шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири вә һәл қилиш тәклип – пикирлири

уйғур тәтқиқат институти тәййарлиди
2018-йили 21-сентәбир

кириш сөз
 

21 – әсиргә қәдәм бесиш мусаписидә дунйа сийасәт сәһнисидә биринчидин, америка қошма иштатлириниң дунйави күчиниң аҗизлишишиға әгишип, ғәрб мәркәзлик дунйаға қарши көп мәркәзлик вәзийәтниң һасил болуши; иккинчидин, хитайниң йүксилиши вә бу йүксилишниң дунйаға немиләрни елип келидиғанлиқиниң ениқ болмаслиқи; үчинчидин, мусулманларниң аридин 500 йил өткәндин кейин қайтидин ойғинип, техиму мурәккәп бир ислам дунйасини йаритишидин ибарәт үч чоң өзгириш көрүлди. йуқирида байан қилинған өзгиришләр – баштин кәчүридиған һәр хил амилларниң һәмраһлиқида – биз үчүн муәмма бир йөнилишкә қарап сүрәт билән илгирилимәктә. башқичә қилип ейтқанда, кона дунйа түзүми вә хәлқара система йимирилмәктә, йеңи бир система вә түзүмниң орнитилиш һарписида дунйа сийасий, иқтисадий вә хәвпсизлик саһәсидә маһийәтлик өзгиришләрни баштин кәчүрүш басқучиға кирди. дунйаниң баш көтүридиған йеңи мәсилиләргә қарши йеңи чариләрни тепиш һәләкчилики башлиниду вә күч тәңпуңлуқини қайта шәкилләндүрүш мусаписидә картилар қайтидин тарқитилиду.

йүксиливатқан хитайму дең шийавпиңниң үч басқучлуқ тәрәққийат истратегийәси (1987 – 2020) ни орундап, нөвәттә йеңи бир үч басқучлуқ гүллиниш истратегийәси (2020 – 2050) ни оттуриға қойди. бу истратегийәчә болғанда, хитай 2020 – йилиға барғанда оттурһал байашат җәмийәт, 2035 – йилиға барғанда тәрәққий қилған җәмийәт вә 2050 – йилиға барғанда болса, заманивилашқан қудрәтлик бир дөләт қуруп чиқидикән. хитай дөләт рәиси ши җинпиң, 2012 – йили декабирда хитай миллитиниң қайтидин бүйүк гүллиниш чүшини оттуриға қойуп, хитай коммунистик партийәси қурулғанлиқиниң 100 – йили (1921 – 2021) да оттурһал байашат җәмийәтни вә хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йили (1949 – 2049) да заманивилашқан сотсийалистик дөләткә айлинидиғанлиқини җакарлиди. 2017 – йили өктәбирдә өткүзүлгән хитай коммунистик партийәсиниң 19 – нөвәтлик қурултийида, хитайчә сотсийализмниң йеңи бир басқучқа қәдәм қойғанлиқини илгири сүрди. хитайниң 2035 – йили дунйаниң әң чоң күчлири билән охшаш һаләткә келишниң, 2050 – йили болса, дунйадики әң чоң күчкә айлинишниң койида икәнлики намайан болмақта. хитайниң муддиаси сотсийалистик чоң дөләтни ройапқа чиқириштин ибарәт.

хитай рәһбәрлик аппаратида күчлүк лидир (мавзедуң , дең шйавпиң) вә күчлүк лидирлар биваситә тәйинлигән рәһбәрләр (җйаң земин, хуҗинтав) дәври арқида қалди. ши җинпиң партийә ичидә кеңишиш арқилиқ сайланған бир лидир болуп, униңдин илгирики рәһбәрләргә селиштурғанда, тайанч күчи аҗиздур. ши җинпиң нопузини ашуруш үчүн барлиқ рәһбәрлик күчини мәркәзгә йиғип, өз чаңгилиға киргүзүвалди. ши җинпиңниң һоқуқ даириси буниңдин илгирики башлиқларниң һәммисидин көп вә күчлүк болуп, диктатор түзүм шәкилләндүрди. у, лидирларниң икки басқучлуқ рәис болуш бәлгилимисиниму әмәлдин қалдуруп, адаққичә рәһбәр болуш имканийитиниму йаратти. ши җинпиң партийә вә рәһбәрлик аппаратидики рәқиблирини чирикликни баһанә қилип тазилиди. униң үстигә униң чирикликкә қарши туруш йолидики сийасәтлири хәлқниңму қоллишиға еришти. күчләнгән вә һәммә күчни өз қолиға топлиған ши җинпиңниң хитайниң йеңи күчлүк орниға қарап, дәвргә мас ислаһат вә йеңилиқларни елип келиши шәрт болсиму, у йеңи вәзийәткә кона метод бойичә муамилә қилишқа тиришмақта вә техиму қаттиқ қоллуқ тәсирати йаратмақта. ши җинпиңниң «йеңи айағ билән кона йолда меңиши» (хитай мақали) 35 йиллиқ иқтисадий утуқни хоритиш билән биргә, хәлқниң хатирҗәмлик вә муқимлиқиғиму зийан йәткүзиду. ши җинпиң шәкилләндүргән бу диктатор түзүм, әнглийәлик сийасәтчи лорд актон (1834 – 1902) ниң «күч зәипләйду, мутләқ күч җәзмән зәипләйду» дегән сөзигә чүшиду.

