуш» (алأмр балмعроф оалнهй عн алмнкр) принсипидур. «ал имранниң бир айити»дә мөминләр арисидин йахшилиққа чақиридиған, йахшилиқни әмр қилип, йаманлиқтин тосудиған бир җәмийәтниң болушини тәвсийә қилиду «сүрә ал имран: 104-айәт». бу айәт асаслиқ тәпсирләрдә пәқәт шәхсий әхлақий нәсиһәтла әмәс, бәлки җәмийәтниң өз ичидики адаләтни қоғдайдиған бир назарәт механизми сүпитидиму чүшәндүрүлиду. «сәһиһ муслим»да ривайәт қилинған бир һәдистә, бир йаманлиқни көргәндә аввал қол билән тосуш, әгәр униңға күчи йәтмисә тил билән тосуш, униңғиму күчи йәтмисә һеч болмиғанда қәлбидә қарши туруш керәклики, буниң иманниң әң аҗиз дәриҗиси икәнлики байан қилиниду. бу һәдис көпинчә вақитларда пәқәт шәхсий гунаһларға (һарақ, қимар қатарлиқларға) қоллинилидиған тар бир рамка даирисидә чәклинип қалиду. әмма бурунқи вә һазирқи заман алимлириниң көпинчиси бу һәдисни; һәрқандақ бир мусулманниң зулум, наһәқчилик вә системилашқан адаләтсизликкә қарши туруш мәсулийитиму бар дәп чүшәндүргән. бир хәлқ зулум астида турғанда, бу принсипниң тәбиий давами; гуваһлиқ бериш, тәшкиллиниш, хәлқара органлар алдида һәқ тәләп қилиш, һәқиқәтни һөҗҗәтләштүрүш вә уни қоғдаштур. йәни «йахшилиққа буйруш, йаманлиқтин тосуш»ниң һөкмини әмәлдә көрситиш керәк. тарайтип чүшәндүридиған диний қарашниң тәсири дәл мушу йәрдә әң рошән көрүниду: әгәр бу принсип пәқәт «шәхсий әхлаққа нәсиһәт қилиш» биләнла чәклинип қалидиған болса, ундақта коллектип адаләт күриши диний мәсулийәт сүпитидә әмәс, бәлки «сийасәт», һәтта бәзидә динға йат бир саһә дәп қарилиши мумкин. мушундақ азайтип, тарайтип чүшәндүридиған диний қарашниң тәсири дәл коллектип һәрикәткә өтүшкә әң еһтийаҗлиқ вақитта күчини көрситип, актип һәрикәт қилидиған мусулманлаға зәрбә беришкә йаки уларни аҗизлаштурушқа ишләйду.

    бухил роһий қатмаллиқниң әң чуңқур тәсири,  аммиви тәшкилатлар вә органлишиш саһәсидә көрүлиду. үнүмлүк бир диаспора һәрикити, узун муддәт давамлишидиған органларға, изчил мәбләғ топлаш механизмлириға, қануний қоғдаш иқтидариға, ахбарат, истратегийә вә әвладлар ара давамлишишқа тайиниду. буларниң һәммиси, принсип җәһәттин тәвәккүлниң классик тәрғиби (сәвәбләргә толуқ риайә қилип, нәтиҗини аллаһдин күтүш) билән мукәммәл маслишиду. әмма, әмәлийәттә җәмийәткә кәң тарқалған пассип тәвәккүл чүшәнчиси билән зит келиду. уйғур диаспорасиниң бир қисмида дин, шәхсий мәнивийәт вә җамаәт ичидики өзара йардәмгә (буларму әлвәттә қиммәтлик) йүзләнгән вақитта, җамаәт саһәсидики өз һоқуқини қоғдаш, орган бәрпа қилиш вә сийасий лобийчилиққа охшаш саһәләр «дунйави» йаки «бикарға» дәп қарилиши мумкин; чүнки «нәтиҗә аллибурун аллаһниң қолида». бу қарашниң әркин вә паал өзлүк чүшәнчисигиму,  фазул раһманниң адаләт мәркәзлик қуран чүшәнчисигиму, абдуһниң  актип ислаһат пирограммисиғиму,  мәһмәт гөрмәзниң үч әһди нәзәрийәсигиму мас кәлмәйду.  һәммидин муһми һайатини зулумға, адаләтсизликкә вә залимға қарши атиған пәйғәмбәр әләйһиссаламниң тәвһид чақириқиға мас кәлмәйду.

    бу йәрдә бир нуқтини алаһидә тәкитләш керәк: бу көзитиш пүткүл диаспора үчүн әмәс, бәлки униң бир қисми үчүнла мунасивәтлик. уйғур диаспораси ичидә диний илһам билән күч тапидиған, адаләт тәлипини иманниң тәқәззаси дәп қарайдиған актип кишиләрму бар. әмма пассип иддийә еқимидикиләр болса, кәң тарқалған йүзлиниш сүпитидә динни шәхсий-ибадәткә мәркизләштуруп, хәлқниң коллектип һәрикәткә қатнишиш ирадисини аҗизлитип қойидиған бир роһий һаләтни шәкилләндүрүп қоймақта.

    әлвәттә, бу илаһийәтчилик қатлиминиң йалғуз өзила йетәрлик чүшәндүрүш болалмайду. мәлум бир тәпсир әнәнисиниң немә үчүн бунчә кәң тарқалғанлиқини, униң қайси тарихий вә психологийәлик земинда йилтиз тартқанлиқини чүшиниш лазим. кейинки бөләктә бу диний әндизиниң көндүрүлгән аҗизлиқ вә ички җәһәттин қандақ болуп өз-өзини контрол қилиш механизми билән чирмишип кәткәнликигә қарап чиқимиз.

