аптори: миркамил кашғәрий
4-бап: хитай вә исраилийәниң «LAVİ»дин «J-10» ға, «PYTHON»дин «PL-8» гә туташқан техникилиқ ашнидарчилиқи
«дүшмәнниң савутини тешиш үчүн лайиһәләнгән қоралниң сирини шу дүшмәнгә тутқузуп қойуш, истратегийә әдәбийатида <хаинлиқ> болупла қалмастин иттипақдишиниң қенини сетип йегәнликтур»
«бир империйәниң әң мәһрәм мудапиә генологийәсини (мудапиә саһәсини) өз хәзинисидин малийә билән тәминләп истратегийәлик иттипақдишиға тапшуруп бериши, у иттипақдашниң болса бу қиммәтлик ген (DNA) ни империйәниң баш рәқибигә мулазимәт сүпитидә тәқдим қилиши…» бу җүмлә йүзәки бир суйиқәст әдәбийати әмәс, бәлки америка деңиз армийәси истихбарат идариси (ONI) ниң 1996-йиллиқ рәсмий доклатиниң әң соғуқ хуласисидур.
америка деңиз армийәси истихбарат идариси (ONI) ниң «деңиз зәрбә бериш урушиға йәр шари характерлик хирислар» (Worldwide Challenges to Naval Strike Warfare) намлиқ һөҗҗитидә йезилған ениқ ипадә мундақ иди:
«америка техникиси, <лави> (Lavi) уруш айропилани вә еһтималлиқ даирисидики йәрдин һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомба техникиси билән бирликтә исраилийәниң васитиси арқилиқ хитайниң қолиға өтти.»[1]
бу дөләт характерлик баһа мәлум бир академикниң шәхсий көз қариши әмәс, бәлки америка истихбарат бйурократийәсиниң исраилийә лобилиридин кәлгән ғайәт зор бесимларға қаримай, 1997-йиллиқ доклатидиму чекит-чекитигичә охшаш тәкрарлиған рәсмий вә әдлийәлик баһасидур.
1-бөлүм: «LAVİ»дин «J-10» ға созулған 1.5 милйард долларлиқ техникилиқ зина
бу һекайә 1980-йилларниң бешида америка парламенти (конгрес) чиқарған, геополитикилиқ реаллиқниң чәк-чеграсини бузуп ташлиған, тарихта көрүлүп бақмиған бир қарар билән башлиниду. вашингтон исраилийәгә өзиниң төртинчи әвлад көп иқтидарлиқ уруш айропиланини ишләпчиқириш иқтидарини бир һәдийә сүпитидә сунушни қарар қилиду. исраилийә авийаматка санаити (IAI) тәрипидин тәрәққий қилдурулған «лави» (Lavi «шир балиси») уруш айропилани лайиһәси, «F-16 Fighting Falcon» уруш айропиланиниң техникисини асас қилған болуп, әмма уни нурғунлиған мурәккәп көрсәткүчләр җәһәттә арқида қалдурушни нишан қилған илғар бир тәшәббус иди. у қанат-делта (canard-delta) қанат қурулмиси, төт тәрәплимилик дигитал учуш контрол системиси (fly-by-wire), йуқири дәриҗилик бирикмә материйаллар вә алаһидә бир турбофан мотори билән қоралланған иди.[2]
бу ғайәт зор лайиһәниң омумий чиқиминиң тәхминән %90 и (1.5 милйард доллардин ашидиған қисми) биваситә пентагон хамчотидин, йәни америка баҗ тапшурғучилириниң йанчуқидин чиқти.[3] вашингтонниң исраилийәгә қилған бу сехийлиқи пәқәт нәқ пул еқими биләнла чәклинип қалмиди. F-16 вә F-18 уруш айропилан лайиһәлиридә ишлитилгән әң мәһрәм мотор сирлири, дигитал авийотехника қурулма кодлири вә йуқири дәриҗилик радар алгоритмилири «иттипақдашлиқ вападарлиқи» сүпитидә исраилийәгә совға қилинған иди.[1] хоҗайин өз хәзинисидин иттипақдишиға уруш айропилани заказ қиливататти, иттипақдаш болса у айропиланниң туғут кенишкисини хоҗайинниң биринчи рәқибиниң (йәни хитайниң) намиға йезишқа тәййарлиқ қиливататти.