хитайниң гүллиниши иқтисадий тәрәққийат истратегийәсиниң мувапиқ ички – ташқи сийасәтлири билән бирликтә ройапқа чиқти. хитай, иқтисадий җәһәттә гүллиниш билән биргә һәрбий вә пән – техника саһәсидиму тез сүрәт билән тәрәққий қилди. хитай дунйаға кеңәйгән иқтисадий, сода вә енергийә мәнпәәтлиригә четишлиқ паалийәтлирини давамлаштуруш үчүн, дипломатик мунасивәтлириниму йеңилиди. тәрәққий қилған хитай, дунйаға кеңәйгән мәнпәәтлирини қоғдап қелиш үчүн тарихтики империйалистларниң кеңәймичи сийасәтлирини йүргүзүшкә мәҗбур болуп қалиду. хитай кеңәймичи сийаситини йеқинқи 500 йил җәрйанидики ғәрбликләрниң күч ишлитиш усули бойичә әмәс, иқтисадий һәмкарлиқ вә сода мунасивәтлири арқилиқ ишқа ашурушқа урунмақта. буниң бир усули болса, йеңи йипәк йоли қурулуши лайиһәсидур. қуруқлуқ вә деңизда бәрпа қилинидиған икки йол арқилиқ хитай билән йавропа базирини туташтуруп, дунйаниң иқтисадий вә сода күчини қолға киргүзүп, бу саһәдә қаидә – түзүм қойуш салаһийитигә игә болмақчи болған хитай, үстқурулма мәркәзлик бу қурулуш арқилиқ, бесип өтүш йолидики дөләтләрни җәлп қилишни көзлимәктә. йеңи йипәк йоли бойидики бәзи дөләтләрни қәрз бериш усули билән өзигә беқиндурушқа урунмақта. хитайниң дунйани башқуруш һәвиси униңға қошна дөләтләрни әндишигә муптила қилиш биргә, дунйаниң чоң күчи болған америка қошма иштатлириниму сарасимигә салмақта. икки дөләт оттурисидики сода уруши буниң әкс етишидур. хитай дунйаға йейилғансери район вә дунйави миқйаста хәлқара сийасәт, иқтисад вә хәвпсизлик саһәлири бойичә йүз беридиған тоқунушларниңму чоңқурлишиш еһтимали бар.

йәрйүзиниң мәркизидики дөләт (җуңго) дегән тонуштики сийасий мәдәнийәткә игә хитай, бүгүнкидәк заманиви чағдиму йәр йүзи түзүми 天下秩序 Chinese World Order)) вә харач түзүми (朝貢體系 Tribute System) ни йеңилап дунйаға сунмақта. бу түзүм вә системиниң етимологийәси болған куңзи пикирлириниму наһайити қизғинлиқ билән дунйаға тонутушқа вә тарқитишқа тиришмақта. бирақ, хитайниң бу тиришчанлиқлириниң үчтин иккиси демократийә түзүмидики дунйа дөләтлири тәрипидин қобул қилиниши қийин болуп, тоқунуш йүз беридиғанлиқини мөлчәрләш унчивала қийин әмәс. хитайниң сийасий мәдәнийитидә «дунйа» (Shijie 世界) дәйдиған бир уқум йоқ болуп, буддизмдин елинған «Shijie» дегән бу сөз 19 – әсирниң ахирида ғәрб еңидики «дунйа» (world) билән тәңдаш мәнидә ишлитилишкә башлиған. бирақ, «дунйа» уқуми «йәрйүзи» уқуми билән арилаштурулуп ишлитилмәктә. бу чегиш тонушниң, миллий дөләт модели асасида һасил болған хәлқара система вә мәвҗут дунйа түзүми билән, шундақла ғәрбниң қиммәт – қарашлири билән зитлишидиғанлиқи ениқтур.

 

давамини төвәндики п д ф һөҗҗитидин оқуйалайсиз…

Uyghurche_Report_2018_1