зеһин ичидики көзәткүчи

    йеқинқи йиллардин буйан, уйғур диаспорасиниң хәлқара сәһнидики сийасий вә иҗтимаий орни көрүнәрлик дәриҗидә ашти. әмма, шундақ туруғлуқ кәң хәлқимизниң муһим бир қисминиң колликтип һәрикәт, тәшкиллиниш вә аммиви тәшвиқат паалийәтлиригә күтүлгән дәриҗидә қатнашмайдиғанлиқи даим тилға елинмақта. бу әһвал көпинчә шәхсләрниң иккилиниши, рәһбәрликниң кәмчиллики йаки органниң йетәрсизлики қатарлиқ сәвәбләр билән чүшәндүрүлмәктә.

    әмма җәмийәтшунаслиқ нуқтисидин қариғанда, диаспораларниң сийасий һәрикити пәқәт нөвәттики шараитларниңла мәһсулила әмәс, бәлки өтмүштики тәҗрибиләр, коллектип хатириләр, писхикилиқ җәрйанлар вә улар йашаватқан иҗтимаий муһитниң ортақ тәсири билән шәкиллиниду. болупму узун йиллардин буйан системилиқ зулум вә назарәт астида йашиған җәмийәтләрдә, пассиплиқ шәхсий таллаштин бәкрәк, тарихий җәһәттин көндүрүлгән вә иҗтимаийлишип кәткән бир һәрикәт шәклигә айлиниду. шуңа уйғур диаспорасидики пассиплиқни чүшиниш үчүн, пәқәт мәвҗут тәшкилий қурулмиларнила тәкшүрүш йетәрлик әмәс; бәлки бу пассиплиқни шәкилләндүргән психологийәлик вә җәмийәтшунаслиқ механизимлирини тәһлил қилишму муһим.

    бу нуқтидин қариғанда, өгинилгән амалсизлиқ (Learned Helplessness) нәзәрийәси, уйғур диаспорасидики пассиплиқни чүшәндүрүштики әң күчлүк нәзәрийәви рамкиларниң биридур. мартин селигмән (Martin E. Seligman) оттуриға қойған бу нәзәрийәгә асасланғанда, шәхсләр узун вақит өзлири контрол қилалмайдиған сәлбий вәқәләргә дуч кәлгәндә, кейин шараит өзгәргән тәқдирдиму, йәнила өзигә ишәнч қилалмайду. башқичә ейтқанда, изчил мәғлубийәт йаки җазалинишни баштин кәчүргән кишиләр, вақитниң өтүши билән күрәш қилишни тохтитип, пассиплиқни бир йашаш истратегийәси сүпитидә қобул қилиду. бу йәрдики әң муһим нуқта, шәхсниң һәқиқәтән күчсиз болуши әмәс, бәлки өзини күчсиз дегән уқумға ишәндүрүп қойғанлиқидур. шуңа өгинилгән амалсизлиқ пәқәт психологийәлик әһвал әмәс, бәлки узун муддәттә һәрикәтни бәлгиләйдиған билиш (cognitive) механизимидур.

    бу нәзәрийәни уйғур җәмийитиниң йеқинқи йилларда баштин кәчүргән кәчүрмишлири билән бирләштүрүп қариғанда, униң чүшәндүрүш күчи наһайити йуқири икәнлики көрүлиду. шәрқий түркистанда узун йиллар давамлашқан күчәйтилгән бихәтәрлик сийасәтлири, кәң көләмдики рәқәмлик назарәт системилири, халиғанчә қолға елишлар, мәдәнийәт вә милләт қирғинчилиқиға учраш, пикир байан қилиш әркинликиниң чәклиниши вә коллектип җазалаш сийасәтлири, кишиләрниң ашкара җамаәт мәйданида көрүнүши еғир хәвп елип келиду, дегән күчлүк бир иҗтимаий хатирә шәкилләндүрди. бу җәрйанда нурғун уйғурлар үчүн сүкүт қилиш пәқәт бир таллашла әмәс, бәлки һайат қелишниң бирдин бир йолиға айланди. кишиләр өз қаришини ашкара ипадилисә, йаки һәр қандақ бир тәшкилатниң паалийитигә қатнашса өзи йаки аилиси үчүн еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини қайта-қайта баштин кәчүрди. нәтиҗидә көп қисим кишиләр шунчә еғир бесимларғиму сүкүт қилидиған, қилған бу сүкүтини хәвптин сақлинишниң нормал һәрикәт шәкли дәп қарайдиған болди.  

    муһаҗирәттин кейин физикилиқ муһит өзгәргән болсиму, бу психологийәлик механизм йоқап кәтмәйду. түркийә, йавропа йаки шималий америкаға охшаш демократик дөләтләрдә йашаватқан нурғун уйғурлар қанун җәһәттин пикир байан қилиш әркинликигә игә. әмма улар шунчә әркин дөләтләрдә йашаватқан болсиму, өтмүштики кәчүрмишләр шәкилләндүргән қорқунч вә ишәнчсизлик сәвәбидин бу һоқуқларни ишлитиштә қийнилиду. буниң асаслиқ сәвәби, шәхсниң нөвәттики қануний муһитни әмәс, бәлки өтмүштә шәкилләндүргән һәрикәт қелиплирини өлчәм қилғанлиқидур. башқичә ейтқанда, физикилиқ җәһәттин бесим муһитидин айрилған болсиму, роһий җәһәттин бесим мәдәнийити давамлишиши мумкин. шуңа диаспора ичидә: «сөзлисәм хитай аиләмгә зийан йәткүзүши мумкин», «бәлким мениму назарәт қиливатқанду», «қандақла болмисун һеч нәрсә өзгәрмәйду», йаки «әң йахшиси сүкүт қилиш» дегәндәк қарашлар наһайити кәң учрайду. бу ибариләрни пәқәт шәхсий қорқунчла дәп қарашқа болмайду; уларни өгинилгән амалсизлиқниң «билиш» (cognitive) җәһәттики ипадилири дәпму чүшәндүрүшкә болиду.

