җаң җешиниң уйғур хәлқигә йоллиған телиграммиси вә униң арқа көрүнүши

бүзүрүкләр һузурида көргәнлирим(2)

изчи хатириси

1995- йили қурбан һейт күни мөһтирәм устаз низамидин һүсүйинниң өйигә топландуқ .

һарпа күнидики дейишкинимиз бойичә устазниң  қурбанлиқини биз елип тәййар қилған болуп, һейт күни намаздин борун кәлдуқ вә  устазни елип шинҗаң гезити идарисигә әң йеқин болған қизилтағ мәсчитидә намаз оқудуқ.

намаздин кейин теливезийә истансиси йениға җайлашқан  шеһитликкә кәттуқ (һазирқи үрүмчи шәһри тәңритағ районлуқ  җамаәт хәвпсизлики идариси җайлашқан орун) рәһмәтлик мәсут сабири, шәрипқан төрә, 1933-йили қорулған шәрқи түркистан җомһурийити  баш министири сабит дамолла һаҗим , қомул қозғилиңиниң йолбашчиси, шәрқий түркистан ислам җомһурийити президенти хоҗанийаз һаҗимларниң тупрақ бешини йоқлидуқ .әпәндим бизгә бу йәрни көрсәткили әкилиштики мәқсиди, бу йәрни бир муқәддәс тарих сүпитидә биз вә бизниң тәңтушлиримизға һәм шундақла универсиитит оқуғучилириға билдүрүшимиз керәкликини, тарихниң изини өчүрмәсликни һәм  буниң тарихни кейинкиләргә йәткүзүштә ролиниң муһимлиқни, имкан болса ремонт қилиш керәкликини ейтти. дуадин кейин рәһмәтлик мустафа акимиз әкәлгән машина билән өйгә кәттуқ вә әпәндимниң қурбанлиқ қойини әкәлдуқ  вә гезитхана ичидики өйи астида қурбанлиқини қилдуқ.

бу арилиқта әпәндимниң хошнисиму қойини бизгә боғузлатқузуш үчүн кәлди. бизни у адәм қассап  дәп ойлиди болғай деди бизниң биргә кәлгән акимиз .

әпәндим дәрру маңа қариди.

биләттим нимә мәқсәттә қариғинини. мән акимизға дәрһал итниң қурбанлиқини буғузламсән дедим.

у маңа қарап укам сән ағзиңға кәлгәнни сөзлимә әтигәндә деди.

әпәндим ишимиз түгигән болса өйгә чиқайли, сән гөшни пишар меһман келиду деди вә бизгә : рәһмәтлик абдуләзиз мәхсум «оң тәрәптә қара ит, сол тәрәптә сериқ ит, алдиңға маңсаң нусрәт, арқиға йансаң җәһәннәм» дәйтти, маңайли алдимизға қарап өйгә кирили деди дә бизни өйгә башлап маңди.

әпәндимниң абдуләзиз мәхсумниң бу сөзини нәқил елиштики мәқсидини мән биләттим, чүнки әпәндимни  әпәндимниң өйи җайлашқан бинаниң алди кәйнидики икки бинадин йатақ өйи вә меһманхана өйини давамлиқ назарәт қилидиған болуп бу қойини боғузлатмақ үчүн кәлгән адәм дәл алди тәрәптики өйдики әпәндимни күзитидиған қулақ иди.

бу адәмниң бизгә келиштики мәқсидиму йәнила шу мәқсәт иди. чүнки қорода башқа қассапларму бар иди .

өйгә кирдуқ дә һәммимиз бирликтә гөш пишурдуқ вә сөһбәткә чүштуқ. гөшләр пишип дастиханға кәлтүрүлгәндә пәтә үчүн әпәндимниң қәдинас дости, рәһмәтлик турғун алмас кәлди, сөһбәт техиму қизишқа башлиди. адәттә турғун алмас икки күндә йаки күндә шамалбағқа җайлашқан йазғучилар җәмийити қорусидики өйидин әпәндимни йоқлап келәтти, болупму һейт байрамда биринҗи күни сәпдиши, йолдиши, муңдиши болған әпәндимниң өйидә болатти. салам сәһәттин кейин ширәниң йениға  җайлишивалған устаз турғун алмас әпәндим устаз низамидин һүсийин әпәндигә чақчақ башлиди, әпәндим гөш пишипту әмма йәкәнниң ләңпуңи болған болса һә! бу дегини әпәндимни териктүрмәк үчүн болуп шәрқи түркистанда йәкән хәлқини лаза -аччиқсусиз бир нәрсә йемәйду, йәкән хәлқи ләңпуңға амрақ дегән ләтипә бар иди.