«лави» пропотип (синақ нусха) басқучида елип барған 82 қетимлиқ синақ учушини мувәппәқийәтлик тамамлап, толиму йуқири иқтидарини намайан қилди. лекин бу лайиһәни тохтитип қойидиған вақитму йеқинлишип қалған иди. америка исраилийәниң урушхумар интизамсизлиқи йүзисидин лайиһәни мәҗбурий әмәлдин қалдурумақчи болди. 1987-йили 30-авғустта, исраилийә кабинети тарихий бир авазға қойуш арқилиқ, 11 гә қарши 12 аваз билән «лави» уруш айропилани лайиһәсини әмәлдин қалдурди.[2] вашингтон буни исраилийәни қайтидин истратегийәлик «йалланма дөләт» орниға тартип чүшүргән бир интизам җазасиниң ғәлибиси дәп қариди. әмма әмәлдин қалдуруш қарари бир хатимә әмәс, бәлки техиму үнсиз бир хаинлиқ һәрикитиниң пилтисини йаққан иди.
«лави» әмәлдин қалдурулғандин кейин исраилийә дөләтлик авийаматка санаити IAI ниң айропилан сихлирида мәхпий йүз бәргән ишлар, авийатсийә тарихиниң әң чоңқур йошурун сәһипилириниң биригә айланди. «лави» ниң пүтүн мәнбә кодлири йепиветилишниң орниға, йошурун йоллар арқилиқ хитайниң чеңду айропилан санаити гуруһиға (Chengdu Aircraft Industry Group) аққузулушқа башланди.[1] җон в. голанниң (John W. Golan) академик тәтқиқатиға асасланғанда, исраилийәлик һөддигәрләр «J-10» ниң айродинамикилиқ вә қурулмилиқ алаһидиликлирини биваситә сизип бериш үчүн хитай билән мәхпий тохтам түзди.[4]
бу хийанәтниң әң зилзилигә салғуч пакити вә шаһитлиқи 1990-йилларниң бешида чеңду завутини зийарәт қилған бир русийә мәнбәси тәрипидин ашкариланди «J-10» ниң хитайдики тәтқиқат вә тәрәққийат бөлүминиң тахтилирида һелиһәмму ибраний тилида йезилған техникилиқ җәдвәл вә бәлгиләр есиқлиқ туратти.[2] бир уруш айропиланиниң туғутханисидики җәдвәлләрниң тили, у айропиланниң һәқиқий биологийәлик атисини һечқандақ шәк-шүбһисиз паш қилип қойған иди.
мудапиә техникиси мутәхәссислири, мәркизий истихбарат идариси CIA, америкиниң бир җасус суний һәмраһи арқилиқ хитайниң синақ нусха айропиланлирини синақ қиливатқан йуқири бихәтәрликкә игә һава армийә базисини сүрәткә елип, қолға чүшкән сүрәтләрни үч тәрәплимилик (3D) дигитал сизиқлар арқилиқ тәтқиқ қилип чиқти вә уни «лави» ниң мәхпий лайиһә мәлуматлири билән милиметир бойичә селиштурди. нәтиҗә анализчиларни чөчүткән иди. хитайниң әң йеңи вә әң мәхпий уруш айропилани «J-10», физикилиқ вә айродинамикилиқ җәһәттин исраилийәниң «лави» синиң қусурсиз копийәси, йәни дәл өзи иди.[1]
йүз бәргән ишлар адәттики бир техника оғрилиқи әмәс, бәлки бир ген көчүрүш мәшғулати иди. америка хәзинисиниң балйатқусида, FMF фондлири билән беқип чоң қилинған «шир балиси» (Lavi) уруш айропилани, иттипақдашниң қоли билән бейҗиңға йөткилип, тинч окйанниң «җәңгивар әҗдәрһаси» ға (J-10) айландурулған иди. қойулған исминиң өзиму тәқдирни пичирлимақта иди. шир балиси, башқа бир байрақниң астида әҗдәрһаға өзгәргән иди. бу бир елим-сетим содиси әмәс, ғәрбниң авиатсийә саһәсидики мудапиә генологийәсиниң биваситә рәқибкә ғол һүҗәйрә сүпитидә көчүрүп берилиши иди.