    өгинилгән амалсизлиқ пәқәт шәхсләрниң намайишларға қатнишишинила тосуп қалмайду; бәлки тәшкиллиниш, рәһбәрлик мәсулийитини үстигә елиш, ихтийарий хизмәт вә хәлқ тәшкилатлириниң паалийәтлиригә қатнишиш қатарлиқ нурғун һәрикәтләргиму сәлбий тәсир көрситиду. чүнки бир киши өзиниң тиришчанлиқи һечқандақ нәтиҗә бәрмәйду, дәп ишәнсә, әң баштила һәрикәткә өтүштин ваз кечиду. бу әһвал диаспора ичидә актип хизмәт қиливатқан, сани чәклик кишиләрниң барғансери техиму еғир йүкни үстигә елишиға, көп қисим кишиләрниң болса пәқәт йирақтин қоллайдиған пассип орунда қелишиға сәвәб болиду. шундақ қилип психологийәлик қатламда башланған пассиплиқ, вақитниң өтүши билән җәмийәт характерлик бир һәрикәткә айлиниду.

чеградин һалқиған сайә

фоколтниң (1995, 200-202) «түрминиң туғулуши» намлиқ әсиридә оттуриға қойулған паноптикон (panoptikon)тәһлили; диктатур дөләтләрниң заманиви һакимийәтлири уруп-қийнаш, тән җазалириға тайиниш билән биргә, кишиләрни чүшкүнлүккә учрап, сүкүт қилишқа күндүрүп, өзини өзи назарәт қилиш арқилиқ өзлири үчүн хизмәт қилидиған дәриҗигә йәткөзүп қойғанлиқини көрситип бериду. бентһам (Bentham) лайиһәләп чиққан паноптикон,   мәһбус түрмидә назарәтчиниң шу вақитта өзини көзитиватқан-көзәтмәйватқанлиқини билмәйду. дәл мушу ениқсизлиқ мәһбусни даим көзитиливатқандәк һәрикәт қилишқа, йәни сиртқи назарәт механизими болмиған әһвалдиму өзини өзи назарәт қилишқа мәҗбур қилиду. демәк, онлиған йиллар давамлашқан мустәбит түзүм астида системилиқ назарәткә учриған бир җәмийәттә, даим көзитиливатқандәк һес қилишниң вақитниң өтүши билән сиртқи тәһдиттин ички адәткә айлиниши тәбиий бир һадисидур. мустәбит түзүм астида йашиған киши әмәлийәттә көзитилмигән вақиттиму, бурунла өз еңидә шәкилләнгән мәңгүлүк өз-өзини контрол қилиш адити охшашла давамлишиду.

    бундақ өгитилгән, өзини өзи қонтрол қилиш еңи башқа әркин дөләтләргә берип орунлашқандин кейинму йоқап кәтмәйду; чүнки паноптик һакимийәтниң әң чоң күчи, сиртқи назарәт үскүнилиридә әмәс, бәлки шәхсниң зеһнидә пәйда қилған, давамлиқ өзини өзи назарәт қилиш системисидур. бу системиниң тәсиригә учриған киши һәрқандақ дөләттә йашисиму охшашла зеһнидики мустәбит һакимийәтниң чаңгилидин қутулалмайду.

    әмма уйғур диаспораси үчүн һәқиқий һәл қилғуч амил, бу ичкиләштүрүлгән адәттинму һалқип, һазирму давамлишиватқан вә наһайити конкрет болған бир механизм; чеградин һалқиған бастуруштур (transnational repression). бу уқум, хитайдәк мустәбит түзүмләрниң өз чеграсидин чиқип кәткән пуқралириниму назарәт қилиш, тәһдит селиш вә җазалаш иқтидарини көрситиду.[5] ниң көрситишичә, мустәбит түзүмләр пуқралириниң көчүшини пүтүнләй тосушниң иқтисадий җәһәттин сиҗил әмәсликини чүшәнгәндин кейин, чеградин һалқиған өзигә қарши чиққучиларни контрол қилиш үчүн башқа истратегийәләрни тәрәққий қилдурған. буларниң ичидә рәқәмлик назарәт, паракәндичилик, сайаһәт чәклимиси вә-бизниң темимиз билән биваситә мунасивәтлик болған вакаләтчи арқилиқ җазалаш (proxy punishment) бар. (Moss), (Michaelsen) вә  (Kennedy)ниң 2022-йили сүрийә, иран, мисир вә ливийәдики паалийәтчиләр билән 246 қетим елип барған сөһбәткә асасланған тәтқиқати, мустәбит һакимийәтләрниң диаспора паалийәтчилириниң аилә әзалирини, һәтта паалийәтчи болмиған аилә әзалириниму бәш хил усул билән нишанға алидиғанлиқини көрситиду. булар: физикилиқ (биваситә уруп-қийнаш, тән җазаси) арқилиқ зийан йәткүзүш, тәһдит селиш, йалған тәшвиқатқа мәҗбурлаш, байлиқ вә мәнбәләрдин мәһрум қилиш, шундақла сайаһәт чәклимиси қойуш қатарлиқлар. демәк, диаспора әзалириниң өзи бихәтәр болсиму, вәтинидә қалған аилисиниң бихәтәрлики бир хил бесим қоралиға айландурулиду.

