‏йаңақ, пәмидур, пахта... хитай шәрқий түркистанниң йеза игилик мәһсулатлирини барғансери көп експорт қилмақта‏

‏шәрқий түркистанниң үрүмчи шәһиридики муһим йеза игилик мәһсулатлири топлаш мәркәзлириниң бири болған җйудиң базири. сүрәт: диң лей/шинхуа/AFP.‏

хитай логистика ул әслиһәлиригә тайинип, шәрқий түркистанни йеза игилик мәһсулатлирини пүткүл оттура асийа вә униңдин башқа районларға експорт қилидиған базиға айландурди. бирақ бейҗиңниң райондики уйғурларни бастуруши сәвәбидин, бир қисим ғәрб херидарлиридин айрилип қалди.‏

‏аптор: рафаел балениери‏

‏елан қилинған вақит: 2026-йили 27-сентәбир, саәт 09:25‏

‏түркистан таймз тәрҗимиси‏

‏әсли мәнбә: Les Echos‏

‏ақсудики «йеза игилик мәһсулатлири сода мәркизи»ниң көлими 667 миң квадрат метирға йеқин болуп, йилиға 300 миң тонна мевә әвәтиду вә 1 миң 300 дин артуқ содигәрни өз ичигә алиду. шуңа уни шәһәр ичидики бир шәһәр дейишкә болиду. ақсу хитайниң әң ғәрбидики, шәрқий түркистанға җайлашқан йерим милйон нопуслуқ бир шәһәр. йәрлик «рунҗис» топ сетиш базириға охшайдиған, дөләт карханиси игидарчилиқидики бу мәркәз әтрапта ишләпчиқирилған барлиқ йеза игилик мәһсулатлирини сақлайду, пишшиқлайду вә андин хитайниң башқа җайлириға, йеқин оттура асийаға, оттура шәрққә вә униңдин башқа районларға тошуйду.‏

‏кириш еғизиға орнитилған, санлиқ мәлуматлар дәл вақтида көрситилидиған ғайәт зор көрсәткүч тахтисиға қариғанда, сода хели йахши кетиватқандәк қилиду. мәркәз мәсуллиридин ваң шйавмиң районлуқ даириләр йеқинда тәшкиллигән, барлиқ хираҗитини «лезеко» гезити өзи үстигә алған бир зийарәт җәрйанида: «төт йил илгири йаңақ мәһсулатимизниң 4 пирсәнтини експорт қилаттуқ. бүгүн бу нисбәт 39 пирсәнткә йәтти», деди. у йәнә: «алмимиз, бәрәңгимиз, пийазлиримиз… йошурун имканийәт нуқтисидин алғанда, һәммини експорт қилалаймиз. бу йүзлиниш давамлишиду», деди.‏

‏көктат содисидики актип қалдуқ‏

‏хитай әмди електиронлуқ аптомобил, батарейә вә шамал електир генераторлирини експорт қилиш биләнла чәклинип қалмайватиду. миқдар вә пул қиммити җәһәттә нисбәтән кичик болсиму, бейҗиң йеза игилик мәһсулатлирини барғансери көп експорт қилмақта.‏

‏бу йеңи һадисә әмәс. бирақ йеқинқи йиллардики ул әслиһә тәрәққийати билән хитай йеза игиликиниң заманивилишиши бирлишип, експорт имканийитини нәччә һәссә кеңәйтти. хитай таможна санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 2025-йили хитайниң йеңи вә пишшиқланған көктат експортиниң қиммити алдинқи йилдикидин 7.2 пирсәнт ешип, 19 милйард долларға йеқинлашқан.‏

‏хитай өткән йили бу саһәдә 17 милйард доллардин артуқ сода актип қалдуқи йаратқан. техиму йуқири қошулма қиммәт йаритидиған пишшиқланған вә тәййарланған көктатларниң нисбити тунҗи қетим 45 пирсәнттин ашқан. мәсилән, шәрқий түркистанниң пәмидурлири италийәгә макарон қийами шәклидә експорт қилиниду.‏

‏мевә саһәсидә болса, хитайниң импорт миқдари експортидин көп. шундақтиму, хитайниң мевә експорти 5 пирсәнт ешип 6 милйард доллардин ашқан; пишшиқланған мевиләрниму қошқанда, 8.6 милйард долларға йәткән. үзүм вә сетрус мевилириға охшаш бәзи түрләр икки ханилиқ ешишни хатирилигән.‏

