рәсимдә, қәшқәр кочилирида көпләп көзитиш аппарати орнитилмақта
дунйадики нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бири болған «кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати» хитай даирилириниң шәрқий түркистанда чоң санлиқ мәлумат вә башқа йеңи техникилар арқилиқ сақчиларниң уйғурларни бастурушиға қолайлиқ йаритип бериватқанлиқи һәққидә мәхсус доклат елан қилди.
кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 26- феврал елан қилған доклатта, хитай даирилириниң нөвәттә шәрқий түркистанда чоң санлиқ мәлуматларни анализ қилиш техникисидин пайдилинип кишиләрниң учурлирини оғрилиқчә топлаватқанлиқи вә аптоматик бәлгә селинған кишиләрниң сақчилар тәрипидин тутуп кетиливатқанлиқи оттуриға қойулди.
доклатта ейтилишичә, 2016- йилидин башлапла, хитай електрон техника гороһиниң қаримиқидики шинҗаң хәйлйән чуаңҗи ширкити һөкүмәтниң ашкара херидар чақиришида утуп чиққанлиқини елан қилған. бу ширкәт көзитиш камералиридики көрүнүшләр, аһалиләрниң саламәтлик учурлири вә банка сода хатириси қатарлиқ зор миқдардики хусусий учурларни топлаш вә анализ қилиш арқилиқ, кишиләрниң һәрикәтлирини анализ қилған вә алдин мөлчәрлигән, һәмдә «нормалсиз һәрикәтләр»гә аптоматик бәлгә селип қойған, бу арқилиқ уйғур аптоном райондики зәрбә бериш һәрикитигә йардәм қилған.
доклатта көрситилишичә, «бир гәвдиләшкән бирләшмә җәң қилиш суписи» дәп аталған система тәрипидин аптоматик бәлгә селинған кишиләр сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән вә аталмиш «сийасий тәрбийә мәркәзлири»гә әвәтилгән. доклатта, уйғур аптоном районлуқ җ х назаритиниң ашкара херидар чарқириш һөҗҗити вә исмини ашкарилашни халимиған икки аһалиниң сөзлири нәқил қилинған.
кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси майа ваң мундақ деди: «биз тунҗи қетим хитай һөкүмитиниң чоң санлиқ мәлумат вә алдин мөлчәрләш арқилиқ ашкара һалда кишиләрниң шәхсйтигә һуҗум қилипла қалмастин, бәлки йәнә даириләрниң халиғанчә тутқун қилишиға имканийәт йаритип бәргәнликини испатлийалидуқ.»
йеңи техника арқилиқ кәң көләмилик назарәт қилиш
доклатта ейтилишичә, хитайниң һәр қайси җайлирида даириләр чоң санлиқ мәлумат вә сүний әқил қатарлиқ йеңи техниклар арқилиқ кәң көләмлик назарәт қилип башқурушни йолға қойған. лекин уйғур аптоном районида әһвал алаһидә болған.
майа ваңниң билдүрүшичә, шинҗаң сақчи даирилири ишләткән бу хил әқлий иқтидарлиқ система мәхсус уйғурларға қаритилғанму - йоқ нөвәттә очуқ бирнәрсә дегили болмайдикән. доклатта нәқил қилинған бир йәрлик кишиниң ейтишичә, бу система уйғурларниң чәтәлдики паалийәтлирини ситатистика қилидикән: қачан паспорт алған, нәләргә барған, қанчилик турған, қачан қайтип кәлгән, сақчиларға паспортини тапшуруп бәргәнму - йоқ, чәтәлгә чиқиш муддиаси қатарлқлар.
бир гәвдиләшкән бирләшмә җәң қилиш суписи
сақчилар «бир гәвдиләшкән бирләшмә җәң суписи»ниң җинайәтчиләргә зәрбә беришкә йардәм беридиғанлиқини тәкитлигән. һөкүмәт ахбаратида бу сөз көп тилға елинмайдикән. лекин һөкүмәт үндидар суписида елан қилинған бир мақалидә, бир гәвдиләшкән җәң суписини «икки йүзлимичиләр» - йәни хитай компартийисигә садиқ болмиған уйғур кадирларға зәрбә бериш хизмити билән маслаштуруп, уларни сийасий тәрбийәләш мәркизигә елип кириш болидиғанлиқи ейтилған.
игилинишичә, бир гәвдиләшкән бирләшмә җәң қилиш суписи көзитиш камерасидики көрүнүшләргә қарита кишиләрниң йүзини селиштуруш елип баралайдикән, бәзи камераларниң инфра қизил нурлуқ кечидә көрүш иқтидари бар икән. мәктәп, сода - сарай, диний затларниң туралғулири қатарлиқ сәзгүр дәп қаралған җайларға көзитиш камераси орнитилидикән. шуниң билән биргә, бу системиға WiFi тәкшүрүгүч орнитилған болуп, компйутер, йанфун вә башқа торға чиқидиған үскүниләрниң ID номурини йиғалайдикән. кишиләрниң машина сетивелиши, дохтурха көрүнүши, пиланлиқ тоғут әһвали, банка картиси вә әдлийә хатириси қатарлиқ учурларму топлаш тизимликидә бар икән.
кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатниң бу доклати ингилизчә вә хитайчә икки хил тилда бирла вақтта елан қилинған.
ингилизчә улиниши
хитайчә улиниши