    бу механизимниң көлими пәқәт нәзәрийә әмәс. америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитети (CECC) ға сунулған бир гуваһлиқ доклатидики тәтқиқат нәтиҗилиригә қариғанда, әнглийәдә йашайдиған уйғурларниң тәхминән үчтин икки қисми биваситә тәһдиткә учриған йаки аилисиниң тәһдиткә учриғанлиқини билдүргән; бу нисбәт түркийәдә йашайдиған уйғурлар арисида бәштин төткә йетиду (Abbas, 2024). бу санлар, «аилини қоғдаш әндишиси әқилгә мувапиқ бир инкастур» дегән қарашни пәқәт бир пәрәз болуштин чиқирип, әмәлий дәлилләргә тайанған бир қарашқа айландуриду. мусапир ((Musapir вә   стенберг(Steenberg)  ниң (2026, 347-бәт) йеңи тәтқиқатида көрситилишичә, 2017-йилдин илгири сүкүт уйғур диаспорасида тарқалған. хитайниң аилиләргичә қаритилған тәһдитлири кишиләрни сүкүт қилишқа мәҗбур қилған әң күчлүк бесим қорали болған. әмма охшаш тәтқиқат йәнә бир қизиқарлиқ бурулушниму көрситиду: 2017-йилдин кейин шәрқий түркистандики аилә әзалири билән алақиниң туйуқсиз үзүлүп қелиши, тәбиий һалда бу контрол механизимини аҗизлаштуруп, миңлиған диаспора әзалириниң ашкара сөзләшкә башлишиға сәвәб болған[6] бу әһвал чеградин һалқиған бастурушниң турақлиқ әмәс, бәлки өзгирип туридиған бир механизм икәнликини көрситиду. байлер (Byler) ниң террор капитализими (Terror Capitalism) (2021)  намлиқ әсири болса, хитайниң бу бесим системисиниң шәрқий түркистан ичидики техникилиқ вә иқтисадий қурулмисини, шундақла диаспорадики қорқунчниң арқисидики конкрет тәһдит селиш күчиниң көлимини ашкарилап бериду.

    бу йәрдә муһим бир пәрқни айриш зөрүр. вәтинидә уруқ-туғқанлири бар көп қисим уйғурлар; мән сийасийға арилашсам хитай аиләмгә зийан йәткөзиши мумкин, дегән әндишә билән кәйнигә чекиниду. бундақ кәйнигә чекиниш  көпинчә «пассиплиқ» дәп атилиду. қаримаққа у өгинилгән амалсизлиқтин келип чиққан сүкүт билән охшаш көрүнсиму уларниң мәнтиқи охшимайду. өгинилгән амалсизлиқ; шәхсниң, мениң сийасийға арлишишим һечқандақ нәтиҗә йаратмайду, дегән чүшәнчигә көнүп қелиш әһвали омумлашқан.

    бу әһвалған йәнә хатирҗәм қилиш (securitization) нәзәрийәсиниму қошуш керәк. бузан (Buzan), вевер (Wæver)  (25, 1998-бәт) ниң қаришичә, бир мәсилиниң «бихәтәрлик мәсилиси» гә айлиниши обйектип бир реаллиқ әмәс, бәлки байан арқилиқ қурулидиған бир җәрйан. йәни бир актийор мәлум бир байан арқилиқ бир мәсилини «мәвҗутлуққа тәһдит» дәп тәсвирлисә, бу тәсвир җамаәт тәрипидин қобул қилинса, бу әһвалда: мустәбитләр адәттин ташқири тәдбирләрни қоллансиму қануний һәм әхлақий җәһәттин ақлинидиған болуп қалиду. хитайниң шәрқий түркистанда диний вә миллий кимликни «ашқунлуқ» вә «террорлуқ»  байани билән системилиқ бағлиши дәл мушу механизм арқилиқ һәрикәт қилиду. сақал қойуш, ромал артиш, даим намаз оқушқа охшаш адәттики диний ибадәтләрму, хитай даирлири тәрипидин «йошурун тәһдитниң ипадиси» дәп көрситилгән. нәтиҗидә, бу әһвал вәтән ичидики кишиләргила әмәс, бәлки чәтәлдә йашаватқан  бир қисим уйғурларғиму қошумчә бир бесим болған. шуниң билән чәтәлдики уйғурлар арисидиму бир қисим кишиләр өзлириниң дини етиқади вә мәдиний кимликини ашкарилаштин еһтийат қилидиған болуп қалған. бу әһваллар чәтәлдә йашаватқан шунчә уйғурниң немә үчүн сийасийға арилашмиғанлиқини, һәтта сийасийға йатидиған сөз-һәрикәтләрдинму өзини қачуридиғанлиқи, бәзидә һәтта адәттики диний ипадиләрдинму өзини тартидиған болуп қалғанлиқини чүшәндүрүп бериду. м

бир йәргә җәм болалмаслиқниң бәдили

    әмди мундақ бир әһвални тәсәввур қилип бақайли: бир киши мушундақ түрлүк қорқунчларға қаримай, ахири сөз қилишқа қарар қилди, дәйли. әмма униң йалғуз өзиниң қилған бу иши қанчилик әһмийәткә игә болалайду? бу соалниң җаваби пәқәт шу кишиниң җасаритидила әмәс, бәлки у мәнсуп болған җәмийәтниң қурулмисида йошурунған.

    бүгүн дунйадики һәр қайси дөләтләргә тарқалған уйғур диаспораси ичидә, хитайниң бастуруш сийасити сәвәбидин авазини көтүрүшни халайдиған нурғун кишиләр бар. әмма бу шәхсий ирадә көпинчә вақитларда коллектип күчкә айлиналмай қалиду. буниң асаслиқ сәвәблириниң бири, диаспора ичидә йетәрлик дәриҗидә күчлүк вә изчил давамлишалайдиған иҗтимаий торларниң шәкилләнмигәнликидур . «иҗтимаий капитал» нәзәрийәси болса дәл мушу нуқтини чүшәндүриду: кишиләрни бир-биригә бағлап туридиған ишәнч мунасивәтлири вә өзара җавабкарлиқ вә мәсулийәт өлчәмлири күчлүк болғанда, ортақ һәрикәт қилиш асанлишиду; әгәр булар аҗиз болса кишиләр йалғуз қалиду.