америка деңиз армийәси истихбарат идариси (ONI) ниң 1996-йиллиқ байқишидин кейин, 2011-йиллиқ парламент тәтқиқат мулазимити (CRS) доклатиму мәсилини һечқандақ талаш-тартишқа орун қалдурмайдиған сәвийәгә елип кәлди. «J-10 айропилани, 1980-йиллардики америка-исраилийәниң <лави> айропилани техникисиниң үстигә қурулған иди»[2]. бир хитай мәнбәсиниң өз иқрари бу җәрйанни толуқ испатлап бәрди. «сраилийә мәҗбурий ахирлаштурулған <лави> уруш айропилани пиланини 1987-йили хитайға өткүзүп бәргәндин кейин, хитай дәрһал 1988-йили уруш айропиланиниң тәтқиқат вә тәрәққийат хизмәтлирини рәсмий башлиди»[2]
авийатсийә санаитидә төртинчи әвлад, муқимсиз айродинамикилиқ қурулмиға игә бир айропиланни дигитал учуш техникиси билән һавада тутуп туруш, онларчә йиллиқ тәҗрибә записини тәләп қилидиған бир иш. америка F-16 ниң асасини тәшкил қилған техникиларни он йилдин артуқ бир мусапидә пишиқлап йетилдүрәлигән иди. хитайниң 1988-йили башлиған «J-10» қурулушиниң қисқа вақит ичидә тунҗи мувәппәқийәтлик учушини әмәлгә ашуруши, нормал шараитта мумкин әмәс иди. бу «мөҗизә»ниң бирдинбир әқилгә мувапиқ чүшәндүрүлүши, «лави» ниң сәксән икки қетимлиқ синақ учушидин сүзүлүп чиққан тәййар вә дәлилләнгән мәлуматларниң биваситә чеңду тәҗрибиханилириға йәткүзүлгәнлики иди.
хитайниң «йәрлик вә миллий» дәп махтиниватқан бу айропиланиниң чиқим талонини америка баҗ тапшурғучилири төлигән, инженерлиқини исраилийә қилған, бейҗиң болса пәқәт бу оғрилиққа аталмиш «йеңилиқ йаритиш» маркисини чапливалған иди, халас.
бүгүнки күндә хитай һава армийәсиниң 350 тин артуқ ишләпчиқарған «J-10 Vigorous Dragon» айропилани, тинч окйандики күч тәңпуңлуқиниң әң һалқилиқ амиллириниң биридур.[2] айропиланниң алаһидә қанат-делта қурулмиси, гәвдә астидики һава кириш еғизи геометирийәси вә омумий қурулмиси, «лави» ниң өчүргили болмайдиған ген излиридур.[4] америка пули билән туғулған бала, исраилийәниң қоли билән хитайға беқивелишқа берилгән иди.
2-бөлүм: «PYTHON»дин «PL-8» гә, «PHALCON»дин «HARPY»гә созулған хийанәт зәнҗири
хийанәт асмандики айропилан гәвдилири биләнла чәклинип қалмиди. у айропилан гәвдилири өзи билән көтүрүп йүридиған вә һава һөкүмранлиқиниң әң асаслиқ бәлгилигүчиси болған «әҗәллик тирнақлар»му (башқурулидиған бомбиларму) бу йошурун хушамәт линийәсигә қошуветилди. исраилийәниң қисқа мусапилиқ һавадин-һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомба техникисиниң байрақдари болған «Python-3» (пайтон-3) намлиқ башқурулидиған бомбаниң пүтүн мәхпий лайиһә мәлуматлири, йетәкләш алгоритмилири вә инфира қизил нурлуқ нишанлиғучи баш мәнбә кодлири хитайға өткүзүп берилди. хитай бу бомбини «PL-8» нами билән өз армийәсиниң қорал түригә киргүзди.[3] исраилйәниң бу дүшмәнни күчләндүрүш хийанитигә америка һеч нәрсә дейәлмиди.
