хитай «2018- йиллиқ дунйа ахбарат әркинлики көрсәткүчи» доклатида арқидин санап бәшинҗи болди

«чеграсиз мухбирлар тәшкилати» 25- април чаршәнбә күни «2018- йиллиқ дунйа ахбарат әркинлики көрсәткүчи» доклатини елан қилди. доклатта баһаланған 180 дөләт ичидә, хитайниң ахбарат әркинлики дәриҗиси йәнила 176- орунда йәр алди, йәни арқидин санап 5- болди.  
доклатта алдинқи бәш орунға тизилған дөләтләр тәрип бойичә норвегийә, шветсийә, голландийә, финландийә вә шветсарийә; әң арқиға тизилған бәш дөләт болса хитай, сүрийә, түркмәнистан, еритерийә вә шималий корийә. америка болса икки рәт чекинип 45- болған. тәйвән 42- орунға тизилған болуп, ахбарат әркинликидә асийа бойичә 1- болған.  
гәрчә хитайниң ахбарат әркинлики өткән йилқиға охшашла 176- болған болсиму, лекин баш шитаби франсийәниң париж шәһиригә җайлашқан бу һөкүмәтсиз тәшкилатниң көрситишичә, ши җинпиң һөкүмранлиқи астидики хитай барғансери һазирқи заман услубидики һакиммутләқлиққә йеқинлашмақта. ши җинпиңниң тунҗи нөвитидин башлап, хитай һөкүмити йеңи техникиларни кәң көләмдә қоллинип, ахбаратқа болған тәкшүрүш вә назарәт қилип башқурушни мислисиз дәриҗидә күчәйткән. нөвәттә 50 дин артуқ мухбир хитайда қамақта, уларниң арисидики нурғунлириниң саламәтликигә мувапиқ көңүл бөлүнмигәнликтин һайати хәвпи бар. чәтәллик мухбирлар болса хитайдики хизмитиниң күнсайин қийинлишип кетиватқанлиқини һес қилмақта. авам пуқраларға кәлсәк, пәқәт торда даириләр йақтурмайдиған учур тарқатқанлиқи үчүнлар түрмигә солиниш иһтималлиқи бар.  
доклатта, нобел тинчлиқ мукапати саһиби, мәзкур тәшкилатниң ахбарат әркинлики мукапатиға еришкүчиси лйу шйавбо билән өктичи блог йазғучиси йаң тоңйән мисалға елинған. бу иккәйлән өткән йили рак кесили билән өлүп кәткән. улар қамақтики мәзгилидә давалашқа еришәлмигән.  
 
ахбарат әркинликигә қарши «хитай әндизиси» 
буниң биләнла қалмастин, хитай йәнә чәтәлгә учур тәкшүрүш системиси вә тор назарәт үскинилири експорт қилиш баһәнисидә хәлқара өзи тәсир қилалайдиған «йеңи дунйа медийа тәртипи» қурушқа урунмақта. 175- болған вейтнам вә 142- орунда йәр алған камбоджа хитайниң тәсиригә әң көп учриған икки дөләт болуп, тайланд, малайсийа вә сингапор қатарлиқ дөләтләрму хитайниң тәсиригә учриған. гәрчә асийа - тинч окйан райониниң һәммиси хитайниң тәсир даирисидә болсиму, лекин тәйвән билән хоңкоң өз усули билән хитайниң тәсиригә қарши туруп ахбарат әркинликини қоғдиған. өткән йилидикигә селиштурғанда, тәйвән вә хоңкоң(70) үч рәт илгирилигән.  

«2018- йиллиқ дунйа ахбарат әркинлики көрсәткүчи» доклати(ингилизчә):

https://rsf.org/en/rsf-index-2018-hatred-journalism-threatens-democracies