‏шәрқий түркистан бу йүзлинишниң типик мисалидур. көлими франсийәниң үч һәссисигә тәң, сәккиз дөләт билән чегрилинидиған бу район шаңхәйдин айропиланда бәш саәтлик мусапидә болуп, хитайниң муһим мевилик бағ районлиридин бири. униң үзүми, қоғуни, йаңиқи вә анарлири пүтүн хитайда даңлиқ. ақсу болса алма шәһири болуп, алма шәһәрниң символиға айланған вә шәһәр коча әслиһәлириниң һәммә йеридә әкс әттүрүлгән.‏

‏тизгинәклик учқулар вә пахта етизлири‏

‏хитай көп хил килимати вә кәң терилғу йәрлиридин пайдиланмақта. бу икки әвзәллик униң һәр хил йеза игилик мәһсулатлирини дегүдәк зор миқдарда теришиға имкан йаритиду. дунйадики иккинчи чоң иқтисадий гәвдә болған хитай, мәһсулат үнүмини тез ашурған йеза игиликиниң заманивилишишидинму пайдиланмақта. ақсуға йеқин, пахта териқчилиқи билән шуғуллинидиған кичик кумуйила кәнтидә уруқ чечишқа тизгинәклик учқу ишлитиш әмгәкни асанлаштурған.‏

‏бу йеза игилик һәмкарлиқ копиратипида аилиси билән биллә пахта терийдиған 36 йашлиқ уйғур йүсүп: «илгири бир мо пахта [хитайниң 670 квадрат метирға тәң әнәниви йәр өлчәм бирлики] териш үчүн бир йаки икки күн ишләш керәк иди. тизгинәклик учқу бу ишни бәш саәттә тамамлайду», деди. машиниларниң йардимидә мәһсулат миқдари икки һәссигә йеқин ешип, һәр модин 400 килограмға йәткәнлики билдүрүлгән.‏

‏ул әслиһә җәһәттики тәрәққийатлар хитайниң төвән тәннәрх билән експорт қилишиға имкан йаратқан. бейҗиң 2016-йили «бир бәлбағ, бир йол» пилани даирисидә хитай–йавропа төмүрйол линийәсини йолға қойған. «хитай төмүрйоли» ширкитиниң билдүрүшичә, бу линийә һазир хитайдики 129 шәһәрни йавропадики 236 шәһәр билән туташтуриду. шәрқий түркистанниң мәркизи үрүмчидики хәлқара айродромда өткән йили йеңи терминал ечилғандин кейин, айродром көлими җәһәттин лондон хитров айродромидин ешип кәткән.‏ 

‏нам–аброй мәсилиси‏

‏бирақ хитай шәрқий түркистанда бәзи ғәрб херидарлиридин айрилип қелишиға сәвәб болған нам–аброй мәсилисигә дуч кәлмәктә. тәхминән он йилдин буйан уйғурларни нишан қиливатқан шиддәтлик хитайлаштуруш сийасити бәзи йавропа вә америка сетивалғучилирини мунасивәтни үзүшкә мәҗбур қилған. канададики саймон фрайзер университетиниң шәрқий түркистан мәсилиси мутәхәссиси даррен байлер: «нурғун ширкәтләр әмди шәрқий түркистан пахтисини ишлитишни халимайду. бу йәрлик иқтисадқа тәсир көрсәтти», деди.‏

‏ақсуда найк вә адидасни өз ичигә алған нурғун маркиларға пахта йипи сатқан бир тоқумичилиқ магнати 2025-йили американиң җазасиға учриғандин кейин, ички базарға йүзлинишкә мәҗбур болған. вашингтон бу ширкәтни уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш билән әйиблигән; бирақ ширкәт бу әйибләшни рәт қилған.‏

‏намини ашкарилимаслиқ шәрти билән завутни бир гуруппа мухбирға ечип бәргән ширкәт вәкили: «илгири експорт паалийитимизниң 70 пирсәнтини игиләйтти, һазир пәқәт 20 пирсәнтини игиләйду. биз асаслиқи шәрқий җәнубий асийаға експорт қилимиз. йавропадин келидиған заказлар һазир аран 3 пирсәнттин 5 пирсәнткичә», деди. әтраптики машинилар қулақни гас қилидиған шавқун ичидә пахта йипи егириду; йип ғалтәклири күнигә 30 тоннидин 50 тонниғичә сандуқларға қачилиниду.‏

‏у йәнә: «узун болмиған вақит илгири, Hugo Boss ниң вәкиллири завутлиримизни тәкшүрүшкә кәлди, бирақ улар қарар чиқарғучи әмәсликини ейтти», деди. «лезеко» алақилашқанда, германийә гуруһи буни қәтий рәт қилған.‏