уйғур диаспораси дуч келиватқан мәсилә дәл мушудур. гәрчә улар охшаш азабни баштин кәчүргән болсиму, әмма охшимиған дөләтләргә тарқалғанлиқи, охшимиған қанун системилири ичидә йашайдиғанлиқи, охшимиған тилларни қоллинишқа мәҗбур боливатқанлиқи вә йеңи һайат қурушқа тиришиватқанлиқи қатарлиқ амиллар уларниң ортақ һәрикәт қилишини қийинлаштурмақта. бир дөләттики уйғур җәмийити қурған һәмкарлиқ тори көпинчә башқа дөләтләрдики уйғур җәмийәтлири билән охшаш дәриҗидә мунасивәт ориталмайду. шуниң билән, йәрлик даиридә күчлүк һәмкарлиқ тори шәкилләнгән тәқдирдиму, булар хәлқаралиқ тәсир күчкә игә болған бир диаспора һәрикитигә айлиналмайду.

колемән (  Coleman) ниң 1988-йили тәкитлигән, ишәнчкә асасланған йепиқ иҗтимаий торлар

мәсилисиму уйғур диаспорасидики муһим мәсилиләрниң биридур. шәрқий түркистанда йиллар бойи давамлашқан кәң көләмлик назарәт, җасуслуқ түзүми вә дөләт контроллуқи уйғурлар арисида ишәнчсизлик мирасини қалдурған. гәрчә чәтәлләргә чиққандин кейин җисманий бесим зор дәриҗидә түгигән болсиму, бу роһий мирас давам қилиду. нурғун кишиләр тонумайдиған уйғурларға қарита еһтийатчан муамилә қилиду, йеңи тәшкилат вә гуруппиларға қатнишиштин иккилиниду йаки мән сийасийға арилашсам аиләмгә зийан йетиду дәп әндишә қилиду. шуниң билән хитай тәрипидин бурунла миңңисигә орнитиветилгән бесим, у киши дөләт чеграсидин һалқип өтүп кәткән болсиму, униң иҗтимаий мунасивәтлирини давамлиқ шәкилләндүрүп туриду.

    буниңдин башқа, диаспорадики күндилик турмушниң реаллиқиниму көздә тутуш лазим. йеңи бир дөләттә иш тепиш, иқтисадий капаләткә еришиш, балиларниң оқушини давамлаштуруш вә олтуруш салаһийитигә аит мәсилиләрни һәл қилиш көплигән аилиләр үчүн әң муһим иш болуп қалиду. бу әһвал шәхсий нуқтидин қариғанда чүшинишкә болидиған вә әқилгә мувапиқ болсиму, узун муддәттә миллий дәваға аҗритилидиған вақит вә күч-қуввәтниң азийишиға сәвәб болиду. нәтиҗидә, нурғун кишиләр уйғур мәсилисигә көңүл бөлиду, әмма актип күрәшкә қатнишиш үчүн йетәрлик вақти йаки имканийити болмайду.

    йәнә бир муһим мәсилә болса, органлишишниң йетәрсизликидур. диаспорада интайин қиммәтлик нурғун шәхсий тәшәббуслар барлиққа келиватиду, әмма уларниң зор бир қисми мәлум шәхсләргә бағлинип қалған. бир паалийәтчи, алим йаки җамаәт пикригә тәсир көрситәләйдиған бир рәһбәр һәр қандақ сәвәб билән чекингән һаман, униң елип бериватқан паалийәтлириму көпинчә тохтап қалиду. билим, тәҗрибә вә мунасивәтләр органларға варислиқ қилмиғачқа, һәр бир йеңи тәшәббус худди баштин башлашқа мәҗбур болғандәк болуп қалиду. шуңа, уйғур диаспорасиниң әң чоң еһтийаҗи пәқәт техиму көп актип шәхсләргә игә болушла әмәс, бәлки бу шәхсләрни өзара бирләштүридиған, йеңи рәһбәрләрни йетиштүридиған вә паалийәтләрни шәхсләргә беқинди болуштин сақлайдиған мустәһкәм орган қурулмилирини бәрпа қилиштур. шуңа, мәсилә пәқәт қанчилик уйғурниң сөзләшкә җүрәт қилғанлиқида әмәс. әң муһими, сөзләшкә җүрәт қилған кишиләрниң бир-биригә ишәнч бағлийалиши, ортақ һәрикәт қилалиши вә өзлириниң шәхсий тиришчанлиқини узақ муддәтлик коллектип күчкә айландуралайдиған иҗтимаий капиталниң шәкилләнгән-шәкилләнмигәнликидур.  путнам вә колемәнниң нәзәрийәлириму дәл мушу һәқиқәтни чүшинишкә йардәм бериду: күчлүк иҗтимаий капитал болмиса, шәхсий җасарәт узақ муддәтлик иҗтимаий тәсир пәйда қилишта қийнилиду. бүгүн уйғур диаспораси дуч келиватқан әң асаслиқ мәсилә, шәхсләрниң җасаритиниң аҗизлиқидин сирт, шу җасарәтни изчил давамлишидиған, коллектип иқтидарға айландуралайдиған ишәнч, тәшкиллиниш вә органлишишниң йетәрсизликидур.

көрүнмәс башқа қатламлар

    һазирғичә  тилға елинған төт асаслиқ амилдин башқа, йәнә бир қанчә толуқлиғучи амилни қисқичә болсиму қошуп қараш муһим. бу амилларниң һечқайсиси йалғуз өзила һәл қилғуч рол ойнимайду, әмма уларниң һәр бири башқа амилларниң тәсирини күчәйтиш иқтидариға игә.