айропиланниң гәвдисини сетиш хийанәтниң биринчи пәрдиси болған болса, у гәвдигә есилидиған һәл қилғуч пәнчиләрниң сирини сетиш, ғәрп мудапиәсиниң ген кодини тапшуруп бәргәнлик иди. заманиви бир башқурулидиған бомбиниң нишанни тонуш, қулуплиниш вә из қоғлаш алгоритмилири, рәқиб айропиланниң өзини қоғдаш үчүн ишлитидиған електронлуқ қарши тәдбир системилирини вәйран қилишниң бирдинбир ачқучидур. «Python-3» ниң йетәкләш логикиси, ғәрбниң өз айропиланлирини қоғдаш үчүн тәрәққий қилдурған мудапиә параметирлириниң қурулмисини биваситә әкис әттүрәтти. чүнки у бомба дәл шу системиларни бөсүп өтүш үчүн лайиһәләнгән иди. исраилийә бу мәхпий алгоритмиларни бейҗиңға тапшуруп бериш арқилиқ, америкиниң F-16 вә F-18 айропиланлириниң мудапиә сепиллирини хитай бомбилири үчүн «тонуғили болидиған, пачақлиғили болидиған вә қоғдинишсиз» һалға кәлтүрүп қойди.
андин «Phalcon AWACS» (фалкон әвакс) радар киризиси, хитайға ечиветилгән бу йошурун техника йөткәш туруба системиси йаратқан хәвп һәққидә вашингтонни ахири чөчүтқан вә ойғатқан вәқә болди. 1990-йилларниң ахирида исраилийә «EL/M-2075 Phalcon» намлиқ илғар һавадин алдин сигнал бериш радар системисини бейҗиңға сетишни пиланлиди. тәхминән бир милйард долларлиқ бу ғайәт зор келишим, хитайни тарихида тунҗи қетим һавадин алдин сигнал бериш вә қоманданлиқ-контрол қилиш иқтидариға игә қилатти. бу тәйвән боғузидики һәрбий тәңпуңлуқни мәңгүлүккә өзгәртиветидиған бир йадроға айлинатти.[5]
америка парламентидики көп санлиқлар рәһбири трент лот (Trent Lott) ниң төт йуқири дәриҗилик палата әзаси билән бирликтә 2000-йили 6-апрелда исраилийә баш министири баракқа әвәткән тиғдәк өткүр мәктупи вә йилиға берилидиған 2.8 милйард долларлиқ һәрбий йардәмни пүтүнләй кесип ташлаш тәһдитидин кейин, исраилийә арқиға йенишқа мәҗбур болди. 2000-йили ийулда сетиш пилани әмәлдин қалдурулди. америка әлчиханисиниң әмәлдарлири хитай айропиланниң исраилийәдин һечқандақ назук техникилиқ үскүнисиз айрилғанлиқини биваситә назарәт қилиш үчүн айродромда нөвәттә турди.[3]
бу киризисниң әң йүзсиз сәһниси ахирида йүз бәрди. исраилийә өзиниң иттипақдиши америкиниң бесими билән әмәлдин қалдурған бу сетиш тиҗарити үчүн, рәқиби хитайға 350 милйон доллар «төләм» төлиди.[6] бир иттипақдашниң өз хоҗайининиң ирадиси билән тохтатқан бир иш үчүн рәқибкә төләм төлиши иттипақдашлиқ һоқуқиниң әмәс, бәлки йошурун бир қош хоҗайинлиқ садақитиниң бәдили иди. бу 350 милйон доллар исраилийәниң һәқиқий түрдә кимгә бағланғанлиқиниң талони иди. бу бир төләм әмәс, бәлки тоғра нами билән ейтқанда «садақәтни гөрөгә қойушниң бәдили»дур. исраилийә өз хоҗайиниға көрсәткән ташқи қийапәттики итаәтниң талонини өзиниң һәқиқий шерикигә, йәни бейҗиңға төләвататти. йошурун техника йөткәш туруба системисиниң мәшғулати шунчә қурулмилиқ һалға кәлгән идики, еқин бир қетим тохтиған һаман бәдәл төлинидиған тәрәп вашингтон әмәс, хитай болған иди.