 устаз турғун алмас гәп арисида мәндин қандақ қилдиң ачиқалидиңму дәп сорди.

устазниң ачиқалидиңму дегини гоминдаң вақтидики әрк гезити болуп, әпәндим маңа гезитхана архипханисида әйни вақиттики әрк гезити бар уни ачиқиңлар дәп тапшурған болуп биз уни архипханидики хитайға үч миң йүән пул билән икки пачка сигарит берип ачиққан идуқ.

мән әпәндимниң өйиниң ишики үстидики ишкаптин әрк гезитини алдим вә әкирдим. бу гезит һазирқи шинҗаң йашлири жорнилидин бир аз чоң булуп жорнал шәклидә иди.

һәммимиз бирдин гезитни елип тәпсили көрүшкә башлидуқ .

турғун алмас әпәндим һә мана бу сандикән деди дә оттуриға ташлиди.әпәндимниң издигини бир тарихи пакит болуп әйни вақиттики җаң җешиниң шәрқи түркистан хәлқигә йоллиған телеграммиси иди.

әдәпсизлик болмисун үчүн бүйүкләрниң алдида дәрһал жорналға қол узартмидим. әпәндим маңа қарап силәрниң бу ишни қилалайдиғиниңларға ишинәттим, йахши қилдиңлар бу силәр вә һазирқи нурғун кишиләр билмәйдиған тарихниң бир көмүлгән йүзи, булар(комминист хитай һакимийитини демәкчи) бу пакитларни йоқ әтмәкни истәйду, буни сақлап қойуш, кейинкиләргә билдүрүш, өгитиш керәк деди.

турғун алмас әпәндим маңа өзәң кичик әмма йүрикиң чоң, дәп бир хил мәмнунлуқ билән бақти. устазниң  қариши сүрлүк болуп қол елишип көрүшкәндә қарши тәрәпниң қолини чиң сиқип көрүшәтти. тетик сағлам болуп йол йүрсә қәддини тик тутуп бойиға йариша һәйвәт көрүнәтти. устаз үч китаби хитай һакимийити тәрипидин тәнқидкә учриғандин кейин иштин тохтитилған вә китап әсәр нәшир қилиш һоқуқи бекар қилинған болсиму, қәлби вәтән ишқида йанидиған бу алим әсли комминистилар ишғалидин кейинки шәрқи түркистан темисида тарихи пакит сүпитидә китап йезишни нийәт  қилған болуп материйал топлавататти. бу китапниң мәзмуни болса хитайниң 1949-йилидин кейинки җинайәтлири вә мәдәнийәт инқилабиниң алди кәйнидики шәрқи түркистан хәлқ инқилаби партийиси вә паалийәтлири, мәғлубийәтниң сәвәби, шундақла униңдин кейинки шәрқи түркистанда йүз бәргән инқилап, қозғилаңлар, намайишлар қатарлиқларниң материйал архиплирини топлавататтуқ.

бу жорналдики матерйал болса турғун алмас әпәндим уйғурлар дегән китавидин кейинки тарихниң давами сүпитидә йазмақчи болған китавиниң бешидики әләмдин қәләмгичә болған җәрйани болуп әйни вақитта хитайниң җәң мәйданидин сөһбәт үстилигә келишкә мәҗбур болғанлиқи вә җаң җешиниң телеграммиси иди .

демисиму тарих бетигә қарайдиған болсақ қәһриман хәлқимиз икки қетимлиқ шәрқи түркистан җумһурийитинң қорулуши вә алди кәйнидә хитай һакимийитини сарасимгә салған вә уларни амалсизлиқтин сөһбәт үстилигә келишкә мәҗбур қилған иди.