    тарихий нуқтидин қариғанда, қайта-қайта мәғлуп болған қаршилиқ һәрикәтлириниң тәҗрибиси бәзи әвладларда «биз немиш қилсақ бәрибир» дегән қарашни мустәһкәмлигән болуши мумкин. бу қараш, «өгинилгән чарисизлиқ» нәзәрийәсиниң коллектип сәвийәдики бир ипадисидур. бир җәмийәт өз тарихидики мәғлубийәт тәҗрибилириниң роһий бесимини коллектип хатирә арқилиқ биваситә баштин кәчүрмигән кейинки әвладларғиму йәткүзәләйду.

    мәдәнийәт җәһәттин ейтқанда, һоқуқ игилиригә ашкара қаршилиқ билдүрмәсликни тәшәббус қилидиған әнәниви өлчәмләр, сийасий пикирни ашкара ипадиләшни бәзи вақитларда «бешиға бала тепивелиш» дәп чүшәндүриду. бирақ бундақ өлчәмләрму өзгәрмәс нәрсә әмәс; уларму диний чүшәнчиләргә охшаш, мәлум тарихий шараитларда шәкилләнгән иҗтимаий қурулмилар болуп, шараит өзгәргәндә қайтидин музакирә қилиниши вә йеңидин шәкилләндүрүлүши мумкин.

    иқтисадий җәһәттин, турмуш ғеми вә иқтисадий муқимсизлиқ кишиләрниң вақит вә күч-қуввитини коллектип паалийәтләргә әмәс, бәлки шәхсий һайатини сақлап қелишқа сәрп қилдуриду. тил өгиниш, кәспий гуваһнамиләрни етирап қилдуруш, иш тепиш қатарлиқ җиддий мәсилиләр һәл болмиғучә һәр хил паалийәтләргә аҗриталайдиған вақит көрүнәрлик дәриҗидә қисқирайду.

    маарип җәһәттин болса, дәрслик вә маарип системисида тәнқидий тәпәккур вә һәқ-һоқуқини қоғдаш иқтидарлириға йетәрлик орун берилмисә, җәмийәтниң өз авазини аңлитиш иқтидари аҗизлишиду.

    ахбарат васитилиридики ипадиләш нуқтисидин қариғанда, уйғурларға даир хәвәрләрниң көпинчиси башқиларниң контроллиқида. шуңа уйғур җәмийити һәр вақит өз тәқдириниң баш ролчиси әмәс, бәлки обйекти болуп қелиш хәвпигә дуч келиду. бир җәмийәт өз тәқдирини контрол қилиш һоқуқини өз қолида туталмиса, өз тәқдирини бәлгиләйдиған сийасий күчиниму йоқитиш хәвпигә дуч келиду.

бир һалқа, бәш қатлам

    сийасий қатлам: әгәр йуқиридики ениқлашларни бир- биригә тәсир көрситидиған дәврий система сүпитидә чүшәнсәк, пүтүн әһвал техиму ениқ көрүниду. бу моделниң башлиниш нуқтиси, мустәбит түзүм астида баштин кәчүрүлгән системилиқ назарәт вә халиғанчә җазалаш тәҗрибисидур.

    писхологийәлик қатлам : бу тәҗрибә, фоколт  (Foucault)  байан қилғандәк, шәхсниң миңңисигә сиңдүрүлгән ташқи назарәт механизмини өз-өзини назарәт қилиш механизмиға айландуриду. бу ичкилишиш йаки сиңдүрүвелиш, психологийә җәһәттә «өгинилгән чарисизлиқ» шәклидә ипадилиниду; йәни киши өзиниң һәрикитиниң нәтиҗә пәйда қилалайдиғанлиқиға болған ишәнчини омумйүзлүк йоқитиду.

    җәмийәтшунаслиқ қатлими: өзиниң күчигә болған ишәнчсизлик, кишиләрниң иҗтимаий торларға вақит вә күч сәрп қилиш ирадисини аҗизлаштуриду. чүнки бир иҗтимаий тор бәрпа қилишниң әһмийити, шу торниң әмәлий нәтиҗә йариталайдиғанлиқиға болған ишәнч билән зич мунасивәтлик. әгәр өз күчигә ишинәлмигәндә, иҗтимаий капитал аста-аста аҗизлайду, ишәнч тори бузғунчилиққа учрайду, системилиқ органлишиш әмәлгә ашмайду.

    дөләт һалқиған қатлам: хитайниң чегра атлап, чәтәлләргичә созулған қоли бесим пәйда қилип, чәтәлләрдики пассип күчләрни үзлүксиз озуқландуруп туриду. шуниң үчүн әркин дөләтләрдә йашаватқан актип уйғурлар, хитайниң ойунини бозушта асаслиқ рол ойнисиму йетәрсиз қалиду. нәтиҗидә хитайниң бастуруш механизмлири  тәкрарлинип туридиған бу пассип системиниң һәр бир һалқисини қайтидин үзлүксиз күчәйтип туруш пурситигә еришиду. шуңа әркин дөләтләрдә йашаватқан уйғур хәлқи бу хил тәкрарлинишни бозидиған асаслиқ күч болсиму, йалғуз өзи йетәрлик әмәс.

    бу тәкрарлиниш әһвалидин чиқидиған әң муһим хуласә шуки, пассиплиқни пәқәт бирла нуқтидин, мәсилән, пәқәт «қорқунч» йаки пәқәт «хата чүшинилгән дин»ни нишан қилиш арқилиқла түгәткили болмайду. чүнки бу система бир-бирини толуқлап туридиған көп қатламлиқ пассип механизмлири арқилиқ өзини үзлүксиз толуқлап туриду.