йәнә бир киризис техиму қаттиқ бир физикилиқ йүзлишиш билән нәтиҗиләнди. 1994-йили исраилийә «IAI Harpy» (һарпи) дәп аталған камикази учқучиисиз айропиланини (радар сигналлирини байқап вәйран қилидиған түрдики қоралини) тәхминән 55 милйон долларға хитайға сатқан иди.[3] 2004-йили хитай бу учқучиисиз айропиланни техиму заманивилаштуруш үчүн исраилийәгә қайта әвәткәндә пентагонда гойа бир бомба партлиғандәк тәвриниш йүз бәрди. пентагонниң инкаси бу қетим пәқәт дипломатик нотилар биләнла чәклинип қалмиди. исраилийәниң F-35 лайиһәсидики «бихәтәрлик һәмкарлиқ шерики» салаһийити дәрһал тоңлитип қойулди.[5] пентагон исраилийә мудапиә министири амос йарон (Amos Yaron) вә униң һәмраһлиқидики йуқири дәриҗилик өмәк билән болған пүтүн орган характерлик алақисини үзди. 2005-йили авғустта йарон истепа беришкә мәҗбурланди.[6] бир йуқири дәриҗилик пентагон әмәлдариниң исраилийә мәтбуатлириға бәргән байанати пүтүн бу җәрйанни хуласиләйдиған бир агаһландуруш иди: «сләрниң бу сахтипәзликлириңлардин әмди зериктуқ.»[3]
бу зерикиш вә аччиқлиниш америка сийасий ирадә системисиниң паләчлинишини тохтитишқа йәтмиди. фалкон әмәлдин қалдурулди, лекин хайфа портидики хитайниң алаһидә һоқуқлири үнсиз давамлишивәрди. һарпиниң заманивилаштурулуши тосуп қелинди, әмма хитай тәтүр инженерлиқ (тәтүр көчүрүш) йоли арқилиқ өзиниң йәрлик нусхисни ишләпчиқарди.[5]
3-бөлүм: «THEL» лазер қоралиниң оғриланған кодлири
исраилийәдин хитайға еқиватқан техника линийәси пәқәт пишип йетилгән, пүткән қорал системилири биләнла чәклинип қалмиди. америка мудапиә истихбарат идариси (DIA) ниң нәқ мәйдан тәкшүрүшлири бу линийәниң техиму хәтәрлик бир тәрипини һөҗҗәтләштүрди. техи тәҗрибихана басқучидики, кәлгүсиниң уруш тәқдирини бәлгиләйдиған ембирионаллиқ (техи туғулмиған) техникиларниңму техника йөткәш туруба системиси арқилиқ хитайға аққанлиқи паш болди.
америка билән исраилийә бирликтә қуруп чиққан «тактикилиқ йуқири енергийәлик лазер» (THEL) системиси, пентагон хамчотидин 130 милйон доллардин артуқ малийә билән тәминләнгән иди.[1] бу қурулуш, катийуша ракеталирини вә қисқа мусапилик баллистик қоралларни һавада йоқитишни нишанлиған тунҗи мәшғулатчан лазер мудапиә системиси иди. йәни бүгүнки күндә дәриҗидин тез (һиперсоник) башқурулидиған бомбиларға қарши тәрәққий қилдурулуватқан лазер мудапиә қурулмисиниң биваситә атиси иди.
