биз әнгилийә ташқи ишлар министири давид ламмийниң хитай зийарити тоғрисидики доклатиңларни оқуп қаттиқ биарам болдуқ, бу кишилик һоқуқ адвокати башчилиқидики ишчилар партийиси һөкүмитимизниң хитай билән болған сода келишимигә қулайлиқ йаритиш үчүн ирқий қирғинчилиқ һәрикитини рәсмий етирап қилиш пиланидин чекинишни қандақ қарар қилғанлиқини гәвдиләндүрди. (10-айниң 17-күни, ишчилар партийиси хитайниң уйғурларға тутқан муамилсини ирқий қирғинчилиқ дәп қараш қараридин ваз кәчти.)
2021-йили алтә күн уйғур сот коллегийәсигә қатнаштуқ, бу җәрйанда кишини һәйран қалдуридиған нурғун гуваһлиқлар берилди. биз қатнашқучиларниң һессийат тәлипини көздә тутуп, гуваһлиқ бәргәнләргә писхика җәһәттин йардәм беришни тәләп қилған идуқ. иштирак қилғанларниң җасарити кишини һәйран қалдуриду - нурғун кишиләр сотқа қатинишишиниң уларниң һайати вә аилисидикиләрниң һайатиға хәтәр елип келидиғанлиқини сөзлиди. биз мәҗбурий туғмас қиливетиш, тутқун қилиш вә қийин қистақ һәққидики һекайиләрни аңлидуқ.
сот коллегийиси хитай дөлитиниң уйғур дийаридики қилмишлириниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт болидиғанлиқини бәлгилиди. бу уйғур хәлқи үчүн муһим бир етирап қилиниш болуп, дунйадики демократик һөкүмәтләрни күчлүк испат билән тәминлиди.
биз 2023-йили қануний йол арқилиқ бу ирқий қирғинчилқни сүрүштә қилидиғанлиқини ениқ билдүргән ламми әпәнди вә ишчилар партийисиниң қарарини өзгәрткәнликидин үмидсизләндуқ.
парламент әзаси сиобайин макдонаг ( Siobhain McDonagh ) 2022-йили 1-айда ейтқинидәк: «қарайдиған болсақ, тарих бизниң кәчүргүсиз қорқунчақлиқимизни әйибләйду вә һакимийәт бешидикиләрниң немә үчүн һәрикәт қилмиғанлиқини сорайду, чүнки бу қетим һечким билмәймән дейәлмәйду».
доктор гиллийан хуг (Gillian Hughes), доктор шарлот бурк (Charlotte Burck), доктор җулийа нелки ( Julia Nelki), җулийа гранвил (Julia Granville)
муһапизәтчи тори, 2024-йили 30-өктәбир