    әмма дәл мушу тәкрарлиниш бизгә үмидварлиқниму бирликтә елип келиду. чүнки бу һалқиларниң халиған биригә қаритилған һәрқандақ хилдики иҗабий арилишиш, башқа һалқиларғиму васитилик тәсир көрситиш иқтидариға игә. мәсилән, коллектип һәрикәт өзигә болған ишәнч туйғусини ашуриду. мәсилән, бир дәваниң ғәлибә қилиши йаки бир органниң мувәппәқийәтлик қурулуши — пәқәт психологийәлик қатламнила күчәйтип қалмастин, шу мувәппәқийәтни әмәлгә ашурған иҗтимаий капиталниму күчәйтиду. күчәйгән иҗтимаий капитал болса, кейинки коллектип һәрикәтләрниңму «биз қилалаймиз» дегән өз-өзигә болған ишәнчини техиму мустәһкәмләйду.

    бу мақалиниң асаслиқ соали мундақ иди: дунйа миқйасида милйонлиған уйғур диаспораси мәвҗут туруқлуқ, немә үчүн актип һәрикәт қиливатқанларниң сани бунчилик аз, әксичә пассип һаләттә қалғанларниң нисбити бунчилик йуқири? йуқирида тәһлил қилинған бәш қатламлиқ моделға асасланғанда, бу соалға берилидиған қисқичә җаваб; пассиплиқ йалғуз бирла сәвәбниң әмәс, бәлки өзара бир-бирини күчәйтидиған қатламлиқ җәрйанниң нәтиҗисидур.

   ишғалийәтчи һакимийәтләрдә давамлиқ қаттиқ назарәт астида өз-өзини назарәт қилип йашашқа көндүрүлгән хәлқниң еңида, өгинилгән амалсизлиқ, давамлиқ сүкүт қилип йашаш вә давамлиқ өзини қачуруш қатарлиқ әһваллар нормал әһвалға айлиниду. бу әһвал вақитниң өтиши билән уларниң идийәсидә муқимлишип қалиду. уларниң бу хил пассип һәрикәтлири хәтири әң аз болған диний тәблиғләр билән қанунлаштурулуп ақлиниду. шуниң билән иҗтимаий күчниң аҗизлиқи сәвәблик бирлик әмәлгә ашмайду. уйғурлар бир гәвдигә айлиналмиғанлиқи үчүн, уларниң ичидики шәхсий актиплар вә уларниң йошурун күчи коллектип күчкә айлиналмайду. шуниң үчүн диктатур һакимийәтләр тәкрарлиниватқан бу бошлуқтин пайдилинип һәммә дөләтләрдә дөләт һалқиған бастуруш механизмини хатирҗәм ишқа салалайду. әһвал мушундақ икән, актип уйғурлар иҗтимаий капитални күчләндүрүш үчүн зор күч чиқириш керәк. шундақ қилғанда уларниң күчиму өзлүксиз толуқлинип күчийиш басқучиға қарап тәрәққий қилиду.

    бу тәһлилдин чиқидиған әң муһим хуласә, мақалиниң бешидила оттуриға қойулған пикирдә әкс етиду: өгинилгән һәрқандақ нәрсини, нәзәрийә җәһәттин қайтидин өгинишкә болиду. бандураниң өз-үнүмдарлиқ (Self-efficacy) нәзәрийәси вә селигманниң «өгинилгән чарисизлиқ» моделиниң тамамән әксигә өзгәрткили болиду. иқбалниң һәрикәтчан «мәнлик» пәлсәписи диний субйектниң пассип әмәс, бәлки актип вә иҗадкар бир мәвҗудат сүпитидә қайтидин чүшәндүрүлүши мумкинликини оттуриға қойиду.

    мундақ йеңичә чүшәндүрүшниң әмәлий әһмийитиму наһайити зор. чүнки, мәлум бир һәрикәтни «характер аҗизлиқи» дәп бәлгиләш, көпинчә һалларда номус туйғуси вә инкар қилиш позитсийәсини пәйда қилиду. әмма шу һәрикәтни «өгинилгән вә қурулмилиқ амиллар арқилиқ чүшәндүргили болидиған бир һәрикәт әндизиси» сүпитидә қараш, кишиләрни өзини ақлаш йаки мудапиәлиниш позитсийәсидин қутулуп, өзгириш җәрйаниниң актип қатнашқучии әзалириға айлиниш имканийитигә егә қилиду.

    йәкүн чиқарсақ: адәтләр өгинилиду, өгинилгән һәрқандақ нәрсини системилиқ қурулған органларниң сәврчанлиқ билән йетәклиши арқилиқ қайтидин өгинишкә болиду. бу қайта өгиниш җәрйаниниң биринчи қәдими, мәсилини тоғра түргә айриштин башлиниду; йәни пассиплиқни өзгәрмәс тәқдир дәп әмәс, бәлки өзгәрткили болидиған бир адәт дәп қараштин башлиниду. бәлким, бүгүн уйғур диаспорасиниң алдида турған әң зор вәзипә, аввал өзиниң сүкүт қилип йашаватқан әһвалиға бир исим қойуш, андин бу сүкүтниң өзгәрмәс тәқдир әмәсликини, қайта-қайта қолға кәлтүрүлгән кичик, әмма әмәлий һәрикәтләр вә мувәппәқийәтләр арқилиқ испатлаштин ибарәттур.

    мәнбәләр  

Abbas, R. (2024). Testimony on transnational repression of the Uyghur diaspora (уйғур диаспорасиға қаритилған чәградин һалқиған бастуруш һәққидики гуваһлиқ). Congressional-Executive Commission on China (CECC).

Abramson, L. Y., Seligman, M. E. P., & Teasdale, J. D. (1978). Learned helplessness in humans: Critique and reformulation (инсанлардики өгинилгән чарисизлиқ: тәнқид вә қайта қуруш). Journal of Abnormal Psychology, 87(1), 49-74.