америка мудапиә истихбарат идариси (DIA) ниң доклатиға асасланғанда, исраилийә қорал – йарақ ширкити «Rafael» (рафаел), бу лайиһәдики америкилиқ шерики «TRW Inc» тәрипидин чәкләнгән техникиларға еришиш пурситини қолға калтүргән.[3] TRW ширкити санлиқ мәлумат йөткәш җәрйаниниң исраилийәгә һоқуқ берилгән чәктин һалқип кәткәнликини байқиған һаман, бу еқинни әхлақий сәвәбләр түпәйлидин дәрһал тохтатқан. әмма исраилийә тәрәп арқиға йенишниң орниға, техиму көп йумшақ детал (код) йөткәшни тәләп қилған вә TRW ширкитини ғайәт зор лөббичилик бесими астиға елишқа урунған. TRW бу бесимларға қарши турған болсиму, лекин бу қаршилиқниң рафаел ширкитиниң башқа йошурун йоллар арқилиқ лазер кодлириға еришишини тосуп қалалиған-қалалмиғанлиқи һелиһәмму намәлум.
THEL вәқәси, исраилийәниң техника йөткәш туруба системиси истратегийәсиниң анатомийәсини пүтүнләй башқа бир нуқтидин йорутуп бериду. «лави» вә «пайтон» вәқәлири пүткән мәһсулатларниң йаки пишип йетилгән лайиһәләрниң йөткилиши иди. амма THEL вәқәси, техи тәтқиқат вә тәрәққийат (Ar-Ge) басқучидики, һәтта синақ нусхиси (пропотипи) туғулмиған бир ембирионаллиқ техникиниң нишанға елинғанлиқини көрситиду. исраилийә пәқәт бүгүнки қоралларнила әмәс, бәлики ғәрбниң кәлгүсидики уруш тәсәввурлириниң йадролуқ ул ташлириниму хитайға аққузмақта иди.
лазер мудапиә техникисиниң мәнбә кодлири, бүгүнки йигирмә биринчи әсирниң әң һалқилиқ һәрбий риқабити, йәни дәриҗидин тез (һиперсоник) башқурулидиған бомбиларға қарши мудапиә риқабитиниң бәлгилигүчи тәркибий қисмидур. бу кодлар хитайниң қолиға өтүп кәткән тәқдирдә, ғәрб техи мәйданға чиқармиған бир қоралниң вәйран қилиниш чарисини дүшмән алдин тәййарлийалайдиған сәвийәгә йәткән болиду. йәни кесәлниң техи дориси чиқмай туруп, қарши тәрәп аллиқачан зәһәр қайтурғучни тәййарлийалайдиған һалға кәлгән болиду.
4-бөлүм: килинкилиқ көрсәткүчниң кесәллик өзгириши, бәш вәқә, нөл җаза
«лави/J-10», «пайтон/PL-8», «фалкон», «һарпи» вә «THEL»дин ибарәт бу бәш вәқәниң һәр бири, айрим-айрим тәкшүрүлгәндиму, дунйа һәрбий тарихидики әң чоң иттипақдашлиқ хийанитиниң сийасий рәсвачилиқидин бирини тәшкил қилиду. бу йәрдики әң зилзилигә салғучи әһвал, бу хийанәтләрниң бир-бирләп йүз бәргәнлики әмәс, бәлки пүтүн пакитлири һөҗҗәтләштүрүлгән турупму, һечқандақ муқим вә узун муддәтлик бир җазалаш системисиға айланмиғанлиқидур.
америка деңиз армийәси истихбарат идариси (ONI), мудапиә истихбарат идариси (DIA) вә конгрес тәкшүрүш идариси (GAO) ниң бир-биридин мустәқил йоллар билән қолға кәлтүргән охшаш һалакәтлик хуласиси, бу бәш вәқә билән бирликтә техиму ениқ бир көрүнүшкә игә болди. 2011-йиллиқ парламент тәтқиқат мулазимити (CRS) ниң доклати, он бәш йиллиқ кечикиш билән болсиму, мәсилини һечқандақ талаш-тартишқа орун қалдурмайдиған бир сәвийәгә елип кәлди.[2] әмма он бәш йил бойичә, пентагонниң «билингән һәқиқәтлири» ақсарайниң «қобул қилинған һәқиқәтлири»гә һечбир шәкилдә айлиналмиди.