(толиму әпсус америка, әнгилийә, вә совет иттипақиниң бизниң тәқдиримиз үстидә йалтада чиқарған шәрәпсиз қарари сәвәбидин, шәрқй түркистанниң тәқдири, һөррийити ташқий моңғулийәниң һөррийити бәдәлигә алмаштурулған иди. әйни вақиттики йалта келишиминиң мәзмуниға асасән хитай совет иттипақиниң тәливи бойичә ташқи моңғулийәниң йәни моңғулийә хәлқ җумһурйитиниң мустәқиллиқини етрап қилиш бәдилигә совет иттипақи  шәрқи түркистандики һәрби мутәхәсисилирини вә қорал йарақлирини чекиндүрүп чиқиш, уйғурларниң һөрлүки үчүн йардәм бәргән инқилаптин ваз кечиш вә шәрқий түркистан армийәсини   алға илгириләтмәстин тохтитиш қатарлиқ шәртләр билән шәрқи түркистанниң үчтин икки қисмини азат қилип болған ғәлибә мевисини вәйран қилди. буниңға асаслиқи америкиниң совет иттипақи билән дүшмәнләшмәслик  нәзәрийәси вә җаң җешиниң шийаңгаңда әнгилйәниң мандатлиқ һөкүмранлиқини етирап қилиши бәдилигә черчилниң йол қойуши сәвәп болди.)

турғун алмас әпәндим көр сәнму оқуп бақ дәп болуп оқуп болдуң сән һәқичан деди маңа.

 мән турғун алмас әпәндим узартқан гезитни қолумға алдим дә дәрһал оқушқа башлидим, буниңда җаң җешиниң телеграммиси әйни көчүрүлүп хитайчә вә уйғурчә бесилған болуп телеграмма мәзмуни: «шинҗаңдики қериндашлар үч мәсләк роһи вә өзиниң истәклири бойичә йуртини түркистан, чин түркистани  вә йа шәрқи түркистан дәп аташқа болиду, әмма дөләтниң мәмури орунлири вә тамға вевискилирида шинҗаң өлкиси дәп йезилиши керәк» дәп йезилған иди.

мән бир аз чүшиниксиз бир мәсилигә дүч кәлгәндәк әпәндимгә қаридим.

бу арида низамидин һүсүйин әпәндим алдиримай бизгә қариветип,  бу аддий бир телиграммидәк көрүнгини билән биз буни қолға кәлтүргичә нурғун бәдәл төлидуқ. бу телиграмма шуни испатлайдуки, күрәш қандақтур ғәлибә мевисини башқилар әкәп беридиған үҗмә пиш ағзимға чүш әмәс, бәлки қан төкүш вә сийасәтни йәр -йеригә кәлтүрүп ойнаш демәктур, биз әйни вақитта тәрәп тәрәптин бу хәқни шу дәриҗидә йол қойушқа мәҗбур қилған. һәм телиграмминиң йолланған вақиттики сийасий арқа көрүнүши шу дәриҗидә иди, әмма буниңдики чин түркистани дегән уқум пәқәт уларниң тәсәввури. бизниң тәк истикимиз һөр әркин болған шәрқи түркистан. түркистан уқуми болса тәңритағдин балқанға қәдәр түрк земинини өз ичигә алған бүйүк турандин ибарәт . шуңа силәр қандақтур уйғуристан  вә чин түркистани дегән қалаймиқан чүшәнчиләрни меңәңлигә соқмаңлар! түрк аилиси булуш сүпитимиз билән һәзритимниң динимиз ислам! миллитимиз түрк! вәтинимиз шәрқи түркистан ! шуари һәр заман йадимизда болсун, шундақла исмаил бәйниң ишта, тилда, дилда бирлик шуари йетәкчиңлар болсун.  аллаһ инсанни охшимиған ирқ охшимиған тилда йаритиши қандақтур бир биригә ким йаман дәп йегүзүш үчүн әмәс. бәлки охшимиған тил охшимиған милләт қилип йаратқан икән бу азатлиқ дегәндә бизниңму һәққимиз бар буни онутмаңлар ! деди .

вә аста деризә түвидә узанди бу күнләрдә бир аз саламәтлики йахши әмәс  иди.

изаһат:

пайдиланған матерйаллар

тируминниң әслимиси (амрека сабиқ президенти)

әрк гезити

нәбиҗан турсунниң мақалилири

һәзритим - муһәммәт әмин буғра

исмаил бәй -исмаил ғаспирали