Akkuş, S. (2007). Ebu’l-Muîn en-Nesefî’ye göre mahiyet artma ve azalma yönüyle iman (әбулмуин нәсәфигә көрә маһийәт, көпийиш вә азийиш җәһәтлиридин иман). Sakarya Üniversitesi İlahiyat Fakültesi Dergisi, 9(15), 71-88.

Allport, G. W., & Ross, J. M. (1967). Personal religious orientation and prejudice (шәхсий диний йөнилиш вә бир тәрәплимә қараш). Journal of Personality and Social Psychology, 5(4), 432-443.

Bandura, A. (1986). Social foundations of thought and action: A social cognitive theory (пикир вә һәрикәтниң иҗтимаий асаслири: иҗтимаий билиш нәзәрийәси). Prentice-Hall.

Bandura, A. (1997). Self-efficacy: The exercise of control (өзигә болған ишәнч: контрол қилиш иқтидарини ишлитиш). W. H. Freeman.

Bandura, A. (2000). Exercise of human agency through collective efficacy (коллектип өзигә болған ишәнч арқилиқ инсаний һәрикәтчанлиқни ишқа ашуруш). Current Directions in Psychological Science, 9(3), 75-78.

Buzan, B., Wæver, O., & de Wilde, J. (1998). Security: A new framework for analysis (бихәтәрлик: тәһлил үчүн йеңи бир рамка). Lynne Rienner Publishers.

Byler, D. (2021). Terror capitalism: Uyghur dispossession and masculinity in a Chinese city (террор капитализми: җуңгодики бир шәһәрдики уйғурларниң мал-мүлүктин мәһрум қилиниши вә әрлик идийәси). Duke University Press.

Coleman, J. S. (1988). Social capital in the creation of human capital (инсаний капиталниң шәкиллинишидики иҗтимаий капитал). American Journal of Sociology, 94, S95-S120.

Darley, J. M., & Latané, B. (1968). Bystander intervention in emergencies: Diffusion of responsibility (җиддий әһвалларда тамашибинларниң арилишиши: мәсулийәтниң тарқилиши). Journal of Personality and Social Psychology, 8(4), 377-383.

Foucault, M. (1995). Discipline and punish: The birth of the prison (тәрбийәләш вә җазалаш: түрминиң барлиққа келиши). (A. Sheridan, тәрҗиман). Vintage Books.

(әсли әсәр 1975-йили нәшр қилинған.)

Gümüşoğlu, H. (2008). İmanın artması-eksilmesi meselesi ve amel ile ilişkisi (иманниң көпийиши-азийиши мәсилиси вә униң әмәл билән болған мунасивити). Diyanet İlmî Dergi, 44(2), 1-16.

İkbal, M. (2013). The reconstruction of religious thought in Islam (исламда диний пикирниң қайта қурулуши). Stanford University Press.

(әсли әсәр 1930-йили нәшр қилинған.)

Kur’an-ı Kerim (қуран кәрим). (2:30, 2:62, 5:69, 6:122).

Moss, D. M., Michaelsen, M., & Kennedy, G. (2022). Going after the family: Transnational repression and the proxy punishment of Middle Eastern diasporas (аилини нишанлаш: чәградин һалқиған бастуруш вә оттура шәрқ диаспоралириға қаритилған васитилик җаза). Global Networks, 22(4), 631-648.

Musapir, & Steenberg, R. (2026). Where is my family? Contemporary Uyghur activism in the transnational diaspora (мениң аиләм қәйәрдә? чәградин һалқиған диаспорадики һазирқи заман уйғур паалийити). Critical Asian Studies, 58(2), 347-367.

Noelle-Neumann, E. (1984). The spiral of silence: Public opinion — Our social skin (җимҗитлиқ айланмиси: җамаәт пикри — бизниң иҗтимаий теримиз). University of Chicago Press.

Putnam, R. D. (1995). Bowling alone: America’s declining social capital (йалғуз кавап ойнаш: америкиниң төвәнләватқан иҗтимаий капитали). Journal of Democracy, 6(1), 65-78.

Putnam, R. D. (2000). Bowling alone: The collapse and revival of American community (йалғуз кавап ойнаш: америка җамаитиниң йимирилиши вә қайта гүллиниши). Simon & Schuster.

Salkovskis, P. M. (1991). The importance of behaviour in the maintenance of anxiety and panic: A cognitive account (әндишә вә вәһимә һалитиниң давамлишишида һәрикәтниң әһмийити: билиш нәзәрийәси нуқтисидин қараш). Behavioural Psychotherapy, 19(1), 6-19.

Seligman, M. E. P. (1975). Helplessness: On depression, development, and death (чарисизлиқ: чүшкүнлүк, тәрәққийат вә өлүм һәққидә). W. H. Freeman.

TDV İslâm Ansiklopedisi. (t.y.). Said Nursi (сәид нурси). İslam Ansiklopedisi Vakfı.

https://islamansiklopedisi.org.tr/said-nursi

Tsourapas, G. (2021). Global autocracies: Strategies of transnational repression, legitimation, and co-optation in world politics (йәр шаридики мустәбит һакимийәтләр: дунйа сийаситидики чәградин һалқиған бастуруш, қанунлуқлаштуруш вә өз ичигә елиш истратегийәлири). International Studies Review, 23(3), 616-644.


[1]  (TDV İslâm Ansiklopedisi, t.y.-a, «Muhammed Abduh» maddesi).

[2] (Gümüşoğlu, 2008, s. 2).  

[3] (Akkuş, 2007, s. 84)

[4] . (TDV İslâm Ansiklopedisi, t.y.-b, «Said Nursi» maddesi).

[5] (Tsourapas). (2021, 620-бәт)

[6] Musapir ve Steenberg, 2026, 347-бәт .