фалкон киризисидә, америка һәр йили исраилийәгә беридиған 2.8 милйард долларлиқ һәрбий йардәмни кесип ташлаш тәһдити билән исраилийәни арқиға йенишқа мәҗбурлиди, лекин фалконниң қаттиқ детал үскүнилири қайтуруп берилгәндә, униң йумшақ детал (код) системисиниң растинла өчүрүлгән-өчүрүлмигәнликини һечким дәлиллийәлмиди.[3] һарпи киризисидә пентагон исраилийәниң F-35 лайиһәсидики шериклик салаһийитини тоңлитип қойди, әмма бир қанчә айдин кейинла үнсиз һалда қайтидин актиплаштурди.[5] һәр бир хийанәт киризиси, вақитлиқ бир аччиқлиниш вә арқисидинла «исраилийә билән болған һәмкарлиқниң үзүлмәй давамлишиши» қарари билән ахирлашти.
истихбарат органлири диагноз қойған, әмма сийасий ирадә һәрикәткә өтәлмигән бу системилиқ паләчлик, әмди асманға, башқурулидиған бомба кодлириға, радар алгоритмилириға вә лазер техникисиниң мәнбә кодлириға сиңип киридиған бир вирислуқ өзгириш басқучиға қәдәм қойған иди. һәр бир йеңи вәқә, бу паләчликниң алдинқисидин техиму чоңқур вә техиму кәң икәнликини испатлап бәрмәктә иди.
танка йөткәш туруба системисидә вашингтон: «биләттуқ, сәл һәддидин ашурулди» дейиш биләнла капайәләнди.
лави уруш айропилани техникиси йөткәлгәндә: «контрол қилалмидуқ» деди.
фалкон киризисидә: «тохтаттуқ» деди, әмма йумшақ детал кодлирини қайтуруп алалмиди.
هарпи киризисидә: «җазалидуқ» деди, лекин җазани бир қанчә айдин кейинла әмәлдин қалдурди.
«THEL» ниң оғриланған кодлири һәққидә һеч нәрсә дейәлмиди.
бу чарисизчә үнүмсиз айлинишниң өзила америка сийасий ирадисиниң паләчликиниң әң ениқ һөҗҗитидур. бу паләчликниң һәқиқий бәдилини төләватқанлар америка баҗ тапшурғучилирила әмәс, бәлки хитайниң бу техникилиқ дәвр бөлгүч илгириләш арқилиқ қолға кәлтүргән һәрбий күчиниң рәһимсиз төмүр тапини астида езиливатқан шәрқий түркистан хәлқидур.
америка асманда йоқатқан техника сирлирини санашқа уруниватқан бир пәйттә, әң чоң вә орнини толдурғусиз йоқитиш асманда әмәс, ақ деңизниң вә атлантик окйанниң чоңқурлуқлирида йүз беришкә башлиди. америка йадро су асти парахотлириниң «мутлақ мәхпийәтлики»ни оғрилайдиған ғайәт зор хитай кранлири һәққидә алдимиздики бапта тәпсилий тохтилимиз.
келәр җүмә күни «түркистан вақти» тор гезитидә исраилйәниң хайфа портиға тиккән җасус қулақлири хитайниң исраилийәдики ғайәт зор киранлири арқилиқ америка йадро су асти парахотлириниң «мутлақ мәхпийәтлики»ни қандақ оғрилаватқанлиқини пүтүн техникилиқ тәпсилатлири билән диққитңларға сунимиз.
давамини оқуш үчүн төвәндики улинишқа бесиң:
https://turkistantimes.com/ug/news-20851.html
китабниң кириш сөзини оқуш үчүн төвәндики улинишқа бесиң:
[https://turkistantimes.com/ug/news-20740.html...]
