тайланд һөкүмити: қачқан уйғурлар малайсийаға өтүп кәтти

тайланд даирилири 20- нойабир кечидә тутуп туруш орнидин қечип кәткән 20 уйғурниң малайсийға өтүп кәткәнликини вә өзлириниң малайсийа тәрәп билән алақилишиватқанлиқини билдүрди.

тайландниң муавин баш министири правит воңсуван, қечип кәткәнләрдин бәш кишиниң тутулғанлиқини, қалғанлириниң чегридин өтүп малайсийаға кирип кәткәнликини ейтти. у нөвәттә малайсийа тәрәп билән уларни өткүзүп бериш һәққидә алақилишиватқанлиқини билдүрди.

у нөвәттә 100 билән 200 арилиқида уйғурниң тайландта тутуп турулуватқанлиқини ейтти.

генерал правит воңсуван бүгүн(21- нойабир) һәптилик ички кабинит йиғиниға қатнашқандин кейин таратқуларға йуқарқи учурларни ашкарилиди.

у, тайландтта тутуп турулуватқан уйғурларниң кәлгән дөлитигә, тоғулған дөлитигә йаки үчинчи бир дөләткә қайтурулидиғанлиқини билдүрди.

у мундақ дегән: «биз уйғурларниң бәзилирини хитайға қайтуруп бәрдуқ, чүнки уларниң хитайда тоғулғанлиқи ениқланди вә уларниң у йәрдә җинайәт өткүзгәнлики йәткүзүлди, шуниң үчүн хитайға қайтурдуқ.»

«бир қисим уйғур айаллар вә балиларни үчинчи дөләткә әвәттуқ, чүнки уларниң җинайәт өткүзгәнлик хатириси йоқ иди.»

униң ейтишичә, 20 уйғур қечиштин бурун даириләр уларни баңкокка йөткәшни пиланлиған.

шуниң билән биргә, мусапирларни тутуп туруш мәркизиниң сәккиз нәпәр хадими нөвәттә вәзиписидин елинип тәкшүрүлмәктә икән.

тайланд даирилири малайсийа билән болған чегра районлиридики тәкшүрүшни күчәйткән.

хитай тайландни қечип кәткән уйғурларни тезрақ тутушқа чақирди

хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси лукаң, хитайниң мәһбусларниң қечиш мәсилисидә тайланд билән болған һәмкарлиқини давамлиқ күчәйтидиғанлиқини һәмдә вәзийәтни йеқиндин көзитидиғанлиқини ейтти.

у йәнә, хитайниң тайланд даирилирини «қечип кәткәнләрни тездин қанун ториға чүшүрүшкә» чақирғанлиқини билдүрди.

бундин бурун хитайға қайтурулған уйғурларниң тән җазасиға учриғанлиқи вә тайланд һөкүмитиниңму бу сәвәблик тәнқидкә учриғанлиқи мәтбуатларниң бу һәқтики хәвәрлиридә орун алмақта.