китабниң 1- бабини оқуш үчүн төвәндики улинишни бесиң;
[https://turkistantimes.com/ug/news-20775.html]
китабниң 2- бабини оқуш үчүн төвәндики улинишни бесиң;
https://turkistantimes.com/ug/news-20800.html
китабниң 3- бабини оқуш үчүн төвәндики улинишни бесиң;
https://turkistantimes.com/ug/news-20825.html
мәнбәләр:
- Dosya Kaynakçası
[1] "Worldwide Challenges to Naval Strike Warfare" — ABD Deniz Kuvvetleri İstihbarat Bürosu (ONI), 1996-1997 raporları. "ABD teknolojisi, Lavi savaş uçağı formunda İsrail aracılığıyla Çin tarafından edinilmiştir" tespitinin orijinal kaynağı, DIA'nın THEL/TRW krizini belgelemesi. Ayrıca: "U.S. Military Technology Sold by Israel to China Upsets Asian Power Balance" — WRMEA, Ocak 1996. https://www.wrmea.org/1996-january/u.s.-military-technology-sold-by-israel-to-china-upsets-asian-power-balance.html
[2] "Lavi Fighter-Bomber Cancellation and Israeli Aerospace Industry's Help to China in J-10 Development" — Aviation Geek Club, Şubat 2025. Lavi'nin 82 test uçuşu, 30 Ağustos 1987 iptal oylaması (12-11), Chengdu fabrikasındaki İbranice tabelalar, CRS 2011 raporu "J-10, 1980'lerin ABD-İsrail Lavi projesine dayanmaktadır" tespiti, Çin kaynağının 1987 plan devri / 1988 J-10 Ar-Ge başlangıcı itirafı. https://theaviationgeekclub.com/heres-why-lavi-fighter-bomber-cancellation-led-israeli-aerospace-industry-to-help-china-in-j-10-development-with-unauthorized-transfer-of-american-technology/
[3] "U.S. Military Technology Sold by Israel to China Upsets Asian Power Balance" — WRMEA, Ocak 1996. ONI raporuna dayanan kapsamlı belgeleme: Lavi/J-10 bağlantısı, Python-3 → PL-8 transferi, THEL/TRW krizi ve Rafael lobicilik baskısı, Phalcon havalimanı nöbeti, Harpy 55 milyon dolarlık satış, "Blöflerinizden bıktık" itirafı. https://www.wrmea.org/1996-january/u.s.-military-technology-sold-by-israel-to-china-upsets-asian-power-balance.html
[4] John W. Golan, Lavi: The United States, Israel, and a Controversial Fighter Jet — University of Nebraska Press, 2016. İsrailli yüklenicilerin J-10'un aerodinamik hatlarını bizzat çizmek üzere gizli sözleşme imzaladığının akademik tespiti, kanard-delta-ventral hava alığı genetik izlerinin analizi. Ayrıca: "Did Israel 'Transfer' Military Technology to Help China Build the J-10 Fighter?" — The National Interest, Kasım 2024. https://nationalinterest.org/blog/buzz/did-israel-transfer-military-technology-help-china-build-j-10-fighter-85491
[5] "Sino-Israeli Security Relations: In America's Shadow" — Middle East Institute (MEI), 2018. Phalcon'un Tayvan Boğazı'ndaki stratejik etkisi, Harpy'nin F-35 programı sonuçları, Çin'in tersine mühendislik yoluyla yerli Harpy versiyonu üretimi. https://mei.edu/publications/sino-israeli-security-relations-americas-shadow
[6] Yoram Evron, "Between Beijing and Washington: Israel's Technology Transfers to China" — Journal of East Asian Studies 13:3, 2013. Phalcon krizinde İsrail'in Çin'e ödediği 350 milyon dolarlık tazminat, Harpy modernizasyon krizi sonrası Amos Yaron'un Ağustos 2005'te istifaya zorlanması. https://doi.org/10.1017/S1598240800008328